< Küylǝrning küyi 8 >

1 «Aⱨ, apamning kɵksini xoriƣan inimdǝk bolsang’idi! Seni talada uqritar bolsam, sɵyǝttim, Wǝ ⱨeqkim meni kǝmsitmǝytti.
«Аһ, апамниң көксини шориған инимдәк болсаң еди! Сени талада учритар болсам, сөйәттим, Вә һеч ким мени кәмситмәйтти.
2 Mǝn seni yetǝklǝyttim, Apangning ɵyigǝ elip kirǝttim; Sǝn manga tǝlim berǝtting; Mǝn sanga tetitⱪu xarabidin iqküzǝttim; Anarlirimning xǝrbitidin iqküzǝttim.
Мән сени йетәкләйттим, Апаңниң өйигә елип кирәттим; Сән маңа тәлим берәттиң; Мән саңа тетитқу шарабидин ичкүзәттим; Анарлиримниң шәрбитидин ичкүзәттим.
3 Uning sol ⱪoli bexim astida bolatti, Uning ong ⱪoli meni silaytti!».
Униң сол қоли бешим астида болатти, Униң оң қоли мени силайтти!».
4 «Silǝrgǝ tapilaymǝnki, i Yerusalem ⱪizliri — «Uning waⱪit-saiti bolmiƣuqǝ, Silǝr muⱨǝbbǝtni oyƣatmanglar, ⱪozƣimanglar!»
«Силәргә тапилаймәнки, и Йерусалим қизлири — «Униң вақит-саити болмиғичә, Силәр муһәббәтни ойғатмаңлар, қозғимаңлар!»
5 «Daladin qiⱪiwatⱪan bu zadi kim? Ɵz sɵyümlükigǝ yɵlinip?» «Mǝn alma dǝrihi astida seni oyƣatⱪanidim; Axu yǝrdǝ apang tolƣaⱪ yǝp seni dunyaƣa qiⱪarƣanidi; Axu yǝrdǝ seni tuƣⱪuqi tolƣaⱪ yǝp seni qiⱪarƣanidi».
«Даладин чиқиватқан бу зади ким? Өз сөйүмлүгигә йөлинип?» «Мән алма дәриғи астида сени ойғатқан едим; Әшу йәрдә апаң толғақ йәп сени дунияға чиқарған еди; Әшу йәрдә сени туққучи толғақ йәп сени чиқарған еди».
6 «Meni kɵnglünggǝ mɵⱨürdǝk, Bilikinggǝ mɵⱨürdǝk basⱪaysǝn; Qünki muⱨǝbbǝt ɵlümdǝk küqlüktur; Muⱨǝbbǝtning ⱪizƣinixi tǝⱨtisaradǝk rǝⱨimsiz; Uningdin qiⱪⱪan ot uqⱪunliri, — Yaⱨning dǝⱨxǝtlik bir yalⱪunidur! (Sheol h7585)
«Мени көңлүңгә мөһүрдәк, Билигиңгә мөһүрдәк басқайсән; Чүнки муһәббәт өлүмдәк күчлүктур; Муһәббәтниң қизғиниши тәһтисарадәк рәһимсиз; Униңдин чиққан от учқунлири, — Яһниң дәһшәтлик бир ялқунидур! (Sheol h7585)
7 Kɵp sular muⱨǝbbǝtni ɵqürǝlmǝydu; Kǝlkünlǝr uni ƣǝrⱪ ⱪilalmaydu; Birsi: «Ɵy-tǝǝlluⱪatlirimning ⱨǝmmisini berip muⱨǝbbǝtkǝ eriximǝn» desǝ, Undaⱪta u adǝm kixining nǝziridin pütünlǝy qüxüp ketidu».
Көп сулар муһәббәтни өчүрәлмәйду; Кәлкүнләр уни ғәриқ қилалмайду; Бириси: «Өй-тәәллуқатлиримниң һәммисини берип муһәббәткә еришимән» десә, Ундақта у адәм кишиниң нәзиридин пүтүнләй чүшүп кетиду».
8 «Bizning kiqik singlimiz bardur, Biraⱪ uning kɵksi yoⱪtur; Singlimizƣa ǝlqilǝr kǝlgǝn künidǝ biz uning üqün nemǝ ⱪilimiz?»
«Бизниң кичик сиңлимиз бардур, Бирақ униң көкси йоқтур; Сиңлимизға әлчиләр кәлгән күнидә биз униң үчүн немә қилимиз?»
9 «Əgǝr u sepil bolsa, Biz uningƣa kümüx munar salimiz; Əgǝr u ixik bolsa, Biz uni kedir tahtaylar bilǝn ⱪaplaymiz».
«Әгәр у сепил болса, Биз униңға күмүч мунар салимиз; Әгәр у ишик болса, Биз уни кедир тахтайлар билән қаплаймиз».
10 «Ɵzüm bir sepildurmǝn, Ⱨǝm mening kɵksilirim munarlardǝktur; Xunga mǝn uning kɵz aldida hatirjǝmlik tapⱪan birsidǝk boldum».
«Өзүм бир сепилдурмән, Һәм мениң көксилирим мунарлардәктур; Шуңа мән униң көз алдида хатирҗәмлик тапқан бирисидәк болдум».
11 «Sulaymanning Baal-Ⱨamonda üzümzari bar idi, Üzümzarini baƣwǝnlǝrgǝ ijarigǝ bǝrdi; Ularning ⱨǝmmisi mewisi üqün ming tǝnggǝ apirip berixi kerǝk idi;
«Сулайманниң Баал-Һамонда үзүмзари бар еди, Үзүмзарини бағвәнләргә иҗаригә бәрди; Уларниң һәммиси мевиси үчүн миң тәңгә апирип бериши керәк еди;
12 Ɵzümning üzümzarim mana mening aldimda turidu; Uning ming tǝnggisi sanga bolsun, i Sulayman, Xuningdǝk ikki yüz tǝnggǝ mewisini baⱪⱪuqilarƣa bolsun».
Өзүмниң үзүмзарим мана мениң алдимда туриду; Униң миң тәңгиси саңа болсун, и Сулайман, Шуниңдәк икки йүз тәңгә мевисини баққучиларға болсун».
13 «Ⱨǝy baƣlarda turƣuqi, Ⱨǝmraⱨlar awazingni angliƣusi bar; Mangimu uni anglatⱪuzƣaysǝn».
«Һәй бағларда турғучи, Һәмраһлар авазиңни аңлиғуси бар; Маңиму уни аңлатқузғайсән».
14 «I sɵyümlüküm, tez bolǝ, Jǝrǝn yaki yax buƣidǝk bol, Tetitⱪular taƣliri üstidǝ yügürüp!»
«И сөйүмлүгүм, тез болә, Җәрән яки яш буғидәк бол, Тетитқулар тағлири үстидә жүгүрүп!»

< Küylǝrning küyi 8 >