< Yaritilix 11 >
1 U zamanda pütkül yǝr yüzidiki til ⱨǝm sɵz birhil idi.
У заманда пүткүл йәр йүзидики тил һәм сөз бир хил еди.
2 Lekin xundaⱪ boldiki, adǝmlǝr mǝxriⱪ tǝrǝpkǝ sǝpǝr ⱪilip, Xinar yurtida bir tüzlǝnglikni uqritip, xu yǝrdǝ olturaⱪlaxti.
Лекин шундақ болдики, адәмләр мәшриқ тәрәпкә сәпәр қилип, Шинар жутида бир түзләңликни учритип, шу йәрдә олтирақлашти.
3 Ular bir-birigǝ: — Kelinglar, biz hix ⱪuyup, otta pixurayli! — deyixti. Xundaⱪ ⱪilip, ular ⱪuruluxta taxning orniƣa hix, layning orniƣa ⱪarimay ixlǝtti.
Улар бир-биригә: — Келиңлар, биз хиш қуюп, отта пиширайли! — дейишти. Шундақ қилип, улар қурулушта ташниң орниға хиш, лайниң орниға қаримай ишләтти.
4 Ular yǝnǝ: — Kelinglar, ǝmdi ɵzimizgǝ bir xǝⱨǝr bina ⱪilip, xǝⱨǝrdǝ uqi asmanlarƣa taⱪaxⱪudǝk bir munar yasayli! Xundaⱪ ⱪilip ɵzimizgǝ bir nam tikliyǝlǝymiz. Bolmisa, pütkül yǝr yüzigǝ tarilip ketimiz, — deyixti.
Улар йәнә: — Келиңлар, әнди өзимизгә бир шәһәр бена қилип, шәһәрдә учи асманларға тақашқидәк бир мунар ясайли! Шундақ қилип өзимизгә бир нам тикләләймиз. Болмиса, пүткүл йәр йүзигә тарилип кетимиз, — дейишти.
5 U waⱪitta Pǝrwǝrdigar adǝm baliliri bina ⱪiliwatⱪan xǝⱨǝr bilǝn munarni kɵrgili qüxti.
У вақитта Пәрвәрдигар адәм балилири бена қиливатқан шәһәр билән мунарни көргили чүшти.
6 Pǝrwǝrdigar: — «Mana, bularning ⱨǝmmisi bir ⱪowmdur, ularning ⱨǝmmisining tilimu birdur; bu ularning ixining baxlinixidur! Bundin keyin ularning niyǝt ⱪilƣan ⱨǝrⱪandaⱪ ixini ⱨeq tosuwalƣili bolmaydu.
Пәрвәрдигар: — «Мана, буларниң һәммиси бир қовмдур, уларниң һәммисиниң тилиму бирдур; бу уларниң ишиниң башлинишидур! Бундин кейин уларниң нийәт қилған һәр қандақ ишини һеч тосувалғили болмайду.
7 Xunga Biz tɵwǝngǝ qüxüp ularning bir-birining gǝplirini uⱪalmasliⱪi üqün ularning tilini [baxⱪa-baxⱪa ⱪilip] ⱪalaymiⱪanlaxturuwetǝyli» — dedi.
Шуңа Биз төвәнгә чүшүп уларниң бир-бириниң гәплирини уқалмаслиғи үчүн уларниң тилини [башқа-башқа қилип] қалаймиқанлаштуруветәйли» — деди.
8 Xundaⱪ ⱪilip Pǝrwǝrdigar ularni u jaydin pütkül yǝr yüzigǝ taritiwǝtti. Xuning bilǝn ular xǝⱨǝrni yasaxtin tohtap ⱪaldi.
Шундақ қилип Пәрвәрдигар уларни у җайдин пүткүл йәр йүзигә таритивәтти. Шуниң билән улар шәһәрни ясаштин тохтап қалди.
9 Xunga bu xǝⱨǝrning nami «Babil» dǝp ataldi; qünki u yǝrdǝ Pǝrwǝrdigar pütkül yǝr yüzidikilǝrning tilini ⱪalaymiⱪanlaxturuwǝtti. Xundaⱪ ⱪilip Pǝrwǝrdigar ularni u jaydin pütkül yǝr yüzigǝ taritiwǝtti.
Шуңа бу шәһәрниң нами «Бабил» дәп аталди; чүнки у йәрдә Пәрвәрдигар пүткүл йәр йүзидикиләрниң тилини қалаймиқанлаштурувәтти. Шундақ қилип Пәрвәрдигар уларни у җайдин пүткүл йәр йүзигә таритивәтти.
10 Tɵwǝndikilǝr Xǝmning ǝwladliridur: — topan ɵtüp ikki yildin keyin, Xǝm yüz yexida, uningdin Arfakxad tɵrǝldi.
Төвәндикиләр Шәмниң әвлатлиридур: — топан өтүп икки жилдин кейин, Шәм йүз йешида, униңдин Арфакшад төрәлди.
11 Arfakxad tuƣulƣandin keyin Xǝm bǝx yüz yil ɵmür kɵrüp, uningdin yǝnǝ oƣul-ⱪizlar tɵrǝldi.
Арфакшад туғулғандин кейин Шәм бәш йүз жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди.
12 Arfakxad ottuz bǝx yaxⱪa kirgǝndǝ uningdin Xelaⱨ tɵrǝldi.
Арфакшад оттуз бәш яшқа киргәндә униңдин Шелаһ төрәлди.
13 Xelaⱨ tuƣulƣandin keyin Arfakxad tɵt yüz üq yil ɵmür kɵrüp, uningdin yǝnǝ oƣul-ⱪizlar tɵrǝldi.
Шелаһ туғулғандин кейин Арфакшад төрт йүз үч жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди.
14 Xelaⱨ ottuz yaxⱪa kirgǝndǝ uningdin Ebǝr tɵrǝldi.
Шелаһ оттуз яшқа киргәндә униңдин Ебәр төрәлди.
15 Ebǝr tuƣulƣandin keyin Xelaⱨ tɵt yüz üq yil ɵmür kɵrüp, uningdin yǝnǝ oƣul-ⱪizlar tɵrǝldi.
Ебәр туғулғандин кейин Шелаһ төрт йүз үч жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди.
16 Ebǝr ottuz tɵt yaxⱪa kirgǝndǝ uningdin Pǝlǝg tɵrǝldi.
Ебәр оттуз төрт яшқа киргәндә униңдин Пәләг төрәлди.
17 Pǝlǝg tuƣulƣandin keyin Ebǝr tɵt yüz ottuz yil ɵmür kɵrüp, uningdin yǝnǝ oƣul-ⱪizlar tɵrǝldi.
Пәләг туғулғандин кейин Ебәр төрт йүз оттуз жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди.
18 Pǝlǝg ottuz yaxⱪa kirgǝndǝ uningdin Rǝu tɵrǝldi.
Пәләг оттуз яшқа киргәндә униңдин Рәу төрәлди.
19 Rǝu tuƣulƣandin keyin Pǝlǝg ikki yüz toⱪⱪuz yil ɵmür kɵrüp, uningdin yǝnǝ oƣul-ⱪizlar tɵrǝldi.
Рәу туғулғандин кейин Пәләг икки йүз тоққуз жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди.
20 Rǝu ottuz ikki yaxⱪa kirgǝndǝ uningdin Serug tɵrǝldi.
Рәу оттуз икки яшқа киргәндә униңдин Серуг төрәлди.
21 Serug tuƣulƣandin keyin Rǝu ikki yüz yǝttǝ yil ɵmür kɵrüp, uningdin yǝnǝ oƣul-ⱪizlar tɵrǝldi.
Серуг туғулғандин кейин Рәу икки йүз йәттә жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди.
22 Serug ottuz yaxⱪa kirgǝndǝ uningdin Naⱨor tɵrǝldi.
Серуг оттуз яшқа киргәндә униңдин Наһор төрәлди.
23 Naⱨor tuƣulƣandin keyin Serug ikki yüz yil ɵmür kɵrüp, uningdin yǝnǝ oƣul-ⱪizlar tɵrǝldi.
Наһор туғулғандин кейин Серуг икки йүз жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди.
24 Naⱨor yigirmǝ toⱪⱪuz yaxⱪa kirgǝndǝ uningdin Tǝraⱨ tɵrǝldi.
Наһор жигирмә тоққуз яшқа киргәндә униңдин Тәраһ төрәлди.
25 Tǝraⱨ tuƣulƣandin keyin Naⱨor bir yüz on toⱪⱪuz yil ɵmür kɵrüp, uningdin yǝnǝ oƣul-ⱪizlar tɵrǝldi.
Тәраһ туғулғандин кейин Наһор бир йүз он тоққуз жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди.
26 Tǝraⱨ yǝtmix yaxⱪa kirgǝndǝ uningdin Abram, Naⱨor wǝ Ⱨaran tɵrǝldi.
Тәраһ йәтмиш яшқа киргәндә униңдин Абрам, Наһор вә Һаран төрәлди.
27 Tǝraⱨning ǝwladliri tɵwǝndikiqǝ: — Tǝraⱨtin Abram, Naⱨor wǝ Ⱨaran tɵrǝldi; Ⱨarandin Lut tɵrǝldi.
Тәраһниң әвлатлири төвәндикичә: — Тәраһтин Абрам, Наһор вә Һаран төрәлди; Һарандин Лут төрәлди.
28 Lekin Ⱨaran tuƣulƣan yurti bolƣan, kaldiylǝrning Ur xǝⱨiridǝ atisi Tǝraⱨning aldida, Tǝraⱨtin ilgiri ɵldi.
Лекин Һаран туғулған жути болған, калдийләрниң Ур шәһиридә атиси Тәраһниң алдида, Тәраһтин илгири өлди.
29 Abram bilǝn Naⱨor ikkisi ɵylǝndi. Abramning ayalining ismi Saray, Naⱨorning ayalining ismi Milkaⱨ idi; Milkaⱨ Ⱨaranning ⱪizi idi; Ⱨaran bolsa Milkaⱨ wǝ Iskaⱨning atisi idi.
Абрам билән Наһор иккиси өйләнди. Абрамниң аялиниң исми Сарай, Наһорниң аялиниң исми Милкаһ еди; Милкаһ Һаранниң қизи еди; Һаран болса Милкаһ вә Искаһниң атиси еди.
30 Lekin Saray tuƣmas bolƣaqⱪa, uning balisi yoⱪ idi.
Лекин Сарай туғмас болғачқа, униң балиси йоқ еди.
31 Tǝraⱨ bolsa oƣli Abramni, nǝwrisi Lut (Ⱨaranning oƣli)ni wǝ kelini, yǝni Abramning ayali Sarayni elip, Ⱪanaan zeminiƣa berix üqün kaldiylǝrning Ur xǝⱨiridin yolƣa qiⱪti; biraⱪ ular Ⱨaran degǝn jayƣa yetip kǝlgǝndǝ, xu yǝrdǝ olturaⱪlixip ⱪaldi.
Тәраһ болса оғли Абрамни, нәвриси Лут (Һаранниң оғли)ни вә келини, йәни Абрамниң аяли Сарайни елип, Қанаан зиминиға бериш үчүн калдийләрниң Ур шәһиридин йолға чиқти; бирақ улар Һаран дегән җайға йетип кәлгәндә, шу йәрдә олтирақлишип қалди.
32 Tǝraⱨning kɵrgǝn künliri ikki yüz bǝx yil bolup, Ⱨaranda alǝmdin ɵtti.
Тәраһниң көргән күнлири икки йүз бәш жил болуп, Һаранда аләмдин өтти.