< أَيُّوبَ 40 >
فَأَجَابَ ٱلرَّبُّ أَيُّوبَ فَقَالَ: | ١ 1 |
Пәрвәрдигар Аюпқа йәнә җававән: —
«هَلْ يُخَاصِمُ ٱلْقَدِيرَ مُوَبِّخُهُ، أَمِ ٱلْمُحَاجُّ ٱللهَ يُجَاوِبُهُ؟». | ٢ 2 |
«Һәммигә Қадир билән дәвалашидиған киши униңға тәрбийә қилмақчиму? Тәңрини әйиплигүчи киши җавап бәрсун!» — деди.
فَأَجَابَ أَيُّوبُ ٱلرَّبَّ وَقَالَ: | ٣ 3 |
Аюп болса Пәрвәрдигарға җававән: —
«هَا أَنَا حَقِيرٌ، فَمَاذَا أُجَاوِبُكَ؟ وَضَعْتُ يَدِي عَلَى فَمِي. | ٤ 4 |
«Мана, мән һеч немигә яримаймән; Саңа қандақ җавап берәләймән? Қолум билән ағзимни етип гәптин қалай;
مَرَّةً تَكَلَّمْتُ فَلَا أُجِيبُ، وَمَرَّتَيْنِ فَلَا أَزِيدُ». | ٥ 5 |
Бир қетим дедим, мән йәнә җавап бәрмәймән; Шундақ, икки қетим десәм мән қайта сөзлимәймән» — деди.
فَأَجَابَ ٱلرَّبُّ أَيُّوبَ مِنَ ٱلْعَاصِفَةِ فَقَالَ: | ٦ 6 |
Андин Пәрвәрдигар қара қуюн ичидин Аюпқа җавап берип мундақ деди: —
«ٱلْآنَ شُدَّ حَقْوَيْكَ كَرَجُلٍ. أَسْأَلُكَ فَتُعْلِمُنِي. | ٧ 7 |
«Әркәктәк белиңни чиң бағла, Андин Мән сәндин сорай; Сән Мени хәвәрдар қилғин.
لَعَلَّكَ تُنَاقِضُ حُكْمِي، تَسْتَذْنِبُنِي لِكَيْ تَتَبَرَّرَ أَنْتَ؟ | ٨ 8 |
Сән дәрвәқә Мениң һөкүмимни пүтүнләй бекарға кәткүзмәкчимусән? Сән өзүңни һәққаний қилимән дәп, Мени натоғра дәп әйиплимәкчимусән?
هَلْ لَكَ ذِرَاعٌ كَمَا لِلهِ، وَبِصَوْتٍ مِثْلِ صَوْتِهِ تُرْعِدُ؟ | ٩ 9 |
Сениң Тәңриниң билигидәк [күчлүк] бир билигиң барму? Сән Униңдәк аваз билән гүлдүрләләмсән?
تَزَيَّنِ ٱلْآنَ بِٱلْجَلَالِ وَٱلْعِزِّ، وَٱلْبَسِ ٱلْمَجْدَ وَٱلْبَهَاءَ. | ١٠ 10 |
Қени, һазир өзүңни шан-шәрәп һәм салапәт билән безивал! Һәйвәт һәм көркәмлик билән өзүңни кийиндүрүп,
فَرِّقْ فَيْضَ غَضَبِكَ، وَٱنْظُرْ كُلَّ مُتَعَظِّمٍ وَٱخْفِضْهُ. | ١١ 11 |
Ғәзивиңниң қәһрини чечип ташлиғин, Шуниң билән һәр бир тәкәббурниң көзигә тикилип қарап, Андин уни пәсләштүргин.
اُنْظُرْ إِلَى كُلِّ مُتَعَظِّمٍ وَذَلِّلْهُ، وَدُسِ ٱلْأَشْرَارَ فِي مَكَانِهِمِ. | ١٢ 12 |
Раст, һәр бир тәкәббурниң көзигә тикилип қарап, Андин уни бойсундурғин, Рәзилләрни өз орнида дәссәп йәр билән йәксан қил!
ٱطْمِرْهُمْ فِي ٱلتُّرَابِ مَعًا، وَٱحْبِسْ وُجُوهَهُمْ فِي ٱلظَّلَامِ. | ١٣ 13 |
Уларни биргә топиға көмүп қой, Йошурун җайда уларниң йүзлирини кепән билән етип қойғин;
فَأَنَا أَيْضًا أَحْمَدُكَ لِأَنَّ يَمِينَكَ تُخَلِّصُكَ. | ١٤ 14 |
Шундақ қилалисаң, Мән сени етирап қилип махтаймәнки, «Оң қолуң өзүңни қутқузиду!».
«هُوَذَا بَهِيمُوثُ ٱلَّذِي صَنَعْتُهُ مَعَكَ يَأْكُلُ ٱلْعُشْبَ مِثْلَ ٱلْبَقَرِ. | ١٥ 15 |
Мән сениң билән тәң яратқан бегемотни көрүп қой; У калидәк от-чөп йәйду.
هَا هِيَ قُوَّتُهُ فِي مَتْنَيْهِ، وَشِدَّتُهُ فِي عَضَلِ بَطْنِهِ. | ١٦ 16 |
Мана, униң белидики күчини, Қосақ мускуллиридики қудритини һазир көрүп қой!
يَخْفِضُ ذَنَبَهُ كَأَرْزَةٍ. عُرُوقُ فَخِذَيْهِ مَضْفُورَةٌ. | ١٧ 17 |
У қуйруғини кедир дәриғидәк егиду, Униң йотилиридики сиңирлири бир-биригә чиң тоқуп қоюлған.
عِظَامُهُ أَنَابِيبُ نُحَاسٍ، جِرْمُهَا حَدِيدٌ مَمْطُولٌ. | ١٨ 18 |
Униң сүйәклири мис турубидәктур, Пут-қоллири төмүр чоқмақларға охшайду.
هُوَ أَوَّلُ أَعْمَالِ ٱللهِ. ٱلَّذِي صَنَعَهُ أَعْطَاهُ سَيْفَهُ. | ١٩ 19 |
У Тәңри яратқан җаниварларниң бешидур, Пәқәт униң Яратқучисила униңға Өз қиличини йеқинлаштуралайду.
لِأَنَّ ٱلْجِبَالَ تُخْرِجُ لَهُ مَرْعًى، وَجَمِيعَ وُحُوشِ ٱلْبَرِّ تَلْعَبُ هُنَاكَ. | ٢٠ 20 |
Тағлар униңға йемәклик тәминләйду; У йәрдә униң йенида даладики һәр бир һайванлар ойнайду.
تَحْتَ ٱلسِّدْرَاتِ يَضْطَجِعُ فِي سِتْرِ ٱلْقَصَبِ وَٱلْغَمِقَةِ. | ٢١ 21 |
У сәдәпгүл дәрәқлигиниң астида ятиду, Қомушлуқ һәм сазлиқниң салқинида ятиду.
تُظَلِّلُهُ ٱلسِّدْرَاتُ بِظِلِّهَا. يُحِيطُ بِهِ صَفْصَافُ ٱلسَّوَاقِي. | ٢٢ 22 |
Сәдәпгүллүкләр өз сайиси билән уни япиду; Өстәңдики таллар уни орап туриду.
هُوَذَا ٱلنَّهْرُ يَفِيضُ فَلَا يَفِرُّ هُوَ. يَطْمَئِنُّ وَلَوِ ٱنْدَفَقَ ٱلْأُرْدُنُّ فِي فَمِهِ. | ٢٣ 23 |
Қара, дәрия тешип кетиду, бирақ у һеч һодуқмайду; Һәтта Иордандәк бир дәрияму униң ағзиға өркәшләп урулсиму, йәнила хатирҗәм туривериду.
هَلْ يُؤْخَذُ مِنْ أَمَامِهِ؟ هَلْ يُثْقَبُ أَنْفُهُ بِخِزَامَةٍ؟ | ٢٤ 24 |
Униң алдиға берип уни тутқили боламду? Уни тутуп, андин бурнини тешип чүлүк өткүзгили боламду?