< Batur Ⱨakimlar 12 >

1 Lekin Əfraimiylar bolsa toplixip Zafon tǝrǝpkǝ ɵtüp Yǝftaⱨⱪa soal ⱪoyup: — Sǝn Ammoniylar bilǝn jǝng ⱪilƣili barƣiningda nemixⱪa bizni billǝ berixⱪa qaⱪirmaysǝn? Əmdi biz ɵyüngni ɵzüng bilǝn ⱪoxup otta kɵydürüwetimiz, — dedi.
Лекин Әфраимийлар болса топлишип Зафон тәрәпкә өтүп Йәфтаһқа соал қоюп: — Сән Аммонийлар билән җәң қилғили барғиниңда немишкә бизни биллә беришқа чақирмайсән? Әнди биз өйүңни өзүң билән қошуп отта көйдүрүветимиз, — деди.
2 Yǝftaⱨ ularƣa jawab berip: — Mǝn bilǝn hǝlⱪim Ammoniylarƣa ⱪarxi ⱪattiⱪ jǝng ⱪiliwatⱪanda, silǝrni qaⱪirsam, meni ularning ⱪolidin ⱪutⱪuzmidinglar.
Йәфтаһ уларға җавап берип: — Мән билән хәлқим Аммонийларға қарши қаттиқ җәң қиливатқанда, силәрни чақирсам, мени уларниң қолидин қутқузмидиңлар.
3 Silǝrning kelip meni ⱪutⱪuzmaydiƣanliⱪinglarni kɵrüp, jenimni alⱪinimƣa elip ⱪoyup, Ammoniylarƣa ⱨujum ⱪilixⱪa atlandim, Pǝrwǝrdigar ularni ⱪolumƣa tapxurdi. Əmdi silǝr nemixⱪa bügün kelip manga ⱨujum ⱪilmaⱪqisilǝr? — dedi.
Силәрниң келип мени қутқузмайдиғанлиғиңларни көрүп, җенимни алқинимға елип қоюп, Аммонийларға һуҗум қилишқа атландим, Пәрвәрдигар уларни қолумға тапшурди. Әнди силәр немишкә бүгүн келип маңа һуҗум қилмақчисиләр? — деди.
4 Lekin Əfraimlar Gileadlarni [ⱨaⱪarǝtlǝp]: — Silǝr i Gileadlar, Əfraimning arisida wǝ Manassǝⱨning arisida turuwatⱪan musapirlar, Əfraimda turuwatⱪan ⱪaqⱪunsilǝr, halas! — dedi. Xuning bilǝn Yǝftaⱨ barliⱪ Gileadtikilǝrni yiƣip Əfraim bilǝn soⱪuxti. Ular Əfraimlarni urup ⱪirip mǝƣlup ⱪildi.
Лекин Әфраимлар Гилеадларни [һақарәтләп]: — Силәр и Гилеадлар, Әфраимниң арисида вә Манассәһниң арисида туруватқан мусапирлар, Әфраимда туруватқан қачқунсиләр, халас! — деди. Шуниң билән Йәфтаһ барлиқ Гилеадтикиләрни жиғип Әфраим билән соқушти. Улар Әфраимларни уруп қирип мәғлуп қилди.
5 Andin Gileadtikilǝr Iordan dǝryasining keqiklirini tosup, Əfraimlarni ɵtküzmidi. Xundaⱪ boldiki, Əfraimliⱪ birǝr ⱪaqⱪon keqikkǝ kelip: — Meni ɵtkili ⱪoyƣin, desǝ Gileadtikilǝr uningdin: — Sǝn Əfraimiymu? — dǝp soraytti. U kixi «yaⱪ» desǝ,
Андин Гилеадтикиләр Иордан дәриясиниң кечиклирини тосуп, Әфраимларни өткүзмиди. Шундақ болдики, Әфраимлиқ бирәр қачқон кечиккә келип: — Мени өткили қойғин, десә Гилеадтикиләр униңдин: — Сән Әфраимийму? — дәп сорайтти. У киши «яқ» десә,
6 ular uningƣa: — «Xibolǝt» degin! — dǝytti. Əgǝr u kixi natoƣra tǝlǝppuz ⱪilip «sibolǝt» dǝp jawab berip ⱪalsa, ular uni tutup Iordan dǝryasining keqikining yenida ɵltürüwetǝtti. Xu tǝriⱪidǝ xu waⱪitta ⱪiriⱪ ikki mingqǝ Əfraimiy ɵltürüldi.
улар униңға: — «Шиболәт» дегин! — дәйтти. Әгәр у киши натоғра тәләппуз қилип «сиболәт» дәп җавап берип қалса, улар уни тутуп Иордан дәриясиниң кечигиниң йенида өлтүрүветәтти. Шу тәриқидә шу вақитта қириқ икки миңчә Әфраимий өлтүрүлди.
7 Yǝftaⱨ altǝ yil Israilƣa ⱨakim boldi. Andin Gileadliⱪ Yǝftaⱨ alǝmdin ɵtüp, Gilead xǝⱨǝrlirining biridǝ dǝpnǝ ⱪilindi.
Йәфтаһ алтә жил Исраилға һаким болди. Андин Гилеадлиқ Йәфтаһ аләмдин өтүп, Гилеад шәһәрлириниң биридә дәпнә қилинди.
8 Uningdin keyin Bǝyt-Lǝⱨǝmlik Ibzan Israilƣa ⱨakim boldi.
Униңдин кейин Бәйт-Ләһәмлик Ибзан Исраилға һаким болди.
9 Uning ottuz oƣli, ottuz ⱪizi bolup, ottuz ⱪizini sirtⱪa ǝrgǝ berip, sirttin ottuz ⱪizni oƣulliriƣa elip bǝrdi. U yǝttǝ yilƣiqǝ Israilƣa ⱨakim boldi.
Униң оттуз оғли, оттуз қизи болуп, оттуз қизини сиртқа әргә берип, сирттин оттуз қизни оғуллириға елип бәрди. У йәттә жилғичә Исраилға һаким болди.
10 Andin Ibzan ɵlüp, Bǝyt-Lǝⱨǝmdǝ dǝpnǝ ⱪilindi.
Андин Ибзан өлүп, Бәйт-Ләһәмдә дәпнә қилинди.
11 Uningdin keyin Zǝbulun ⱪǝbilisidin bolƣan Elon Israilƣa ⱨakim bolup, on yil Israilda ⱨɵküm sürdi.
Униңдин кейин Зәбулун қәбилисидин болған Елон Исраилға һаким болуп, он жил Исраилда һөкүм сүрди.
12 Andin Zǝbulun ⱪǝbilisidin bolƣan Elon ɵlüp, Zǝbulun zeminidiki Ayjalon degǝn jayda dǝpnǝ ⱪilindi.
Андин Зәбулун қәбилисидин болған Елон өлүп, Зәбулун зиминидики Айҗалон дегән җайда дәпнә қилинди.
13 Uningdin keyin Piratonluⱪ Ⱨillǝlning oƣli Abdon Israilƣa ⱨakim boldi.
Униңдин кейин Пиратонлуқ Һилләлниң оғли Абдон Исраилға һаким болди.
14 Uning ⱪiriⱪ oƣli wǝ ottuz nǝwrisi bar idi. Ular yǝtmix exǝkkǝ minip mangatti. U Israilƣa sǝkkiz yil ⱨakim boldi.
Униң қириқ оғли вә оттуз нәвриси бар еди. Улар йәтмиш ешәккә минип маңатти. У Исраилға сәккиз жил һаким болди.
15 Andin Piratonluⱪ Ⱨillǝlning oƣli Abdon ɵlüp, Əfraim zeminida, Amalǝklǝrning taƣliⱪ rayonidiki Piraton degǝn jayda dǝpnǝ ⱪilindi.
Андин Пиратонлуқ Һилләлниң оғли Абдон өлүп, Әфраим зиминида, Амаләкләрниң тағлиқ районидики Пиратон дегән җайда дәпнә қилинди.

< Batur Ⱨakimlar 12 >