< 歷代志上 5 >

1 [勒烏本支派]以色列的長子勒烏本的子孫:─他雖是長子,但因他玷污了父親的床榻,他長子的權利已轉給了以色列的兒子若瑟的兩個兒子,不過後者在譜系上並沒有列為長子;
Исраилниң тунҗа оғли Рубәнниң оғуллири мунулар: — (Рубән гәрчә тунҗа оғул болғини билән, лекин [атисиниң тоқили билән] зина қилғанлиғи үчүн, униң чоң оғуллуқ һоқуқи Исраилниң оғли болған Йүсүпниң оғуллириға өткүзүветилгән. Шуңа нәсәбнамә бойичә у чоң оғул һесапланмайду.
2 長子的權利雖歸若瑟,但兄弟中猶大最為強盛,因為領袖由他而生。
Йәһуда қериндашлири ичидә үстүнлүккә егә болған болсиму вә идарә қилғучи униңдин чиққан болсиму, лекин чоң оғуллуқ һоқуқи Йүсүпкә тәвә болуп кәткән): —
3 以色列的長子勒烏本的兒子:哈諾客、帕路、赫茲龍和加爾米。
Исраилниң тунҗиси Рубәнниң оғуллири мунулар: — Һанох вә Паллу, Һәзрон вә Карми.
4 約厄耳的子孫:約厄耳的兒子舍瑪雅,舍瑪雅的兒子哥格,哥格的兒子史米,
Йоелниң әвлатлири мунулар: — [Йоелниң] оғли Шемая, Шемаяниң оғли Гог, Гогниң оғли Шимәй,
5 史米的兒子米加,米加的兒子勒阿雅,勒阿雅的兒子巴耳,
Шимәйниң оғли Микаһ, Микаһниң оғли Реая, Реаяниң оғли Баал,
6 巴耳的兒子貝厄辣;他為亞述王提革拉特丕肋色爾擄去;他是勒烏本人的族長。
Баалниң оғли Бәәраһ; Бәәраһ Асурийә падишаси Тилгат-Пилнәсәр тәрипидин тутқун қилип кетилгән. У чағда у Рубән қәбилисиниң башлиғи еди.
7 他的兄弟們按家族歷代的譜系,為族長的是耶厄耳、則加黎雅、
Униң инилири нәсәбнамисидә хатириләнгәндәк, җәмәтлириниң тарихи бойичә йолбашчи болған Җәийәл, Зәкәрия вә Бела дәп пүтүлгән еди
8 阿匝次的兒子貝拉;阿匝次是舍瑪的兒子,舍瑪是約厄耳的兒子。勒烏本居住在阿洛厄爾,直到乃波和巴耳默紅一帶,
(Бела Азазниң оғли, Азаз Шеманиң оғли, Шема Йоелниң оғли еди). Йоеллар Ароәрдә, Небо вә Баал-Меонғичә созулған җайларда туратти.
9 向東延至幼發拉的河岸曠野邊,因為他在基勒阿得地方有大批的牲畜。
Улар йәнә күн чиқишқа қарап таки Әфрат дәриясиниң бу тәрипидики чөлниң кириш еғизиға қәдәр олтирақлашти; чүнки уларниң Гилеад жутидики чарва маллири көпийип кәткән еди.
10 在撒烏耳時代,他們同哈革爾人作戰,哈革爾人失敗,勒烏本子孫佔領了基肋阿得東部所有的地域,佔有他們的帳幕。[加得支派]
Саулниң сәлтәнитиниң күнлиридә улар Һагарийлар билән уруш қилишти; Һагарийлар уларниң қолида мәғлуп болғандин кейин улар Гилеадниң күн чиқиш тәрипидики пүтүн зиминда Һагарийларниң чедирлирида маканлашти.
11 加得的子孫靠近他們,住在巴商地方直到撒耳加:
Уларниң удулида Гадниң әвлатлири таки Саликаһға қәдәр Башан зиминиға маканлашқан еди.
12 約厄耳為首,沙凡為副,其次為雅乃和巴商的沙法特。
Башанда маканлашқанлардин қәбилә башлиғи Йоел, муавин қәбилә башлиғи Шафам бар еди; йәнә Янай билән Шафатму бар еди.
13 按家族,他們的兄弟是:米加耳、默叔藍、舍巴、約賴、雅甘、齊雅和厄貝爾七人。
Уларниң уруқ-туққанлири җәмәтнамиләр бойичә Микаил, Мәшуллам, Шеба, Йорай, Якан, Зия вә Ебәр болуп, җәмий йәттә еди.
14 他們都是阿彼海耳的子孫:阿彼海耳是胡黎的兒子,胡黎是雅洛亞的兒子,雅洛亞是基肋阿得的兒子,基肋阿得是米加耳的兒子,米加耳是耶史賽的兒子,耶史賽是雅多的兒子,雅多是步次的兒子。
Жуқиридикиләрниң һәммиси Абиһайилниң оғуллири еди. Абиһайил Хуриниң оғли, Хури Ярояһниң оғли, Ярояһ Гилеадниң оғли, Гилеад Микаилниң оғли, Микаил Йәшишайниң оғли, Йәшишай Яһдониң оғли, Яһдо бузниң оғли еди;
15 古尼的孫子,阿貝狄耳的兒子阿希,是他們一家的族長。
Гуниниң нәвриси, Абдиәлниң оғли Ахи уларниң җәмәт беши еди.
16 他們住在基肋阿得、巴商和所屬各村鎮,以及息黎雍直到邊界所有的牧場:
Улар Гилеадқа, Башанға вә Башанға тәвә йеза-кәнтләргә, шундақла пүткүл Шарон яйлиғиға, таки төрт четигичә маканлашқан еди.
17 以上所有的加得人,是在猶大王約堂與以色列王雅洛貝罕時代所統計的。
Буларниң һәммиси Йәһуда падишаси Йотам вә Исраил падишаси Йәробоамниң сәлтәнитиниң күнлиридә нәсәбнамиләргә пүтүлгән еди.
18 勒烏本、加得和默納協半支派的子孫,都是英勇的軍人;能持盾操刀,善射好戰,出征上陣的人,有四萬四千七百六十。
Рубән, Гад қәбилилириниң вә Манассәһ йерим қәбилисиниң батур, қалқан-қилич туталайдиған, оқя аталайдиған һәм җәңгә маһир қириқ төрт миң йәттә йүз атмиш җәңгивар адими бар еди.
19 曾同哈革爾人、耶突爾人、納菲士人和諾達布人作過戰。
Улар Һагарийлар, Йәтурлар, Нафишлар вә Нодаблар билән җәң қилған.
20 作戰時蒙天主助佑,哈革爾人和所有聯軍都落在他們手中,因為他們作戰時呼求了天主,依賴了天主,也蒙了垂允。
Улар җәң қилғанда мәдәт тепип, Һагарийлар вә улар билән иттипақдашларниң һәммиси уларниң қолиға тапшурулған; чүнки улар җәң үстидә Худаға нида қилған; улар Униңға таянғачқа, Худа уларниң тилигини иҗабәт қилған.
21 他們掠奪了敵人的牲畜:駱駝五萬,羊二十五萬,驢二千,人口十萬。
Улар йәнә дүшмәнниң чарва-маллирини, җүмлидин әллик миң төгә, икки йүз әллик миң қой, икки миң ешигини олҗа алған вә йүз миң җанни әсир алған.
22 因有天主助戰,敵人傷亡慘重。他們居住在那地方,直到充軍的時期。[默納協半支派]
Бу уруш Худаниң нийитидин болғачқа, дүшмәндин өлгәнләр наһайити көп болған; сүргүн қилинғичә улар шуларниң йерини ишғал қилип турған.
23 默納協半支派的子孫居住的地方,由巴商直到巴耳赫爾孟、色尼爾和赫爾孟山;他們人數眾多。
Манассәһниң йерим қәбилисидикиләр Башандин Баал-һәрмон, Сенир, Һәрмон теғиға қәдәр болған зиминда йейилип маканлашти. Улар зор көпәйгән.
24 他們各家的族長如下:厄斐爾、依史、厄里耳、阿次黎耳、耶勒米雅、曷達委雅和雅狄耳:都是英勇的軍人,出名的人物,家族的首領。
Уларниң җәмәт башлиқлири Ефәр, Иши, Әлийәл, Азриәл, Йәримия, Ходавия вә Яһдийәл еди; уларниң һәммиси наһайити батур җәңчиләр, мәшһур мөтивәрләр, шундақла һәр қайсиси өз җәмәтигә җәмәт беши еди.
25 但是,他們卻背叛了自己祖先的天主,而事奉了當地人民的神,這些人民原是天主曾在他們前所消滅的。
Улар ата-бовилириниң Худасидин йүз өрүп, бузуқлуқ қилип Худа әслидә өзлири алдида йоқатқан шу йәрдики таипиләрниң илаһлириға әгишип кәтти.
26 因此,以色列的天主激起了亞述王普耳,即亞述王提革拉丕肋色爾的心,將勒烏本人、加得人和默納協半支派的人擄走,送到哈拉、哈波爾、哈辣和哥倉河一帶;他們直到今日仍在那裏。[充軍前亞郎的子孫]
Шуниң билән Исраилниң Худаси Асурийә падишаси Пул (йәни Асурийә падишаси Тилгат-Пилнәсәр)ниң роһини қозғиши билән, у уларни, йәни Рубән қәбилисидикиләрни, Гад қәбилисидикиләрни вә Манассәһ йерим қәбилисидикиләрни Халаһ, Хабор вә Хараға һәм Гозан дәрияси бойиға сүргүн қилип елип кәтти; уларниң әвлатлири таки бүгүнгә қәдәр техичә шу йәрдә маканлишип турмақта.

< 歷代志上 5 >