< Yǝrǝmiya 37 >
1 Babil padixaⱨi Neboⱪadnǝsar Zǝdǝkiyani Yǝⱨudaning zeminiƣa padixaⱨ ⱪildi; xuning bilǝn u Yosiyaning oƣli Yǝⱨoakimning oƣli Koniyaning orniƣa ⱨɵküm süridi.
Бабил падишаси Небоқаднәсар Зәдәкияни Йәһуданиң зиминиға падиша қилди; шуниң билән у Йосияниң оғли Йәһоакимниң оғли Конияниң орниға һөкүм сүриди.
2 U, yaki hizmǝtkarliri, yaki zemindiki hǝlⱪ Pǝrwǝrdigarning Yǝrǝmiya pǝyƣǝmbǝr arⱪiliⱪ eytⱪan sɵzlirigǝ ⱨeq ⱪulaⱪ salmidi.
У, яки хизмәткарлири, яки зиминдики хәлиқ Пәрвәрдигарниң Йәрәмия пәйғәмбәр арқилиқ ейтқан сөзлиригә һеч қулақ салмиди.
3 Padixaⱨ Zǝdǝkiya Xǝlǝmiyaning oƣli Yǝⱨukalni ⱨǝm kaⱨin Maaseyaⱨning oƣli Zǝfaniyani Yǝrǝmiya pǝyƣǝmbǝrning yeniƣa ǝwǝtip uningƣa: «Pǝrwǝrdigar Hudayimizƣa biz üqün dua ⱪilƣaysǝn» — degüzdi
Падиша Зәдәкия Шәләмияниң оғли Йәһукални һәм каһин Маасеяһниң оғли Зәфанияни Йәрәмия пәйғәмбәрниң йениға әвәтип униңға: «Пәрвәрдигар Худайимизға биз үчүн дуа қилғайсән» — дегүзди
4 (xu qaƣda Yǝrǝmiya zindanda ⱪamaⱪliⱪ ǝmǝs idi; u hǝlⱪ arisiƣa qiⱪip-kirixkǝ ǝrkin idi.
(шу чағда Йәрәмия зинданда қамақлиқ әмәс еди; у хәлиқ арисиға чиқип-киришкә әркин еди.
5 Pirǝwnning ⱪoxuni Misirdin qiⱪⱪanidi; Yerusalemni ⱪorxiwalƣan Kaldiylǝr bularning hǝwirini anglap Yerusalemdin qekinip kǝtkǝnidi).
Пирәвнниң қошуни Мисирдин чиққан еди; Йерусалимни қоршивалған Калдийләр буларниң хәвирини аңлап Йерусалимдин чекинип кәткән еди).
6 Andin Pǝrwǝrdigarning sɵzi Yǝrǝmiya pǝyƣǝmbǝrgǝ kelip mundaⱪ deyilidi: —
Андин Пәрвәрдигарниң сөзи Йәрәмия пәйғәмбәргә келип мундақ дейилиди: —
7 Israilning Hudasi Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Silǝrni manga iltija ⱪildurup izdǝxkǝ ǝwǝtkǝn Yǝⱨuda padixaⱨiƣa mundaⱪ dǝnglar: — Mana, silǝrgǝ yardǝm berimiz dǝp qiⱪip kǝlgǝn Pirǝwnning ⱪoxuni bolsa, ɵz zeminiƣa, yǝni Misirƣa ⱪaytip ketidu.
Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Силәрни маңа илтиҗа қилдуруп издәшкә әвәткән Йәһуда падишасиға мундақ дәңлар: — Мана, силәргә ярдәм беримиз дәп чиқип кәлгән Пирәвнниң қошуни болса, өз зиминиға, йәни Мисирға қайтип кетиду.
8 Andin Kaldiylǝr bu xǝⱨǝrgǝ ⱪaytip kelip jǝng ⱪilip uni ixƣal ⱪilidu, uni ot ⱪoyup kɵydüriwetidu.
Андин Калдийләр бу шәһәргә қайтип келип җәң қилип уни ишғал қилиду, уни от қоюп көйдүриветиду.
9 Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Ɵz-ɵzünglarni aldap: «Kaldiylǝr bizdin qekinip kǝtkǝn» — demǝnglar; ular kǝtkǝn ǝmǝs!
Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Өз-өзүңларни алдап: «Калдийләр биздин чекинип кәткән» — демәңлар; улар кәткән әмәс!
10 Qünki gǝrqǝ silǝr ɵzünglarƣa jǝng ⱪilidiƣan Kaldiylǝrning toluⱪ ⱪoxunini uruwǝtkǝn bolsanglarmu wǝ ularningkidin pǝⱪǝt yarilanƣanlarla ⱪalƣan bolsimu, ularning ⱨǝrbiri yǝnila ɵz qediridin turup bu xǝⱨǝrni ot ⱪoyup kɵydürüwǝtkǝn bolatti.
Чүнки гәрчә силәр өзүңларға җәң қилидиған Калдийләрниң толуқ қошунини урувәткән болсаңларму вә уларниңкидин пәқәт яриланғанларла қалған болсиму, уларниң һәр бири йәнила өз чедиридин туруп бу шәһәрни от қоюп көйдүрүвәткән болатти.
11 Pirǝwnning ⱪoxuni tüpǝylidin Kaldiylǝrning ⱪoxuni Yerusalemdin qekinip turƣan waⱪitta, xu wǝⱪǝ yüz bǝrdi: —
Пирәвнниң қошуни түпәйлидин Калдийләрниң қошуни Йерусалимдин чекинип турған вақитта, шу вақиә йүз бәрди: —
12 Yǝrǝmiya Binyamindiki zeminƣa yol elip, xu yǝrdiki yurtdaxliri arisidin ɵz nesiwisini igilǝx üqün Yerusalemdin qiⱪⱪanda,
Йәрәмия Биняминдики зиминға йол елип, шу йәрдики жутдашлири арисидин өз несивисини егиләш үчүн Йерусалимдин чиққанда,
13 u «Binyamin dǝrwazisi»ƣa yǝtkǝndǝ, Ⱨananiyaning nǝwrisi, Xǝlǝmiyaning oƣli kɵzǝt begi Iriya xu yǝrdǝ turatti; u: «Sǝn Kaldiylǝrgǝ qekinip tǝslim bolmaⱪqisǝn!» dǝp uni tutuwaldi.
у «Бинямин дәрвазиси»ға йәткәндә, Һананияниң нәвриси, Шәләмияниң оғли күзәт беги Ирия шу йәрдә туратти; у: «Сән Калдийләргә чекинип тәслим болмақчисән!» дәп уни тутувалди.
14 Yǝrǝmiya: «Yalƣan! Mǝn Kaldiylǝr tǝrǝpkǝ ⱪeqip tǝslim bolmaⱪqi ǝmǝsmǝn!» — dedi. Lekin u uningƣa ⱪulaⱪ salmidi; Iriya Yǝrǝmiyani ⱪolƣa elip uni ǝmirlǝr aldiƣa apardi.
Йәрәмия: «Ялған! Мән Калдийләр тәрәпкә қечип тәслим болмақчи әмәсмән!» — деди. Лекин у униңға қулақ салмиди; Ирия Йәрәмияни қолға елип уни әмирләр алдиға апарди.
15 Əmirlǝr bolsa Yǝrǝmiyadin ƣǝzǝplinip uni urƣuzup, uni diwanbegi Yonatanning ɵyidiki ⱪamaⱪhaniƣa solidi; qünki ular xu ɵyni zindanƣa aylandurƣanidi.
Әмирләр болса Йәрәмиядин ғәзәплинип уни урғузуп, уни диванбеги Йонатанниң өйидики қамақханиға солиди; чүнки улар шу өйни зинданға айландурған еди.
16 Yǝrǝmiya zindandiki bir gundihaniƣa ⱪamilip, xu yǝrdǝ uzun künlǝr yatⱪandin keyin,
Йәрәмия зиндандики бир гундиханиға қамилип, шу йәрдә узун күнләр ятқандин кейин,
17 Zǝdǝkiya padixaⱨ adǝm ǝwǝtip xu yǝrdin ordisiƣa elip kǝldi. U xu yǝrdǝ astirtin uningdin: «Pǝrwǝrdigardin sɵz barmu?» dǝp soridi. Yǝrǝmiya: «Bar; sǝn Babil padixaⱨining ⱪoliƣa tapxurulisǝn» — dedi.
Зәдәкия падиша адәм әвәтип шу йәрдин ордисиға елип кәлди. У шу йәрдә астиртин униңдин: «Пәрвәрдигардин сөз барму?» дәп сориди. Йәрәмия: «Бар; сән Бабил падишасиниң қолиға тапшурулисән» — деди.
18 Yǝrǝmiya Zǝdǝkiya padixaⱨⱪa iltija ⱪilip: — «Mǝn sanga yaki hizmǝtkarliringƣa yaki bu hǝlⱪⱪǝ nemǝ gunaⱨ ⱪilƣinimƣa, bu zindanƣa ⱪamap ⱪoydunglar?
Йәрәмия Зәдәкия падишаға илтиҗа қилип: — «Мән саңа яки хизмәткарлириңға яки бу хәлиққә немә гуна қилғинимға, бу зинданға қамап қойдуңлар?
19 Silǝrgǝ bexarǝt berip: «Babil padixaⱨi sanga yaki bu zeminƣa jǝng ⱪilixⱪa qiⱪmaydu!» degǝn pǝyƣǝmbǝrliringlar ⱪeni?» — dedi
Силәргә бешарәт берип: «Бабил падишаси саңа яки бу зиминға җәң қилишқа чиқмайду!» дегән пәйғәмбәрлириңлар қени?» — деди
20 — «Əmdi i padixaⱨ tǝⱪsir, sɵzlirimgǝ ⱪulaⱪ selixingni ɵtünimǝn; iltijayim aldingda ijabǝt bolsun, dǝp ɵtünimǝn; diwanbegi Yonatanning ɵyigǝ meni ⱪaytⱪuzmiƣaysǝn; sǝn undaⱪ ⱪilsang, xu yǝrdǝ ɵlimǝn».
— «Әнди и падиша тәхсир, сөзлиримгә қулақ селишиңни өтүнимән; илтиҗайим алдиңда иҗабәт болсун, дәп өтүнимән; диванбеги Йонатанниң өйигә мени қайтқузмиғайсән; сән ундақ қилсаң, шу йәрдә өлимән».
21 Zǝdǝkiya padixaⱨ pǝrman qüxürüp, Yǝrǝmiyani ⱪarawullarning ⱨoylisida turƣuzuxni, xuningdǝk xǝⱨǝrdiki ⱨǝmmǝ nan tügǝp kǝtmisila, uningƣa ⱨǝrküni «Naway koqisi»din bir nan berilixni tapilidi; xuning bilǝn Yǝrǝmiya ⱪarawullarning ⱨoylisida turdi.
Зәдәкия падиша пәрман чүшүрүп, Йәрәмияни қаравулларниң һойлисида турғузушни, шуниңдәк шәһәрдики һәммә нан түгәп кәтмисила, униңға һәр күни «Навай кочиси»дин бир нан берилишни тапилиди; шуниң билән Йәрәмия қаравулларниң һойлисида турди.