< ᎨᏥᏅᏏᏛ ᏄᎾᏛᏁᎵᏙᎸᎢ 23 >

1 ᏉᎳᏃ ᎤᏯᏅᏒᎯ ᏚᎧᎿᎭᏅ ᏗᏂᎳᏫᎩ, ᎯᎠ ᏄᏪᏒᎩ; ᎢᏥᏍᎦᏯ ᎢᏓᏓᏅᏟ, ᎪᎯ ᎢᎦ ᎢᏯᏍᏗ, ᎠᏆᏓᏅᏙ ᎠᏆᏎᎮᎲ ᏓᎩᎸᏫᏍᏓᏁᎲᎩ ᏂᎦᎥ ᏚᏳᎪᏛ ᎨᏒ ᎤᏁᎳᏅᎯ ᎠᎦᏔᎲᎢ.
Павлус алий кеңәшмә һәйәтлиригә тикилип туруп: Қериндашлар, мән бүгүнгичә Худаниң алдида пак виҗданда меңип кәлдим, — деди.
2 ᎡᏂᎾᏯᏃ ᏄᎬᏫᏳᏒ ᎠᏥᎸ-ᎨᎶᎯ ᏚᏂᏤᎸᎩ ᎦᏙᎬ ᎾᎥ ᎠᏂᏙᎾᎢ ᎠᎰᎵ ᎬᏩᏂᏍᏗᏱ.
Буни аңлиған баш каһин Ананияс [Павлусниң] йенида турғанларға униң ағзиға урушни буйруди.
3 ᏉᎳᏃ ᎯᎠ ᏄᏪᏎᎸᎩ; ᎤᏁᎳᏅᎯ ᏓᏨᏂᎵ ᏂᎯ, ᎠᏐᏱ ᎤᏁᎬ ᎢᎬᏁᎸᎯ; ᏦᎳᏰᏃ ᎨᎵ ᏗᏍᏇᎪᏓᏁᏗᏱ ᎾᏍᎩᏬ ᏗᎧᎿᎭᏩᏛᏍᏗ ᏂᎦᏪᏍᎬᎢ? ᏥᎪᏃ ᎢᎯᏁᎦ ᎥᏋᏂᏍᏗᏱ ᏗᎧᎿᎭᏩᏛᏍᏗ ᏙᎯᎦᏘᎴᎦ?
Павлус униңға: — Худа сени уриду, әй ақартилған там! Сән у йәрдә мени Тәврат қануни бойичә сораққа тартишқа олтирисән, лекин Тәврат қануниға хилап һалда мени уруңлар дәп буйрудиңғу?! — деди.
4 ᎾᎥᏃ ᎠᏂᏙᎾᎢ ᎯᎠ ᏄᏂᏪᏒᎩ; ᏥᎪ ᎦᎯᏐᏢᏗᎭ ᏄᎬᏫᏳᏒ ᎠᏥᎸ-ᎨᎶᎯ ᎤᏁᎳᏅᎯ ᎤᏤᎵᎦ?
— Сән Худаниң баш каһиниға ашундақ һақарәт кәлтүрәмсән?! — дейишти йенида турғанлар.
5 ᏉᎳᏃ ᎯᎠ ᏄᏪᏒᎩ; ᎢᏓᏓᏅᏟ, ᎥᏝ ᏱᎨᎵᏍᎨ ᏄᎬᏫᏳᏒ ᎠᏥᎸ-ᎨᎶᎯ ᎨᏒᎢ; ᎯᎠᏰᏃ ᏥᏂᎬᏅ ᏥᎪᏪᎳ; “ᏞᏍᏗ ᎤᏐᏅ ᏱᏁᏤᎮᏍᏗ ᏣᎦᏁᎶᏗ ᏗᏣᏤᎵ ᏴᏫ ᎤᎾᏤᎵᎦ.”
Павлус: — И қериндашлар, мән униң баш каһин екәнлигини билмәптимән. Чүнки Тәвратта: «Хәлқиңни идарә қилғучиниң яман гепини қилма!» дейилгән, — деди.
6 ᏉᎳᏃ ᎤᏙᎴᎰᏒ ᎢᎦᏛ ᎠᏂᏌᏚᏏ ᎨᏒᎢ, ᎢᎦᏛᏃ ᎠᏂᏆᎵᏏ, ᎤᏪᎷᏅᎩ ᏕᎦᎳᏫᎥᎢ ᎯᎠ ᏄᏪᏒᎩ; ᎢᏥᏍᎦᏯ ᎢᏓᏓᏅᏟ, ᎠᏴ ᏥᏆᎵᏏ, ᎠᏆᎵᏏ ᎤᏪᏥ; ᎤᏚᎩ ᎬᏗ ᎨᏒ ᎠᎴ ᎠᏲᎱᏒ ᏗᎴᎯᏐᏗ ᎨᏒ ᏅᏗᎦᎵᏍᏙᏗᎭ ᎠᏆᎵᏱᎵᏕᎭ.
Лекин Павлус уларниң бир қисминиң Садуқий, йәнә бир қисминиң Пәрисийләр екәнлигини билип, алий кеңәшмидә жуқури аваз билән: — Қериндашлар, мән болсам Пәрисийләрдин болимән вә Пәрисийләрниң пәрзәнтимән. Мән өлгәнләр қайта тирилишқа бағлиған үмүт тоғрилиқ бу йәрдә сораққа тартиливатимән! — дәп вақириди.
7 ᎾᏍᎩᏃ ᏄᏪᏒ, ᎤᏂᏲᏠᎯᏎᎸᎩ ᎠᏂᏆᎵᏏ ᎠᎴ ᎠᏂᏌᏚᏏ, ᎤᏂᏣᏘᏃ ᎨᏒ ᏔᎵ ᏄᎾᏓᏛᎩ.
У бу сөзни дейиши биләнла, Пәрисийләр билән Садуқийлар арисида җедәл-ғовға қозғилип, кеңәшмидикиләр иккигә бөлүнүп кәтти
8 ᎠᏂᏌᏚᏏᏰᏃ ᎯᎠ ᎾᏂᏪᏎᎪᎢ; ᎥᏝ ᏗᎴᎯᏐᏗ ᏱᎩ, ᎥᏝ ᎠᎴ ᏰᎭ ᏗᎧᎿᎭᏩᏗᏙᎯ ᎠᎴ ᎠᏓᏅᏙ; ᎠᏂᏆᎵᏏᏍᎩᏂ ᎢᏧᎳ ᎠᏃᎯᏳᎲᏍᎦ.
(чүнки Садуқийлар өлгәнләрниң қайта тирилиши, яки пәриштә яки роһлар мәвҗут әмәс, дәйду. Лекин Пәрисийләр һәммисини етирап қилиду).
9 ᎤᏣᏘᏃ ᎤᏁᎷᏅᎩ; ᏗᏃᏪᎵᏍᎩᏃ ᎠᏂᏆᎵᏏ ᎤᎾᎵᎪᏒ ᎤᎾᎵᎪᎯ ᏚᎾᎴᏅ ᎤᎾᏗᏒᎩ, ᎯᎠ ᏄᏂᏪᏒᎩ; ᎥᏝ ᎪᎱᏍᏗ ᎤᏲ ᏲᏥᏩᏛᎡᎭ ᎯᎠ ᎠᏍᎦᏯ, ᎢᏳᏍᎩᏂ ᎠᏓᏅᏙ ᎠᎴ ᏗᎧᎿᎭᏩᏗᏙᎯ ᎤᏁᏤᎸᎯ ᎨᏎᏍᏗ, ᏞᏍᏗ ᎤᏁᎳᏅᎯ ᏤᏓᏟᏴᎡᎸᎩ.
Буниң билән қаттиқ бир чуқан-сүрән көтирилип, Пәрисий тәрәпдари болған бәзи Тәврат устазлири орнидин туруп: — Биз бу адәмдин һеч қандақ әйип тапалмидуқ! Бир роһ яки пәриштә униңға сөз қилған болса немә бопту! — дәп қаттиқ муназириләшти.
10 ᎤᏣᏘᏃ ᎤᏂᏲᏠᎯᏎᎸ, ᏄᎬᏫᏳᏒ ᏗᏓᏘᏂᏙᎯ ᎠᏍᎦᎢᎲᎢ ᏉᎳ ᏱᎬᏪᏓᎦᎸᎥᎦ ᎡᎵᏍᎬᎢ, ᏚᏁᏤᎸᎩ ᎠᏂᏯᏫᏍᎩ ᎤᏁᏅᏍᏗᏱ ᎠᎴ ᏫᏚᎾᏑᎦᎸᏙᏗᏱ, ᎠᎴ ᎤᏂᏴᏔᏂᎯᏍᏗᏱ ᏗᏐᏴᎢ.
Чуқан-сүрән техиму күчийип кәткәчкә, миң беши [Йәһудийларниң] Павлусни тартиштуруп титма-титма қиливетишидин қорқуп, қисимға залға чүшүп уни уларниң арисидин зорлуқ билән тартип чиқип, қәлъәгә әкирип кетишини буйруди.
11 ᎾᎯᏳᏃ ᏒᏃᏱ ᏫᏄᎵᏍᏔᏅ, ᎤᎬᏫᏳᎯ ᎾᎥ ᎤᎴᏁᎴᎢ, ᎯᎠ ᏄᏪᏎᎢ; ᎤᎦᎵᏍᏗ ᏣᏓᏅᏖᏍᏗ, ᏉᎳ, ᎬᏂᎨᏒᏰᏃ ᏥᏂᏍᏋᏁᎸ ᏥᎷᏏᎵᎻ, ᎾᏍᏉ ᎬᏂᎨᏒ ᏅᏓᏍᏋᏁᎵ ᏣᏂ.
Шу күни кечиси, Рәб Павлусниң йенида туруп: — Җасарәтлик бол! Чүнки Йерусалимда Мән тоғрамдики ишларға толуқ гувалиқ бәргиниңдәк, Рим шәһиридиму шундақ гувалиқ қилишиң муқәррәр болиду! — деди.
12 ᏑᎾᎴᏃ ᏄᎵᏍᏔᏅ ᎩᎶ ᎢᏳᎾᏍᏗ ᎠᏂᏧᏏ ᎤᎾᎵᎪᏁᎢ, ᎤᎾᏎᎵᏔᏁ ᏚᎾᏓᏁᏤᎴ ᎨᏥᏍᎩᏅᏗᏍᏗᏱ, ᎯᎠ ᏄᏂᏪᏎᎢ; ᎥᏝ ᎪᎱᏍᏗ ᏴᎨᏗᎦ ᎠᎴ ᏴᎨᏓᏗᏔ, ᎬᏂ ᏉᎳ ᎡᏗᎸᎯ ᎨᏎᏍᏗ.
Әтиси әтигәндә, Йәһудийлар Павлусни өлтүрүшни қәстләп, уни өлтүрмигичә һеч нәрсә йемәймиз, ичмәймиз, дәп өзлиригә ләнити бир қәсәмни қилишти.
13 ᏅᎦᏍᎪᎯᏃ ᎤᏗᏢᏍᏙᏗ ᎾᏂᎥᎩ ᎾᏍᎩ ᎢᏧᎾᏓᏪᏎᎸᎯ.
Бу сүйқәст қәсимини ичкәнләр қириқ нәччә киши еди.
14 ᎾᏍᎩᏃ ᏄᏂᎬᏫᏳᏒ ᎠᏥᎸ ᎠᏁᎶᎯ ᎠᎴ ᏗᏂᎳᏫᎩ, ᏚᏂᎷᏤᎸᎩ ᎯᎠ ᏄᏂᏪᏒᎩ; ᎣᎦᏎᎵᏔᏅ ᏙᎦᏓᏁᏤᎸ ᎣᎩᏍᏛᏗᏍᏗᏱ, ᎪᎱᏍᏗ ᎣᎦᏅᏍᎦᎶᏗᏱ ᎠᎴ ᎣᎦᏚᎩᏍᏗᏱ ᏂᎨᏒᎾ ᎬᏂ ᏉᎳ ᎣᏥᎸᎯ ᎨᏎᏍᏗ.
Улар баш каһинлар вә ақсақалларниң алдиға берип: — Биз Павлусни өлтүрмигичә һеч нәрсә тетимаслиққа қаттиқ қәсәм ичтуқ.
15 Ꭷ ᎾᏍᎩ ᎢᏳᏍᏗ ᏂᎯ ᎠᎴ ᏗᏂᎳᏫᎩ ᎢᏣᎵᎪᎲᎦ, ᎡᏥᏔᏂᏲᏏ ᏄᎬᏫᏳᏒ ᏗᏓᏘᏂᏙᎯ, ᎤᎩᏨᏅ ᎢᏣᏘᏃᎮᏗᏱ, ᎤᏟ ᎢᎦᎢ ᎪᎱᏍᏗ ᎢᏣᏛᏛᏗᏱ ᏥᏣᏚᎵᏍᎪ ᎾᏍᎩᏯᎢ ᎯᎠ ᎾᏍᎩ ᎠᎫᎢᏍᏗᏍᎬᎢ, ᎠᏴᏃ ᎠᏏᏉ ᎾᎥ ᏂᎦᎷᎬᎾ ᎨᏎᏍᏗ, ᎣᎦᏛᏅᎢᏍᏗ ᎣᏥᎢᏍᏗᏱ.
Һазир силәр вә алий кеңәшмә униң ишлирини техиму тәпсилий тәкшүрүшни банә қилип, вәкил әвитип уни кеңәшмигә елип келишни миң бешидин тәләп қилиңлар. У бу йәргә йеқин кәлмәйла уни җайливетишкә тәйяр туримиз, — деди.
16 ᏉᎳᏃ ᎤᏙ ᎤᏪᏥ ᎤᏛᎦᏅ ᎤᏂᎭᎷᎬᎢ, ᎤᏬᏅᏒᎩ, ᏗᏐᏴ ᏭᏴᎸᎩ, ᎠᎴ ᏭᏃᏁᎸᎩ ᏉᎳ.
Лекин Павлусниң сиңлисиниң оғли бөктүрмидин хәвәр тепип қәлъәгә кирип, Павлусқа мәлум қилип қойди.
17 ᏉᎳᏃ ᏭᏯᏅᎲ ᎠᏏᏴᏫ ᎠᏍᎪᎯᏧᏈ ᏗᏘᏂᏙᎯ, ᎯᎠ ᏄᏪᏒᎩ; ᎯᎠ ᎠᏫᏅ ᏄᎬᏫᏳᏒ ᏗᏓᏘᏂᏙᎯ ᏄᏬᎸ ᏫᏯᏘᏅᏍᏓ, ᎪᎱᏍᏗᏰᏃ ᎤᎭ ᎤᏃᏁᏗ.
Буниң билән Павлус йүз бешилиридин бирини чақиртип, униңға: — Бу балини миң беши билән көрүштүрүп қойсиңиз. Чүнки униңға мәлум қилидиған иши бар екән, — деди.
18 ᎰᏩᏃ ᎤᏯᏅᎲ, ᏄᎬᏫᏳᏒ ᏗᏓᏘᏂᏙᎯ ᏭᏘᏃᎮᎸᎩ, ᎯᎠ ᏄᏪᏒᎩ; ᏉᎳ ᎠᏴᎩ ᏩᎩᏯᏅᎲᎩ, ᎠᎩᏔᏲᏎᎸᎩ ᎯᎠ ᎠᏫᏅ ᎬᏯᏘᏃᎮᏗᏱ, ᎾᏍᎩ ᎪᎱᏍᏗ ᎤᎭ ᏣᏃᏁᏗ.
Йүз беши уни елип миң бешиниң алдиға башлап кирип: — Мәһбус Павлус мени чақиртип, бу балини сиз билән көрүштүрүп қоюшумни тәләп қилди. Чүнки униң сизгә мәлум қилидиған иши бар екән, — деди.
19 ᏄᎬᏫᏳᏒᏃ ᏗᏓᏘᏂᏙᎯ ᎤᏬᏯᏁᏒ, ᎢᏴᏛ ᎤᏕᎵᏒ ᏭᏘᏅᏍᏔᏅᎩ, ᎤᏛᏛᏅᎩ, ᎯᎠ ᏄᏪᏒᎩ; ᎦᏙ ᎾᏍᎩ Ꮎ ᏍᎩᏃᏁᏗ ᏥᎩ?
Миң беши уни қолидин тутуп, бир чәткә тартип: — Маңа мәлум қилидиған немә ишиң бар? — дәп сориди.
20 ᎯᎠᏃ ᏄᏪᏒᎩ; ᎠᏂᏧᏏ ᎤᎾᏓᏅᏖᎸ ᎨᏣᏔᏲᏎᏗᏱ ᎤᎩᏨᏅ ᏕᎦᎳᏫᎥ ᏫᏯᏘᏃᎯᏍᏗᏱ ᏉᎳ, ᎾᏍᎩᏯ ᎪᎱᏍᏗ ᎤᏟ ᎢᎦᎢ ᏨᏗᎾᏛᏛᏂᏐᎢ.
У җававән мундақ деди: — Йәһудийлар Павлусниң ишлирини тәпсилий тәкшүрәйли дәп сәвәп көрситип өзлиридин әтә уни алий кеңәшмигә елип беришни тәләп қилиш үчүн тил бириктүрүшти.
21 ᎠᏎᏃ ᏞᏍᏗ ᏙᎯᏳᏅᎩ; ᏅᎦᏍᎪᎯᏰᏃ ᎤᏗᏢᏍᏙᏗ ᎢᏯᏂᏛ ᎠᏂᏍᎦᏯ ᎬᏩᎭᎷᎦ, ᎾᏍᎩ ᎤᎾᏎᎵᏔᏅᎯ ᏚᎾᏓᏁᏤᎸ ᎤᎾᎵᏍᏓᏴᏗᏱ ᎠᎴ ᎤᎾᏗᏔᏍᏗᏱ ᏂᎨᏒᎾ, ᎬᏂ ᎤᏂᎸᎯ ᎨᏎᏍᏗ; ᎿᎭᏉᏃ ᎤᎾᏛᏅᎢᏍᏗ ᎠᏂᎦᏘᏴ ᎤᎾᏛᎪᏗᏱ ᏣᏚᎢᏍᏔᏅᎢ.
Уларға қайил болмиғайла, чүнки қириқтин артуқ адәм уни пайлап туриду. Улар Павлусни өлтүрмигичә һеч нәрсә йемәймиз, ичмәймиз, дегән қарғиш қәсимигә бағлинипту. Улар һазир өзлириниң уларниң тәливигә мақул болушлирини күтүп туриду.
22 ᎾᏍᎩᏃ ᏄᎬᏫᏳᏒ ᏗᏓᏘᏂᏙᎯ ᎤᏪᎧᏅᎩ ᎠᏫᏅ ᎠᎴ ᎠᏁᏤᎸᎩ ᎯᎠ ᏄᏪᏎᎸᎩ; ᏞᏍᏗ ᎩᎶ ᎯᏃᏁᎸ ᎾᏍᎩ ᎯᎠ ᎬᏂᎨᏒ ᏂᏍᏋᏁᎸᎢ.
Миң беши униңға: — Бу ишни маңа мәлум қилғанлиғиңни һеч кимгә тинма! — дәп тапилап, балини қайтурди.
23 ᏫᏚᏯᏅᎲᏃ ᎠᏂᏔᎵ ᎠᏍᎪᎯᏧᏈ ᏗᎾᏓᏘᏂᏙᎯ, ᎯᎠ ᏄᏪᏒᎩ; ᏗᏍᏓᏛᏅᎢᏍᏓ ᏔᎵᏧᏈ ᎠᏂᏯᏫᏍᎩ, ᎠᎴ ᎦᎵᏆᏍᎪᎯ ᏧᎾᎩᎸᏗ, ᎠᎴ ᏗᏓᏘᏍᏗ ᏗᏂᏂᏙᎯ ᏔᎵᏧᏈ, ᏏᏌᎵᏱ ᎠᏁᏒᎭ ᏐᎣᏁᎵᏁ ᎢᏳᏟᎶᏛ ᏒᏃᏱ;
Миң беши йүз бешидин иккини чақиртип: — Икки йүз пиядә ләшкәр, йәтмиш атлиқ ләшкәр вә икки йүз нәйзиваз ләшкәрни бүгүн кечә саат тоққузда Қәйсәрийә шәһиригә қарап йолға чиқишқа һазирлаңлар!
24 ᎠᎴ ᏗᎩᎸᏙᏗ ᏗᏍᏓᏛᏅᎢᏍᏓ ᎾᏍᎩ ᏉᎳ ᎠᎾᎩᎸᏔᏅᎭ, ᎠᎴ ᏅᏩᏙᎯᏯᏛ ᏩᎾᏘᏃᎮᎸᎭ ᏈᎵᏏ ᎤᎬᏫᏳᎯ.
Шуниң билән биллә, Павлусни валий Феликсниң йениға сақ-саламәт йәткүзүш үчүн, униң минишигә улақларни тәйярлаңлар! — дәп буйруди.
25 ᎤᏬᏪᎳᏅᎩᏃ ᎯᎠ ᏫᏄᏪᏎᎸᎩ;
Миң беши [Феликскә] мундақ бир хәт язди: —
26 “ᎠᏴ ᏠᏗᏯ-ᎵᏏᏯ ᏫᎬᏲᎵᎦ ᎤᏣᏘ ᎰᏍᏛ ᏣᎬᏫᏳᎯ ᏈᎵᏏ.
«Һөрмәтлик валий Феликс җанаблириға Клавдиюс Лисиястин салам!
27 ᎯᎠ ᎠᏍᎦᏯ ᎠᏂᏧᏏ ᎬᏩᏂᏴᎲᎩ, ᎠᎴ ᏓᎬᏩᎵᏒᎩ, ᎿᎭᏉ ᎠᏂᏯᏫᏍᎩ ᏕᎦᏘᏅᏒᎩ, ᎠᎴ ᏥᏍᏕᎸᎲᎩ, ᎠᏆᏛᎦᏅᎯ ᎨᏒ ᎠᎶᎻ ᎨᏒᎢ.
Ушбу адәмни Йәһудийлар тутувалған болуп, уни өлтүрмәкчи болғанда, униң Рим пухраси екәнлигини билип йетип, қисимни башлап берип уни қутқуздум.
28 ᎠᏆᏚᎸᎲᏃ ᎠᏆᏙᎴᎰᎯᏍᏗᏱ ᏅᏗᎦᎵᏍᏙᏗᏍᎬ ᎬᏬᎯᏍᏗᏍᎬᎢ, ᏥᏯᏘᏃᎸᎩ ᏓᏂᎳᏫᎥᎢ.
Мән уларниң бу киши үстидин қилған шикайитиниң немә екәнлигини ениқлимақчи болуп, уни Йәһудийларниң алий кеңәшмисигә елип бардим.
29 ᎠᏆᏙᎴᎰᏒᏃ ᎾᏍᎩ ᏧᏂᎧᎿᎭᏩᏛᏍᏗᏉ ᎧᏃᎮᏗ ᎨᏒ ᏅᏗᎦᎵᏍᏙᏗᏍᎬ ᎠᎫᎢᏍᏗᏍᎬᎢ ᎬᏩᏲᎱᎯᏍᏗᏃ ᎠᎴ ᎦᏰᎦᎸᏍᏗ ᎨᏒ ᎪᎱᏍᏗ ᎾᎫᎢᏍᏛᎾ ᎨᏒᎢ.
Әмәлийәттә уларниң униң үстидин қилған шикайитиниң өзлириниң Тәврат қануниға даир дәталаш мәсилиләргә мунасивәтлик екәнлигини байқидим, бирақ униңдин өлүм җазаси беришкә яки зинданға ташлашқа лайиқ бирәр шикайәт қилғидәк ишни тапалмидим.
30 ᎠᎴ ᎥᎩᏃᏁᎸ ᎠᏂᏧᏏ ᎤᏂᎭᎷᎬ ᎾᏍᎩ ᎠᏍᎦᏯ, ᎩᎳᏉ ᎢᏴᏛ ᎠᏆᏓᏅᏒ ᏗᏦᎸᎢ, ᎠᎴ ᎾᏍᏉ ᎦᏥᏁᏤᎸ ᎬᏭᎯᏍᏗᏍᎩ ᎯᎦᏔᎲ ᎤᏂᏃᎮᏗᏱ ᏅᏗᎦᎵᏍᏙᏗᏍᎬ ᎠᏄᎯᏍᏗᏍᎬᎢ. ᏙᎯᏱ ᏂᏣᏛᎿᎭᏕᎨᏍᏗ.”
Кейин, Йәһудийларниң уни өлтүрүветиш қәстидә жүрүватқанлиғи һәққидики ахбарат маңа мәлум қилинғанда, дәрһал уни силигә йоллаттим вә шуниң билән биллә, униңға әрз қилғучиларниң өзлириниң алдида шикайәтлирини ейтишини буйрудум. Хәйр!».
31 ᎠᏂᏯᏫᏍᎩᏃ, ᏂᎨᏥᏪᏎᎸ ᎨᏥᏁᏤᎸ ᏄᎾᏛᏁᎸ, ᎤᏂᏯᏅᎲᎩ ᏉᎳ, ᎠᎴ ᏒᏃᏱ ᏭᏂᎶᏒ, ᎥᏗᏇᏗ ᏭᎾᏘᏃᎸᎩ.
Ләшкәрләр әнди буйруқ бойичә Павлусни кечиләп Антипатрис шәһиригә йәткүзди.
32 ᎤᎩᏨᏛᏃ ᏧᎾᎩᎸᏗ ᎤᎾᏘᏅᏍᏗ ᏄᏅᏁᎸ, ᎠᏂᏯᏫᏍᎩ ᎤᎾᏨᏒᎩ, ᏗᏐᏴ ᏭᏂᎶᏒᎩ.
Әтиси, атлиқ ләшкәрләр Павлусни елип меңишқа қалдурулуп, қалған ләшкәрләр [Йерусалимдики] қәлъәгә қайтип кәлди.
33 ᎾᏍᎩᏃ ᏧᎾᎩᎸᏗ ᏏᏌᎵᏱ ᏭᏂᎷᏨ, ᎠᎴ ᎤᎬᏫᏳᎯ ᎪᏪᎵ ᎤᏂᏅᏁᎸ, ᎾᏍᏉ ᏉᎳ ᏚᏂᏲᎯᏎᎸᎩ.
Атлиқлар Қәйсәрийәгә кирип, хәтни валийға тапшурди вә Павлусниму униң алдида һазир қилди.
34 ᎤᎬᏫᏳᎯᏃ ᎤᎪᎵᏰᎥ, ᎤᏛᏛᏅᎩ ᎾᎿᎭᏍᎦᏚᎩ ᎡᎯ ᎨᏒᎢ, ᎤᏛᎦᏅᏃ ᏏᎵᏏᏱ ᎡᎯ ᎨᏒᎢ,
Валий хәтни оқуғандин кейин, Павлусниң қайси өлкидин екәнлигини сорап, униң Киликийәдин кәлгәнлигини билип,
35 ᎯᎠ ᏄᏪᏒᎩ; ᏓᎬᏯᏛᎦᏁᎵ ᎨᏧᎯᏍᏗᏍᎩ ᎾᏍᏉ ᎠᏂᎷᏨᎭ. ᎤᏁᏨᎩᏃ ᎠᏥᎦᏘᏗᏍᏗᏱ ᎡᎶᏛ ᎤᏤᎵ ᏗᎫᎪᏙᏗᏱ ᎠᏓᏁᎸᎢ.
Униңға: — Үстүңдин әрз қилғучилар кәлгәндә ишлириңни толуқ аңлаймән, — деди вә уни Һерод ханниң ордисида нәзәрбәнд қилип қоюшни буйруди.

< ᎨᏥᏅᏏᏛ ᏄᎾᏛᏁᎵᏙᎸᎢ 23 >