< Nehemya 11 >

1 Xalqın rəisləri Yerusəlimdə yerləşdi. Xalqın yerdə qalanı isə püşk atdı ki, hər on nəfərindən biri müqəddəs Yerusəlim şəhərinə yaşamağa getsin, doqquzu isə o biri şəhərlərdə yaşasın.
У чағда хәлиқ ичидики әмирләр Йерусалимда туратти; қалған пухралар чәк ташлиниш билән ондин бири муқәддәс шәһәр Йерусалимда олтирақлишип, қалған ондин тоққузи башқа шәһәрләрдә олтирақлашти.
2 Yerusəlimdə könüllü yaşamağa gedənlərin hamısına xalq xeyir-dua verdi.
Өз ихтияри билән Йерусалимда олтирақлишишқа оттуриға чиққанларға болса, җамаәт уларға бәхит-бәрикәт тилиди.
3 Yerusəlimdə yerləşən vilayət başçıları bunlardır. Ancaq bəzi İsraillilər, kahinlər, Levililər, məbəd qulluqçuları və Süleymanın əyanlarının oğulları Yəhuda şəhərlərində, hər kəs öz şəhərindəki mülkündə yerləşdi.
Йәһудийә өлкисидин, Йерусалимға маканлишип қалған бәг-әмирләр төвәндикидәк (Исраиллар, каһинлар, Лавийлар, ибадәтхана хизмәткарлири вә Сулайманниң хизмәткарлириниң әвлатлири Йәһудийә шәһәрлиридә, һәр бири өз тәвәлигидә маканлашқан болсиму, Йәһудалардин вә Биняминлардин бәзилири Йерусалимда маканлашти): — Буларниң ичидә, Йәһудалардин: — Пәрәзниң әвладидин болған Уззияниң оғли Атая; Уззия Зәкәрияниң оғли, Зәкәрия Амарияниң оғли, Амария Шәфатияниң оғли, Шәфатия Маһалалелниң оғли еди.
4 Binyamin övladlarından və Yəhuda övladlarından bəziləri isə Yerusəlimdə məskunlaşdı. Yəhuda övladları: Peres nəslindən Mahalalel oğlu Şefatya oğlu Amarya oğlu Zəkəriyyə oğlu Uzziya oğlu Ataya,
5 Şilolu Zəkəriyyə oğlu Yoyariv oğlu Adaya oğlu Xazaya oğlu Qal-Xoze oğlu Baruk oğlu Maaseya.
Йәнә Баруқниң оғли Маасеяһ; Баруқ Кол-Һозәһниң оғли, Кол-Һозәһ Һазаяниң оғли, Һазая Адаяниң оғли, Адая Йоарибниң оғли, Йоариб Зәкәрияниң оғли, Зәкәрия Шилониниң оғли.
6 Peres övladlarından Yerusəlimdə yerləşən 468 nəfər igid adam idi.
Йерусалимға маканлашқан барлиқ Пәрәз җәмәтидикиләр җәмий төрт йүз атмиш сәккиз киши болуп, һәммиси әзимәтләр еди.
7 Binyamin övladları bunlardır: Yeşaya oğlu Yetiel oğlu Maaseya oğlu Qolaya oğlu Pedaya oğlu Yoed oğlu Meşullam oğlu Sallu və
Биняминниң әвлатлиридин: — Мәшулламниң оғли Саллу; Мәшуллам Йоәдниң оғли, Йоәд Пидаяниң оғли, Пидая Колаяниң оғли, Колая Маасеяһниң оғли, Маасеяһ Итийәлниң оғли, Итийәл Йәшаяниң оғли.
8 ondan sonra Qabbay, Sallay – 928 nəfər.
Униңға әгәшкәнләр, Габбай вә Саллай еди; шуларға мунасивәтлик җәмий тоққуз йүз жигирмә сәккиз киши еди.
9 Zikri oğlu Yoel onların rəhbəri idi, Hassenua oğlu Yəhuda isə şəhərin vali müavini idi.
Зикриниң оғли Йоел уларни башқуридиған әмәлдар еди; Синуаһниң оғли Йәһуда шәһәрниң муавин һакими еди.
10 Kahinlərdən: Yoyariv oğlu Yedaya, Yakin,
Каһинлардин: — Йоарибниң оғли Йәдая билән Яқин,
11 Axituv oğlu Merayot oğlu Sadoq oğlu Meşullam oğlu Xilqiya oğlu Allah evinin başçısı Seraya və
шундақла Худаниң өйиниң баш ғоҗидари Серая; Серая Һилқияниң оғли, Һилқия Мәшулламниң оғли, Мәшуллам Задокниң оғли, Задок Мерайотниң оғли, Мерайот Ахитубниң оғли еди;
12 məbəddə iş görən soydaşları – 822 nəfər; Malkiya oğlu Paşxur oğlu Zəkəriyyə oğlu Amsi oğlu Pelalya oğlu Yeroxam oğlu Adaya və
йәнә униң қериндашлиридин ибадәтханидики хизмәттә болғанлардин җәмий сәккиз йүз жигирмә икки киши бар еди; йәнә Йәроһамниң оғли Адая бар еди; Йәроһам Пелалияниң оғли, Пелалия Амзиниң оғли, Амзи Зәкәрияниң оғли, Зәкәрия Пашхурниң оғли, Пашхур Малкияниң оғли еди;
13 onun nəsil başçısı olan soydaşları – 242 nəfər; İmmer oğlu Meşillemot oğlu Axzay oğlu Azarel oğlu Amaşsay və
униң қериндашлириниң һәммиси җәмәт башлиғи болуп, җәмий икки йүз қириқ икки киши еди; йәнә Азарәлниң оғли Амашсай бар еди; Азарәл Ахзайниң оғли, Ахзай Мәшиллимотниң оғли, Мәшиллимот Иммәрниң оғли еди;
14 onun soydaşları – 128 nəfər igid döyüşçü. Haqqedolim oğlu Zavdiel onların rəhbəri idi.
йәнә уларниң қериндашлиридин, палван-әзимәтләрдин, җәмий бир йүз жигирмә сәккиз киши бар еди; Гедолимниң оғли Забдийәл уларни башқуридиған әмәлдар еди.
15 Levililərdən: Bunni oğlu Xaşavya oğlu Azriqam oğlu Xaşşuv oğlu Şemaya.
Лавийлардин: — Һашшубниң оғли Шемая бар еди; Һашшуб Азрикамниң оғли, Азрикам Һашабияниң оғли, Һашабия Бунниниң оғли еди;
16 Levililərin başçılarından Şabbetay və Yozavad Allah evinin bayır işlərini idarə edirdilər.
йәнә Лавийларниң қәбилә башлиқлири болған Шаббитай билән Йозабад болуп, Худаниң өйиниң тешидики ишларға мәсъул еди.
17 Asəf oğlu Zavdi oğlu Mikeya oğlu Mattanya şükür duasını oxuyan məbəd ilahiçilərinin dəstə rəhbəri və soydaşlarından Baqbuqya onun müavini idi. Yedutun oğlu Qalal oğlu Şammua oğlu Avda da var idi.
Йәнә Миканиң оғли Маттания дуа вақитлирида тәшәккүр-рәхмәтләр ейтишқа йетәкчилик қилатти; Мика Забдиниң оғли, Забди Асафниң оғли еди; Бакбукия қериндашлири ичидә муавинлиқ вәзиписини өтәйтти; йәнә Шаммуаниң оғли Абда бар еди; Шаммуа Галалниң оғли, Галал Йәдутунниң оғли еди.
18 Müqəddəs şəhərdə yaşayan bütün Levililər 284 nəfər idi.
Муқәддәс шәһәрдә туруватқан Лавийларниң һәммиси икки йүз сәксән төрт киши еди.
19 Məbəd qapıçıları Aqquv, Talmon ilə qardaşları darvazalarda keşik çəkənlər, 172 nəfər idi.
Дәрвазивәнләрдин: — дәрвазиларда күзәттә туридиған Аккуб билән Талмон вә уларниң қериндашлири бар еди; улар җәмий бир йүз йәтмиш икки киши еди.
20 İsraillilərin, kahinlərin, Levililərin yerdə qalanları bütün Yəhuda şəhərlərində yaşayırdı. Hər kəs öz mülkündə yaşayırdı.
Қалған Исраиллар, каһинлар, Лавийлар Йәһудийә шәһәрлиридә, һәр бири өз мирасида маканлашти.
21 Məbəd qulluqçuları isə Ofeldə qalırdı. Sixa və Gişpa onlara rəhbərlik edirdi.
Ибадәтханиниң хизмәткарлири болса Офәл дөңигә маканлашти; ибадәтханиниң хизмәткарлирини Зиха билән Гишпа башқурди.
22 Allahın evindəki ibadətdə ilahilər oxuyan Asəf övladlarından Mikeya oğlu Mattanya oğlu Xaşavya oğlu Bani oğlu Uzzi Yerusəlimdə Levililərin rəhbəri idi.
Йерусалимда Лавийларни башқурғучи Баниниң оғли Уззи еди; Бани Һашабияниң оғли, Һашабия Маттанияниң оғли, Маттания Миканиң оғли еди — демәк, Узза Асафниң әвлатлиридин, йәни Худаниң өйидики хизмәткә мәсъул болған ғәзәлкәшләрдин еди.
23 Bu ilahiçilər padşahın fərmanına tabe idi və hər gün vəzifələrini müəyyən edən qaydaları yerinə yetirirdi.
Чүнки падиша улар тоғрилиқ ярлиқ чүшүргән болуп, ғәзәлкәшләрниң һәр күнлүк озуқ-түлүгини, шундақла өтәйдиған вәзиписини бекиткән еди.
24 Yəhuda oğlu Zerah övladlarından Meşezavel oğlu Petahya İsrail xalqının ümumi işlərində Fars padşahına kömək edirdi.
Йәһуданиң оғли Зәраһниң әвлатлиридин Мәшәзабәлниң оғли Питаһия пухраларниң барлиқ ишлирида падишаниң мәслиһәтчиси еди.
25 Kəndlərə və tarlalarına gəlincə, Yəhuda övladlarından bəziləri Qiryat-Arba ilə qəsəbələrində, Divon ilə qəsəbələrində, Yeqqavseel ilə kəndlərində,
Йеза-қишларқлар вә уларға тәвә әтрапидики җайларда Йәһудалардин бәзилири туратти; Кириат-Арба вә униң тәвәсидики йеза-кәнтләрдә, Дибон вә униң тәвәсидики йеза-кәнтләрдә, Йәкабзийәл вә униң тәвәсидики йеза-кәнтләрдә,
26 Yeşuada, Moladada, Bet-Peletdə,
шундақла Йәшуа, Моладаһ, Бәйт-Пәләт,
27 Xasar-Şualda və Beer-Şeva ilə qəsəbələrində,
Һазар-Шуал, Бәәр-Шеба вә униң тәвәсидики йеза-кәнтләрдә,
28 Ziqlaqda, Mekona ilə qəsəbələrində,
Зиклаг, Микона вә униң тәвәсидики йеза-кәнтләрдә,
29 En-Rimmonda, Sorada, Yarmutda,
Ән-Риммон, Зораһ, Ярмут,
30 Zanoahda, Adullam ilə kəndlərində, Lakiş ilə tarlalarında, Azeqa ilə qəsəbələrində qaldılar. Yaşadıqları məntəqə Beer-Şevadan Hinnom vadisinə qədər idi.
Заноаһ, Адуллам вә бу икки йәргә тәвә қишлақларда, Лақиш вә униңға тәвә йәрләрдә, Азикаһ вә униңға тәвә йеза-кәнтләрдә маканлашти; улар маканлашқан йәрләр Бәәр-Шебадин таки Һинном җилғисиға қәдәр созулди.
31 Binyamin övladları Gevadan başlayaraq Mikmas ilə Ayyada, Bet-El ilə qəsəbələrində,
Биняминлар болса Геба, Микмаш, Айҗа, Бәйт-Әл вә униң тәвәсидики йеза-кәнтләрдә,
32 Anatot, Nov, Ananya,
бәзилири Анатот, Ноб, Анания,
33 Xasor, Rama, Gittayim,
Һазор, Рамаһ, Гиттаим,
34 Xadid, Sevoim, Nevallat,
Һадид, Зәбоим, Нибаллат,
35 Lod, Ono və Sənətkarlar dərəsində məskən saldılar.
Лод, Оно, шундақла Һүнәрвәнләр җилғисида маканлашқан еди.
36 Yəhudadakı Levililərin bəzi bölmələri Binyamin ərazisi üçün ayrıldı.
Әслидә Йәһудийәгә тайинланған Лавийлар қисимлиридин бәзилири Бинямин қәбилисиниң зиминиға маканлашти.

< Nehemya 11 >