< Zǝbur 38 >

1 Dawut yazƣan küy: — (Əslimǝ üqün) I Pǝrwǝrdigar, ƣǝzipingdǝ tǝnbiⱨ bǝrmigǝysǝn, Ⱪǝⱨringdǝ meni jazalimiƣaysǝn!
Давут язған күй: — (Әслимә үчүн) И Пәрвәрдигар, ғәзивиңдә тәнбиһ бәрмигәйсән, Қәһриңдә мени җазалимиғайсән!
2 Qünki oⱪliring meni zǝhimlǝndürüp sanjidi, Ⱪolung üstümdin ⱪattiⱪ basti.
Чүнки оқлириң мени зәхимләндүрүп санҗиди, Қолуң үстүмдин қаттиқ басти.
3 Ⱪattiⱪ ƣǝziping tüpǝylidin ǝtlirimdǝ ⱨeq saⱪliⱪ yoⱪ, Gunaⱨim tüpǝylidin ustihanlirimda aram yoⱪtur.
Қаттиқ ғәзивиң түпәйлидин әтлиримдә һеч сақлиқ йоқ, Гунайим түпәйлидин устиханлиримда арам йоқтур.
4 Qünki gunaⱨlirim boyumdin taxti; Ular kɵtürǝlmigüsiz eƣir yüktǝk meni besiwaldi.
Чүнки гуналирим боюмдин ташти; Улар көтирәлмигүсиз еғир жүктәк мени бесивалди.
5 Əhmǝⱪliⱪimdin jaraⱨǝtlirim sesip, xǝlwǝrǝp kǝtti.
Ахмақлиғимдин җараһәтлирим сесип, шәлвәрәп кәтти.
6 Azabtin bǝllirim tolimu pükülüp kǝtti, Kün boyi ƣǝmgǝ petip yürimǝn!
Азаптин бәллирим толиму пүкүлүп кәтти, Күн бойи ғәмгә петип жүримән!
7 Qatiraⱪlirim otⱪa toldi, Ətlirimning saⱪ yeri yoⱪtur.
Чатирақлирим отқа толди, Әтлиримниң сақ йери йоқтур.
8 Mǝn tolimu ⱨalsirap, ezilip kǝttim; Ⱪǝlbimdiki azab-ⱪayƣu tüpǝylidin ⱨɵrkirǝymǝn.
Мән толиму һалсирап, езилип кәттим; Қәлбимдики азап-қайғу түпәйлидин һөкирәймән.
9 Rǝb, barliⱪ arzuyum kɵz aldingdidur; Uⱨ tartixlirim Sǝndin yoxurun ǝmǝs;
Рәб, барлиқ арзуюм көз алдиңдидур; Уһ тартишлирим Сәндин йошурун әмәс;
10 Yürikim jiƣildap, ⱨalimdin kǝttim; Kɵzlirimning nuri ɵqti.
Жүригим җиғилдап, һалимдин кәттим; Көзлиримниң нури өчти.
11 Yar-buradǝrlirimmu meni urƣan waba tüpǝylidin, ɵzlirini mǝndin tartti; Yeⱪinlirimmu mǝndin yiraⱪ ⱪaqti.
Яр-бурадәрлиримму мени урған ваба түпәйлидин, өзлирини мәндин тартти; Йеқинлиримму мәндин жирақ қачти.
12 Jenimni almaⱪqi bolƣanlar tuzaⱪ ⱪuridu; Manga ziyanni ⱪǝstligǝnlǝr zǝⱨirini qaqmaⱪta; Ular kün boyi ⱨiylǝ-mikirlǝrni oylimaⱪta.
Җенимни алмақчи болғанлар қапқан қуриду; Маңа зиянни қәстлигәнләр зәһирини чачмақта; Улар күн бойи һейлә-микирләрни ойлимақта.
13 Lekin mǝn gas adǝmdǝk anglimaymǝn, Gaqa adǝmdǝk aƣzimni aqmaymǝn;
Лекин мән гас адәмдәк аңлимаймән, Гача адәмдәк ағзимни ачмаймән;
14 Bǝrⱨǝⱪ, mǝn angliyalmaydiƣan gaslardǝk bolup ⱪaldim; Aƣzimda ⱪilidiƣan rǝddiyǝ-tǝnbiⱨ yoⱪ.
Бәрһәқ, мән аңлалмайдиған гаслардәк болуп қалдим; Ағзимда қилидиған рәддийә-тәнбиһ йоқ.
15 Qünki ümidimni Sǝn Pǝrwǝrdigarƣa baƣlidim; Rǝb Hudayim, Sǝn iltijayimƣa ijabǝt ⱪilisǝn.
Чүнки үмүтүмни Сән Пәрвәрдигарға бағлидим; Рәб Худайим, Сән илтиҗайимға иҗабәт қилисән.
16 Qünki mǝn: — «Ular mening üstümgǝ qiⱪip mahtanmiƣay; Bolmisa, putlirim teyilip kǝtkǝndǝ, ular xadlinidu» — dedim mǝn.
Чүнки мән: — «Улар мениң үстүмгә чиқип махтанмиғай; Болмиса, путлирим тейилип кәткәндә, улар шатлиниду» — дедим мән.
17 Qünki mǝn dǝldǝngxip, tügixǝy dǝp ⱪaldim, Azabim kɵz aldimdin kǝtmǝydu.
Чүнки мән дәлдәңшип, түгишәй дәп қалдим, Азавим көз алдимдин кәтмәйду.
18 Qünki mǝn ɵz yamanliⱪimni iⱪrar ⱪilimǝn; Gunaⱨim üstidǝ ⱪayƣurimǝn.
Чүнки мән өз яманлиғимни иқрар қилимән; Гунайим үстидә қайғуримән.
19 Lekin düxmǝnlirim juxⱪun ⱨǝm küqlüktur; Ⱪara qaplap, manga nǝprǝtlǝngǝnlǝrning sani nurƣundur.
Лекин дүшмәнлирим җушқун һәм күчлүктур; Қара чаплап, маңа нәпрәтләнгәнләрниң сани нурғундур.
20 Wapaƣa japa ⱪilidiƣanlar bolsa, mǝn bilǝn ⱪarxilixidu; Qünki mǝn yahxiliⱪni kɵzlǝp, intilimǝn.
Вапаға җапа қилидиғанлар болса, мән билән қаршилишиду; Чүнки мән яхшилиқни көзләп, интилимән.
21 I Pǝrwǝrdigar, mǝndin waz kǝqmigǝysǝn! I Hudayim, mǝndin yiraⱪlaxmiƣaysǝn!
И Пәрвәрдигар, мәндин ваз кәчмигәйсән! И Худайим, мәндин жирақлашмиғайсән!
22 I Rǝb, mening nijatliⱪim, Manga qapsan yardǝm ⱪilƣaysǝn!
И Рәб, мениң ниҗатлиғим, Маңа чапсан ярдәм қилғайсән!

< Zǝbur 38 >