< Zǝfaniya 1 >
1 Amonning oƣli Yosiya Yǝⱨudaƣa padixaⱨ bolƣan waⱪitlarda, Ⱨǝzǝkiyaning qǝwrisi, Amariyaning ǝwrisi, Gǝdaliyaning nǝwrisi, Kuxining oƣli Zǝfaniyaƣa yǝtkǝn Pǝrwǝrdigarning sɵzi: —
Амонниң оғли Йосия Йәһудаға падиша болған вақитларда, Һәзәкияниң чәвриси, Амарияниң әвриси, Гәдалияниң нәвриси, Кушиниң оғли Зәфанияға йәткән Пәрвәрдигарниң сөзи: —
2 Mǝn yǝr yüzidin ⱨǝmmini ⱪurutuwetimǝn, — dǝydu Pǝrwǝrdigar;
Мән йәр йүзидин һәммини қурутуветимән, — дәйду Пәрвәрдигар;
3 — Insan ⱨǝm ⱨaywanni ⱪurutuwetimǝn, Asmandiki uqar-ⱪanatlar ⱨǝm dengizdiki beliⱪlarni, Barliⱪ putlikaxanglarni rǝzil adǝmlǝr bilǝn tǝng ⱪurutuwetimǝn, Insaniyǝtni yǝr yüzidin üzüp taxlaymǝn, — dǝydu Pǝrwǝrdigar.
— Инсан һәм һайванни қурутуветимән, Асмандики учар-қанатлар һәм деңиздики белиқларни, Барлиқ путликашаңларни рәзил адәмләр билән тәң қурутуветимән, Инсанийәтни йәр йүзидин үзүп ташлаймән, — дәйду Пәрвәрдигар.
4 — Xuning bilǝn Mǝn Yǝⱨuda üstigǝ, Barliⱪ Yerusalemdikilǝr üstigǝ ⱪolumni sozimǝn; Muxu yǝrdǝ «Baal»ning ⱪalduⱪini, «Ⱪemar»larning namini kaⱨinlar bilǝn billǝ üzüp taxlaymǝn;
— Шуниң билән Мән Йәһуда үстигә, Барлиқ Йерусалимдикиләр үстигә қолумни созимән; Мошу йәрдә «Баал»ниң қалдуғини, «Қемар»ларниң намини каһинлар билән биллә үзүп ташлаймән;
5 Xundaⱪla ɵgzidǝ turup asmandiki jisimlarƣa bax uridiƣanlarni, Pǝrwǝrdigarƣa bax urup, xundaⱪla Uning nami bilǝn ⱪǝsǝm ⱪilip turup, «Malkam»ning nami bilǝnmu ⱪǝsǝm ⱪilidiƣanlarni,
Шундақла өгүздә туруп асмандики җисимларға баш уридиғанларни, Пәрвәрдигарға баш уруп, шундақла Униң нами билән қәсәм қилип туруп, «Малкам»ниң нами биләнму қәсәм қилидиғанларни,
6 Pǝrwǝrdigardin tǝzgǝnlǝrni, Pǝrwǝrdigarni izdimǝydiƣan yaki Uningdin yol sorimiƣanlarnimu üzüp taxlaymǝn.
Пәрвәрдигардин тәзгәнләрни, Пәрвәрдигарни издимәйдиған яки Униңдин йол соримиғанларниму үзүп ташлаймән.
7 Rǝb Pǝrwǝrdigarning ⱨuzuri aldida süküt ⱪilinglar; Qünki Pǝrwǝrdigarning küni yeⱪindur; Qünki Pǝrwǝrdigar ⱪurbanliⱪni tǝyyarlidi, U meⱨmanlarni «taⱨarǝt ⱪildurup» ⱨalal ⱪildi;
Рәб Пәрвәрдигарниң һозури алдида сүкүт қилиңлар; Чүнки Пәрвәрдигарниң күни йеқиндур; Чүнки Пәрвәрдигар қурбанлиқни тәйярлиди, У меһманларни «таһарәт қилдуруп» һалал қилди;
8 Pǝrwǝrdigarning ⱪurbanliⱪining künidǝ xundaⱪ boliduki, Mǝn ǝmirlǝrni, padixaⱨlarning oƣullirini wǝ yat ǝllǝrning kiyimlirini kiyiwalƣanlarning ⱨǝmmisini jazalaymǝn;
Пәрвәрдигарниң қурбанлиғиниң күнидә шундақ болидуки, Мән әмирләрни, падишаларниң оғуллирини вә ят әлләрниң кийимлирини кийивалғанларниң һәммисини җазалаймән;
9 Xu küni Mǝn bosuƣidin dǝssimǝy atlaydiƣanlarni, Yǝni zulum-zorawanliⱪ ⱨǝm aldamqiliⱪⱪa tayinip, hojayinlirining ɵylirini tolduridiƣanlarni jazalaymǝn.
Шу күни Мән босуғидин дәссимәй атлайдиғанларни, Йәни зулум-зораванлиқ һәм алдамчилиққа тайинип, ғоҗайинлириниң өйлирини толдуридиғанларни җазалаймән.
10 Xu künidǝ, — dǝydu Pǝrwǝrdigar, «Beliⱪ dǝrwazisi»din «Waydad», «Ikkinqi mǝⱨǝllǝ»din ⱨɵrkirǝxlǝr, Dɵng-egizliklǝrdin ƣayǝt zor «gum-gum» ⱪilip wǝyran ⱪilinƣan awazlar anglinidu.
Шу күнидә, — дәйду Пәрвәрдигар, «Белиқ дәрвазиси»дин «Вайдад», «Иккинчи мәһәллә»дин һөкирәшләр, Дөң-егизликләрдин ғайәт зор «гум-гум» қилип вәйран қилинған авазлар аңлиниду.
11 «Ⱨɵrkirǝnglar, i «Oymanliⱪ mǝⱨǝllisi»dikilǝr; Qünki «sodigǝr hǝlⱪ»ning ⱨǝmmisi ⱪiliqlandi, Kümüx bilǝn qingdalƣanlar ⱪirildi!»
«Һөкирәңлар, и «Ойманлиқ мәһәллиси»дикиләр; Чүнки «содигәр хәлиқ»ниң һәммиси қиличланди, Күмүч билән чиңдалғанлар қирилди!»
12 — Wǝ xu qaƣda xundaⱪ boliduki, Mǝn Yerusalemni qiraƣlar bilǝn ahturimǝn, Arzangliri üstidǝ tinƣan xarabtǝk turƣan ǝndixisiz adǝmlǝrni, Yǝni kɵnglidǝ: «Pǝrwǝrdigar ⱨeq yahxiliⱪni ⱪilmaydu, yamanliⱪnimu ⱪilmaydu» degǝnlǝrni jazalaymǝn.
— Вә шу чағда шундақ болидуки, Мән Йерусалимни чирағлар билән ахтуримән, Арзаңлири үстидә тинған шараптәк турған әндишисиз адәмләрни, Йәни көңлидә: «Пәрвәрдигар һеч яхшилиқни қилмайду, яманлиқниму қилмайду» дегәнләрни җазалаймән.
13 Əmdi bayliⱪliri olja, Ɵyliri bǝrbat bolidu; Ular ɵylǝrni salƣini bilǝn, Ularda turmaydu; Üzümzarlarni bǝrpa ⱪilƣini bilǝn, Ularning xarabini iqmǝydu.
Әнди байлиқлири олҗа, Өйлири бәрбат болиду; Улар өйләрни салғини билән, Уларда турмайду; Үзүмзарларни бәрпа қилғини билән, Уларниң шарабини ичмәйду.
14 Pǝrwǝrdigarning uluƣ küni yeⱪindur; Bǝrⱨǝⱪ yeⱪindur, intayin tez yetip kelidu; Angla, Pǝrwǝrdigarning künining sadasi! Yetip kǝlgǝndǝ palwanmu ǝlǝmlik warⱪiraydu.
Пәрвәрдигарниң улуқ күни йеқиндур; Бәрһәқ йеқиндур, интайин тез йетип келиду; Аңла, Пәрвәрдигарниң күниниң садаси! Йетип кәлгәндә палванму әләмлик вақирайду.
15 Xu küni ⱪǝⱨr elip kelidiƣan bir kün, Külpǝtlik ⱨǝm dǝrd-ǝlǝmlik bir kün, Wǝyranqiliⱪ ⱨǝm bǝrbatliⱪ qüxidiƣan bir kün, Zulmǝtlik ⱨǝm sürlük bir kün, Bulutlar ⱨǝm ⱪap-ⱪarangƣuluⱪ bilǝn ⱪaplanƣan bir kün,
Шу күни қәһр елип келидиған бир күн, Күлпәтлик һәм дәрд-әләмлик бир күн, Вәйранчилиқ һәм бәрбатлиқ чүшидиған бир күн, Зулмәтлик һәм сүрлүк бир күн, Булутлар һәм қап-қараңғулуқ билән қапланған бир күн,
16 Istiⱨkamlaxⱪan xǝⱨǝrlǝrgǝ, sepilning egiz potǝylirigǝ ⱨujum ⱪilidiƣan, Kanay qelinidiƣan, agaⱨ signali kɵtürülidiƣan bir kün bolidu.
Истиһкамлашқан шәһәрләргә, сепилниң егиз потәйлиригә һуҗум қилидиған, Канай челинидиған, агаһ сигнали көтирилидиған бир күн болиду.
17 Mǝn adǝmlǝr üstigǝ külpǝtlǝrni qüxürimǝn, — Ular ⱪariƣulardǝk yüridu; Qünki ular Pǝrwǝrdigarƣa ⱪarxi gunaⱨ ⱪildi; Ularning ⱪanliri topa-qangdǝk, Ularning üqǝy-ⱪerinliri poⱪtǝk tɵkülidu;
Мән адәмләр үстигә күлпәтләрни чүшүримән, — Улар қариғулардәк жүриду; Чүнки улар Пәрвәрдигарға қарши гуна қилди; Уларниң қанлири топа-чаңдәк, Уларниң үчәй-қеринлири поқтәк төкүлиду;
18 Pǝrwǝrdigarning ⱪǝⱨri qüxkǝn künidǝ altun-kümüxliri ularni ⱪutⱪuzalmaydu; Bǝlki pütkül jaⱨan Uning ƣǝzǝp oti tǝripidin yǝwetilidu; Qünki U barliⱪ yǝr yüzidikilǝrning üstigǝ mutlǝⱪ bir ⱨalakǝt, dǝⱨxǝtlik bir ⱨalakǝt qüxüridu.
Пәрвәрдигарниң қәһри чүшкән күнидә алтун-күмүчлири уларни қутқузалмайду; Бәлки пүткүл җаһан Униң ғәзәп оти тәрипидин йәветилиду; Чүнки У барлиқ йәр йүзидикиләрниң үстигә мутләқ бир һалакәт, дәһшәтлик бир һалакәт чүшүриду.