< Ⱪanun xǝrⱨi 6 >

1 «Mana, bular Pǝrwǝrdigar manga silǝr [dǝryadin] ɵtüp igilǝydiƣan zeminda turƣininglarda ularƣa ǝmǝl ⱪilixinglar üqün silǝrgǝ ɵgitixni tapiliƣan ǝmrlǝr, bǝlgilimilǝr ⱨǝm ⱨɵkümlǝrdur: —
«Мана, булар Пәрвәрдигар маңа силәр [дәриядин] өтүп егиләйдиған зиминда турғиниңларда уларға әмәл қилишиңлар үчүн силәргә үгитишни тапилиған әмирләр, бәлгүлимиләр һәм һөкүмләрдур: —
2 (xuning bilǝn silǝr, yǝni sǝn ɵzüng, oƣlung wǝ nǝwrǝng barliⱪ tirik künliringlarda Pǝrwǝrdigar Hudayinglardin ⱪorⱪup, mǝn silǝrgǝ tapilawatⱪan uning barliⱪ bǝlgilimǝ wǝ ǝmrlirini tutisilǝr, xundaⱪla uzun künlǝrni kɵrisilǝr.
(шуниң билән силәр, йәни сән өзүң, оғлуң вә нәврәң барлиқ тирик күнлириңларда Пәрвәрдигар Худайиңлардин қорқуп, мән силәргә тапилаватқан униң барлиқ бәлгүлимә вә әмирлирини тутисиләр, шундақла узун күнләрни көрисиләр.
3 Sǝn, i Israil, ularni anglap ǝmǝl ⱪilixⱪa kɵngül ⱪoyunglar; xuning bilǝn ata-bowiliringlarning Hudasi Pǝrwǝrdigar silǝrgǝ deginidǝk, süt bilǝn ⱨǝsǝl eⱪip turidiƣan munbǝt zeminda turup, ⱨalinglar yahxi bolidu wǝ saninglar intayin kɵpiyidu): —
Сән, и Исраил, уларни аңлап әмәл қилишқа көңүл қоюңлар; шуниң билән ата-бовилириңларниң Худаси Пәрвәрдигар силәргә дегинидәк, сүт билән һәсәл еқип туридиған мунбәт зиминда туруп, һалиңлар яхши болиду вә саниңлар интайин көпийиду): —
4 — Anglanglar, ǝy Israil: — Pǝrwǝrdigar Hudayimiz, Pǝrwǝrdigar bir birliktur;
— Аңлаңлар, әй Исраил: — Пәрвәрдигар Худайимиз, Пәрвәрдигар бир бирликтур;
5 sǝn Pǝrwǝrdigar Hudayingni pütün ⱪǝlbing bilǝn, pütün jening bilǝn wǝ pütün küqüng bilǝn sɵygin.
сән Пәрвәрдигар Худайиңни пүтүн қәлбиң билән, пүтүн җениң билән вә пүтүн күчүң билән сөйгин.
6 Mǝn sanga bügün tapiliƣan bu sɵzlǝr ⱪǝlbingdǝ bolsun;
Мән саңа бүгүн тапилиған бу сөзләр қәлбиңдә болсун;
7 Sǝn ularni baliliringƣa singdürüp ɵgǝt, mǝyli ɵydǝ olturƣanda, yolda mangƣanda, ornungda yatⱪanda wǝ ornungdin turuwatⱪanda ⱨǝr waⱪit ular toƣruluⱪ sɵzligin;
Сән уларни балилириңға сиңдүрүп үгәт, мәйли өйдә олтарғанда, йолда маңғанда, орнуңда ятқанда вә орнуңдин туруватқанда һәр вақит улар тоғрилиқ сөзлигин;
8 ularni ⱪolungƣa [ǝslǝtmǝ]-bǝlgǝ ⱪilip tengiwal, pexanǝnggǝ ⱪaxⱪidǝk simwol ⱪilip ornitiwal;
уларни қолуңға [әсләтмә]-бәлгү қилип теңивал, пешанәңгә қашқидәк символ қилип орнитивал;
9 Sǝn ularni ɵyüngdiki kexǝkliringgǝ wǝ dǝrwaziliringƣa pütküzgin.
Сән уларни өйүңдики кешәклириңгә вә дәрвазилириңға пүткүзгин.
10 Wǝ Pǝrwǝrdigar Hudaying seni ⱪǝsǝm ⱪilip ata-bowiliringƣa, yǝni Ibraⱨim, Isⱨaⱪ wǝ Yaⱪupⱪa wǝdǝ ⱪilƣan zeminni sanga ata ⱪilix üqün seni uningƣa baxliƣanda, — ɵzüng ⱪurmiƣan uluƣ wǝ esil xǝⱨǝrlǝrgǝ,
Вә Пәрвәрдигар Худайиң сени қәсәм қилип ата-бовилириңға, йәни Ибраһим, Исһақ вә Яқупқа вәдә қилған зиминни саңа ата қилиш үчүн сени униңға башлиғанда, — өзүң қурмиған улуқ вә есил шәһәрләргә,
11 ɵzüng bisatliⱪ ⱪilmiƣan alliⱪaqan esil bisatliⱪ ⱪilinƣan ɵylǝrgǝ, ɵzüng kolimiƣan, alliⱪaqan kolanƣan ⱪuduⱪlarƣa, ɵzüng tikmigǝn üzümzarlar wǝ zǝytunzarlarƣa muyǝssǝr ⱪilinixing bilǝn sǝn yǝp toyunƣandin keyin,
өзүң бисатлиқ қилмиған аллиқачан есил бисатлиқ қилинған өйләргә, өзүң колимиған, аллиқачан коланған қудуқларға, өзүң тикмигән үзүмзарлар вә зәйтунзарларға муйәссәр қилинишиң билән сән йәп тоюнғандин кейин,
12 — ǝyni qaƣda seni Misir zeminidin, yǝni «ⱪulluⱪ makani»din qiⱪarƣan Pǝrwǝrdigarni untuxtin ⱨezi bol.
— әйни чағда сени Мисир зиминидин, йәни «қуллуқ макани»дин чиқарған Пәрвәрдигарни унтуштин һези бол.
13 Sǝn Pǝrwǝrdigar Hudayingdin ⱪorⱪⱪin, ibaditidǝ bolƣin wǝ ⱪǝsǝm ⱪilsang uning nami bilǝnla ⱪǝsǝm iqkin.
Сән Пәрвәрдигар Худайиңдин қорққин, ибадитидә болғин вә қәсәм қилсаң униң нами биләнла қәсәм ичкин.
14 Silǝr baxⱪa ilaⱨlar, yǝni ǝtrapingdiki ǝllǝrning ilaⱨlirini ⱪǝt’iy izdimǝnglar;
Силәр башқа илаһлар, йәни әтрапиңдики әлләрниң илаһлирини қәтъий издимәңлар;
15 Qünki aranglarda turuwatⱪan Pǝrwǝrdigar Hudaying wapasizliⱪⱪa ⱨǝsǝt ⱪilƣuqi Tǝngridur. [Əgǝr xundaⱪ ⱪilsang] Pǝrwǝrdigar Hudayingning ƣǝzipi sanga ⱪozƣilip, U seni yǝr yüzidin yoⱪatmay ⱪalmaydu.
Чүнки араңларда туруватқан Пәрвәрдигар Худайиң вапасизлиққа һәсәт қилғучи Тәңридур. [Әгәр шундақ қилсаң] Пәрвәрдигар Худайиңниң ғәзиви саңа қозғилип, У сени йәр йүзидин йоқатмай қалмайду.
16 Silǝr Pǝrwǝrdigar Hudayinglarni Massaⱨta siniƣandǝk Uni sinimanglar.
Силәр Пәрвәрдигар Худайиңларни Массаһта синиғандәк Уни синимаңлар.
17 Pǝrwǝrdigar Hudayinglarning ǝmrlirini, silǝrgǝ tapiliƣan guwaⱨ-ⱨɵkümliri wǝ bǝlgimilirini kɵngül ⱪoyup tutunglar.
Пәрвәрдигар Худайиңларниң әмирлирини, силәргә тапилиған гува-һөкүмлири вә бәлгүмилирини көңүл қоюп тутуңлар.
18 Pǝrwǝrdigar Hudayinglarning nǝziridǝ durus wǝ yahxi bolƣanni ⱪilinglar; xundaⱪ ⱪilƣanda ⱨalinglar yahxi bolidu wǝ Pǝrwǝrdigar ata-bowiliringlarƣa berixkǝ ⱪǝsǝm ⱪilƣan zeminƣa kirip uni igilǝysilǝr,
Пәрвәрдигар Худайиңларниң нәзиридә дурус вә яхши болғанни қилиңлар; шундақ қилғанда һалиңлар яхши болиду вә Пәрвәрдигар ата-бовилириңларға беришкә қәсәм қилған зиминға кирип уни егиләйсиләр,
19 xundaⱪla Pǝrwǝrdigar wǝdǝ ⱪilƣandǝk barliⱪ düxmǝnliringlarni aldinglardin ⱨǝydǝp qiⱪiriwetisilǝr.
шундақла Пәрвәрдигар вәдә қилғандәк барлиқ дүшмәнлириңларни алдиңлардин һайдап чиқириветисиләр.
20 Kǝlgüsidǝ oƣlung sǝndin: — «Pǝrwǝrdigar Hudayimiz silǝrgǝ tapiliƣan agaⱨ-guwaⱨ, bǝlgilimǝ ⱨǝm ⱨɵkümlǝr nemǝ?» dǝp sorisa,
Кәлгүсидә оғлуң сәндин: — «Пәрвәрдигар Худайимиз силәргә тапилиған агаһ-гува, бәлгүлимә һәм һөкүмләр немә?» дәп сориса,
21 sǝn oƣlungƣa mundaⱪ dǝysǝn: «Biz ǝslidǝ Misirda Pirǝwnning ⱪulliri ikǝnmiz; biraⱪ Pǝrwǝrdigar bizni Misirdin küqlük bir ⱪol bilǝn qiⱪarƣan.
сән оғлуңға мундақ дәйсән: «Биз әслидә Мисирда Пирәвнниң қуллири екәнмиз; бирақ Пәрвәрдигар бизни Мисирдин күчлүк бир қол билән чиқарған.
22 Pǝrwǝrdigar kɵz aldimizda uluƣ ⱨǝm dǝⱨxǝtlik mɵjizilik alamǝtlǝr wǝ karamǝtlǝrni kɵrsitip, Pirǝwnning üstigǝ ⱨǝm uning barliⱪ ailisidikilǝrning üstigǝ qüxürdi;
Пәрвәрдигар көз алдимизда улуқ һәм дәһшәтлик мөҗизилик аламәтләр вә карамәтләрни көрситип, Пирәвнниң үстигә һәм униң барлиқ аилисидикиләрниң үстигә чүшүрди;
23 U ata-bowilirimizƣa ⱪǝsǝm iqip wǝdǝ ⱪilƣan zeminni bizgǝ ata ⱪilip, uningƣa bizni baxlap kirixkǝ xu yǝrdin yetǝklǝp qiⱪarƣan.
У ата-бовилиримизға қәсәм ичип вәдә қилған зиминни бизгә ата қилип, униңға бизни башлап киришкә шу йәрдин йетәкләп чиқарған.
24 Pǝrwǝrdigar bizgǝ bu barliⱪ bǝlgilimilǝrni tutuxni, Pǝrwǝrdigar Hudayimizdin ⱪorⱪuxni tapiliƣan; U ⱨalimizning daim yahxi boluxi wǝ bizning bügünkidǝk tirik saⱪlanƣandǝk, Uning panaⱨida boluximiz üqün xundaⱪ tapiliƣandur;
Пәрвәрдигар бизгә бу барлиқ бәлгүлимиләрни тутушни, Пәрвәрдигар Худайимиздин қорқушни тапилиған; У һалимизниң дайим яхши болуши вә бизниң бүгүнкидәк тирик сақланғандәк, Униң панаһида болушимиз үчүн шундақ тапилиғандур;
25 wǝ Pǝrwǝrdigar Hudayimizning aldida u bizgǝ tapiliƣandǝk bu barliⱪ ǝmrlǝrgǝ ǝmǝl ⱪilixⱪa kɵngül bɵlsǝk bu biz üqün ⱨǝⱪⱪaniyliⱪ bolidu».
вә Пәрвәрдигар Худайимизниң алдида у бизгә тапилиғандәк бу барлиқ әмирләргә әмәл қилишқа көңүл бөлсәк бу биз үчүн һәққанийлиқ болиду».

< Ⱪanun xǝrⱨi 6 >