< Mikaⱨ 2 >
1 Ornida yetip ⱪǝbiⱨlikni oylaydiƣanlarƣa wǝ yamanliⱪ ǝyligüqilǝrgǝ way! Pǝⱪǝt ularning ⱪolidin kǝlsila, ular tang etixi bilǝnla uni ada ⱪilidu;
Орнида йетип қәбиһликни ойлайдиғанларға вә яманлиқ әйлигүчиләргә вай! Пәқәт уларниң қолидин кәлсила, улар таң етиши биләнла уни ада қилиду;
2 Ularning aqkɵz kɵzi etizlarƣa qüxsila, ular zorawanliⱪ ⱪilip buliwalidu; Ɵylǝrgimu ⱪiziⱪipla ⱪalsa, bularnimu elip ketidu; Ular batur kixinimu jǝmǝti bilǝn bulaydu, Adǝmni ɵz mirasliri bilǝn ⱪoxup qanggiliƣa kirgüziwalidu.
Уларниң ачкөз көзи етизларға чүшсила, улар зораванлиқ қилип буливалиду; Өйләргиму қизиқипла қалса, буларниму елип кетиду; Улар батур кишиниму җәмәти билән булайду, Адәмни өз мираслири билән қошуп чаңгилиға киргүзивалиду.
3 Xunga Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Mana, Mǝn bu ailigǝ ⱪarap, boyunliringlardin qiⱪiralmaydiƣan yaman bir [boyuntururⱪni] oylap tǝyyarliwatimǝn; Silǝr ǝmdi gidiyip mangmaysilǝr; Qünki xu künlǝr yaman künlǝr bolidu.
Шуңа Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән бу аилигә қарап, боюнлириңлардин чиқиралмайдиған яман бир [боюнтурурқни] ойлап тәйярливатимән; Силәр әнди гидийип маңмайсиләр; Чүнки шу күнләр яман күнләр болиду.
4 Xu küni ular silǝr toƣranglarda tǝmsilni tilƣa elip, Eqinixliⱪ bir zar bilǝn zarlaydu: — «Biz pütünlǝy bulang-talang ⱪilinduⱪ!; U hǝlⱪimning nesiwisini baxⱪilarƣa bɵlüwǝtti; Uni mǝndin xunqǝ dǝⱨxǝtlik mǝⱨrum ⱪildi! U etizlirimizni munapiⱪⱪa tǝⱪsim ⱪilip bǝrdi!
Шу күни улар силәр тоғраңларда тәмсилни тилға елип, Ечинишлиқ бир зар билән зарлайду: — «Биз пүтүнләй булаң-талаң қилиндуқ!; У хәлқимниң несивисини башқиларға бөлүвәтти; Уни мәндин шунчә дәһшәтлик мәһрум қилди! У етизлиримизни мунапиққа тәқсим қилип бәрди!
5 Xunga Pǝrwǝrdigarning jamaiti arisidin, Silǝrdǝ qǝk taxlap zemin üstigǝ tana tartip nesiwǝ bɵlgüqidin birsimu ⱪalmaydu.
Шуңа Пәрвәрдигарниң җамаити арисидин, Силәрдә чәк ташлап зимин үстигә тана тартип несивә бөлгүчидин бирисиму қалмайду.
6 Ular: «bexarǝt bǝrmǝnglar!» — dǝp bexarǝt beridu! Əgǝr [pǝyƣǝmbǝrlǝr] bu ixlar toƣruluⱪ bexarǝt bǝrmisǝ, ǝmdi bu ar-nomus bizdin ⱨǝrgiz kǝtmǝydu!
Улар: «бешарәт бәрмәңлар!» — дәп бешарәт бериду! Әгәр [пәйғәмбәрләр] бу ишлар тоғрилиқ бешарәт бәрмисә, әнди бу ар-номус биздин һәргиз кәтмәйду!
7 I Yaⱪup jǝmǝti, «Pǝrwǝrdigarning Roⱨi sǝwr-taⱪǝtsizmu? Bu ixlar rast Uning ⱪilƣanlirimu?» — degili bolamdu? Mening sɵzlirim durus mangƣuqiƣa yahxiliⱪ kǝltürmǝmdu?
И Яқуп җәмәти, «Пәрвәрдигарниң Роһи сәвир-тақәтсизму? Бу ишлар раст Униң қилғанлириму?» — дегили боламду? Мениң сөзлирим дурус маңғучиға яхшилиқ кәлтүрмәмду?
8 Biraⱪ tünügünla Mening hǝlⱪim ⱨǝtta düxmǝndǝk ornidin ⱪozƣaldi; Silǝr hatirjǝmliktǝ yoldin ɵtüp ketiwatⱪanlarning tonini iq kiyimliri bilǝn salduruwalisilǝrki, Ularni huddi uruxtin ⱪaytⱪanlardǝk [kiyimsiz] ⱪaldurisilǝr.
Бирақ түнүгүнла Мениң хәлқим һәтта дүшмәндәк орнидин қозғалди; Силәр хатирҗәмликтә йолдин өтүп кетиватқанларниң тонини ич кийимлири билән салдурувалисиләрки, Уларни худди уруштин қайтқанлардәк [кийимсиз] қалдурисиләр.
9 Hǝlⱪim arisidiki ayallarni ɵzlirining illiⱪ ɵyliridin ⱪoƣlaysilǝr; Ularning yax balilirini silǝr Mening güzǝl gɵⱨirimdin mǝnggügǝ mǝⱨrum ⱪilisilǝr.
Хәлқим арисидики аялларни өзлириниң иллиқ өйлиридин қоғлайсиләр; Уларниң яш балилирини силәр Мениң гөзәл гөһиримдин мәңгүгә мәһрум қилисиләр.
10 Ornunglardin turup neri ketinglar; Qünki ⱨalakǝtni, Yǝni azabliⱪ bir ⱨalakǝtni kǝltüridiƣan napakliⱪ tüpǝylidin, Bu yǝr silǝrgǝ tǝwǝ aramgaⱨ bolmaydu.
Орнуңлардин туруп нери кетиңлар; Чүнки һалакәтни, Йәни азаплиқ бир һалакәтни кәлтүридиған напаклиқ түпәйлидин, Бу йәр силәргә тәвә арамгаһ болмайду.
11 Əgǝr biⱨudiliktǝ, yalƣanqiliⱪta yürgǝn birsi yalƣan gǝp ⱪilip: — «Mǝn xarab wǝ ⱨaraⱪⱪa tayinip silǝrgǝ bexarǝt berimǝn» — desǝ, Mana, u xu hǝlⱪⱪǝ pǝyƣǝmbǝr bolup ⱪalidu!
Әгәр беһудиликтә, ялғанчилиқта жүргән бириси ялған гәп қилип: — «Мән шарап вә һараққа тайинип силәргә бешарәт беримән» — десә, Мана, у шу хәлиққә пәйғәмбәр болуп қалиду!
12 Mǝn qoⱪum seni bir pütün ⱪilip uyuxturimǝn, i Yaⱪup; Mǝn qoⱪum Israilning ⱪaldisini yiƣimǝn; Mǝn ularni Bozraⱨdiki ⱪoylardǝk, Ɵz yayliⱪida yiƣilƣan bir padidǝk jǝm ⱪilimǝn; Ular adimining kɵplükidin warang-qurungluⱪⱪa tolidu.
Мән чоқум сени бир пүтүн қилип уюштуримән, и Яқуп; Мән чоқум Исраилниң қалдисини жиғимән; Мән уларни Бозраһдики қойлардәк, Өз яйлиғида жиғилған бир падидәк җәм қилимән; Улар адиминиң көплүгидин вараң-чуруңлуққа толиду.
13 Bir «bɵsüp ɵtküqi» ularning aldiƣa qiⱪip mangidu; Ular bɵsüp qiⱪip, ⱪowuⱪⱪa yetip berip, uningdin qiⱪti; Ular bɵsüp qiⱪti, Yǝni ⱪowuⱪⱪa yetip berip, uningdin qiⱪti; Ularning Padixaⱨi ularning aldida, Pǝrwǝrdigar ularning aldiƣa ɵtüp mangidu.
Бир «бөсүп өткүчи» уларниң алдиға чиқип маңиду; Улар бөсүп чиқип, қовуққа йетип берип, униңдин чиқти; Улар бөсүп чиқти, Йәни қовуққа йетип берип, униңдин чиқти; Уларниң Падишаси уларниң алдида, Пәрвәрдигар уларниң алдиға өтүп маңиду.