< Misirdin qiⱪix 3 >
1 Musa bolsa ⱪeynatisi Midiyanning kaⱨini Yǝtroning ⱪoy padisini baⱪatti. U ⱪoylarni baxlap qɵlning ǝng qetigǝ Hudaning teƣi, yǝni Ⱨorǝb teƣining baƣriƣa kǝldi.
Муса болса қейинатиси Мидиянниң каһини Йәтрониң қой падисини бақатти. У қойларни башлап чөлниң әң четигә Худаниң теғи, йәни Һорәб теғиниң бағриға кәлди.
2 Xu yǝrdǝ bir azƣanliⱪtin ɵrlǝp qiⱪiwatⱪan ot yalⱪuni iqidin Pǝrwǝrdigarning Pǝrixtisi uningƣa kɵründi. Mana, azƣanliⱪ otta kɵyüwatⱪan bolsimu, lekin azƣan ɵzi kɵyüp kǝtmigǝnidi.
Шу йәрдә бир азғанлиқтин өрләп чиқиватқан от ялқуни ичидин Пәрвәрдигарниң Пәриштиси униңға көрүнди. Мана, азғанлиқ отта көйүватқан болсиму, лекин азған өзи көйүп кәтмигән еди.
3 Musa: — Mǝn berip, bu ajayip mǝnzirini kɵrüp baⱪay; azƣanliⱪ nemixⱪa kɵyüp kǝtmǝydiƣandu? — dǝp oylidi.
Муса: — Мән берип, бу әҗайип мәнзирини көрүп бақай; азғанлиқ немишкә көйүп кәтмәйдиғанду? — дәп ойлиди.
4 Pǝrwǝrdigar uning buni kɵrgili yoldin qǝtnǝp [azƣanliⱪⱪa] kǝlginini kɵrdi; Huda azƣanliⱪ iqidin uni: — Musa! Musa! — dǝp qaⱪirdi. U: Mana mǝn! — dǝp jawab bǝrdi.
Пәрвәрдигар униң буни көргили йолдин чәтнәп [азғанлиққа] кәлгинини көрди; Худа азғанлиқ ичидин уни: — Муса! Муса! — дәп чақирди. У: Мана мән! — дәп җавап бәрди.
5 U uningƣa: — Bu yǝrgǝ yeⱪin kǝlmǝ; putliringdin kǝxingni salƣin; qünki sǝn turƣan bu yǝr muⱪǝddǝs jaydur.
У униңға: — Бу йәргә йеқин кәлмә; путлириңдин кәшиңни салғин; чүнки сән турған бу йәр муқәддәс җайдур.
6 Mǝn atangning Hudasi, Ibraⱨimning Hudasi, Isⱨaⱪning Hudasi wǝ Yaⱪupning Hudasidurmǝn, — dedi. Buni anglap Musa Hudaƣa ⱪaraxtin ⱪorⱪup, yüzini etiwaldi.
Мән атаңниң Худаси, Ибраһимниң Худаси, Исһақниң Худаси вә Яқупниң Худасидурмән, — деди. Буни аңлап Муса Худаға қараштин қорқуп, йүзини етивалди.
7 Pǝrwǝrdigar uningƣa mundaⱪ dedi: — Bǝrⱨǝⱪ, Mǝn Misirda turuwatⱪan ⱪowmimning tartiwatⱪan azab-oⱪubǝtlirini kɵrdum, nazarǝtqilǝrning ularni [harlawatⱪanliⱪidin] ⱪilƣan pǝryadini anglidim; qünki Mǝn ularning dǝrdlirini bilimǝn.
Пәрвәрдигар униңға мундақ деди: — Бәрһәқ, Мән Мисирда туруватқан қовмимниң тартиватқан азап-оқубәтлирини көрдум, назарәтчиләрниң уларни [харлаватқанлиғидин] қилған пәрядини аңлидим; чүнки Мән уларниң дәрдлирини билимән.
8 Xunga Mǝn ularni misirliⱪlarning ⱪolidin ⱪutⱪuzup, xu zemindin qiⱪirip, yahxi ⱨǝm kǝng bir zeminƣa, süt bilǝn ⱨǝsǝl eⱪip turidiƣan bir zeminƣa, yǝni Ⱪanaaniy, Ⱨittiy, Amoriy, Pǝrizziy, Ⱨiwiylar wǝ Yǝbusiylarning yurtiƣa elip berixⱪa qüxtüm.
Шуңа Мән уларни мисирлиқларниң қолидин қутқузуп, шу зиминдин чиқирип, яхши һәм кәң бир зиминға, сүт билән һәсәл еқип туридиған бир зиминға, йәни Ⱪананий, Һиттий, Аморий, Пәриззий, Һивий вә Йәбусийларниң жутиға елип беришқа чүштүм.
9 Mana ǝmdi Israillarning nalǝ-pǝryadi Manga yǝtti, misirliⱪlarning ularƣa ⱪandaⱪ zulum ⱪilƣanliⱪinimu kɵrdüm.
Мана әнди Исраилларниң налә-пәряди Маңа йәтти, мисирлиқларниң уларға қандақ зулум қилғанлиғиниму көрдүм.
10 Əmdi sǝn kǝl, Mǝn seni hǝlⱪim Israillarni Misirdin elip qiⱪirix üqün Pirǝwnning aldiƣa ǝwǝtimǝn, — dedi.
Әнди сән кәл, Мән сени хәлқим Исраилларни Мисирдин елип чиқириш үчүн Пирәвнниң алдиға әвәтимән, — деди.
11 Lekin Musa Hudaƣa: — Mǝn kim idim, Pirǝwnning aldiƣa berip Israillarni Misirdin qiⱪiraliƣudǝk? — dedi.
Лекин Муса Худаға: — Мән ким едим, Пирәвнниң алдиға берип Исраилларни Мисирдин чиқиралиғидәк? — деди.
12 U jawab berip: — Bǝrⱨǝⱪ, Mǝn sǝn bilǝn billǝ bolimǝn; sǝn ⱪowmni Misirdin elip qiⱪⱪandin keyin bu taƣda Hudaƣa ibadǝt ⱪilisilǝr; bu ix mana ɵzünggǝ Mening seni ǝwǝtkinimning ispat-bǝlgisi bolidu, — dedi.
У җавап берип: — Бәрһәқ, Мән сән билән биллә болимән; сән қовмни Мисирдин елип чиққандин кейин бу тағда Худаға ибадәт қилисиләр; бу иш мана өзәңгә Мениң сени әвәткинимниң испат-бәлгүси болиду, — деди.
13 Xuning bilǝn Musa Hudaƣa: — Mǝn Israillarning ⱪexiƣa berip ularƣa: «Ata-bowiliringlarning Hudasi meni ⱪexinglarƣa ǝwǝtti» desǝm, ular mǝndin: «Uning nami nemǝ?» — dǝp sorisa, ularƣa nemǝ dǝp jawab berimǝn? — dedi.
Шуниң билән Муса Худаға: — Мән Исраилларниң қешиға берип уларға: «Ата-бовилириңларниң Худаси мени қешиңларға әвәтти» десәм, улар мәндин: «Униң нами немә?» — дәп сориса, уларға немә дәп җавап беримән? — деди.
14 Huda Musaƣa: — Mǝn «Əzǝldin bar Bolƣuqi»durmǝn — dedi. Andin U: — Berip, Israillarƣa: ««Əzǝldin bar Bolƣuqi» meni ⱪexinglarƣa ǝwǝtti» dǝp eytⱪin, dedi.
Худа Мусаға: — Мән «Әзәлдин бар Болғучи»дурмән — деди. Андин У: — Берип, Исраилларға: ««Әзәлдин бар Болғучи» мени қешиңларға әвәтти» дәп ейтқин, деди.
15 Huda Musaƣa yǝnǝ: — Israillarƣa: — «Ata-bowiliringlarning Hudasi, Ibraⱨimning Hudasi, Isⱨaⱪning Hudasi wǝ Yaⱪupning Hudasi bolƣan «Yaⱨwǝⱨ» meni ⱪexinglarƣa ǝwǝtti; U: [Yaⱨwǝⱨ degǝn] bu nam ǝbǝdgiqǝ Mening namim bolidu, dǝwrdin-dǝwrgiqǝ Mǝn xu nam bilǝn ǝskǝ elinimǝn, dǝydu» — degin.
Худа Мусаға йәнә: — Исраилларға: — «Ата-бовилириңларниң Худаси, Ибраһимниң Худаси, Исһақниң Худаси вә Яқупниң Худаси болған «Яһвәһ» мени қешиңларға әвәтти; У: [Яһвәһ дегән] бу нам әбәткичә Мениң намим болиду, дәвирдин-дәвиргичә Мән шу нам билән әскә елинимән, дәйду» — дегин.
16 — Berip, Israilning aⱪsaⱪallirini yiƣip ularƣa: — «Ata-bowiliringlarning Hudasi, yǝni Ibraⱨim, Isⱨaⱪ wǝ Yaⱪupning Hudasi bolƣan Pǝrwǝrdigar manga kɵrünüp: — Mǝn silǝrni yoⱪlap kǝldim, Misirda silǝrgǝ ⱪandaⱪ muamilǝ ⱪiliniwatⱪanliⱪini kɵrdüm;
— Берип, Исраилниң ақсақаллирини жиғип уларға: — «Ата-бовилириңларниң Худаси, йәни Ибраһим, Исһақ вә Яқупниң Худаси болған Пәрвәрдигар маңа көрүнүп: — Мән силәрни йоқлап кәлдим, Мисирда силәргә қандақ муамилә қилиниватқанлиғини көрдүм;
17 xuning üqün sɵzüm xudurki, Mǝn silǝrni Misirning zulumidin qiⱪirip, Ⱪanaaniylar, Ⱨittiylar, Amoriylar, Pǝrizziylǝr, Ⱨiwiylar wǝ Yǝbusiylarning zemini, yǝni süt bilǝn ⱨǝsǝl eⱪip turidiƣan zeminƣa elip barimǝn, dedi, — degin, dedi.
шуниң үчүн сөзүм шудурки, Мән силәрни Мисирниң зулумидин чиқирип, Ⱪананийлар, Һиттийлар, Аморийлар, Пәриззийләр, Һивийлар вә Йәбусийларниң зимини, йәни сүт билән һәсәл еқип туридиған зиминға елип баримән, деди, — дегин, деди.
18 — Xuning bilǝn ular sening sɵzünggǝ ⱪulaⱪ salidiƣan bolidu. U waⱪitta sǝn, ɵzüng wǝ Israilning aⱪsaⱪalliri bilǝn birgǝ Misir padixaⱨining aldiƣa berip, uningƣa: «Ibraniylarning Hudasi Pǝrwǝrdigar biz bilǝn kɵrüxti. Əmdi sizdin ɵtünimizki, bizgǝ üq künlük yolni besip, qɵlgǝ berip, Hudayimiz Pǝrwǝrdigarƣa ⱪurbanliⱪ ⱪilixⱪa ijazǝt bǝrgǝysiz» — dǝnglar.
— Шуниң билән улар сениң сөзүңгә қулақ салидиған болиду. У вақитта сән, өзүң вә Исраилниң ақсақаллири билән биргә Мисир падишасиниң алдиға берип, униңға: «Ибранийларниң Худаси Пәрвәрдигар биз билән көрүшти. Әнди сиздин өтүнимизки, бизгә үч күнлүк йолни бесип, чөлгә берип, Худайимиз Пәрвәрдигарға қурбанлиқ қилишқа иҗазәт бәргәйсиз» — дәңлар.
19 Lekin Misir padixaⱨining ⱨǝtta ⱪudrǝtlik bir ⱪolning astida turupmu, silǝrni yǝnila ⱪoyup bǝrmǝydiƣinini bilimǝn.
Лекин Мисир падишасиниң һәтта қудрәтлик бир қолниң астида турупму, силәрни йәнила қоюп бәрмәйдиғинини билимән.
20 Xunga ⱪolumni uzitip, misirliⱪlarni Mǝn ɵz zemini iqidǝ kɵrsǝtmǝkqi bolƣan ⱨǝrhil karamǝt-mɵjizilirim bilǝn urimǝn; andin [Pirǝwn] silǝrni ⱪoyup beridu.
Шуңа қолумни узитип, мисирлиқларни Мән өз зимини ичидә көрсәтмәкчи болған һәр хил карамәт-мөҗизилирим билән уримән; андин [Пирәвн] силәрни қоюп бериду.
21 Bu ⱪowmni misirliⱪlarning aldida iltipat tapturimǝn wǝ xuning bilǝn xundaⱪ boliduki, silǝr xu yǝrdin qiⱪⱪininglarda, ⱪuruⱪ ⱪol qiⱪmaysilǝr.
Бу қовмни мисирлиқларниң алдида илтипат таптуримән вә шуниң билән шундақ болидуки, силәр шу йәрдин чиққиниңларда, қуруқ қол чиқмайсиләр.
22 Bǝlki ⱨǝrbir ayal kixi ɵz ⱪoxnisidin wǝ ɵz ɵyidǝ olturuxluⱪ yat ayaldin kümüx zinnǝt buyumliri, altun zinnǝt buyumliri wǝ kiyim-keqǝklǝrni tǝlǝp ⱪilidu. Bu nǝrsilǝrni oƣul-ⱪizliringlarƣa taⱪaysilǝr, kiydürisilǝr; xu tǝriⱪidǝ misirliⱪlardin olja alƣan bolisilǝr, — dedi.
Бәлки һәр бир аял киши өз хошнисидин вә өз өйидә олтиришлиқ ят аялдин күмүч зиннәт буюмлири, алтун зиннәт буюмлири вә кийим-кечәкләрни тәләп қилиду. Бу нәрсиләрни оғул-қизлириңларға тақайсиләр, кийдүрисиләр; шу тәриқидә мисирлиқлардин олҗа алған болисиләр, — деди.