< Batur Ⱨakimlar 11 >

1 Xu qaƣda Gileadliⱪ Yǝftaⱨ degǝn kixi batur palwan idi. U bir paⱨixǝ ayalning oƣli bolup, Gileadtin tɵrǝlgǝnidi.
Шу чағда Гилеадлиқ Йәфтаһ дегән киши батур палван еди. У бир паһишә аялниң оғли болуп, Гилеадтин төрәлгән еди.
2 Lekin Gileadning ɵz ayali uningƣa birnǝqqǝ oƣul bala tuƣup bǝrgǝnidi; bu ayaldin tuƣulƣan oƣulliri qong bolƣanda Yǝftaⱨni ɵydin ⱪoƣlap: — Sǝn baxⱪa hotundin bolƣan oƣul bolƣaqⱪa, atimizning ɵyidin mirasⱪa igǝ bolmaysǝn, — dedi.
Лекин Гилеадниң өз аяли униңға бир нәччә оғул бала туғуп бәргән еди; бу аялдин туғулған оғуллири чоң болғанда Йәфтаһни өйдин қоғлап: — Сән башқа хотундин болған оғул болғачқа, атимизниң өйидин мирасқа егә болмайсән, — деди.
3 Xuning bilǝn Yǝftaⱨ ⱪerindaxliridin ⱪeqip, Tob degǝn zeminda turup ⱪaldi. Xu yǝrdǝ birmunqǝ bikar tǝlǝplǝr Yǝftaⱨning ǝtrapiƣa bir-birlǝp yiƣildi. Ular uning bilǝn kirip-qiⱪip yürǝtti.
Шуниң билән Йәфтаһ қериндашлиридин қечип, Тоб дегән зиминда туруп қалди. Шу йәрдә бир мунчә бекар тәләпләр Йәфтаһниң әтрапиға бир-бирләп жиғилди. Улар униң билән кирип-чиқип жүрәтти.
4 Əmma birnǝqqǝ waⱪit ɵtkǝndǝ Ammoniylar Israil bilǝn soⱪuxⱪa qiⱪti.
Амма бир нәччә вақит өткәндә Аммонийлар Исраил билән соқушқа чиқти.
5 Ammoniylar Israilƣa ⱨujum ⱪilƣanda Gileadning aⱪsaⱪalliri Yǝftaⱨni Tob zeminidin elip kǝlmǝkqi bolup uning yeniƣa bardi.
Аммонийлар Исраилға һуҗум қилғанда Гилеадниң ақсақаллири Йәфтаһни Тоб зиминидин елип кәлмәкчи болуп униң йениға барди.
6 Ular berip Yǝftaⱨⱪa iltija ⱪilip: — Bizning Ammoniylar bilǝn urux ⱪiliximiz üqün sǝn kelip bizgǝ sǝrdar bolup bǝrgin, — dedi.
Улар берип Йәфтаһқа илтиҗа қилип: — Бизниң Аммонийлар билән уруш қилишимиз үчүн сән келип бизгә сәрдар болуп бәргин, — деди.
7 Yǝftaⱨ Gileadning aⱪsaⱪalliriƣa jawabǝn: — Silǝr meni ɵq kɵrüp atamning jǝmǝtidin ⱨǝydiwǝtkǝnidinglarƣu, ǝmdi bexinglarƣa balayi’apǝt qüxkǝndǝ ⱪandaⱪsigǝ mening ⱪeximƣa kelip ⱪaldinglar, — dedi.
Йәфтаһ Гилеадниң ақсақаллириға җававән: — Силәр мени өч көрүп атамниң җәмәтидин һайдивәткән едиңларғу, әнди бешиңларға балаю-апәт чүшкәндә қандақсигә мениң қешимға келип қалдиңлар, — деди.
8 Gileadning aⱪsaⱪalliri Yǝftaⱨⱪa: — Durus, lekin seni biz bilǝn billǝ berip Ammoniylarƣa ⱪarxi jǝng ⱪilip, Gileadta ⱨǝmmǝ olturuwatⱪanlarƣa bax bolsun dǝp, ⱪexingƣa kǝlduⱪ, — dedi.
Гилеадниң ақсақаллири Йәфтаһқа: — Дурус, лекин сени биз билән биллә берип Аммонийларға қарши җәң қилип, Гилеадта һәммә олтириватқанларға баш болсун дәп, қешиңға кәлдуқ, — деди.
9 Yǝftaⱨ Gileadning aⱪsaⱪalliridin: — Əgǝr silǝr meni Ammoniylar bilǝn soⱪuxuxⱪa yandurup barƣininglarda, Pǝrwǝrdigar ularni mening ⱪolumƣa tapxursa, mǝn silǝrgǝ bax bolamdimǝn? — dǝp soridi.
Йәфтаһ Гилеадниң ақсақаллиридин: — Әгәр силәр мени Аммонийлар билән соқушушқа яндуруп барғиниңларда, Пәрвәрдигар уларни мениң қолумға тапшурса, мән силәргә баш боламдимән? — дәп сориди.
10 Gileadning aⱪsaⱪalliri Yǝftaⱨⱪa jawab berip: —Eytⱪiningdǝk ⱪilmisaⱪ, Pǝrwǝrdigar Ɵzi arimizda guwaⱨ bolup ⱨɵküm qiⱪarsun! — dedi.
Гилеадниң ақсақаллири Йәфтаһқа җавап берип: —Ейтқиниңдәк қилмисақ, Пәрвәрдигар Өзи аримизда гува болуп һөкүм чиқарсун! — деди.
11 Buni anglap Yǝftaⱨ Gileadning aⱪsaⱪalliri bilǝn bardi; hǝlⱪ uni ɵzlirigǝ ⱨǝm bax ⱨǝm sǝrdar ⱪilip tiklidi. Yǝftaⱨ Mizpaⱨƣa barƣanda ⱨǝmmǝ sɵzlirini Pǝrwǝrdigarning aldida bayan ⱪildi.
Буни аңлап Йәфтаһ Гилеадниң ақсақаллири билән барди; хәлиқ уни өзлиригә һәм баш һәм сәрдар қилип тиклиди. Йәфтаһ Мизпаһға барғанда һәммә сөзлирини Пәрвәрдигарниң алдида баян қилди.
12 Andin Yǝftaⱨ Ammoniylarning padixaⱨiƣa ǝlqilǝrni ǝwǝtip, uningdin: — Mening zeminimƣa besip kirip, mǝn bilǝn soⱪuxuxⱪa mǝndǝ nemǝ ⱨǝⱪⱪing bar idi? — dǝp soridi.
Андин Йәфтаһ Аммонийларниң падишасиға әлчиләрни әвәтип, униңдин: — Мениң зиминимға бесип кирип, мән билән соқушушқа мәндә немә һәққиң бар еди? — дәп сориди.
13 Ammoniylarning padixaⱨi Yǝftaⱨning ǝlqilirigǝ jawab berip: — Qünki Israillar Misirdin qiⱪip kǝlgǝndǝ ular Arnon dǝryasidin tartip [ximaldiki] Yabbok eⱪiniƣiqǝ wǝ [ƣǝrbtǝ] Iordan dǝryasiƣiqǝ mening zeminimni bulap igiliwalƣanidi. Əmdi sǝn bu yǝrlǝrni tinqliⱪ bilǝn manga yandurup bǝr! — dedi.
Аммонийларниң падишаси Йәфтаһниң әлчилиригә җавап берип: — Чүнки Исраиллар Мисирдин чиқип кәлгәндә улар Арнон дәриясидин тартип [шималдики] Яббок еқиниғичә вә [ғәриптә] Иордан дәриясиғичә мениң зиминимни булап егиливалған еди. Әнди сән бу йәрләрни течлиқ билән маңа яндуруп бәр! — деди.
14 Yǝftaⱨ ǝlqilǝrni Ammoniylarning padixaⱨining ⱪexiƣa yǝnǝ ǝwǝtip
Йәфтаһ әлчиләрни Аммонийларниң падишасиниң қешиға йәнә әвәтип
15 uningƣa: — Yǝftaⱨ sɵz ⱪilip mundaⱪ dǝydu: «Israil nǝ Moabning zeminini nǝ Ammonning zeminini igilimidi,
униңға: — Йәфтаһ сөз қилип мундақ дәйду: «Исраил нә Моабниң зиминини нә Аммонниң зиминини егилимиди,
16 bǝlki ular Misirdin qiⱪip kǝlgǝndǝ qɵl-bayawanda mengip Ⱪizil dengizdin ɵtüp, andin Ⱪadǝx degǝn jayƣa yetip kǝlgǝnidi;
бәлки улар Мисирдин чиқип кәлгәндә чөл-баяванда меңип Қизил деңиздин өтүп, андин Қадәш дегән җайға йетип кәлгән еди;
17 xu qaƣda Israilliⱪlar Edom padixaⱨining ⱪexiƣa ǝlqilǝr ǝwǝtip: «Zeminliridin kesip ɵtüwelixⱪa ijazǝt bǝrgǝyla» dǝp soriwidi, Edom padixaⱨi unimiƣanidi. Xuning bilǝn ular Moab padixaⱨining ⱪexiƣa [iltija bilǝn] ǝlqilǝrni ǝwǝtsǝ, umu ⱪoxulmiƣanidi. Xu sǝwǝbtin Israillar Ⱪadǝxtǝ turup ⱪalƣan;
шу чағда Исраиллиқлар Едом падишасиниң қешиға әлчиләр әвәтип: «Зиминлиридин кесип өтүвелишқа иҗазәт бәргәйла» дәп соривиди, Едом падишаси унимиған еди. Шуниң билән улар Моаб падишасиниң қешиға [илтиҗа билән] әлчиләрни әвәтсә, уму қошулмиған еди. Шу сәвәптин Исраиллар Қадәштә туруп қалған;
18 andin ular qɵl-bayawan bilǝn mengip Edom zemini bilǝn Moab zeminini aylinip ɵtüp, Moab zeminining xǝrⱪ tǝripidin kelip, ahirida Arnon dǝryasining xu ⱪetida qedir tikti. Ular Moabning qegrisi iqigǝ kirmidi; qünki Arnon dǝryasi Moabning qegrasidur.
андин улар чөл-баяван билән меңип Едом зимини билән Моаб зиминини айлинип өтүп, Моаб зимининиң шәриқ тәрипидин келип, ахирида Арнон дәриясиниң шу қетида чедир тикти. Улар Моабниң чегариси ичигә кирмиди; чүнки Арнон дәрияси Моабниң чегарасидур.
19 Andin Israil Amoriylarning padixaⱨi Siⱨonƣa, yǝni Ⱨǝxbonning padixaⱨining ⱪexiƣa ǝlqilǝrni ǝwǝtip: «Bizning zeminlirining iqidin ɵtüp ɵz jayimizƣa beriweliximizƣa ijazǝt bǝrgǝyla» — dedi.
Андин Исраил Аморийларниң падишаси Сиһонға, йәни Һәшбонниң падишасиниң қешиға әлчиләрни әвәтип: «Бизниң зиминлириниң ичидин өтүп өз җайимизға беривелишимизға иҗазәт бәргәйла» — деди.
20 Lekin Siⱨon Israilƣa ixǝnq ⱪilalmay, yurtidin ɵtkili ⱪoymidi; u bǝlki hǝlⱪlirining ⱨǝmmisini yiƣip, Jaⱨzaⱨ degǝn jayƣa qüxüp qedirgaⱨ tikip, Israil bilǝn uruxti.
Лекин Сиһон Исраилға ишәш қилалмай, жутидин өткили қоймиди; у бәлки хәлиқлириниң һәммисини жиғип, Җаһзаһ дегән җайға чүшүп чедиргаһ тикип, Исраил билән урушти.
21 Əmma Israilning Hudasi Pǝrwǝrdigar Siⱨonni barliⱪ hǝlⱪi bilǝn ⱪoxup Israilning ⱪoliƣa tapxurdi, Israillar ularni urup ⱪirdi. Andin Israil xu yǝrdǝ olturuxluⱪ Amoriylarning ⱨǝmmǝ zeminini igilidi.
Амма Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар Сиһонни барлиқ хәлқи билән қошуп Исраилниң қолиға тапшурди, Исраиллар уларни уруп қирди. Андин Исраил шу йәрдә олтиришлиқ Аморийларниң һәммә зиминини егилиди.
22 Arnon dǝryasidin tartip Yabbok eⱪiniƣiqǝ, qɵl-bayawandin tartip Iordan dǝryasiƣiqǝ Amoriylarning pütkül zeminini igilidi.
Арнон дәриясидин тартип Яббок еқиниғичә, чөл-баявандин тартип Иордан дәриясиғичә Аморийларниң пүткүл зиминини егилиди.
23 Israilning Hudasi Pǝrwǝrdigar Amoriylarni Ɵz hǝlⱪi bolƣan Israilning aldidin ⱪoƣlap qiⱪardi, ǝmdi sǝn xu yurtⱪa igǝ bolmaⱪqimusǝn?
Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар Аморийларни Өз хәлқи болған Исраилниң алдидин қоғлап чиқарди, әнди сән шу жутқа егә болмақчимусән?
24 Sening ilaⱨing Ⱪemox sanga igilǝtkǝn yǝrgǝ ɵzüng igǝ boldungƣu? Xuningƣa ohxax Pǝrwǝrdigar Hudayimiz aldimizdin ⱨǝydǝp qiⱪiriwǝtkǝn hǝlⱪning yerigǝ bolsa, bizmu xuningƣa igǝ bolimiz.
Сениң илаһиң Қемош саңа егиләткән йәргә өзүң егә болдуңғу? Шуниңға охшаш Пәрвәрдигар Худайимиз алдимиздин һайдап чиқиривәткән хәлиқниң йеригә болса, бизму шуниңға егә болимиз.
25 Əmdi sǝn dǝrwǝⱪǝ Moabning padixaⱨi bolƣan Zipporning oƣli Balaⱪtinmu küqlükmu? U ⱪaqan Israil bilǝn tirkǝxkǝn yaki Israil bilǝn jǝng ⱪilixⱪa jür’ǝt ⱪilƣan?
Әнди сән дәрвәқә Моабниң падишаси болған Зиппорниң оғли Балақтинму күчлүкму? У қачан Исраил билән тиркәшкән яки Исраил билән җәң қилишқа җүръәт қилған?
26 Yǝnǝ kelip, Israil Ⱨǝxbon wǝ uningƣa ⱪaraxliⱪ yeza-ⱪixlaⱪlarda, Aroǝr wǝ uningƣa ⱪaraxliⱪ yeza-ⱪixlaⱪlarda ⱨǝmdǝ Arnon dǝryasining boyidiki barliⱪ xǝⱨǝrlǝrdǝ üq yüz yil makan tutup olturƣan waⱪitlarda, nemixⱪa silǝr xu yǝrlǝrni ⱪayturuwalmidinglar?
Йәнә келип, Исраил Һәшбон вә униңға қарашлиқ йеза-қишлақларда, Ароәр вә униңға қарашлиқ йеза-қишлақларда һәмдә Арнон дәриясиниң бойидики барлиқ шәһәрләрдә үч йүз жил макан тутуп олтарған вақитларда, немишкә силәр шу йәрләрни қайтурувалмидиңлар?
27 Xunga mǝn sanga gunaⱨ ⱪilmidim, bǝlki manga tajawuz ⱪilip, yamanliⱪ ⱪilƣuqi sǝn ɵzüngdursǝn. Birdinbir adalǝt qiⱪarƣuqi Pǝrwǝrdigar Ɵzi bügün Israillar bilǝn Ammoniylarning otturisida ⱨɵküm qiⱪarsun!» — dedi.
Шуңа мән саңа гуна қилмидим, бәлки маңа таҗавуз қилип, яманлиқ қилғучи сән өзүңдурсән. Бирдин-бир адаләт чиқарғучи Пәрвәрдигар Өзи бүгүн Исраиллар билән Аммонийларниң оттурисида һөкүм чиқарсун!» — деди.
28 Lekin Ammoniylarning padixaⱨi Yǝftaⱨning ǝlqi ǝwǝtip eytⱪan sɵzlirini tingximidi.
Лекин Аммонийларниң падишаси Йәфтаһниң әлчи әвәтип ейтқан сөзлирини тиңшимиди.
29 Xu waⱪitta Pǝrwǝrdigarning Roⱨi Yǝftaⱨning üstigǝ qüxüp, u [ⱪuwwǝtlinip] Gilead bilǝn Manassǝⱨlǝrning yurtidin ɵtüp Gileadtiki Mizpaⱨⱪa berip, andin Gileadtiki Mizpaⱨdin Ammoniylar tǝrǝpkǝ mangdi.
Шу вақитта Пәрвәрдигарниң Роһи Йәфтаһниң үстигә чүшүп, у [қувәтлинип] Гилеад билән Манассәһләрниң жутидин өтүп Гилеадтики Мизпаһқа берип, андин Гилеадтики Мизпаһдин Аммонийлар тәрәпкә маңди.
30 Xu qaƣda Yǝftaⱨ Pǝrwǝrdigarƣa ⱪǝsǝm iqip: — Əgǝr Sǝn dǝrwǝⱪǝ Ammoniylarni ⱪolumƣa tutup bǝrsǝng,
Шу чағда Йәфтаһ Пәрвәрдигарға қәсәм ичип: — Әгәр Сән дәрвәқә Аммонийларни қолумға тутуп бәрсәң,
31 undaⱪta mǝn Ammoniylarning ⱪexidin tinq-aman yenip kǝlginimdǝ, ɵyümning ixikidin qiⱪip manga tunji yoluⱪⱪini Pǝrwǝrdigarƣa atalƣan bolidu, mǝn uni kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ ⱪilimǝn, — dedi.
ундақта мән Аммонийларниң қешидин теч-аман йенип кәлгинимдә, өйүмниң ишигидин чиқип маңа тунҗа йолуққини Пәрвәрдигарға аталған болиду, мән уни көйдүрмә қурбанлиқ қилимән, — деди.
32 Xuning bilǝn Yǝftaⱨ qiⱪip Ammoniylar bilǝn soⱪuxⱪili ular tǝrǝpkǝ ɵtti; Pǝrwǝrdigar ularni uning ⱪoliƣa tapxurdi.
Шуниң билән Йәфтаһ чиқип Аммонийлар билән соқушқили улар тәрәпкә өтти; Пәрвәрдигар уларни униң қолиға тапшурди.
33 Xuning bilǝn u Aroǝrdin tartip Minnitⱪiqǝ ularni ⱪattiⱪ urup ⱪirip, yigirmǝ xǝⱨǝrni elip, Abǝl-Ⱪeramimƣiqimu yetip bardi. Buning bilǝn Ammoniylar Israilƣa boysunduruldi.
Шуниң билән у Ароәрдин тартип Миннитқичә уларни қаттиқ уруп қирип, жигирмә шәһәрни елип, Абәл-Қерамимғичиму йетип барди. Буниң билән Аммонийлар Исраилға бойсундурулди.
34 Andin Yǝftaⱨ Mizpaⱨⱪa ⱪaytip ɵyigǝ kǝlgǝndǝ ɵz ⱪizi dap qelip ussul oynap uning aldiƣa kɵrüxkili qiⱪti. Bu uning yalƣuz ⱪizi bolup, uningdin baxⱪa ⱨeq oƣul-ⱪizi yoⱪ idi.
Андин Йәфтаһ Мизпаһқа қайтип өйигә кәлгәндә өз қизи дап челип уссул ойнап униң алдиға көрүшкили чиқти. Бу униң ялғуз қизи болуп, униңдин башқа һеч оғул-қизи йоқ еди.
35 U uni kɵrgǝndǝ ɵz iginlirini yirtip: — Aⱨ, aⱨ, mening ⱪizim! Sǝn meni intayin yaman ⱨalƣa qüxürdung, meni dǝrdkǝ qüxürgüqilǝrdin biri bolup ⱪalding; qünki mǝn Pǝrwǝrdigarƣa aƣzimni eqip, eytⱪan gepimdin yeniwalalmaymǝn, — dedi.
У уни көргәндә өз егинлирини житип: — Аһ, аһ, мениң қизим! Сән мени интайин яман һалға чүшүрдуң, мени дәрдкә чүшүргүчиләрдин бири болуп қалдиң; чүнки мән Пәрвәрдигарға ағзимни ечип, ейтқан гепимдин йенивалалмаймән, — деди.
36 Ⱪizi uningƣa: — Əy ata, Pǝrwǝrdigarƣa aƣzingni eqip wǝdǝ ⱪilƣan bolsang, aƣzingdin qiⱪⱪini boyiqǝ, manga xuni ⱪilƣin; qünki Pǝrwǝrdigar sening düxmǝnliring bolƣan Ammoniylardin intiⱪamingni elip bǝrdi, — dedi.
Қизи униңға: — Әй ата, Пәрвәрдигарға ағзиңни ечип вәдә қилған болсаң, ағзиңдин чиққини бойичә, маңа шуни қилғин; чүнки Пәрвәрдигар сениң дүшмәнлириң болған Аммонийлардин интиқамиңни елип бәрди, — деди.
37 Andin u atisiƣa yǝnǝ: — Mening xu iltimasimni ⱪobul kɵrginki, manga ikki ayliⱪ mɵⱨlǝt bǝrsǝng; mǝn ⱪiz dostlirim bilǝn berip taƣlarda yürüp, ⱪizliⱪim üqün matǝm tutuwalay, — dedi.
Андин у атисиға йәнә: — Мениң шу илтимасимни қобул көргинки, маңа икки айлиқ мөһләт бәрсәң; мән қиз достлирим билән берип тағларда жүрүп, қизлиғим үчүн матәм тутувалай, — деди.
38 Atisi jawab berip: — Barƣin, dedi. Uningƣa ikki ayliⱪ mɵⱨlǝt berip dalaƣa ǝwǝtti. U berip, ⱪiz dostlirini elip taƣlarƣa qiⱪip, ikki ayƣiqǝ ɵzining ⱪiz peti ⱪalƣiniƣa aⱨ-zar kɵtürüp yiƣlap yürdi.
Атиси җавап берип: — Барғин, деди. Униңға икки айлиқ мөһләт берип далаға әвәтти. У берип, қиз достлирини елип тағларға чиқип, икки айғичә өзиниң қиз пети қалғиниға аһ-зар көтирип жиғлап жүрди.
39 Xundaⱪ boldiki, u ikki aydin keyin atisining ⱪexiƣa yenip kǝlgǝndǝ, atisi uning üstigǝ ⱪilƣan ⱪǝsimini bǝja kǝltürdi. Bu ⱪiz bolsa ⱨeq ǝr kixigǝ yeⱪinlaxmiƣanidi. Xuning bilǝn Israilda xundaⱪ bir ɵrp-adǝt pǝyda boldiki,
Шундақ болдики, у икки айдин кейин атисиниң қешиға йенип кәлгәндә, атиси униң үстигә қилған қәсимини беҗа кәлтүрди. Бу қиз болса һеч әр кишигә йеқинлашмиған еди. Шуниң билән Исраилда шундақ бир өрп-адәт пәйда болдики,
40 ⱨǝr yili Israilning ⱪizliri ɵydin qiⱪip Yǝftaⱨning ⱪizini tɵt kün ǝslǝp hatirilǝydiƣan boldi.
һәр жили Исраилниң қизлири өйдин чиқип Йәфтаһниң қизини төрт күн әсләп хатириләйдиған болди.

< Batur Ⱨakimlar 11 >