< Əzakiyal 45 >

1 Silǝr zeminni miras ⱪilip bɵlüx üqün qǝk taxlap tǝⱪsim ⱪilƣininglarda, silǝr «kɵtürmǝ ⱨǝdiyǝ» süpitidǝ zemindiki muⱪǝddǝs bir ülüxni Pǝrwǝrdigarƣa atap sunisilǝr. Uning uzunluⱪi yigirmǝ bǝx ming [hada], kǝngliki yigirmǝ ming [hada] bolidu. Bu parqǝ yǝr ⱨǝr tǝrǝptiki qigrisiƣiqǝ muⱪǝddǝs ⱨesablinidu.
Силәр зиминни мирас қилип бөлүш үчүн чәк ташлап тәқсим қилғиниңларда, силәр «көтәрмә һәдийә» сүпитидә зиминдики муқәддәс бир үлүшни Пәрвәрдигарға атап сунисиләр. Униң узунлуғи жигирмә бәш миң [хада], кәңлиги жигирмә миң [хада] болиду. Бу парчә йәр һәр тәрәптики чигрисиғичә муқәддәс һесаплиниду.
2 U yǝrdin bǝx ming [hada] uzunluⱪtiki, bǝx ming [hada] kǝngliktiki tɵt qasiliⱪ yǝr muⱪǝddǝs jayƣa ayrilidu; uning ǝtrapida box yǝr bolux üqün ǝllik gǝzlik kǝngliktiki yǝr bɵlünidu.
У йәрдин бәш миң [хада] узунлуқтики, бәш миң [хада] кәңликтики төрт часилиқ йәр муқәддәс җайға айрилиду; униң әтрапида бош йәр болуш үчүн әллик гәзлик кәңликтики йәр бөлүниду.
3 Bu ülüxtin sǝn uzunluⱪi yigirmǝ bǝx ming [hada], kǝngliki on ming [hada] bolƣan yǝrni ɵlqǝp bɵlisǝn; buning iqi muⱪǝddǝs jay, ǝng muⱪǝddǝs jay bolidu.
Бу үлүштин сән узунлуғи жигирмә бәш миң [хада], кәңлиги он миң [хада] болған йәрни өлчәп бөлисән; буниң ичи муқәддәс җай, әң муқәддәс җай болиду.
4 Bu yǝr zeminning muⱪǝddǝs ülüxi bolidu; u muⱪǝddǝs jayning hizmitidǝ bolƣan, yǝni Pǝrwǝrdigarning hizmitidǝ boluxⱪa yeniƣa yeⱪin kelidiƣan kaⱨinlar üqün bolidu; u ularning ɵyliri üqün, xundaⱪla muⱪǝddǝs jayning orunlixixi üqün muⱪǝddǝs orun bolidu.
Бу йәр зиминниң муқәддәс үлүши болиду; у муқәддәс җайниң хизмитидә болған, йәни Пәрвәрдигарниң хизмитидә болушқа йениға йеқин келидиған каһинлар үчүн болиду; у уларниң өйлири үчүн, шундақла муқәддәс җайниң орунлишиши үчүн муқәддәс орун болиду.
5 Uningdin sirt yǝnǝ uzunluⱪi yigirmǝ bǝx ming gǝz, kǝngliki on ming gǝz bolƣan yǝr, ɵyning hizmitidǝ bolidiƣan Lawiylarning igiliki, yǝni ɵzliri turidiƣan xǝⱨǝrliri üqün bolidu.
Униңдин сирт йәнә узунлуғи жигирмә бәш миң гәз, кәңлиги он миң гәз болған йәр, өйниң хизмитидә болидиған Лавийларниң егилиги, йәни өзлири туридиған шәһәрлири үчүн болиду.
6 Silǝr bu «kɵtürmǝ ⱨǝdiyǝ» bolƣan muⱪǝddǝs ülüxning yenidin xǝⱨǝr üqün kǝngliki bǝx ming [hada], uzunluⱪi yigirmǝ bǝx ming [hada] yǝrni bɵlüp bekitisilǝr. Bu pütkül Israil jǝmǝti üqün bolidu.
Силәр бу «көтәрмә һәдийә» болған муқәддәс үлүшниң йенидин шәһәр үчүн кәңлиги бәш миң [хада], узунлуғи жигирмә бәш миң [хада] йәрни бөлүп бекитисиләр. Бу пүткүл Исраил җәмәти үчүн болиду.
7 Xaⱨzadining ülüxi bolsa, bu muⱪǝddǝs ülüxning ikki tǝripigǝ tutixidu, xundaⱪla xǝⱨǝrgǝ tǝwǝ jayning ikki tǝripigǝ tutixidu, yǝni ƣǝrbiy tǝripi ƣǝrbkǝ ⱪaraydiƣan, xǝrⱪ tǝripi xǝrⱪⱪǝ ⱪaraydiƣan ikki parqǝ yǝr bolidu; bu parqǝ yǝrlǝrning jǝmiy uzunluⱪi ⱪǝbililǝrning ülüxining uzunluⱪi bilǝn parallel bolidu.
Шаһзадиниң үлүши болса, бу муқәддәс үлүшниң икки тәрипигә тутишиду, шундақла шәһәргә тәвә җайниң икки тәрипигә тутишиду, йәни ғәрбий тәрипи ғәрипкә қарайдиған, шәриқ тәрипи шәриққә қарайдиған икки парчә йәр болиду; бу парчә йәрләрниң җәмий узунлуғи қәбилиләрниң үлүшиниң узунлуғи билән параллел болиду.
8 Bu yǝr xaⱨzadining Israil zeminidiki igiliki bolidu; wǝ Mening xaⱨzadilirim hǝlⱪimni yǝnǝ ⱨeq ǝzmǝydu; zemin Israil jǝmǝtigǝ, ⱪǝbililiri boyiqǝ bɵlüp tǝⱪsim ⱪilinidu.
Бу йәр шаһзадиниң Исраил зиминидики егилиги болиду; вә Мениң шаһзадилирим хәлқимни йәнә һеч әзмәйду; зимин Исраил җәмәтигә, қәбилилири бойичә бөлүп тәқсим қилиниду.
9 Rǝb Pǝrwǝrdigar xundaⱪ dǝydu: — Boldi bǝs, i Israil xaⱨzadiliri! Jǝbir-zulum wǝ bulang-talangni ɵzünglardin neri ⱪilip, toƣra ⱨɵküm qiⱪirip adalǝt yürgüzünglar; Mening hǝlⱪimni ⱪayta yeridin ⱨǝydiwǝtküqi bolmanglar, — dǝydu Rǝb Pǝrwǝrdigar.
Рәб Пәрвәрдигар шундақ дәйду: — Болди бәс, и Исраил шаһзадилири! Җәбир-зулум вә булаң-талаңни өзүңлардин нери қилип, тоғра һөкүм чиқирип адаләт жүргүзүңлар; Мениң хәлқимни қайта йеридин һайдивәткүчи болмаңлар, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
10 Silǝrdǝ toƣra mizan, toƣra ǝfaⱨ, toƣra «bat» bolsun.
Силәрдә тоғра мизан, тоғра әфаһ, тоғра «бат» болсун.
11 «Əfaⱨ» wǝ «bat» bolsa bir ɵlqǝm bolsun; xuning bilǝn bat homirning ondin birigǝ, ǝfaⱨ homirning ondin birigǝ barawǝr bolsun; homir bolsa ular ikkisi üqün ɵlqǝm bolsun.
«Әфаһ» вә «бат» болса бир өлчәм болсун; шуниң билән бат хомирниң ондин биригә, әфаһ хомирниң ондин биригә баравәр болсун; хомир болса улар иккиси үчүн өлчәм болсун.
12 Bir xǝkǝl bolsa yigirmǝ «gǝraⱨ» bolsun. Yigirmǝ xǝkǝl, yigirmǝ bǝx xǝkǝl, on bǝx xǝkǝl ⱪoxulup silǝrgǝ «mina» bolidu.
Бир шәкәл болса жигирмә «гәраһ» болсун. Жигирмә шәкәл, жигирмә бәш шәкәл, он бәш шәкәл қошулуп силәргә «мина» болиду.
13 Bu silǝrning [xaⱨzadǝ üqün] «kɵtürmǝ ⱨǝdiyǝ»nglar bolidu; bir «homir» buƣdaydin altidin bir ǝfaⱨ buƣday, bir «homir» arpidin altidin bir ǝfaⱨ arpa sunisilǝr;
Бу силәрниң [шаһзадә үчүн] «көтәрмә һәдийә»ңлар болиду; бир «хомир» буғдайдин алтидин бир әфаһ буғдай, бир «хомир» арпидин алтидин бир әфаһ арпа сунисиләр;
14 zǝytun meyi bolsa, «bat» bilǝn ɵlqinidu, ⱨǝrbir «kor»din ondin bir bat sunisilǝr (bir «kor» on «bat» yaki bir «homir» bolidu, qünki on bat bir homir bolidu).
зәйтун мейи болса, «бат» билән өлчиниду, һәр бир «кор»дин ондин бир бат сунисиләр (бир «кор» он «бат» яки бир «хомир» болиду, чүнки он бат бир хомир болиду).
15 Israilning süyi mol yaylaⱪliridin, ⱨǝr ikki yüz tuyaⱪ padiƣa birdin pahlan sunisilǝr — bular bolsa, «axliⱪ ⱨǝdiyǝ», «kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ», «inaⱪliⱪ ⱪurbanliⱪ»lar bolup, Israillar üqün kafarǝt ⱪilix üqün bolidu, — dǝydu Rǝb Pǝrwǝrdigar.
Исраилниң сүйи мол яйлақлиридин, һәр икки йүз туяқ падиға бирдин пахлан сунисиләр — булар болса, «ашлиқ һәдийә», «көйдүрмә қурбанлиқ», «енақлиқ қурбанлиқ»лар болуп, Исраиллар үчүн кафарәт қилиш үчүн болиду, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
16 Zemindiki hǝlⱪning ⱨǝmmisining Israilning xaⱨzadisigǝ sunƣan bu «kɵtürmǝ ⱨǝdiyǝ»gǝ tɵⱨpisi bolidu.
Зиминдики хәлиқниң һәммисиниң Исраилниң шаһзадисигә сунған бу «көтәрмә һәдийә»гә төһписи болиду.
17 Xaⱨzadining wǝzipisi bolsa, ⱨeytlǝrgǝ, «yengi ay»larƣa, «xabat kün»lǝrgǝ, jümlidin Israil jǝmǝtining barliⱪ «ibadǝt sorun»liriƣa kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪlar, axliⱪ ⱨǝdiyǝlǝr wǝ xarab ⱨǝdiyǝlǝrni tǝminlǝxtin ibarǝt; Israil jǝmǝti üqün kafarǝt elip kelidiƣan gunaⱨ ⱪurbanliⱪi, axliⱪ ⱨǝdiyǝ, kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ wǝ inaⱪliⱪ ⱪurbanliⱪlirini tǝminligüqi dǝl xu bolidu.
Шаһзадиниң вәзиписи болса, һейтләргә, «йеңи ай»ларға, «шабат күн»ләргә, җүмлидин Исраил җәмәтиниң барлиқ «ибадәт сорун»лириға көйдүрмә қурбанлиқлар, ашлиқ һәдийәләр вә шарап һәдийәләрни тәминләштин ибарәт; Исраил җәмәти үчүн кафарәт елип келидиған гуна қурбанлиғи, ашлиқ һәдийә, көйдүрмә қурбанлиқ вә енақлиқ қурбанлиқлирини тәминлигүчи дәл шу болиду.
18 Rǝb Pǝrwǝrdigar xundaⱪ dǝydu: — Birinqi ayning birinqi künidǝ sǝn bejirim yax bir torpaⱪni alisǝn, uning bilǝn sǝn muⱪǝddǝs jayni paklaysǝn.
Рәб Пәрвәрдигар шундақ дәйду: — Биринчи айниң биринчи күнидә сән беҗирим яш бир топақни алисән, униң билән сән муқәддәс җайни паклайсән.
19 Kaⱨin bu gunaⱨ ⱪurbanliⱪining ⱪenidin elip ibadǝthanining ixik kexǝklirigǝ, ⱪurbangaⱨning yuⱪiri tǝkqisidiki tɵt burjǝkkǝ wǝ iqki ⱨoylining dǝrwazisining kirix yolining kexǝklirigǝ süridu;
Каһин бу гуна қурбанлиғиниң қенидин елип ибадәтханиниң ишик кешәклиригә, қурбангаһниң жуқури тәкчисидики төрт бүҗәккә вә ички һойлиниң дәрвазисиниң кириш йолиниң кешәклиригә сүриду;
20 xuningdǝk yoldin azƣanlar yaki nadanlar üqün sǝn xu ayning yǝttinqi künidǝ ohxax ix ⱪilixing kerǝk; xuning bilǝn sǝn ibadǝthana üqün kafarǝt ⱪilisǝn.
шуниңдәк йолдин азғанлар яки наданлар үчүн сән шу айниң йәттинчи күнидә охшаш иш қилишиң керәк; шуниң билән сән ибадәтхана үчүн кафарәт қилисән.
21 Birinqi ayning on tɵtinqi künidǝ silǝr «ɵtüp ketix» ⱨeyti, yǝttǝ künlük bir ⱨeytni ɵtküzisilǝr; petir nanni yeyix kerǝk.
Биринчи айниң он төртинчи күнидә силәр «өтүп кетиш» һейти, йәттә күнлүк бир һейтни өткүзисиләр; петир нанни йейиш керәк.
22 Xu küni xaⱨzadǝ ɵzi wǝ zemindiki barliⱪ hǝlⱪ üqün gunaⱨ ⱪurbanliⱪi süpitidǝ bir torpaⱪni sunidu.
Шу күни шаһзадә өзи вә зиминдики барлиқ хәлиқ үчүн гуна қурбанлиғи сүпитидә бир топақни суниду.
23 Ⱨeytning yǝttǝ künining ⱨǝrbiridǝ u Pǝrwǝrdigarƣa kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪni, yǝni yǝttǝ künning ⱨǝrbiridǝ yǝttǝ torpaⱪ wǝ yǝttǝ ⱪoqⱪarni, ⱨǝmmisini bejirim ⱨalda sunidu; ⱨǝr küni gunaⱨ ⱪurbanliⱪi üqün bir tekini sunidu.
Һейтниң йәттә күниниң һәр биридә у Пәрвәрдигарға көйдүрмә қурбанлиқни, йәни йәттә күнниң һәр биридә йәттә топақ вә йәттә қочқарни, һәммисини беҗирим һалда суниду; һәр күни гуна қурбанлиғи үчүн бир текини суниду.
24 U ⱨǝrbir torpaⱪⱪa bir ǝfaⱨ axliⱪ ⱨǝdiyǝni, ⱨǝrbir ⱪoqⱪarƣa bir ǝfaⱨ axliⱪ ⱨǝdiyǝni ⱪoxup sunidu; ⱨǝrbir ǝfaⱨ unƣa u bir hin zǝytun meyini ⱪoxup sunidu.
У һәр бир топаққа бир әфаһ ашлиқ һәдийәни, һәр бир қочқарға бир әфаһ ашлиқ һәдийәни қошуп суниду; һәр бир әфаһ унға у бир хин зәйтун мейини қошуп суниду.
25 Yǝttinqi ayning on bǝxinqi künidǝ baxlanƣan ⱨeytta, ⱨeytning yǝttǝ künining ⱨǝrbiridǝ u muxundaⱪ gunaⱨ ⱪurbanliⱪliri, kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪlar, axliⱪ ⱨǝdiyǝlǝrni wǝ zǝytun meyi ⱪatarliⱪlarni ohxax sunuxi kerǝk.
Йәттинчи айниң он бәшинчи күнидә башланған һейтта, һейтниң йәттә күниниң һәр биридә у мошундақ гуна қурбанлиқлири, көйдүрмә қурбанлиқлар, ашлиқ һәдийәләрни вә зәйтун мейи қатарлиқларни охшаш сунуши керәк.

< Əzakiyal 45 >