< Ⱪanun xǝrⱨi 25 >

1 Əgǝr ikki kixi birnǝrsini talixip ⱪelip, ⱨɵküm berixni tǝlǝp ⱪilip sot aldiƣa kǝlsǝ, undaⱪta soraⱪqilar dǝwaƣa ⱨɵküm qiⱪirip ⱨǝⱪdarni ⱨǝⱪ, gunaⱨi bar adǝmni gunaⱨkar dǝp jakarlisun.
Әгәр икки киши бир нәрсини талишип қелип, һөкүм беришни тәләп қилип сот алдиға кәлсә, ундақта сорақчилар дәваға һөкүм чиқирип һәқдарни һәқ, гунайи бар адәмни гунакар дәп җакалисун.
2 Əgǝr gunaⱨkar adǝm dǝrrigǝ layiⱪ bolsa, soraⱪqi uni ɵzining aldida yǝrgǝ yatⱪuzup, uning ⱪilƣan gunaⱨiƣa layiⱪ sanap dǝrrilisun.
Әгәр гунакар адәм дәрригә лайиқ болса, сорақчи уни өзиниң алдида йәргә ятқузуп, униң қилған гунайиға лайиқ санап дәррилисун.
3 Lekin pǝⱪǝt ⱪiriⱪ dǝrrila urulsun; xuningdin ziyadǝ urulmisun, kɵp urulsa xu ⱪerindixing kɵz aldingda kǝmsitilgǝn bolidu.
Лекин пәқәт қириқ дәррила урулсун; шуниңдин зиядә урулмисун, көп урулса шу қериндишиң көз алдиңда кәмситилгән болиду.
4 Sǝn haman tepiwatⱪan kalining aƣzini boƣmiƣin.
Сән хаман тепиватқан калиниң ағзини боғмиғин.
5 Əgǝr bir yǝrdǝ turidiƣan ⱪerindax aka-inilarning biri bala yüzi kɵrmǝy ɵlüp kǝtsǝ, ɵlgǝn kixining ayali yat bir kixigǝ tǝgmisun; bǝlki uning erining birtuƣⱪan ⱪerindixi uning ⱪexiƣa kirip uni hotunluⱪⱪa elip, birtuƣⱪan ⱪerindaxliⱪ burqini ada ⱪilsun;
Әгәр бир йәрдә туридиған қериндаш ака-иниларниң бири бала йүзи көрмәй өлүп кәтсә, өлгән кишиниң аяли ят бир кишигә тәгмисун; бәлки униң ериниң биртуққан қериндиши униң қешиға кирип уни хотунлуққа елип, биртуққан қериндашлиқ бурчини ада қилсун;
6 ɵlgǝn ⱪerindixining ismi Israildin ɵqürülmǝsliki üqün ayalning tunji balisiƣa uning ismi ⱪoyulsun.
өлгән қериндишиниң исми Исраилдин өчүрүлмәслиги үчүн аялниң тунҗа балисиға униң исми қоюлсун.
7 Lekin ǝgǝr bu kixi yǝnggisini elixni halimisa, yǝnggisi [xǝⱨǝr] dǝrwazisidiki aⱪsaⱪallarning ⱪexiƣa berip: «Erimning birtuƣⱪan ⱪerindixi ɵz ⱪerindixining ismini Israilda ⱪalduruxⱪa unimidi; u mǝn üqün birtuƣⱪan ⱪerindaxliⱪ burqini ada ⱪilixⱪa unimidi», dǝp eytsun.
Лекин әгәр бу киши йәңгисини елишни халимиса, йәңгиси [шәһәр] дәрвазисидики ақсақалларниң қешиға берип: «Еримниң биртуққан қериндиши өз қериндишиниң исмини Исраилда қалдурушқа унимиди; у мән үчүн биртуққан қериндашлиқ бурчини ада қилишқа унимиди», дәп ейтсун.
8 Andin uning xǝⱨiridiki aⱪsaⱪallar uni qaⱪirtip uningƣa nǝsiⱨǝt ⱪilsun; ǝgǝr u: «Mǝn uni hotunluⱪⱪa elixni halimaymǝn», dǝp qing turuwalsa,
Андин униң шәһиридики ақсақаллар уни чақиртип униңға несиһәт қилсун; әгәр у: «Мән уни хотунлуққа елишни халимаймән», дәп чиң турувалса,
9 yǝnggisi aⱪsaⱪallarning kɵz aldida uning ⱪexiƣa berip, uning putidin kǝxini saldurup, yüzigǝ tɵkürüp: «Bir tuƣⱪan ⱪerindixi üqün ailǝ ⱪuruxⱪa unimiƣan kixigǝ xundaⱪ ⱪilinsun!» dǝp jakarlisun.
йәңгиси ақсақалларниң көз алдида униң қешиға берип, униң путидин кәшини салдуруп, йүзигә төкүрүп: «Бир туққан қериндиши үчүн аилә қурушқа унимиған кишигә шундақ қилинсун!» дәп җакалисун.
10 Xu kixining nami Israilning iqidǝ: «Kǝxi selinƣuqining ɵyi» dǝp atalsun.
Шу кишиниң нами Исраилниң ичидә: «Кәши селинғучиниң өйи» дәп аталсун.
11 Əgǝr ikki adǝm bir-biri bilǝn uruxup ⱪalƣinida birining ayali ɵz erigǝ yardǝmlixip erini urƣuqining ⱪolidin ajratmaⱪqi bolup, ⱪolini uzitip urƣuqining jan yerini tutuwalsa,
Әгәр икки адәм бир-бири билән урушуп қалғинида бириниң аяли өз еригә ярдәмлишип ерини урғучиниң қолидин аҗратмақчи болуп, қолини узитип урғучиниң җан йерини тутувалса,
12 undaⱪta sǝn uningƣa ⱨeq rǝⱨim ⱪilmay ⱪolini kesiwǝt.
ундақта сән униңға һеч рәһим қилмай қолини кесивәт.
13 Sening haltangda qong-kiqik ikki hil taraza texi bolmisun.
Сениң халтаңда чоң-кичик икки хил тараза теши болмисун.
14 Ɵyüngdǝ qong-kiqik ikki hil ǝfaⱨ saⱪlima.
Өйүңдә чоң-кичик икки хил әфаһ сақлима.
15 Taraza texing toptoƣra, durus bolsun; ǝfaⱨingmu toptoƣra, durus bolsun. Xundaⱪ ⱪilsang Pǝrwǝrdigar Hudaying sanga beridiƣan zeminda ɵmrüng uzun bolidu.
Тараза тешиң топтоғра, дурус болсун; әфаһиңму топтоғра, дурус болсун. Шундақ қилсаң Пәрвәрдигар Худайиң саңа беридиған зиминда өмрүң узун болиду.
16 Qünki kimki xundaⱪ ixlar ⱪilsa, kimki naⱨǝⱪ ix ⱪilsa, Hudaying Pǝrwǝrdigarning aldida yirginqlik sanilidu.
Чүнки кимки шундақ ишлар қилса, кимки наһәқ иш қилса, Худайиң Пәрвәрдигарниң алдида жиркиничлик санилиду.
17 Misirdin qiⱪip keliwatⱪininglarda Amalǝklǝrning silǝrgǝ nemǝ ⱪilƣinini esinglarda tutunglar;
Мисирдин чиқип келиватқиниңларда Амаләкләрниң силәргә немә қилғинини есиңларда тутуңлар;
18 ular Hudadin ⱪorⱪmay, yolda silǝrgǝ uqrap, silǝr ⱨerip-qarqap ⱨalinglar ⱪalmiƣan qaƣda, kǝyninglarda ⱪalƣan ajiz kixilǝrni urup yoⱪatmidimu? U Hudadin ⱨeq ⱪorⱪmidi.
улар Худадин қорқмай, йолда силәргә учрап, силәр һерип-чарчап һалиңлар қалмиған чағда, кәйниңларда қалған аҗиз кишиләрни уруп йоқатмидиму? У Худадин һеч қорқмиди.
19 Xunga, Pǝrwǝrdigar Hudaying mirasing bolsun dǝp sanga igilǝxkǝ beridiƣan zeminda, Pǝrwǝrdigar Hudaying ǝtrapingdiki barliⱪ düxmǝnliringdin amanliⱪ bǝrginidǝ, Amalǝklǝrning namini asmanning tegidǝ ǝslǝnmigüdǝk dǝrijidǝ ɵqürüwǝt; bu ixni unutma.
Шуңа, Пәрвәрдигар Худайиң мирасиң болсун дәп саңа егиләшкә беридиған зиминда, Пәрвәрдигар Худайиң әтрапиңдики барлиқ дүшмәнлириңдин аманлиқ бәргинидә, Амаләкләрниң намини асманниң тегидә әсләнмигидәк дәриҗидә өчүрүвәт; бу ишни унутма.

< Ⱪanun xǝrⱨi 25 >