< Lawiylar 10 >
1 Ⱨarunning oƣulliri Nadab bilǝn Abiⱨu ikkisi ɵz huxbuydenini elip uningƣa ot yeⱪip üstigǝ huxbuyni selip, Pǝrwǝrdigar ularƣa buyrup baⱪmiƣan ƣǝyriy bir otni Pǝrwǝrdigarƣa sundi;
Һарунниң оғуллири Надаб билән Абиһу иккиси өз хушбуйденини елип униңға от йеқип үстигә хушбуйни селип, Пәрвәрдигар уларға буйруп бақмиған ғәйрий бир отни Пәрвәрдигарға сунди;
2 xuning bilǝn Pǝrwǝrdigarning aldidin ot qiⱪip ularni yǝwǝtti; xuan ular Pǝrwǝrdigarning aldida ɵldi.
шуниң билән Пәрвәрдигарниң алдидин от чиқип уларни йәвәтти; шуан улар Пәрвәрдигарниң алдида өлди.
3 Musa Ⱨarunƣa: — Mana, bu Pǝrwǝrdigarning: «Mǝn Manga yeⱪin kǝlgǝn adǝmlǝrdǝ Ɵzümning muⱪǝddǝs ikǝnlikimni kɵrsitimǝn wǝ barliⱪ hǝlⱪning aldida uluƣlinimǝn» degǝn sɵzining ɵzidur, dedi. Xuni dewidi, Ⱨarun jim turup ⱪaldi.
Муса Һарунға: — Мана, бу Пәрвәрдигарниң: «Мән Маңа йеқин кәлгән адәмләрдә Өзүмниң муқәддәс екәнлигимни көрситимән вә барлиқ хәлиқниң алдида улуқлинимән» дегән сөзиниң өзидур, деди. Шуни девиди, Һарун җим туруп қалди.
4 Musa Ⱨarunning taƣisi Uzziǝlning oƣulliri bolƣan Mixaǝl bilǝn Əlzafanni qaⱪirip ularƣa: — Silǝr yeⱪin kelip ɵz ⱪerindaxliringlarni muⱪǝddǝs jayning aldidin kɵtürüp, qedirgaⱨning taxⱪiriƣa elip qiⱪinglar» — dedi.
Муса Һарунниң тағиси Уззиәлниң оғуллири болған Мишаәл билән Әлзафанни чақирип уларға: — Силәр йеқин келип өз қериндашлириңларни муқәддәс җайниң алдидин көтирип, чедиргаһниң ташқириға елип чиқиңлар» — деди.
5 Xuning bilǝn ular yeⱪin kelip, ularni kiyiklik kɵnglǝkliri bilǝn kɵtürüp Musaning buyruƣinidǝk qedirgaⱨning taxⱪiriƣa elip qiⱪti.
Шуниң билән улар йеқин келип, уларни кийиклик көйнәклири билән көтирип Мусаниң буйруғинидәк чедиргаһниң ташқириға елип чиқти.
6 Musa Ⱨarun wǝ oƣulliri Əliazar bilǝn Itamarƣa: — Silǝr baxliringlarni oquⱪ ⱪoymanglar, kiyimliringlarni yirtmanglar; bolmisa ɵzünglar ɵlüp, pütkül jamaǝtkǝ ƣǝzǝp kǝltürisilǝr; lekin ⱪerindaxliringlar bolƣan pütkül Israil jǝmǝti Pǝrwǝrdigar yaⱪⱪan ot tüpǝylidin matǝm tutup yiƣlisun.
Муса Һарун вә оғуллири Әлиазар билән Итамарға: — Силәр башлириңларни очуқ қоймаңлар, кийимлириңларни житмаңлар; болмиса өзүңлар өлүп, пүткүл җамаәткә ғәзәп кәлтүрисиләр; лекин қериндашлириңлар болған пүткүл Исраил җәмәти Пәрвәрдигар яққан от түпәйлидин матәм тутуп жиғлисун.
7 Əmma silǝr bolsanglar Pǝrwǝrdigarning Mǝsiⱨlǝx meyi üstünglarƣa sürülgǝn bolƣaqⱪa, jamaǝt qedirining taxⱪiriƣa qiⱪmanglar; bolmisa ɵlisilǝr, dedi. Xuni dewidi, ular Musaning buyruƣinidǝk ⱪildi.
Амма силәр болсаңлар Пәрвәрдигарниң Мәсиһләш мейи үстүңларға сүрүлгән болғачқа, җамаәт чедириниң ташқириға чиқмаңлар; болмиса өлисиләр, деди. Шуни девиди, улар Мусаниң буйруғинидәк қилди.
8 Pǝrwǝrdigar Ⱨarunƣa sɵz ⱪilip mundaⱪ dedi: —
Пәрвәрдигар Һарунға сөз қилип мундақ деди: —
9 «Sǝn ɵzüng wǝ oƣulliring xarab wǝ ya baxⱪa küqlük ⱨaraⱪlarni iqip, jamaǝt qediriƣa ⱨǝrgiz kirmǝnglar; bolmisa, ɵlüp ketisilǝr. Bu silǝr üqün dǝwrdin-dǝwrgǝ ǝbǝdiy bir bǝlgilimǝ bolidu.
«Сән өзүң вә оғуллириң шарап вә я башқа күчлүк һарақларни ичип, җамаәт чедириға һәргиз кирмәңлар; болмиса, өлүп кетисиләр. Бу силәр үчүн дәвирдин-дәвиргә әбәдий бир бәлгүлимә болиду.
10 Xundaⱪ ⱪilsanglar, muⱪǝddǝs bilǝn adǝttikini, pak bilǝn napakni pǝrⱪ etip ajritalaydiƣan bolisilǝr;
Шундақ қилсаңлар, муқәддәс билән адәттикини, пак билән напакни пәриқ етип аҗриталайдиған болисиләр;
11 xundaⱪla Pǝrwǝrdigar Musaning wasitisi bilǝn Israillarƣa tapxurƣan ⱨǝmmǝ bǝlgilimilǝrni ularƣa ɵgitǝlǝysilǝr».
шундақла Пәрвәрдигар Мусаниң вастиси билән Исраилларға тапшурған һәммә бәлгүлимиләрни уларға үгитәләйсиләр».
12 Musa Ⱨarun wǝ uning tirik ⱪalƣan oƣulliri Əliazar bilǝn Itamarƣa mundaⱪ dedi: — «Silǝr Pǝrwǝrdigarƣa atap otta sunulidiƣan ⱪurbanliⱪ-ⱨǝdiyǝlǝrdin exip ⱪalƣan axliⱪ ⱨǝdiyǝni elip uni ⱪurbangaⱨning yenida eqitⱪu arilaxturmiƣan ⱨalda yǝnglar; qünki u «ǝng muⱪǝddǝslǝrning biri» ⱨesablinidu.
Муса Һарун вә униң тирик қалған оғуллири Әлиазар билән Итамарға мундақ деди: — «Силәр Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған қурбанлиқ-һәдийәләрдин ешип қалған ашлиқ һәдийәни елип уни қурбангаһниң йенида ечитқу арилаштурмиған һалда йәңлар; чүнки у «әң муқәддәсләрниң бири» һесаплиниду.
13 Bu Pǝrwǝrdigarƣa atap otta sunulidiƣan nǝrsilǝrdin sening nesiwǝng wǝ oƣulliringning nesiwisi bolƣaqⱪa, uni muⱪǝddǝs jayda yeyixinglar kerǝk; qünki manga xundaⱪ buyrulƣandur.
Бу Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған нәрсиләрдин сениң несивәң вә оғуллириңниң несивиси болғачқа, уни муқәддәс җайда йейишиңлар керәк; чүнки маңа шундақ буйрулғандур.
14 Uningdin baxⱪa pulanglatma ⱨǝdiyǝ ⱪilinƣan tɵx bilǝn kɵtürmǝ ⱨǝdiyǝ ⱪilinƣan arⱪa putni sǝn wǝ oƣul-ⱪizliring billǝ pak bir jayda yǝnglar; qünki bular sening nesiwǝng bilǝn oƣulliringning nesiwisi bolsun dǝp, Israillarning inaⱪliⱪ ⱪurbanliⱪliridin silǝrgǝ berilgǝn.
Униңдин башқа пулаңлатма һәдийә қилинған төш билән көтәрмә һәдийә қилинған арқа путни сән вә оғул-қизлириң биллә пак бир җайда йәңлар; чүнки булар сениң несивәң билән оғуллириңниң несивиси болсун дәп, Исраилларниң енақлиқ қурбанлиқлиридин силәргә берилгән.
15 Ular kɵtürmǝ ⱨǝdiyǝ ⱪilinƣan arⱪa put bilǝn pulanglatma ⱨǝdiyǝ ⱪilinƣan tɵxni otta sunulidiƣan mayliri bilǝn ⱪoxup, Pǝrwǝrdigarning aldida pulanglatma ⱨǝdiyǝ süpitidǝ pulanglitix üqün kǝltürsun; Pǝrwǝrdigarning buyruƣini boyiqǝ bular sening wǝ oƣulliringning nesiwisi bolidu; bu ǝbǝdiy bir bǝlgilimǝ bolidu».
Улар көтәрмә һәдийә қилинған арқа пут билән пулаңлатма һәдийә қилинған төшни отта сунулидиған майлири билән қошуп, Пәрвәрдигарниң алдида пулаңлатма һәдийә сүпитидә пулаңлитиш үчүн кәлтүрсун; Пәрвәрдигарниң буйруғини бойичә булар сениң вә оғуллириңниң несивиси болиду; бу әбәдий бир бәлгүлимә болиду».
16 Andin Musa gunaⱨ ⱪurbanliⱪi ⱪilidiƣan tekini izdiwidi, mana u alliⱪaqan kɵydürülüp bolƣanidi. Bu sǝwǝbtin u Ⱨarunning tirik ⱪalƣan ikki oƣli Əliazar bilǝn Itamarƣa aqqiⱪlinip:
Андин Муса гуна қурбанлиғи қилидиған текини издивиди, мана у аллиқачан көйдүрүлүп болған еди. Бу сәвәптин у Һарунниң тирик қалған икки оғли Әлиазар билән Итамарға аччиқлинип:
17 — Nemixⱪa silǝr gunaⱨ ⱪurbanliⱪining gɵxini muⱪǝddǝs jayda yemidinglar? Qünki u «ǝng muⱪǝddǝslǝrning biri» ⱨesablinatti, Pǝrwǝrdigar silǝrni jamaǝtning gunaⱨini kɵtürüp ular üqün uning aldida kafarǝt kǝltürsun dǝp, xuni silǝrgǝ tǝⱪsim ⱪilƣanidi.
— Немишкә силәр гуна қурбанлиғиниң гөшини муқәддәс җайда йемидиңлар? Чүнки у «әң муқәддәсләрниң бири» һесаплинатти, Пәрвәрдигар силәрни җамаәтниң гунайини көтирип улар үчүн униң алдида кафарәт кәлтүрсун дәп, шуни силәргә тәқсим қилған еди.
18 Mana, uning ⱪeni muⱪǝddǝs jayning iqigǝ kǝltürülmidi; silǝr ǝslidǝ mǝn buyruƣandǝk uni muⱪǝddǝs jayda yeyixinglar kerǝk idi, — dedi.
Мана, униң қени муқәддәс җайниң ичигә кәлтүрүлмиди; силәр әслидә мән буйруғандәк уни муқәддәс җайда йейишиңлар керәк еди, — деди.
19 Lekin Ⱨarun Musaƣa: — Mana, bular bügün [toƣra ix ⱪilip] ɵzlirining gunaⱨ ⱪurbanliⱪi bilǝn kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪini Pǝrwǝrdigarning aldida sundi; mening beximƣa xu ixlar kǝldi; ǝgǝr mǝn bügün gunaⱨ ⱪurbanliⱪining [gɵxini] yegǝn bolsam, Pǝrwǝrdigarning nǝziridǝ obdan bolattimu? — dedi.
Лекин Һарун Мусаға: — Мана, булар бүгүн [тоғра иш қилип] өзлириниң гуна қурбанлиғи билән көйдүрмә қурбанлиғини Пәрвәрдигарниң алдида сунди; мениң бешимға шу ишлар кәлди; әгәр мән бүгүн гуна қурбанлиғиниң [гөшини] йегән болсам, Пәрвәрдигарниң нәзиридә убдан болаттиму? — деди.
20 Musa buni anglap jawabidin razi boldi.
Муса буни аңлап җававидин рази болди.