< Pǝnd-nǝsiⱨǝtlǝr 24 >
1 Yamanlarƣa rǝxk ⱪilma, Ular bilǝn bardi-kǝldi ⱪilixni arzu ⱪilma;
Яманларға рәшк қилма, Улар билән барди-кәлди қилишни арзу қилма;
2 Qünki ularning kɵngli zorawanliⱪnila oylar; Ularning aƣzi azar yǝtküzüxni sɵzlǝr.
Чүнки уларниң көңли зораванлиқнила ойлар; Уларниң ағзи азар йәткүзүшни сөзләр.
3 ailǝ bolsa danaliⱪ asasida bǝrpa ⱪilinar; Qüxinix bilǝn mustǝⱨkǝmlinǝr.
Аилә болса даналиқ асасида бәрпа қилинар; Чүшиниш билән мустәһкәмлинәр.
4 Bilim bilǝn ɵyning haniliri ⱨǝrhil ⱪimmǝtlik, esil gɵⱨǝrlǝrgǝ toldurular.
Билим билән өйниң ханилири һәр хил қиммәтлик, есил гөһәрләргә толдурулар.
5 Dana adǝm zor küqkǝ igidur; Bilimi bar adǝm ⱪudritini axurar.
Дана адәм зор күчкә егидур; Билими бар адәм қудритини ашурар.
6 Puhta nǝsiⱨǝtlǝr bilǝn jǝng ⱪilƣin; Ƣǝlibǝ bolsa Birdinbir Uluƣ Mǝsliⱨǝtqi bilǝn bolar.
Пухта несиһәтләр билән җәң қилғин; Ғәлибә болса Бирдин-бир Улуқ Мәслиһәтчи билән болар.
7 Danaliⱪ ǝⱪilsiz adǝmgǝ nisbǝtǝn tolimu egiz, qüxiniksizdur; [Qonglar] xǝⱨǝr dǝrwazisi aldiƣa yiƣilƣanda u zuwan aqalmas.
Даналиқ әқилсиз адәмгә нисбәтән толиму егиз, чүшиниксиздур; [Чоңлар] шәһәр дәрвазиси алдиға жиғилғанда у зуван ачалмас.
8 Əskilikni niyǝtligǝn adǝm «suyiⱪǝstqi» atilar.
Әскиликни нийәтлигән адәм «сүйқәстчи» атилар.
9 Əhmǝⱪliⱪtin bolƣan niyǝt gunaⱨdur; Ⱨakawur kixi adǝmlǝrgǝ yirginqliktur.
Ахмақлиқтин болған нийәт гунадур; Һакавур киши адәмләргә жиркиничликтур.
10 Bexingƣa eƣir kün qüxkǝndǝ jasarǝtsiz bolsang, Küqsiz ⱨesablinisǝn.
Бешиңға еғир күн чүшкәндә җасарәтсиз болсаң, Күчсиз һесаплинисән.
11 [Sǝwǝbsiz] ɵlümgǝ tartilƣanlarni ⱪutⱪuzƣin; Boƣuzlinix hǝwpidǝ turƣanlardin yardǝm ⱪolungni tartma;
[Сәвәпсиз] өлүмгә тартилғанларни қутқузғин; Боғузлиниш хәвпидә турғанлардин ярдәм қолуңни тартма;
12 Əgǝr sǝn: «Bu ixtin hǝwirimiz yoⱪtur» desǝng, Ⱨǝr adǝmning kɵnglini taraziƣa Salƣuqi buni kɵrmǝsmu? Jeningni ⱨayat Saⱪliƣuqi uni bilmǝsmu? U ⱨǝrbir insan balsining ɵz ⱪilƣanliri boyiqǝ ularning ɵzigǝ yandurmasmu?
Әгәр сән: «Бу иштин хәвиримиз йоқтур» десәң, Һәр адәмниң көңлини таразиға Салғучи буни көрмәсму? Җениңни һаят Сақлиғучи уни билмәсму? У һәр бир инсан балсиниң өз қилғанлири бойичә уларниң өзигә яндурмасму?
13 I oƣlum, ⱨǝsǝl [tapsang] istimal ⱪil, u yahxidur. Ⱨǝrǝ kɵnikidin alƣan ⱨǝsǝl bolsa tatliⱪ tetiydu;
И оғлум, һәсәл [тапсаң] истимал қил, у яхшидур. Һәрә көнигидин алған һәсәл болса татлиқ тетийду;
14 Danaliⱪ bilǝn tonuxsang, umu kɵnglünggǝ xuningdǝk bolar; Uni tapⱪiningda jǝzmǝn yahxi kɵridiƣan kününg bolidu, Arzu-ümiding bikarƣa kǝtmǝs.
Даналиқ билән тонушсаң, уму көңлүңгә шуниңдәк болар; Уни тапқиниңда җәзмән яхши көридиған күнүң болиду, Арзу-үмүтүң бекарға кәтмәс.
15 I rǝzil adǝm, ⱨǝⱪⱪaniyning ɵyigǝ yoxurun ⱨujum ⱪilixni kütmǝ, Uning turalƣusini buliƣuqi bolma!
И рәзил адәм, һәққанийниң өйигә йошурун һуҗум қилишни күтмә, Униң туралғусини булиғучи болма!
16 Qünki ⱨǝⱪⱪaniy yǝttǝ ⱪetim yiⱪilip qüxǝr, Biraⱪ ahiri yǝnǝ ornidin turar. Lekin rǝzil kixi külpǝt iqigǝ putlixip qüxǝr.
Чүнки һәққаний йәттә қетим жиқилип чүшәр, Бирақ ахири йәнә орнидин турар. Лекин рәзил киши күлпәт ичигә путлишип чүшәр.
17 Rǝⱪibing yiⱪilip kǝtsǝ hux bolup kǝtmǝ, Düxmining putlixip qüxsǝ xadlanma;
Рәқибиң жиқилип кәтсә хуш болуп кәтмә, Дүшминиң путлишип чүшсә шатланма;
18 Pǝrwǝrdigar buni kɵrgǝndǝ, Bu ⱪiliⱪingni yahxi kɵrmǝy, Bǝlkim ƣǝzipini rǝⱪibinggǝ qüxürmǝsliki mumkin.
Пәрвәрдигар буни көргәндә, Бу қилиғиңни яхши көрмәй, Бәлким ғәзивини рәқибиңгә чүшүрмәслиги мүмкин.
19 Yamanlar [rawaj tapsa], biaram bolup kǝtmǝ; Rǝzillǝrgǝ rǝxk ⱪilma.
Яманлар [раваҗ тапса], беарам болуп кәтмә; Рәзилләргә рәшк қилма.
20 Qünki yamanlarning kelǝqiki yoⱪtur, Uning qiriƣimu ɵqürülǝr.
Чүнки яманларниң келәчики йоқтур, Униң чириғиму өчүрүләр.
21 I oƣlum, Pǝrwǝrdigardin ⱪorⱪⱪin, padixaⱨnimu ⱨɵrmǝt ⱪil. Ⱪutratⱪuqilar bilǝn arilaxma.
И оғлум, Пәрвәрдигардин қорққин, падишаниму һөрмәт қил. Қутратқучилар билән арилашма.
22 Bundaⱪ kixilǝrgǝ kelidiƣan balayi’apǝt uxtumtut bolar, [Pǝrwǝrdigar bilǝn padixaⱨning] ularni ⱪandaⱪ yoⱪitidiƣanliⱪini bilǝmsǝn?
Бундақ кишиләргә келидиған балаю-апәт уштумтут болар, [Пәрвәрдигар билән падишаниң] уларни қандақ йоқитидиғанлиғини биләмсән?
23 Bularmu aⱪilanilǝrning sɵzliridur: — Sot ⱪilƣanda bir tǝrǝpkǝ yan besix ⱪǝt’iy bolmas.
Буларму ақиланиләрниң сөзлиридур: — Сот қилғанда бир тәрәпкә ян бесиш қәтъий болмас.
24 Jinayǝtqigǝ: «Əyibsiz sǝn» dǝp ⱨɵküm qiⱪarƣan kixigǝ, Hǝlⱪlǝr lǝnǝt eytar; Əl-yurtlar uningdin nǝprǝtlinǝr.
Җинайәтчигә: «Әйипсиз сән» дәп һөкүм чиқарған кишигә, Хәлиқләр ләнәт ейтар; Әл-жутлар униңдин нәпрәтлинәр.
25 Biraⱪ ular jinayǝtqining gunaⱨini eqip taxliƣan kixidin hursǝn bolar, Ular uningƣa bǝht-saadǝt tilixǝr.
Бирақ улар җинайәтчиниң гунайини ечип ташлиған кишидин хурсән болар, Улар униңға бәхит-саадәт тилишәр.
26 Durus jawab bǝrgüqi, Goyaki kixining lǝwlirigǝ sɵygüqidur.
Дурус җавап бәргүчи, Гояки кишиниң ләвлиригә сөйгүчидур.
27 Awwal sirtta ixliringning yolini ⱨazirlap, Etiz-eriⱪliringni tǝyyarla, Andin ɵyüngni salƣin.
Авал сиртта ишлириңниң йолини һазирлап, Етиз-ериқлириңни тәйярла, Андин өйүңни салғин.
28 Yeⱪiningƣa ⱪarxi asassiz guwaⱨliⱪ ⱪilma; Aƣzingdin ⱨeq yalƣanqiliⱪ qiⱪarma.
Йеқиниңға қарши асассиз гувалиқ қилма; Ағзиңдин һеч ялғанчилиқ чиқарма.
29 «U manga ⱪandaⱪ ⱪilƣan bolsa, mǝnmu uningƣa xundaⱪ ⱪilimǝn, Uning manga ⱪilƣinini ɵzigǝ yandurimǝn», degüqi bolma.
«У маңа қандақ қилған болса, мәнму униңға шундақ қилимән, Униң маңа қилғинини өзигә яндуримән», дегүчи болма.
30 Mǝn ⱨurunning etizliⱪidin ɵttim, Əⱪilsizning üzümzarliⱪi yenidin mangdim,
Мән һорунниң етизлиғидин өттим, Әқилсизниң үзүмзарлиғи йенидин маңдим,
31 Mana, ⱨǝr yeridin tikǝnlǝr ɵsüp qiⱪⱪan, Hohilar yǝr yüzini besip kǝtkǝn, Ⱪoruⱪ temi ɵrülüp kǝtkǝn!
Мана, һәр йеридин тикәнләр өсүп чиққан, Хохилар йәр йүзини бесип кәткән, Қоруқ теми өрүлүп кәткән!
32 Ularni kɵrgǝq, obdan oylandim; Kɵrginimdin sawaⱪ aldim: —
Уларни көргәч, убдан ойландим; Көргинимдин савақ алдим: —
33 Sǝn: «Yǝnǝ birdǝm kɵzümni yumuwalay, Yǝnǝ birdǝm uhliwalay, Yǝnǝ birdǝm put-ⱪolumni almap yetiwalay» — desǝng,
Сән: «Йәнә бирдәм көзүмни жумувалай, Йәнә бирдәм ухливалай, Йәнә бирдәм пут-қолумни алмап йетивалай» — десәң,
34 Namratliⱪ bulangqidǝk seni besip kelǝr, Ⱨajǝtmǝnlik ⱪalⱪanliⱪ ǝskǝrdǝk sanga ⱨujum ⱪilar.
Намратлиқ булаңчидәк сени бесип келәр, Һаҗәтмәнлик қалқанлиқ әскәрдәк саңа һуҗум қилар.