< Ayup 33 >
1 «Əmdiliktǝ, i Ayup, bayanlirimƣa ⱪulaⱪ salƣaysǝn, Sɵzlirimning ⱨǝmmisini anglap qiⱪⱪaysǝn.
«Әндиликтә, и Аюп, баянлиримға қулақ салғайсән, Сөзлиримниң һәммисини аңлап чиққайсән.
2 Mana ⱨazir lǝwlirimni aqtim, Aƣzimda tilim gǝp ⱪilidu.
Мана һазир ләвлиримни ачтим, Ағзимда тилим гәп қилиду.
3 Sɵzlirim kɵnglümdǝk durus bolidu, Lǝwlirim sap bolƣan tǝlimni bayan ⱪilidu.
Сөзлирим көңлүмдәк дурус болиду, Ләвлирим сап болған тәлимни баян қилиду.
4 Tǝngrining Roⱨi meni yaratⱪan; Ⱨǝmmigǝ Ⱪadirning nǝpisi meni janlanduridu.
Тәңриниң Роһи мени яратқан; Һәммигә Қадирниң нәпәси мени җанландуриду.
5 Jawabing bolsa, manga rǝddiyǝ bǝrgin; Sɵzliringni aldimƣa sǝpkǝ ⱪoyup jǝnggǝ tǝyyar turƣin!
Җававиң болса, маңа рәддийә бәргин; Сөзлириңни алдимға сәпкә қоюп җәңгә тәйяр турғин!
6 Mana, Tǝngri aldida mǝn sanga ohxax bǝndimǝn; Mǝnmu laydin xǝkillǝndürülüp yasalƣanmǝn.
Мана, Тәңри алдида мән саңа охшаш бәндимән; Мәнму лайдин шәкилләндүрүлүп ясалғанмән.
7 Bǝrⱨǝⱪ, mǝn sanga ⱨeq wǝⱨimǝ salmaⱪqi ǝmǝsmǝn, Wǝ yaki mǝn salƣan yük sanga besim bolmaydu.
Бәрһәқ, мән саңа һеч вәһимә салмақчи әмәсмән, Вә яки мән салған жүк саңа бесим болмайду.
8 Sǝn dǝrwǝⱪǝ ⱪuliⱪimƣa gǝp ⱪildingki, Ɵz awazing bilǝn: —
Сән дәрвәқә қулиқимға гәп қилдиңки, Өз авазиң билән: —
9 «Mǝn ⱨeq itaǝtsiz bolmay pak bolimǝn; Mǝn sap, mǝndǝ ⱨeq gunaⱨ yoⱪ...
«Мән һеч итаәтсиз болмай пак болимән; Мән сап, мәндә һеч гуна йоқ...
10 Mana, Huda mǝndin sǝwǝb tepip ⱨujum ⱪilidu, U meni Ɵz düxmini dǝp ⱪaraydu;
Мана, Худа мәндин сәвәп тепип һуҗум қилиду, У мени Өз дүшмини дәп қарайду;
11 U putlirimni kixǝnlǝrgǝ salidu, Ⱨǝmmǝ yollirimni kɵzitip yüridu» — degǝnlikingni anglidim.
У путлиримни кишәнләргә салиду, Һәммә йоллиримни күзитип жүриду» — дегәнлигиңни аңлидим.
12 Mana, mǝn sanga jawab berǝyki, Bu ixta geping toƣra ǝmǝs; Qünki Tǝngri insandin uluƣdur.
Мана, мән саңа җавап берәйки, Бу ишта гепиң тоғра әмәс; Чүнки Тәңри инсандин улуқдур.
13 Sǝn nemixⱪa uning bilǝn dǝwalixip: — U Ɵzi ⱪilƣan ixliri toƣruluⱪ ⱨeq qüxǝnqǝ bǝrmǝydu» dǝp yürisǝn?
Сән немишкә униң билән дәвалишип: — У Өзи қилған ишлири тоғрилиқ һеч чүшәнчә бәрмәйду» дәп жүрисән?
14 Qünki Tǝngri ⱨǝⱪiⱪǝtǝn gǝp ⱪilidu; Bir ⱪetim, ikki ⱪetim, Lekin insan buni sǝzmǝydu;
Чүнки Тәңри һәқиқәтән гәп қилиду; Бир қетим, икки қетим, Лекин инсан буни сәзмәйду;
15 Qüx kɵrgǝndǝ, keqidiki ƣayibanǝ alamǝttǝ, — (Ⱪattiⱪ uyⱪu insanlarni basⱪanda, Yaki orun-kɵrpiliridǝ ügdǝk basⱪanda) —
Чүш көргәндә, кечидики ғайипанә аламәттә, — (Қаттиқ уйқа инсанларни басқанда, Яки орун-көрпилиридә үгдәк басқанда) —
16 — Xu qaƣlarda U insanlarning ⱪuliⱪini aqidu, U ularƣa bǝrgǝn nǝsiⱨǝtni [ularning yürikigǝ] mɵⱨürlǝydu.
— Шу чағларда У инсанларниң қулиқини ачиду, У уларға бәргән несиһәтни [уларниң жүригигә] мөһүрләйду.
17 Uning mǝⱪsiti adǝmlǝrni [yaman] yolidin yanduruxtur, Insanni tǝkǝbburluⱪtin saⱪlaxtur;
Униң мәхсити адәмләрни [яман] йолидин яндуруштур, Инсанни тәкәббурлуқтин сақлаштур;
18 Buning bilǝn [Huda] adǝmning jenini kɵz yǝtmǝs ⱨangdin yandurup, saⱪlaydu, uning ⱨayatini ⱪiliqlinixtin ⱪoƣdaydu.
Буниң билән [Худа] адәмниң җенини көз йәтмәс һаңдин яндуруп, сақлайду, униң һаятини қиличлиништин қоғдайду.
19 Yaki bolmisa, u orun tutup yetip ⱪalƣinida aƣriⱪ bilǝn, Sɵngǝklirini ɵz-ara soⱪuxturup biaram ⱪilix bilǝn, Tǝrbiyǝ ⱪilinidu.
Яки болмиса, у орун тутуп йетип қалғинида ағриқ билән, Сүйәклирини өз-ара соқуштуруп беарам қилиш билән, Тәрбийә қилиниду.
20 Xuning bilǝn uning pütün wujudi taamdin nǝprǝtlinidu, Uning jeni ⱨǝrhil nazu-nemǝtlǝrdin ⱪaqidu.
Шуниң билән униң пүтүн вуҗуди таамдин нәпрәтлиниду, Униң җени һәр хил назу-немәтләрдин қачиду.
21 Uning eti kɵzdin yoⱪilip ketidu, Əslidǝ kɵrünmǝydiƣan sɵngǝkliri bɵrtüp qiⱪidu.
Униң ети көздин йоқилип кетиду, Әслидә көрүнмәйдиған сүйәклири бөртүп чиқиду.
22 Buning bilǝn jeni kɵz yǝtmǝs ⱨangƣa yeⱪin kelidu, Ⱨayati ⱨalak ⱪilƣuqi pǝrixtilǝrgǝ yeⱪinlixidu;
Буниң билән җени көз йәтмәс һаңға йеқин келиду, Һаяти һалак қилғучи пәриштиләргә йеқинлишиду;
23 Biraⱪ, ǝgǝr uning bilǝn bir tǝrǝptǝ turidiƣan kelixtürgüqi bir pǝrixtǝ bolsa, Yǝni mingining iqidǝ birsi bolsa, — Insan balisiƣa toƣra yolni kɵrsitip beridiƣan kelixtürgüqi bolsa,
Бирақ, әгәр униң билән бир тәрәптә туридиған келиштүргүчи бир пәриштә болса, Йәни миңиниң ичидә бириси болса, — Инсан балисиға тоғра йолни көрситип беридиған келиштүргүчи болса,
24 Undaⱪta [Huda] uningƣa xǝpⱪǝt kɵrsitip: «Uni ⱨangdin qüxüp ketixtin ⱪutⱪuzup ⱪoyƣin, Qünki Mǝn nijat-ⱪutuluxⱪa kapalǝt aldim» — dǝydu.
Ундақта [Худа] униңға шәпқәт көрситип: «Уни һаңдин чүшүп кетиштин қутқузуп қойғин, Чүнки Мән ниҗат-қутулушқа капаләт алдим» — дәйду.
25 Buning bilǝn uning ǝtliri baliliⱪ waⱪtidikidin yumran bolidu; U yaxliⱪiƣa ⱪaytidu.
Буниң билән униң әтлири балилиқ вақтидикидин юмран болиду; У яшлиғиға қайтиду.
26 U Tǝngrigǝ dua ⱪilidu, U xǝpⱪǝt ⱪilip uni ⱪobul ⱪilidu, U huxal-huram tǝntǝnǝ ⱪilip Uning didarini kɵridu, Ⱨǝmdǝ [Huda] uning ⱨǝⱪⱪaniyliⱪini ɵzigǝ ⱪayturidu.
У Тәңригә дуа қилиду, У шәпқәт қилип уни қобул қилиду, У хошал-хурам тәнтәнә қилип Униң дидарини көриду, Һәмдә [Худа] униң һәққанийлиғини өзигә қайтуриду.
27 U adǝmlǝr aldida küy eytip: — «Mǝn gunaⱨ ⱪildim, Toƣra yolni burmiliƣanmǝn, Biraⱪ tegixlik jaza manga berilmidi!
У адәмләр алдида күй ейтип: — «Мән гуна қилдим, Тоғра йолни бурмилиғанмән, Бирақ тегишлик җаза маңа берилмиди!
28 U roⱨimni ⱨangƣa qüxüxtin ⱪutⱪuzdi, Jenim nurni ⱨuzurlinip kɵridu» — dǝydu.
У роһумни һаңға чүшүштин қутқузди, Җеним нурни һозурлинип көриду» — дәйду.
29 Mana, bu ǝmǝllǝrning ⱨǝmmisini Tǝngri adǝmni dǝp, Ikki ⱨǝtta üq mǝrtǝm ayan ⱪilidu,
Мана, бу әмәлләрниң һәммисини Тәңри адәмни дәп, Икки һәтта үч мәртәм аян қилиду,
30 Mǝⱪsiti uning jenini ⱨangdin yandurup ⱪutⱪuzuxtur, Uni ⱨayatliⱪ nuri bilǝn yorutux üqündur.
Мәхсити униң җенини һаңдин яндуруп қутқузуштур, Уни һаятлиқ нури билән йорутуш үчүндур.
31 I Ayup, manga ⱪulaⱪ salƣaysǝn; Ününgni qiⱪarma, mǝn yǝnǝ sɵz ⱪilay.
И Аюп, маңа қулақ салғайсән; Үнүңни чиқарма, мән йәнә сөз қилай.
32 Əgǝr sɵzliring bolsa, manga jawab ⱪiliwǝrgin; Sɵzligin! Qünki imkaniyǝt bolsila mening seni aⱪliƣum bar.
Әгәр сөзлириң болса, маңа җавап қиливәргин; Сөзлигин! Чүнки имканийәт болсила мениң сени ақлиғум бар.
33 Bolmisa, meningkini anglap oltur; Süküt ⱪilƣin, mǝn sanga danaliⱪni ɵgitip ⱪoyay».
Болмиса, мениңкини аңлап олтар; Сүкүт қилғин, мән саңа даналиқни үгитип қояй».