< Ⱪanun xǝrⱨi 21 >
1 Əgǝr Pǝrwǝrdigar Hudayinglar silǝrgǝ miras ⱪilip igilǝxkǝ beridiƣan zeminda, dalada ɵltürülgǝn bir jǝsǝt tepilsa, ǝmma uni ɵltürgǝn adǝm mǝlum bolmisa,
Әгәр Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә мирас қилип егиләшкә беридиған зиминда, далада өлтүрүлгән бир җәсәт тепилса, амма уни өлтүргән адәм мәлум болмиса,
2 aⱪsaⱪalliringlar bilǝn soraⱪqi bǝgliringlar qiⱪip ɵlük tepilƣan yǝr bilǝn ǝtrapidiki xǝⱨǝrlǝrning ariliⱪini ɵlqisun;
ақсақаллириңлар билән сорақчи бәглириңлар чиқип өлүк тепилған йәр билән әтрапидики шәһәрләрниң арилиғини өлчисун;
3 ɵltürülgüqining jǝsitigǝ ǝng yeⱪin xǝⱨǝrning aⱪsaⱪalliri bolsa ixⱪa selinmiƣan, boyuntoroⱪmu selinmiƣan inǝk tepip kǝlsun;
өлтүрүлгүчиниң җәситигә әң йеқин шәһәрниң ақсақаллири болса ишқа селинмиған, боюнтороқму селинмиған инәк тепип кәлсун;
4 xu xǝⱨǝrning aⱪsaⱪalliri inǝkni süyi tohtimay aⱪidiƣan, ⱨǝydilip terilmiƣan bir jilƣiƣa elip berip, xu jilƣining ɵzidǝ inǝkning boynini sunduruwǝtsun;
шу шәһәрниң ақсақаллири инәкни сүйи тохтимай ақидиған, һайдилип терилмиған бир җилғиға елип берип, шу җилғиниң өзидә инәкниң бойнини сундурувәтсун;
5 xu qaƣda Lawiyning ǝwladliri bolƣan kaⱨinlar ularning ⱪexiƣa kǝlsun; qünki Pǝrwǝrdigar Hudayinglar ularni Ɵzining aldida hizmǝttǝ bolup, Pǝrwǝrdigarning namida bǝht-bǝrikǝt tilǝxkǝ talliƣandur. Ⱨǝrbir dǝwa wǝ ⱨǝrbir tayaⱪ jazasi ularning sɵzi boyiqǝ kesilsun.
шу чағда Лавийниң әвлатлири болған каһинлар уларниң қешиға кәлсун; чүнки Пәрвәрдигар Худайиңлар уларни Өзиниң алдида хизмәттә болуп, Пәрвәрдигарниң намида бәхит-бәрикәт тиләшкә таллиғандур. Һәр бир дәва вә һәр бир таяқ җазаси уларниң сөзи бойичә кесилсун.
6 Ɵltürülgüqining jǝsitigǝ ǝng yeⱪin xǝⱨǝrdiki aⱪsaⱪallarning ⱨǝmmisi xu jilƣiƣa kelip, boyni sundurulƣan inǝkning üstidǝ turup, ⱪollirini yuyup
Өлтүрүлгүчиниң җәситигә әң йеқин шәһәрдики ақсақалларниң һәммиси шу җилғиға келип, бойни сундурулған инәкниң үстидә туруп, қоллирини жуюп
7 guwaⱨliⱪ berip: «Ⱪollirimiz bolsa bu ⱪanni tɵkmidi, kɵzlirimiz bu ixni kɵrmidi;
гувалиқ берип: «Қоллиримиз болса бу қанни төкмиди, көзлиримиз бу ишни көрмиди;
8 ǝy Pǝrwǝrdigar, Sǝn Ɵzüng ⱨɵrlük bǝdili tɵlǝp ⱪutⱪuzƣan hǝlⱪing Israilni kǝqürgǝysǝn wǝ naⱨǝⱪ aⱪⱪan ⱪanning gunaⱨini Israil hǝlⱪinggǝ artmiƣaysǝn» — desun; xundaⱪ ⱪilip bu ⱪan gunaⱨiƣa kafarǝt kǝltürülgǝn bolidu.
әй Пәрвәрдигар, Сән Өзүң һөрлүк бәдили төләп қутқузған хәлқиң Исраилни кәчүргәйсән вә наһәқ аққан қанниң гунайини Исраил хәлқиңгә артмиғайсән» — десун; шундақ қилип бу қан гунайиға кафарәт кәлтүрүлгән болиду.
9 Silǝr xundaⱪ ⱪilip Pǝrwǝrdigarning nǝziridǝ toƣra bolƣanni ⱪilip naⱨǝⱪ tɵkülgǝn ⱪanning gunaⱨini ɵzünglardin qiⱪiriwǝtkǝn bolisilǝr.
Силәр шундақ қилип Пәрвәрдигарниң нәзиридә тоғра болғанни қилип наһәқ төкүлгән қанниң гунайини өзүңлардин чиқиривәткән болисиләр.
10 Əgǝr silǝr düxmǝnliringlar bilǝn jǝng ⱪilƣili qiⱪⱪininglarda Pǝrwǝrdigar Hudayinglar ularni ⱪolunglarƣa bǝrgǝq, ulardin ǝsir alƣan bolsanglar,
Әгәр силәр дүшмәнлириңлар билән җәң қилғили чиққиниңларда Пәрвәрдигар Худайиңлар уларни қолуңларға бәргәч, улардин әсир алған болсаңлар,
11 bu ǝsirlǝrning arisida qirayliⱪ bir ayalni kɵrüp, kɵnglüng uningƣa qüxüp, uni ǝmringgǝ elixni halisang,
бу әсирләрниң арисида чирайлиқ бир аялни көрүп, көңлүң униңға чүшүп, уни әмриңгә елишни халисаң,
12 undaⱪta uni ɵyünggǝ elip barƣin; u qeqini qüxürüp, tirnaⱪlirini yasap,
ундақта уни өйүңгә елип барғин; у чечини чүшүрүп, тирнақлирини ясап,
13 ǝsirliktǝ kiygǝn kiyimlirini selip, ɵyüngdǝ olturup toluⱪ bir ay ata-anisi üqün matǝm totsun; andin sǝn uning ⱪexiƣa kirip uni ɵzünggǝ ayal ⱪilip uningƣa ǝr bolsang bolidu.
әсирликтә кийгән кийимлирини селип, өйүңдә олтирип толуқ бир ай ата-аниси үчүн матәм тотсун; андин сән униң қешиға кирип уни өзүңгә аял қилип униңға әр болсаң болиду.
14 Keyin, ǝgǝrdǝ kɵnglüng uningdin sɵyünmisǝ, u ⱪǝyǝrni halisa, barƣili ⱪoyuxung kerǝk; uni pulƣa satmiƣin wǝ uningƣa dedǝktǝk muamilǝ ⱪilmiƣin, qünki sǝn uningƣa yeⱪinliⱪ ⱪilip uyat ⱪilƣansǝn.
Кейин, әгәрдә көңлүң униңдин сөйүнмисә, у қәйәрни халиса, барғили қоюшуң керәк; уни пулға сатмиғин вә униңға дедәктәк муамилә қилмиғин, чүнки сән униңға йеқинлиқ қилип уят қилғансән.
15 Əgǝr birsining ikki ayali bolup ularning birigǝ amraⱪliⱪ, yǝnǝ birigǝ ɵqlük ⱪilƣan bolsa wǝ amraⱪ wǝ ɵq bolƣan ⱨǝr ikkisidin oƣul tuƣulƣan bolsa, tunjisini ɵq ayalidin tapⱪan bolsa
Әгәр бирисиниң икки аяли болуп уларниң биригә амрақлиқ, йәнә биригә өчлүк қилған болса вә амрақ вә өч болған һәр иккисидин оғул туғулған болса, тунҗисини өч аялидин тапқан болса
16 undaⱪta u kixi oƣulliriƣa barini miras üqün ülǝxtürüp bǝrgǝn künidǝ ɵq ayalining oƣli, yǝni uning tunji oƣlining orniƣa amraⱪ ayalining oƣlini tunji oƣulluⱪⱪa ⱪoyuxⱪa bolmaydu.
ундақта у киши оғуллириға барини мирас үчүн үләштүрүп бәргән күнидә өч аялиниң оғли, йәни униң тунҗа оғлиниң орниға амрақ аялиниң оғлини тунҗа оғуллуққа қоюшқа болмайду.
17 U bǝlki ɵq ayalining oƣlini tunji oƣlum dǝp etirap ⱪilsun; qünki bu uning küq-ⱪuwwiti bar waⱪtidiki dǝslǝpki mewisidur; tunji oƣulluⱪ ⱨoⱪuⱪi uningki bolƣaqⱪa, atisi barliⱪ mal-mülüktin uningƣa ikki ülüx miras bǝrsun.
У бәлки өч аялиниң оғлини тунҗа оғлум дәп етирап қилсун; чүнки бу униң күч-қуввити бар вақтидики дәсләпки мевисидур; тунҗа оғуллуқ һоқуқи униңки болғачқа, атиси барлиқ мал-мүлүктин униңға икки үлүш мирас бәрсун.
18 Əgǝr birsining baxbaxtaⱪ wǝ itaǝtsiz oƣli bolsa, u nǝ atisining sɵzigǝ, nǝ anisining sɵzigǝ ⱪulaⱪ salmay, ⱨǝtta tayaⱪ-tǝrbiyimu kar ⱪilmay, ularning gepini yǝnila anglimisa,
Әгәр бирисиниң башбаштақ вә итаәтсиз оғли болса, у нә атисиниң сөзигә, нә анисиниң сөзигә қулақ салмай, һәтта таяқ-тәрбийиму кар қилмай, уларниң гепини йәнила аңлимиса,
19 Uning ata-anisi uni tutup, xǝⱨǝrning dǝrwazisiƣa elip berip, xǝⱨǝrning aⱪsaⱪallirining ⱪexiƣa kǝltürsun;
Униң ата-аниси уни тутуп, шәһәрниң дәрвазисиға елип берип, шәһәрниң ақсақаллириниң қешиға кәлтүрсун;
20 ular xǝⱨǝrning aⱪsaⱪalliriƣa ǝrz ⱪilip: — «Bu oƣlimiz baxbaxtaⱪliⱪ wǝ itaǝtsizlik ⱪilip, sɵzimizni anglimay yüridu; u nǝpsi yaman, xarabhor bolup ⱪaldi» dǝp eytsun.
улар шәһәрниң ақсақаллириға әрз қилип: — «Бу оғлимиз башбаштақлиқ вә итаәтсизлик қилип, сөзимизни аңлимай жүриду; у нәпси яман, шарапхор болуп қалди» дәп ейтсун.
21 Xuning bilǝn xǝⱨǝrning ⱨǝmmǝ hǝlⱪi bir bolup uni qalma-kesǝk ⱪilip ɵltürsun. Silǝr bu yol bilǝn ɵzünglardin rǝzillikni qiⱪiriwetisilǝr; pütkül Israil bu ixni anglap ⱪorⱪidiƣan bolidu.
Шуниң билән шәһәрниң һәммә хәлқи бир болуп уни чалма-кесәк қилип өлтүрсун. Силәр бу йол билән өзүңлардин рәзилликни чиқириветисиләр; пүткүл Исраил бу ишни аңлап қорқидиған болиду.
22 Əgǝr birsi ɵlüm jazasiƣa layiⱪ gunaⱨ sadir ⱪilip, ɵltürülgǝn bolsa wǝ jǝsitini bir dǝrǝhkǝ esip ⱪoyƣan bolsanglar,
Әгәр бириси өлүм җазасиға лайиқ гуна садир қилип, өлтүрүлгән болса вә җәситини бир дәрәққә есип қойған болсаңлар,
23 ɵlüki keqiqǝ dǝrǝhtǝ ⱪalmisun; ⱪandaⱪla bolmisun, silǝr dǝrǝhkǝ esilƣuqini xu kündǝ kɵmüwetinglar (qünki kimdǝkim [dǝrǝhkǝ] esilƣan bolsa, Huda tǝripidin lǝnǝtkǝ ⱪaldurulƣan kixi ⱨesablinidu). Xundaⱪ ⱪilsanglar, Pǝrwǝrdigar Hudayinglar silǝrgǝ miras ⱪilip bǝrgǝn zeminni bulƣimiƣan bolisilǝr.
өлүги кечичә дәрәқтә қалмисун; қандақла болмисун, силәр дәрәққә есилғучини шу күндә көмүветиңлар (чүнки кимдәким [дәрәққә] есилған болса, Худа тәрипидин ләнәткә қалдурулған киши һесаплиниду). Шундақ қилсаңлар, Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә мирас қилип бәргән зиминни булғимиған болисиләр.