< Nehemya 1 >

1 Xakalya oğlu Nehemyanın sözləri: Mən iyirminci ildə Kislev ayında Şuşan qalasında olarkən
Һақалияниң оғли Нәһәмия шундақ баян қилдики: — Жигирминчи жили Кисләв ейида, мән Шушан қәлъәсидә тураттим,
2 qardaşlarımdan biri Xanani və Yəhudadan bəzi adamlar gəldi. Mən onlardan əsirlikdən qurtulub qayıdan Yəhudilərlə Yerusəlim şəhəri barəsində soruşdum.
Өз қериндашлиримдин бири болған Һанани билән бир нәччә киши Йәһудийәдин чиқип кәлди; мән улардин сүргүнлүктин қутулуп қалған Йәһудалар вә Йерусалим тоғрисида соридим.
3 Mənə belə dedilər: «Əsirlikdən qurtulub qayıdanlar orada – vilayətdə böyük məşəqqət və xəcalət içində yaşayır. Yerusəlimin divarı dağıdılıb, darvazaları isə yandırılmışdır».
Улар маңа: — Сүргүнлүктин қутулған хәлиқниң қалдиси [Йәһудийә] өлкисидә қаттиқ җапа-мушәққәт астида вә аһанәт ичидә қалди. Йерусалимниң сепили болса өрүветилди, қовуқлириму көйдүрүветилди, дәп ейтип бәрди.
4 Bu sözləri eşitdikdə oturub ağladım. Günlərlə yas tutdum və göylər Allahının önündə oruc tutaraq dua edib belə dedim:
Мән бу гәпләрни аңлап олтирип жиғлап кәттим, бир нәччә күнгичә налә-пәряд көтирип, асманлардики Худа алдида роза тутуп, дуа қилип
5 «Ey göylərin Allahı Rəbb! Səni sevənlərlə, əmrlərinə əməl edənlərlə Öz əhdinə sadiq qalıb lütf göstərirsən. Ey böyük və zəhmli Allah!
мундақ дедим: — «И асмандики Худа Пәрвәрдигар, Өзини сөйүп, әмирлирини тутқанларға өзгәрмәс меһир көрситип әһдисидә турғучи улуқ вә дәһшәтлик Тәңри,
6 Yalvarıram, mənə diqqətlə qulaq as. Qulların olan İsrail övladları üçün gözlərini aç, Sənin önündə gecə-gündüz bu qulunun etdiyi duanı dinlə. Mən, biz İsrail övladlarının Sənə qarşı etdiyimiz günahları etiraf edirəm. Mən də, atalarım da günah etmişik.
әнди Сениң алдиңда мошу пәйттә қуллириң Исраиллар үчүн пеқир қулуңниң кечә-күндүз қиливатқан бу дуасиға қулиқиң селинғай, көзүң очуқ болғай! Мән биз Исраилларниң Сениң алдиңда садир қилған гуналиримизни етирап қилимән; мәнму, атамниң җәмәтиму гуна қилдуқ!
7 Hüzurunda təqsirimiz çoxdur. Qulun Musaya buyurduğun əmrlərə, qaydalara və hökmlərə əməl etmədik.
Биз Сениң йолуңға тәтүр иш қилип, Сән қулуң Мусаға тапилиған әмирлириң, бәлгүлимилириң вә һөкүмлириңни һеч тутмидуқ.
8 Yalvarıram, qulun Musaya “əgər xəyanət etsəniz, sizi xalqlar arasına səpələyəcəyəm.
Сениң Өз қулуң Мусаға тапилап: «Әгәр силәр вапасизлиқ қилсаңлар, силәрни пүтүн таипиләрниң арисиға тарқитиветимән; лекин Маңа йенип келип, Мениң әмирлиримни тутуп әмәл қилсаңлар, гәрчә араңлардин һәтта асманларниң әң четигә қоғливетилгәнләр болсиму, Мән уларни шу йәрдин жиғип, Мениң намимни тикләшкә таллиған җайға елип келимән» дегән сөзүңни яд қилғайсән, дәп өтүнимән.
9 Amma Mənə tərəf dönsəniz və əmrlərimi tutub onlara əməl etsəniz, göylərin o başına qovulsanız belə, oradan sizi toplayacağam. Adımı yaşatmaq üçün seçdiyim yerə gətirəcəyəm” deyə buyurduğun sözlərini xatırla.
10 Onlar Sənin qulların və xalqındır. Böyük qüvvətinlə və qüdrətli əlinlə onları Sən qurtardın.
Буларниң һәммиси Сениң қуллириң вә Сениң хәлқиң, Өзүңниң зор қудритиң вә күчлүк қолуң билән һөрлүккә қутқуздуң.
11 Ya Xudavənd, yalvarıram, bu qulunun duasına və Sənin adına ehtiram etməkdən zövq alan qullarının duasına diqqətlə qulaq as! Yalvarıram, bu gün qulunun işini uğurlu et, qoy padşahın gözündə lütf tapsın». Mən o vaxt padşahın saqisi idim.
И Рәббим, қулуңниң дуасиға һәм Сениң намиңдин әймиништин сөйүнгән қуллириңниңму дуасини қулиқиң тиңшиғай; бүгүн қулуңниң ишлирини оңушлуқ қилғайсән, уни шу кишиниң алдида илтипатқа ериштүргәйсән». Шу вақитта мән падишаниң сақийси едим.

< Nehemya 1 >