< Yǝxaya 48 >
1 I Yaⱪupning jǝmǝti, «Israil»ning ismi bilǝn atalƣanlar, «Yǝⱨuda bulaⱪliri»din qiⱪⱪansilǝr, Pǝrwǝrdigarning namini ixlitip ⱪǝsǝm ⱪilƣuqisilǝr, Israilning Hudasini tilƣa alƣuqisilǝr, Biraⱪ bular ⱨǝⱪiⱪǝt ⱨǝm ⱨǝⱪⱪaniyliⱪtin ǝmǝs! Munularni anglap ⱪoyunglar: —
И Яқупниң җәмәти, «Исраил»ниң исми билән аталғанлар, «Йәһуда булақлири»дин чиққансиләр, Пәрвәрдигарниң намини ишлитип қәсәм қилғучисиләр, Исраилниң Худасини тилға алғучисиләр, Бирақ булар һәқиқәт һәм һәққанийлиқтин әмәс! Мунуларни аңлап қоюңлар: —
2 (Qünki ular «muⱪǝddǝs xǝⱨǝr»ning namini ixlitip ɵzlirigǝ isim ⱪilidu, Tehi Israilning Hudasiƣa «tayinar»mix! Uning nami bolsa samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigardur!)
(Чүнки улар «муқәддәс шәһәр»ниң намини ишлитип өзлиригә исим қилиду, Техи Исраилниң Худасиға «тайинар»миш! Униң нами болса самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигардур!)
3 Mǝn burunla «ilgiriki ixlar»ni aldin’ala bayan ⱪildim; Ular Ɵz aƣzimdin qiⱪⱪan, Mǝn ularni anglattim; Mǝn bularni tuyuⱪsiz wujudⱪa qiⱪirip, Ular ǝmǝlgǝ axuruldi;
Мән бурунла «илгәрки ишлар»ни алдин-ала баян қилдим; Улар Өз ағзимдин чиққан, Мән уларни аңлаттим; Мән буларни туюқсиз вуҗудқа чиқирип, Улар әмәлгә ашурулди;
4 Qünki Mǝn sening jaⱨilliⱪingni, boynungning pǝylirining tɵmür, Yüzüngning daptǝk ikǝnlikini bildim;
Чүнки Мән сениң җаһиллиғиңни, бойнуңниң пәйлириниң төмүр, Йүзүңниң даптәк екәнлигини билдим;
5 Sening: «Mening butum muxularni ⱪildi», Yaki «Oyma mǝbudum, ⱪuyma mǝbudum bularni buyrudi» — demǝsliking üqün, Xunga Mǝn baldur muxularni sanga bayan ⱪildim; Ix yüz bǝrgüqǝ ularni sanga anglitip turdum.
Сениң: «Мениң бутум мошуларни қилди», Яки «Ойма мәбудум, қуйма мәбудум буларни буйруди» — демәслигиң үчүн, Шуңа Мән балдур мошуларни саңа баян қилдим; Иш йүз бәргичә уларни саңа аңлитип турдум.
6 Sǝn bularni angliƣansǝn; Əmdi ularning ⱨǝmmisini kɵrüp baⱪ! Buni rast dǝp etirap ⱪilmamsilǝr? Mǝn bayatin «yengi ixlar»ni, yǝni saⱪlinip yoxurunƣan ixlarni bayan ⱪildim, Sǝn bularni bilgǝn ǝmǝssǝn.
Сән буларни аңлиғансән; Әнди уларниң һәммисини көрүп бақ! Буни раст дәп етирап қилмамсиләр? Мән баятин «йеңи ишлар»ни, йәни сақлинип йошурунған ишларни баян қилдим, Сән буларни билгән әмәссән.
7 Sening: «Dǝrwǝⱪǝ, mening ulardin baldur hǝwirim bar idi» demǝsliking üqün, Ular burun ǝmǝs, ⱨazirla yaritilidu; Muxu kündin ilgiri sǝn ularni anglap baⱪmiƣansǝn.
Сениң: «Дәрвәқә, мениң улардин балдур хәвирим бар еди» демәслигиң үчүн, Улар бурун әмәс, һазирла яритилиду; Мошу күндин илгири сән уларни аңлап бақмиғансән.
8 Bǝrⱨǝⱪ, sǝn ⱪulaⱪ salmiding, Bǝrⱨǝⱪ, sǝn hǝwǝrmu almiding, Bǝrⱨǝⱪ, sening ⱪuliⱪing heli burunla eqilmay etiklik ⱪaldi; Qünki Mǝn sening wapasizliⱪ ⱪiliweridiƣanliⱪingni, Baliyatⱪudiki qeƣingdin tartip «asiy» dǝp atilidiƣanliⱪingni bildim.
Бәрһәқ, сән қулақ салмидиң, Бәрһәқ, сән хәвәрму алмидиң, Бәрһәқ, сениң қулиқиң хелә бурунла ечилмай етиклик қалди; Чүнки Мән сениң вапасизлиқ қиливеридиғанлиғиңни, Балиятқудики чеғиңдин тартип «асий» дәп атилидиғанлиғиңни билдим.
9 Ɵz namim üqün ƣǝzipimni keqiktürimǝn, Xɵⱨritim üqün seni üzüp taxlimaymǝn dǝp ƣǝzipimni besiwaldim;
Өз намим үчүн ғәзивимни кечиктүримән, Шөһритим үчүн сени үзүп ташлимаймән дәп ғәзивимни бесивалдим;
10 Ⱪara, Mǝn seni tawlidim, Biraⱪ kümüxni tawliƣandǝk tawlandurmidim; Mǝn azab-oⱪubǝtning humdanida seni talliwaldim;
Қара, Мән сени тавлидим, Бирақ күмүчни тавлиғандәк тавландурмидим; Мән азап-оқубәтниң хумданида сени талливалдим;
11 Ɵz sǝwǝbimdin, Ɵz sǝwǝbimdin Mǝn muxuni ⱪilimǝn; Mening namimƣa daƣ tǝgsǝ ⱪandaⱪ bolidu? Mǝn Ɵzümning xan-xɵⱨritimni baxⱪa birsigǝ ɵtküzüp bǝrmǝymǝn.
Өз сәвәвимдин, Өз сәвәвимдин Мән мошуни қилимән; Мениң намимға дағ тәгсә қандақ болиду? Мән Өзүмниң шан-шөһритимни башқа бирисигә өткүзүп бәрмәймән.
12 I Yaⱪup, I qaⱪirƣinim Israil! Manga ⱪulaⱪ salƣin; Mǝn «U»durmǝn; Mǝn Tunjidurmǝn, bǝrⱨǝⱪ ⱨǝm Ahirⱪidurmǝn;
И Яқуп, И чақирғиним Исраил! Маңа қулақ салғин; Мән «У»дурмән; Мән Тунҗидурмән, бәрһәқ һәм Ахирқидурмән;
13 Mening ⱪolum yǝr-zeminning ulini salƣan, Ong ⱪolum asmanlarni kǝrgǝn; Mǝn ularni qaⱪirsamla, ular jǝm bolup ornidin turidu.
Мениң қолум йәр-зиминниң улини салған, Оң қолум асманларни кәргән; Мән уларни чақирсамла, улар җәм болуп орнидин туриду.
14 Ⱨǝmminglar, jǝm bolup yiƣilinglar, anglap ⱪoyunglar; [Butlar] arisida ⱪaysisi muxundaⱪ ixlarni bayan ⱪilƣan? Pǝrwǝrdigar yahxi kɵrgǝn kixi bolsa uning kɵnglidiki ixlarni Babilda ada ⱪilidu, Uning bilǝk-ⱪoli kaldiylǝrning üstigǝ zǝrb bilǝn qüxidu;
Һәммиңлар, җәм болуп жиғилиңлар, аңлап қоюңлар; [Бутлар] арисида қайсиси мошундақ ишларни баян қилған? Пәрвәрдигар яхши көргән киши болса униң көңлидики ишларни Бабилда ада қилиду, Униң биләк-қоли калдийләрниң үстигә зәрб билән чүшиду;
15 Mǝn, Mǝn sɵz ⱪilƣanmǝn; Dǝrⱨǝⱪiⱪǝt, Mǝn uni qaⱪirdim; Mǝn uni aldiƣa qiⱪiriwaldim; Uning yoli muwǝppǝⱪiyǝtlik bolidu.
Мән, Мән сөз қилғанмән; Дәрһәқиқәт, Мән уни чақирдим; Мән уни алдиға чиқиривалдим; Униң йоли мувәппәқийәтлик болиду.
16 — Manga yeⱪin kelinglar, muxuni anglap ⱪoyunglar; Mǝn ǝzǝldin sɵzümni yoxurun ⱪilƣan ǝmǝs; [Sɵzüm] ǝmǝlgǝ axurulƣinidimu yǝnila xu yǝrdǝ bolƣanmǝn; Ⱨazir bolsa Rǝb Pǝrwǝrdigar wǝ Uning Roⱨi Meni ǝwǝtti!
— Маңа йеқин келиңлар, мошуни аңлап қоюңлар; Мән әзәлдин сөзүмни йошурун қилған әмәс; [Сөзүм] әмәлгә ашурулғинидиму йәнила шу йәрдә болғанмән; Һазир болса Рәб Пәрвәрдигар вә Униң Роһи Мени әвәтти!
17 Ⱨǝmjǝmǝt-nijatkaring Pǝrwǝrdigar, Israildiki Muⱪǝddǝs Bolƣuqi mundaⱪ dǝydu: — «Ɵzünggǝ payda bolsun dǝp sanga Ɵgǝtküqi, Sanga tegixlik bolƣan yolda seni yetǝkligüqi Mǝn Pǝrwǝrdigar Hudayingdurmǝn;
Һәмҗәмәт-ниҗаткариң Пәрвәрдигар, Исраилдики Муқәддәс Болғучи мундақ дәйду: — «Өзүңгә пайда болсун дәп саңа Үгәткүчи, Саңа тегишлик болған йолда сени йетәклигүчи Мән Пәрвәрдигар Худайиңдурмән;
18 Sǝn Mening pǝrmanlirimƣa ⱪulaⱪ salƣan bolsang’idi! Undaⱪ bolƣanda bǝht-hatirjǝmliking dǝryadǝk, Ⱨǝⱪⱪaniyliⱪing dengiz dolⱪunliridǝk bolatti!
Сән Мениң пәрманлиримға қулақ салған болсаң еди! Ундақ болғанда бәхит-хатирҗәмлигиң дәриядәк, Һәққанийлиғиң деңиз долқунлиридәк болатти!
19 Sening nǝsling bolsa uning ⱪumliridǝk, Iq-ⱪarningdin qiⱪⱪan pǝrzǝntliring ⱪum danqiliridǝk sansiz bolatti! Ularning ismi Mening aldimda ⱨǝrgiz ɵqürüwetilmǝydiƣan yaki yoⱪitiwetilmǝydiƣan bolatti!
Сениң нәслиң болса униң қумлиридәк, Ич-қарниңдин чиққан пәрзәнтлириң қум данчилиридәк сансиз болатти! Уларниң исми Мениң алдимда һәргиз өчүрүветилмәйдиған яки йоқитиветилмәйдиған болатти!
20 Babildin qiⱪinglar, kaldiylǝrdin ⱪeqip ketinglar! Nahxa awazlirini yangritip muxuni jakarlanglar, Bu hǝwǝrni anglitinglar, Jaⱨanning qǝt-yaⱪiliriƣiqǝ uni yǝtküzüp mundaⱪ dǝnglar: — «Pǝrwǝrdigar Ɵz ⱪuli Yaⱪupni ⱨǝmjǝmǝtlik ⱪilip ⱪutⱪuzdi!
Бабилдин чиқиңлар, калдийләрдин қечип кетиңлар! Нахша авазлирини яңритип мошуни җакалаңлар, Бу хәвәрни аңлитиңлар, Җаһанниң чәт-яқилириғичә уни йәткүзүп мундақ дәңлар: — «Пәрвәрдигар Өз қули Яқупни һәмҗәмәтлик қилип қутқузди!
21 Ular qɵl-bayawanlardin ɵtkǝndǝ ⱨeq ussap ⱪalmidi; U sularni taxtin aⱪⱪuzup bǝrdi; Bǝrⱨǝⱪ, U taxni yarƣuzdi, sular uningdin urƣup qiⱪti!».
Улар чөл-баяванлардин өткәндә һеч уссап қалмиди; У суларни таштин аққузуп бәрди; Бәрһәқ, У ташни ярғузди, сулар униңдин урғуп чиқти!».
22 «Rǝzillǝr üqün» — dǝydu Pǝrwǝrdigar, «bǝht-hatirjǝmlik yoⱪtur».
«Рәзилләр үчүн» — дәйду Пәрвәрдигар, «бәхит-хатирҗәмлик йоқтур».