Preface
Read
+
Publisher
Nainoia, Inc.
PO Box 462, Bellefonte, PA 16823
(814) 470-8028
Nainoia Inc, Publisher
LinkedIn/NAINOIA-INC
Third Party Publisher Resources
Request Custom Formatted Verses
Please contact us below
Submit your proposed corrections
I understand that the Aionian Bible republishes public domain and Creative Commons Bible texts and that volunteers may be needed to present the original text accurately. I also understand that apocryphal text is removed and most variant verse numbering is mapped to the English standard. I have entered my corrections under the verse(s) below. Proposed corrections to the Uyghur Bible (cyrillic script), Job Chapter 1 https://www.AionianBible.org/Bibles/Uyghur---Uyghur-Bible-Cyrillic/Job/1 1) «Уз» дегән жутта, Аюп исимлиқ бир адәм яшиған еди. Бу адәм болса қусурсиз, дурус, Худадин қорқидиған, яманлиқтин өзини жирақ тутидиған адәм еди. 2) Униңдин йәттә оғул вә үч қиз туғулди. 3) Униң йәттә миң қой, үч миң төгә, бәш йүз җүп кала, бәш йүз мада ешәк қатарлиқ мал-мүлки бар еди. Униң малайлири бәк көп еди; у шәриқлиқләр ичидә һәммидин улуқ еди. 4) Униң оғуллири нөвәт бойичә бекиткән күндә өз өйидә башқилар үчүн дәстихан селип зияпәт қилатти. Бу күнләрдә улар адәм әвәтип үч сиңлисини улар билән биллә тамақлинишқа чақиритатти. 5) Уларниң шу зияпәт күнлири аяқлиши билән Аюп адәм әвәтип уларни Худа алдида паклинишқа орунлаштуратти. У таң сәһәрдә орнидин туруп уларниң саниға асасән көйдүрмә қурбанлиқларни қилатти. Чүнки Аюп: «Балилирим гуна қилип қоюп, көңлидә Худаға беһөрмәтлик қилип қоямдикин» дәп ойлайтти. Аюп һәрдайим әнә шундақ қилип туратти. 6) Бир күни, Худаниң оғуллири Пәрвәрдигарниң һозуриға һазир болди. Шәйтанму уларниң арисиға киривалди. 7) Пәрвәрдигар Шәйтандин: — Нәдин кәлдиң? — дәп сориди. Шәйтан Пәрвәрдигарға җававән: — Йәр йүзини кезип пайлап, уяқ-буяқларни айлинип чөргиләп кәлдим, деди. 8) Пәрвәрдигар униңға: — Мениң қулум Аюпқа диққәт қилғансән? Йәр йүзидә униңдәк мукәммәл, дурус, Худадин қорқидиған һәм яманлиқтин жирақ туридиған адәм йоқ, — деди. 9) Шәйтан Пәрвәрдигарға җававән: — Аюп Худадин бекардин бекар қорқмиғанду? 10) Өзүң униң өзи, аилисидикилири һәм униң һәммә нәрсисиниң әтрапиға қаша қойған әмәсму? Сән униң қолиға бәрикәт ата қилдиң, шуниң билән униң тәәллуқати тәрәп-тәрәптин гүллинип көпәймәкта. 11) Әгәр Сән қолуңни созуп, униң һәммә нәрсилиригә тегип қойсаң, у Сәндин йүз өрүп, Сени тиллимиса [Шәйтан болмай кетәй]! — деди. 12) Пәрвәрдигар Шәйтанға: — Мана, униң һәммә нәрсисини сениң қолуңға тутқуздум! Бирақ униң өзигә тәккүчи болма! — деди. Шундақ қилип Шәйтан Пәрвәрдигарниң һозуридин чиқип кәтти. 13) Бир күни, Аюпниң оғул-қизлири чоң акисиниң өйидә тамақ йәп, шарап ичип олтиратти. 14) Бир хәвәрчи Аюпниң йениға келип униңға: — Калилар билән йәр һайдавататтуқ, ешәкләр әтрапта отлавататти; 15) Шебалиқлар һуҗум қилип кала-ешәкләрни булап кәтти. Ишләватқан яшларни қиличлап өлтүривәтти. Ялғуз мәнла қутулуп қелип, силигә хәвәр йәткүзүшкә несип болди, — деди. 16) Бу адәмниң гепи техи түгимәй турупла, йәнә бириси жүгүрүп келип Аюпқа: — Асмандин Худаниң оти чүшүп қойлар вә ишләватқан яшларни көйдүривәтти; ялғуз мәнла қутулуп қалдим, силигә хәвәр йәткүзүшкә несип болдум, — деди. 17) Бу адәмниң гепи техи түгимәй турупла, йәнә бириси жүгүрүп келип Аюпқа: — Калдийләр үч тәрәптин һуҗум қилип төгиләрни булап елип кәтти, ишләватқан яшларни қиличлап өлтүрүвәтти; ялғуз мәнла қутулуп қалдим, силигә хәвәр йәткүзүшкә несип болдум, — деди. 18) Бу адәмниң гепи техи түгимәй турупла, йәнә бириси жүгүрүп келип Аюпқа: — Оғуллири вә қизлири чоң акисиниң өйидә тамақ йәп, шарап ичип олтарғинида, 19) туюқсиз, чөлдин қаттиқ бир боран чиқип өйниң төрт булуңини қаттиқ соқуп, өй ғулап чүшүп яшларни өлтүрүвәтти; ялғуз мәнла қутулуп қалдим, силигә хәвәр йәткүзүшкә несип болдум, — деди. 20) Аюп болса буни аңлап орнидин дәс туруп, тонини житип, чечини чүшүриветип, өзини йәргә ташлап Худаға ибадәт қилди: — 21) Мән апамниң қосиғидин ялаңач чүшкән, у йәргиму ялаңач қайтимән; һәммини Пәрвәрдигар [маңа] бәргән, әнди Пәрвәрдигар [мәндин] елип кәтти; Пәрвәрдигарниң намиға тәшәккүр-мәдһийә қайтурулсун! — деди. 22) Буларниң һәммисидә Аюп гуна қилмиди вә яки Худани һеч қандақ налайиқлиқ билән әйиплимиди. Additional comments?
Refresh Captcha
The world's first Holy Bible un-translation!