< Zǝbur 80 >

1 «Nilupǝrlǝr» degǝn aⱨangda; bir guwaⱨliⱪ; Asaf yazƣan küy: — Ⱪulaⱪ salƣaysǝn, i Israilning padiqisi, Yüsüpni ⱪoy padisidǝk beⱪip yetǝkligüqi; I kerublar otturisida Olturƣuqi, Nurlanƣaysǝn!
«Нилупәрләр» дегән аһаңда; бир гувалиқ; Асаф язған күй: — Қулақ салғайсән, и Исраилниң падичиси, Йүсүпни қой падисидәк беқип йетәклигүчи; И керублар оттурисида Олтарғучи, Нурланғайсән!
2 Əfraim, Binyamin, Manassǝⱨlǝrning aldida ⱪudritingni ⱪozƣiƣaysǝn, Bizlǝrni ⱪutⱪuzƣili kǝlgǝysǝn!
Әфраим, Бинямин, Манассәһләрниң алдида қудритиңни қозғиғайсән, Бизләрни қутқузғили кәлгәйсән!
3 I Huda, bizni Ɵz yeningƣa ⱪayturƣaysǝn! Jamalingning nurini qaqⱪaysǝn, xunda biz ⱪutⱪuzulimiz!
И Худа, бизни Өз йениңға қайтурғайсән! Җамалиңниң нурини чачқайсән, шунда биз қутқузулимиз!
4 I Pǝrwǝrdigar, samawiy ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Huda, Hǝlⱪingning dualiriƣa bolƣan ƣǝziping ⱪaqanƣiqǝ yalⱪunlap turidu?
И Пәрвәрдигар, самавий қошунларниң Сәрдари болған Худа, Хәлқиңниң дуалириға болған ғәзивиң қачанғичә ялқунлап туриду?
5 Sǝn kɵz yaxlirini ularƣa ozuⱪ ornida ⱪilding, Kɵz yaxlirini ⱪaqa-ⱪaqilap ularƣa iqküzdung.
Сән көз яшлирини уларға озуқ орнида қилдиң, Көз яшлирини қача-қачилап уларға ичкүздуң.
6 Bizni ⱪoxnilirimizƣa talaxⱪa ⱪoydung; Düxmǝnlirimiz bizni mǝshirǝ ⱪilixidu.
Бизни хошнилиримизға талашқа қойдуң; Дүшмәнлиримиз бизни мәсқирә қилишиду.
7 I samawiy ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Huda, Bizni Ɵz yeningƣa ⱪayturƣaysǝn! Jamalingning nurini qaqⱪaysǝn, xunda biz ⱪutⱪuzulimiz!
И самавий қошунларниң Сәрдари болған Худа, Бизни Өз йениңға қайтурғайсән! Җамалиңниң нурини чачқайсән, шунда биз қутқузулимиз!
8 Sǝn Misirdin bir tüp üzüm kɵqitini elip kǝlding; Yat ǝllǝrni ⱨǝydiwetip, orniƣa uni tikting.
Сән Мисирдин бир түп үзүм көчитини елип кәлдиң; Ят әлләрни һайдиветип, орниға уни тиктиң.
9 Uning aldida yǝrni kǝng aqting; U qongⱪur yiltiz tartip, pütün zeminƣa yeyildi.
Униң алдида йәрни кәң ачтиң; У чоңқур йилтиз тартип, пүтүн зиминға йейилди.
10 Uning sayisi taƣlarni ⱪaplidi; Ƣolliri ⱪudrǝtlik kedir dǝrǝhliridǝk ɵsti;
Униң сайиси тағларни қаплиди; Ғоллири қудрәтлик кедир дәрәқлиридәк өсти;
11 U xahlirini dengizƣiqǝ, Pilǝklirini [Əfrat] dǝryasi boyliriƣiqǝ uzartti.
У шахлирини деңизғичә, Пиләклирини [Әфрат] дәрияси бойлириғичә узартти.
12 Sǝn nemixⱪa uning ⱪaxalirini buzup, Mewisini ɵtüp ketiwatⱪanlarning üzüp elixiƣa yol ⱪoydung?
Сән немишкә униң қашалирини бузуп, Мевисини өтүп кетиватқанларниң үзүп елишиға йол қойдуң?
13 Mana ormanliⱪtiki yawa tongguzlar uni yeriwatidu, Daladiki ⱨaywanatlar uningdin ozuⱪlinidu.
Мана орманлиқтики явайи тоңғузлар уни йериватиду, Даладики һайванатлар униңдин озуқлиниду.
14 I samawiy ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Huda, Sǝndin ɵtünimizki, Yenimizƣa ⱪaytⱪaysǝn! Ərxtin ⱨalimizƣa nǝzǝr salƣaysǝn, Kelip bu üzüm telidin hǝwǝr alƣaysǝn!
И самавий қошунларниң Сәрдари болған Худа, Сәндин өтүнимизки, Йенимизға қайтқайсән! Әрштин һалимизға нәзәр салғайсән, Келип бу үзүм телидин хәвәр алғайсән!
15 Yǝni ong ⱪolung tikkǝn bu yiltizdin, Ɵzüng üqün mǝzmut yetixtürgǝn bu oƣlungdin hǝwǝr alƣaysǝn!
Йәни оң қолуң тиккән бу йилтиздин, Өзүң үчүн мәзмут йетиштүргән бу оғлуңдин хәвәр алғайсән!
16 Mana u otta kɵydürüldi, Kesiwetildi; Yüzüngdiki tǝnbiⱨiy ⱪarixingni kɵrüp ular ⱨalak bolmaⱪta;
Мана у отта көйдүрүлди, Кесиветилди; Йүзүңдики тәнбиһий қаришиңни көрүп улар һалак болмақта;
17 Ⱪolungni ong ⱪolungdiki adǝmgǝ, Yǝni Ɵzüng üqün mǝzmut yetixtürgǝn Insan oƣliƣa ⱪondurƣaysǝn;
Қолуңни оң қолуңдики адәмгә, Йәни Өзүң үчүн мәзмут йетиштүргән Инсан оғлиға қондурғайсән;
18 Xundaⱪ ⱪilƣanda biz Sǝndin ⱨǝrgiz qekinmǝymiz; Bizni yengiliƣaysǝn, xunda biz namingni qaⱪirip Sanga iltija ⱪilimiz.
Шундақ қилғанда биз Сәндин һәргиз чекинмәймиз; Бизни йеңилиғайсән, шунда биз намиңни чақирип Саңа илтиҗа қилимиз.
19 I Pǝrwǝrdigar, samawiy ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Huda, Bizni Ɵz yeningƣa ⱪayturƣaysǝn! Jamalingning nurini qaqⱪaysǝn, xunda biz ⱪutⱪuzulimiz!
И Пәрвәрдигар, самавий қошунларниң Сәрдари болған Худа, Бизни Өз йениңға қайтурғайсән! Җамалиңниң нурини чачқайсән, шунда биз қутқузулимиз!

< Zǝbur 80 >