< Zəkəriyyə 6 >

1 Yenə başımı qaldırıb baxanda iki dağ arasından dörd döyüş arabasının çıxdığını gördüm. O dağlar misdən idi.
Андин мана, мән йәнә бешимни көтирип, икки тағ оттурисидин төрт җәң һарвусиниң чиққанлиғини көрдүм. Тағлар болса мис тағлар еди.
2 Birinci döyüş arabasının qırmızı, ikincisinin qara,
Биринчи җәң һарвусидики қизил атлар еди; иккинчи җәң һарвусидики қара атлар еди;
3 üçüncüsünün ağ, dördüncüsünün xallı atları var idi. Hamısı qüvvətli atlar idi.
үчинчи җәң һарвусидики ақ атлар, төртинчи җәң һарвусидики күчлүк чипар атлар еди.
4 Mənimlə danışan mələkdən «Ay ağam, bunlar nədir?» deyib soruşdum.
Мән җававән мән билән сөзлишиватқан пәриштидин: «Тәхсир, булар немә?» — дәп соридим.
5 Mələk mənə cavab verdi: «Bunlar bütün yer üzünün Sahibinə xidmət etdikləri yerdən çıxan göylərin dörd səmtinin ruhudur.
Пәриштә маңа җававән: «Булар пүткүл йәр-зиминниң Егисиниң һозуридин чиққан асманларниң төрт роһи.
6 Qara atları olan döyüş arabası şimal torpağına, ağ atları olan döyüş arabası qərbə, xallı atları olan döyüş arabası isə cənuba tərəf gedir».
Қара атлар қетилған һарву шималий зиминлар тәрәпкә кириду; ақлар уларниң кәйнидин маңиду; чипарлар болса җәнубий зиминлар тәрәпкә маңиду.
7 Qüvvətli atlar çıxıb yer üzünü dolaşmaq üçün getmək istədi. Mələk «gedin yer üzünü dolaşın» dedi. Onlar da gedib yer üzünü dolaşdı.
Андин мошу күчлүк атлар чиқип йәр йүзидә уяқ-буяқ кезишкә алдирайду» — деди. У уларға: «Меңиңлар, йәр йүзидә уяқ-буяқ меңиңлар» — деди; улар йәр йүзидә уяқ-буяқ маңди.
8 Mələk məni çağırıb dedi: «Bax şimal torpağına gedənlər orada ürəyimi rahatlandırdı».
Вә У маңа үнлүк авазда: «Қара, шималий йәр-зиминлар тәрәпкә маңғанлар Мениң Роһумдики аччиқни шималий зимин тәрәптә бесиқтурди» — деди.
9 Mənə Rəbbin bu sözü nazil oldu:
Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
10 «Hədiyyələri sürgündən qayıdanlardan – Babildən gələn Xelday, Toviya, Yedayadan götür və həmin gün Sefanya oğlu Yoşiyanın evinə get.
Сүргүн болуп кәлгәнләрдин, йәни Һәлдай, Тобия вә Йәдаядин соғатларни қобул қилғин; шу күни улар Бабилдин келип чүшкән өйгә, йәни Зәфанияниң оғли Йосияниң өйигә киргин;
11 Onların arasından qızıl-gümüş götürüb taclar düzəlt və baş kahin Yehosadaq oğlu Yeşuanın başına qoy.
шундақ, күмүч вә алтунни қобул қилғин, булардин чәмбәрсиман бир таҗни тоқуп вә таҗни Йәһозадакниң оғли баш каһин Йәшуаниң бешиға кийгүзгин;
12 Ona söylə ki, Ordular Rəbbi belə deyir: “Bax ‹Pöhrə› adlanan adam budur! O olduğu yerdən qol-budaq atacaq, Rəbbin məbədini tikəcək.
вә Йәшуаға: «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: Қараңлар, «Шах» дәп аталған инсан! У өз түвидин орнида шахлинип, Пәрвәрдигарниң ибадәтханисини қуриду» — дегин.
13 Bəli, Rəbbin məbədini o tikəcək. O izzətlənəcək, taxtında oturub hökmranlıq edəcək. Taxtının yanında kahin olacaq, İkisinin arasında tam razılıq olacaq”.
«Бәрһәқ, Пәрвәрдигарниң ибадәтханисини қурғучи дәл шу болиду; у шу шаһанә шан-шәрәпни зиммисигә елип, өз тәхтигә олтирип һөкүм сүриду; у тәхткә олтиридиған каһин болиду; хатирҗәмлик-арамлиқни елип келидиған һәмкарлиқ улар иккиси арисида болиду.
14 Bu taclar Xeldayın, Toviyanın, Yedayanın, Sefanya oğlu Yoşiyanın xatirəsi kimi Rəbbin məbədinə qoyulacaq.
Мошу чәмбәрсиман таҗ Пәрвәрдигарниң ибадәтханисида Хәләм, Тобия, Йәдаяларға вә Зәфанияниң оғлиниң меһриванлиғиға бир әсләтмә үчүн қоюлиду.
15 Uzaqda olanlar da gəlib Rəbbin məbədinin tikintisində çalışacaq. Onda biləcəksiniz ki, məni Ordular Rəbbi sizin yanınıza göndərmişdir. Əgər Allahınız Rəbbin səsinə yaxşı qulaq assanız, bunlar olacaq».
Вә жирақта туруватқанлар келип Пәрвәрдигарниң ибадәтханисини қуруш хизмитидә болиду; шуниң билән силәр самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң Мени әвәткәнлигини билисиләр; әгәр Пәрвәрдигарниң авазини көңүл қоюп аңлисаңлар бу иш әмәлгә ашурулиду».

< Zəkəriyyə 6 >