< Malaki 1 >
1 Pǝrwǝrdigardin Malakiƣa yüklǝngǝn wǝⱨiy, u arⱪiliⱪ Israilƣa kǝlgǝn: —
Пәрвәрдигардин Малакиға жүкләнгән вәһий, у арқилиқ Исраилға кәлгән: —
2 — Mǝn silǝrni sɵyüp kǝldim — dǝydu Pǝrwǝrdigar, — biraⱪ silǝr: «Sǝn bizni ⱪandaⱪmu sɵyüp kǝlding?» — dǝysilǝr. Əsaw Yaⱪupⱪa aka bolƣan ǝmǝsmu? — dǝydu Pǝrwǝrdigar, — biraⱪ Yaⱪupni sɵydüm,
— Мән силәрни сөйүп кәлдим — дәйду Пәрвәрдигар, — бирақ силәр: «Сән бизни қандақму сөйүп кәлдиң?» — дәйсиләр. Әсав Яқупқа ака болған әмәсму? — дәйду Пәрвәрдигар, — бирақ Яқупни сөйдүм,
3 Əsawƣa nǝprǝtlǝndim; uning taƣlirini qɵl ⱪildim, mirasini qɵl-bayawandiki qilbɵrilǝrgǝ tapxurup bǝrdim.
Әсавға нәпрәтләндим; униң тағлирини чөл қилдим, мирасини чөл-баявандики чилбөриләргә тапшуруп бәрдим.
4 Edom: «Biz wǝyran ⱪilinduⱪ, biraⱪ biz harabilǝxkǝn jaylarni ⱪaytidin ⱪurup qiⱪimiz» — desǝ, samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — — Ular ⱪuridu, biraⱪ Mǝn ɵrüymǝn; hǝⱪlǝr ularni «Rǝzillikning zemini», «Pǝrwǝrdigar mǝnggügǝ ƣǝzǝplinidiƣan ǝl» dǝp ataydu.
Едом: «Биз вәйран қилиндуқ, бирақ биз харабиләшкән җайларни қайтидин қуруп чиқимиз» — десә, самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — — Улар қуриду, бирақ Мән өрүймән; хәлиқләр уларни «Рәзилликниң зимини», «Пәрвәрдигар мәңгүгә ғәзәплинидиған әл» дәп атайду.
5 Silǝrning kɵzliringlar buni kɵrüp: «Pǝrwǝrdigar Israil qegrasining sirtida uluƣlandi!» — dǝysilǝr.
Силәрниң көзлириңлар буни көрүп: «Пәрвәрдигар Исраил чегарасиниң сиртида улуқланди!» — дәйсиләр.
6 — Oƣul atisini, ⱪul igisini ⱨɵrmǝtlǝydu; ǝmdi Mǝn ata bolsam, ⱨɵrmitim ⱪeni? Igǝ bolsam, Mǝndin bolƣan ǝyminix ⱪeni? — samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar silǝrgǝ xundaⱪ dǝydu, i Mening namimni kǝmsitkǝn kaⱨinlar! Biraⱪ silǝr: «Biz nemǝ ⱪilip namingni kǝmsitiptuⱪ?» — dǝysilǝr.
— Оғул атисини, қул егисини һөрмәтләйду; әнди Мән ата болсам, һөрмитим қени? Егә болсам, Мәндин болған әйминиш қени? — самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар силәргә шундақ дәйду, и Мениң намимни кәмситкән каһинлар! Бирақ силәр: «Биз немә қилип намиңни кәмситиптуқ?» — дәйсиләр.
7 Silǝr ⱪurbangaⱨim üstigǝ bulƣanƣan ozuⱪni sunisilǝr; andin silǝr: «Biz nemǝ ⱪilip seni bulƣap ⱪoyduⱪ?» — dǝysilǝr; ǝmǝliyǝttǝ silǝr: «Pǝrwǝrdigarning dastihinining tayini yoⱪtur» — dǝysilǝr.
Силәр қурбангаһим үстигә булғанған озуқни сунисиләр; андин силәр: «Биз немә қилип сени булғап қойдуқ?» — дәйсиләр; әмәлийәттә силәр: «Пәрвәрдигарниң дәстихининиң тайини йоқтур» — дәйсиләр.
8 Kor malni ⱪurbanliⱪⱪa sunsanglar, bu ⱪǝbiⱨlik ǝmǝsmu? Tokur yaki kesǝl malni ⱪurbanliⱪⱪa sunsanglar, bu ⱪǝbiⱨlik ǝmǝsmu? Ⱨazir buni sening waliyingƣa sunup baⱪ; u sǝndin hursǝn bolamdu? Sanga yüz-hatirǝ ⱪilamdu? — dǝydu samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar.
Кор мални қурбанлиққа сунсаңлар, бу қәбиһлик әмәсму? Токур яки кесәл мални қурбанлиққа сунсаңлар, бу қәбиһлик әмәсму? Һазир буни сениң валийиңға сунуп бақ; у сәндин хурсән боламду? Саңа йүз-хатирә қиламду? — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.
9 — Əmdi, ⱪeni, silǝr Tǝngridin bizgǝ xǝpⱪǝt kɵrsǝtkǝysǝn dǝp ɵtünüp beⱪinglar; ⱪolunglardin muxular kǝlgǝndin keyin, U silǝrdin ⱨǝrⱪandiⱪinglarni ⱪobul ⱪilamdu? — dǝydu samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar.
— Әнди, қени, силәр Тәңридин бизгә шәпқәт көрсәткәйсән дәп өтүнүп беқиңлар; қолуңлардин мошулар кәлгәндин кейин, У силәрдин һәр қандиқиңларни қобул қиламду? — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.
10 — Aranglardin dǝrwazilarni etip ⱪoyƣudǝk birsi qiⱪmamdu? Xundaⱪ bolƣanda silǝr ⱪurbangaⱨimda bikardin-bikar ot ⱪalap yürmǝyttinglar. Mening silǝrdin ⱨeq hursǝnlikim yoⱪ, — dǝydu samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar, — wǝ ⱪolunglardin ⱨeqⱪandaⱪ «axliⱪ ⱨǝdiyǝ»ni ⱪobul ⱪilmaymǝn.
— Араңлардин дәрвазиларни етип қойғидәк бириси чиқмамду? Шундақ болғанда силәр қурбангаһимда бекардин-бекар от қалап жүрмәйттиңлар. Мениң силәрдин һеч хурсәнлигим йоқ, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, — вә қолуңлардин һеч қандақ «ашлиқ һәдийә»ни қобул қилмаймән.
11 Kün qiⱪardin kün patarƣa Mening namim ǝllǝr arisida uluƣ dǝp ⱪarilidu; ⱨǝrbir jayda namimƣa huxbuy selinidiƣan bolidu, pak bir «axliⱪ ⱨǝdiyǝ» sunulidu; qünki namim ǝllǝr arisida uluƣ dǝp ⱪarilidu, — dǝydu samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar.
Күн чиқардин күн патарға Мениң намим әлләр арисида улуқ дәп қарилиду; һәр бир җайда намимға хушбуй селинидиған болиду, пак бир «ашлиқ һәдийә» сунулиду; чүнки намим әлләр арисида улуқ дәп қарилиду, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.
12 Biraⱪ silǝr bolsanglar: «Pǝrwǝrdigarning dastihini bulƣanƣan, uning mewisi, yǝni ax-ozuⱪi nǝprǝtliktur» — degininglarda, silǝr uni ⱨaram ⱪilisilǝr;
Бирақ силәр болсаңлар: «Пәрвәрдигарниң дәстихини булғанған, униң мевиси, йәни аш-озуғи нәпрәтликтур» — дегиниңларда, силәр уни һарам қилисиләр;
13 wǝ silǝr: «Mana, nemidegǝn awariqilik!» dǝysilǝr wǝ Manga ⱪarap dimiƣinglarni ⱪaⱪisilǝr, — dǝydu samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar, — silǝr yarilanƣan, tokur ⱨǝm kesǝl mallarni elip kelisilǝr. Ⱪurbanliⱪ-ⱨǝdiyilǝrni xu peti elip kelisilǝr; Mǝn buni ⱪolunglardin ⱪobul ⱪilamdimǝn? — dǝydu Pǝrwǝrdigar.
вә силәр: «Мана, немидегән аваричилик!» дәйсиләр вә Маңа қарап димиғиңларни қақисиләр, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, — силәр яриланған, токур һәм кесәл малларни елип келисиләр. Қурбанлиқ-һәдийиләрни шу пети елип келисиләр; Мән буни қолуңлардин қобул қиламдимән? — дәйду Пәрвәрдигар.
14 Bǝrⱨǝⱪ, padisida ⱪoqⱪar turup, Rǝbkǝ ⱪilƣan ⱪǝsimini ada ⱪilix üqün bulƣanƣan nǝrsini ⱪurbanliⱪ ⱪilidiƣan aldamqi lǝnǝtkǝ ⱪalidu; qünki Mǝn uluƣ Padixaⱨdurmǝn, namim ǝllǝr arisida ⱨɵrmǝtlinidiƣan bolidu, — dǝydu samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar.
Бәрһәқ, падисида қочқар туруп, Рәбкә қилған қәсимини ада қилиш үчүн булғанған нәрсини қурбанлиқ қилидиған алдамчи ләнәткә қалиду; чүнки Мән улуқ Падишаһдурмән, намим әлләр арисида һөрмәтлинидиған болиду, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.