< Daniyal 5 >

1 Bir küni padixaⱨ Bǝlxazar ǝmir-esilzadilǝrdin ming kixini tǝklip ⱪilip katta ziyapǝt berip, ularning aldida xarab iqip, ǝyx-ixrǝt kǝypini sürdi.
Бир күни падиша Бәлшазар әмир-есилзадиләрдин миң кишини тәклип қилип катта зияпәт берип, уларниң алдида шарап ичип, әйш-ишрәт кәйпини сүрди.
2 Padixaⱨ Bǝlxazar xarabni tetip kɵrüp, ɵzi, ǝmir-esilzadiliri, ɵz hotun-kenizǝkliring xarabni atisi Neboⱪadnǝsar Yerusalemdiki muⱪǝddǝs ibadǝthanidin oljiƣa alƣan altun-kümüxtin yasalƣan jam-ⱪaqilarda iqixigǝ xu jam-ⱪaqilarni elip qiⱪixni buyrudi.
Падиша Бәлшазар шарапни тетип көрүп, өзи, әмир-есилзадилири, өз хотун-кенизәклириң шарапни атиси Небоқаднәсар Йерусалимдики муқәддәс ибадәтханидин олҗиға алған алтун-күмүчтин ясалған җам-қачиларда ичишигә шу җам-қачиларни елип чиқишни буйруди.
3 [Nǝwkǝrlǝr] dǝrⱨal berip Hudaning Yerusalemdiki muⱪǝddǝs ibadǝthanisidin elip kelingǝn altun jam-ⱪaqilarni elip qiⱪti; padixaⱨning ɵzi, ǝmir-esilzadiliri, uning hotunliri wǝ kenizǝkliri ularda xarab iqti.
[Нәвкәрләр] дәрһал берип Худаниң Йерусалимдики муқәддәс ибадәтханисидин елип келингән алтун җам-қачиларни елип чиқти; падишаниң өзи, әмир-есилзадилири, униң хотунлири вә кенизәклири уларда шарап ичти.
4 Ular xarab iqkǝq, altun, kümüx, mis, tɵmür, yaƣaq wǝ taxlardin yasalƣan butlarni mǝdⱨiyilǝxti.
Улар шарап ичкәч, алтун, күмүч, мис, төмүр, яғач вә ташлардин ясалған бутларни мәдһийиләшти.
5 Dǝl xu pǝyttǝ adǝm ⱪolining bǝx barmiⱪi pǝyda bolup, qiraƣdanning udulidiki ordining tam suwiⱪiƣa hǝt yezixⱪa baxlidi. Padixaⱨ hǝt yazƣan ⱪolning kɵrüngǝn ⱪismini kɵrüp,
Дәл шу пәйттә адәм қолиниң бәш бармиғи пәйда болуп, чирақданниң удулидики ординиң там сугиқиға хәт йезишқа башлиди. Падиша хәт язған қолниң көрүнгән қисмини көрүп,
6 qirayi tatirip, kɵnglidǝ intayin alaⱪzadǝ bolup kǝtti. Put-ⱪolliri boxixip, putliri titrǝp kǝtti.
чирайи татирип, көңлидә интайин алақзадә болуп кәтти. Пут-қоллири бошишип, путлири титрәп кәтти.
7 Padixaⱨ ⱪattiⱪ warⱪirap, pir-ustazlar, kaldiylǝr wǝ munǝjjimlarni qaⱪirixni buyrudi. Babildiki danixmǝnlǝr kǝlgǝn ⱨaman padixaⱨ ularƣa: — Kimki tamdiki bu hǝtlǝrni oⱪup mǝnisini manga dǝp berǝlisǝ, uningƣa sɵsün rǝnglik bir ton kiygüzülüp, boyniƣa altun zǝnjir esilip, padixaⱨliⱪta üqinqi mǝrtiwǝ berilidu, — dedi.
Падиша қаттиқ вақирап, пир-устазлар, калдийләр вә мунәҗҗимларни чақиришни буйруди. Бабилдики данишмәнләр кәлгән һаман падиша уларға: — Кимки тамдики бу хәтләрни оқуп мәнасини маңа дәп берәлисә, униңға сөсүн рәңлик бир тон кийгүзүлүп, бойниға алтун зәнҗир есилип, падишалиқта үчинчи мәртивә берилиду, — деди.
8 Padixaⱨning danixmǝnlirining ⱨǝmmisi ordiƣa ⱨazir boldi; lekin ular nǝ hǝtlǝrni oⱪuyalmaytti nǝ padixaⱨⱪa mǝnisini qüxǝndürüp berǝlmǝytti.
Падишаһниң данишмәнлириниң һәммиси ордиға һазир болди; лекин улар нә хәтләрни оқуялмайтти нә падишаға мәнасини чүшәндүрүп берәлмәйтти.
9 Bǝlxazar tehimu alaⱪzadǝ bolup, qirayi tehimu tatirip kǝtti. Əmir-esilzadilǝrmu ⱪandaⱪ ⱪilixni bilǝlmǝy ⱪaldi.
Бәлшазар техиму алақзадә болуп, чирайи техиму татирип кәтти. Әмир-есилзадиләрму қандақ қилишни биләлмәй қалди.
10 Padixaⱨ wǝ ǝmir-esilzadilǝrning warⱪiraxⱪan awazini angliƣan hanix ziyapǝt zaliƣa kirip, padixaⱨⱪa mundaⱪ dedi: — I aliyliri, mǝnggü yaxiƣayla! Alaⱪzadǝ bolup kǝtmigǝyla, qirayliri tatirap kǝtmigǝy.
Падиша вә әмир-есилзадиләрниң вақирашқан авазини аңлиған ханиш зияпәт залиға кирип, падишаға мундақ деди: — И алийлири, мәңгү яшиғайла! Алақзадә болуп кәтмигәйла, чирайлири татирап кәтмигәй.
11 Padixaⱨliⱪlirida bir kixi bar, uningda muⱪǝddǝs ilaⱨlarning roⱨi bar, atiliri tǝhttiki waⱪtida, bu kixidǝ yoruⱪluⱪ, danaliⱪ wǝ ǝⱪil-parasǝt, yǝni ilaⱨlarƣa has ǝⱪil-parasǝt namayan ⱪilinƣanidi. Atiliri Neboⱪadnǝsar, yǝni padixaⱨ atiliri uni pütün rǝmqi-palqilar, pir-ustazlar, kaldiylǝr wǝ munǝjjimlarning bexi ⱪilip tǝyinligǝn.
Падишаһлиқлирида бир киши бар, униңда муқәддәс илаһларниң роһи бар, атилири тәхттики вақтида, бу кишидә йоруқлуқ, даналиқ вә әқил-парасәт, йәни илаһларға хас әқил-парасәт намайән қилинған еди. Атилири Небоқаднәсар, йәни падиша атилири уни пүтүн рәмчи-палчилар, пир-устазлар, калдийләр вә мунәҗҗимларниң беши қилип тайинлиған.
12 Bu kixidǝ alaⱨidǝ bir roⱨiy hususiyǝt, bilim, ⱨekmǝt, qüxlǝrgǝ tǝbir berǝlǝydiƣan, tepixmaⱪlarni yexǝlǝydiƣan wǝ tügün-sirlarni aqalaydiƣan ⱪabiliyǝt bar idi. Xu kixining ismi Daniyal bolup, padixaⱨ uningƣa Bǝltǝxasar dǝpmu isim ⱪoyƣan. Xunga bu Daniyal qaⱪirtilsun, u qoⱪum bu hǝtlǝrning mǝnisini yexip beridu.
Бу кишидә алаһидә бир роһий хусусийәт, билим, һекмәт, чүшләргә тәбир берәләйдиған, тепишмақларни йешәләйдиған вә түгүн-сирларни ачалайдиған қабилийәт бар еди. Шу кишиниң исми Даниял болуп, падиша униңға Бәлтәшасар дәпму исим қойған. Шуңа бу Даниял чақиртилсун, у чоқум бу хәтләрниң мәнасини йешип бериду.
13 Xuning bilǝn Daniyal padixaⱨning aldiƣa elip kelindi, padixaⱨ Daniyaldin: — Padixaⱨ atam Yǝⱨuda ɵlkisidin sürgün ⱪilip kǝlgǝn Yǝⱨudiylar iqidiki ⱨeliⱪi Daniyal sǝnmu? — dǝp soriwidi,
Шуниң билән Даниял падишаниң алдиға елип келинди, падиша Даниялдин: — Падиша атам Йәһуда өлкисидин сүргүн қилип кәлгән Йәһудийлар ичидики һелиқи Даниял сәнму? — дәп соривиди,
14 — Sǝn toƣruluⱪ hǝwirim bar, sǝndǝ muⱪǝddǝs ilaⱨlarning roⱨi, xundaⱪla yoruⱪluⱪ, danaliⱪ wǝ alaⱨidǝ ǝⱪil-parasǝt bar ikǝn dǝp anglidim.
— Сән тоғрилиқ хәвирим бар, сәндә муқәддәс илаһларниң роһи, шундақла йоруқлуқ, даналиқ вә алаһидә әқил-парасәт бар екән дәп аңлидим.
15 Əmdi danixmǝnlǝr wǝ pir-ustazlarni tamdiki hǝtni oⱪup, mǝnisini manga qüxǝndürüp bǝrsun dǝp aldimƣa qaⱪirtip kelindi; lekin bu ixning sirini ⱨeqⱪaysisi yexip berǝlmidi.
Әнди данишмәнләр вә пир-устазларни тамдики хәтни оқуп, мәнасини маңа чүшәндүрүп бәрсун дәп алдимға чақиртип келинди; лекин бу ишниң сирини һеч қайсиси йешип берәлмиди.
16 Biraⱪ sǝn toƣruluⱪ angliƣanmǝnki, sǝn sirlarni qüxǝndürǝlǝydikǝnsǝn wǝ tügünlǝrni yexǝlǝydikǝnsǝn. Əgǝr bu hǝtlǝrni oⱪup, mǝnisini qüxǝndürüp berǝlisǝng, sanga sɵsün rǝnglik ton kiygüzülidu, boynungƣa altun zǝnjir esilidu, padixaⱨliⱪta üqinqi dǝrijilik mǝrtiwigǝ erixisǝn, — dedi.
Бирақ сән тоғрилиқ аңлиғанмәнки, сән сирларни чүшәндүрәләйдикәнсән вә түгүнләрни йешәләйдикәнсән. Әгәр бу хәтләрни оқуп, мәнасини чүшәндүрүп берәлисәң, саңа сөсүн рәңлик тон кийгүзүлиду, бойнуңға алтун зәнҗир есилиду, падишалиқта үчинчи дәриҗилик мәртивигә еришисән, — деди.
17 Daniyal padixaⱨⱪa mundaⱪ jawab bǝrdi: — Aliylirining in’amliri ɵzliridǝ ⱪalsun, mukapatlirini baxⱪa kixigǝ bǝrgǝyla. Əmdiliktǝ mǝn aliyliriƣa bu hǝtni oⱪup, mǝnisini qüxǝndürüp berǝy.
Даниял падишаға мундақ җавап бәрди: — Алийлириниң инъамлири өзлиридә қалсун, мукапатлирини башқа кишигә бәргәйла. Әндиликтә мән алийлириға бу хәтни оқуп, мәнасини чүшәндүрүп берәй.
18 — I aliyliri, Ⱨǝmmidin Aliy Huda atiliri Neboⱪadnǝsarƣa padixaⱨliⱪ, uluƣluⱪ, xan-xǝrǝp wǝ ⱨǝywǝt bǝrdi.
— И алийлири, Һәммидин Алий Худа атилири Небоқаднәсарға падишалиқ, улуқлуқ, шан-шәрәп вә һәйвәт бәрди.
19 Uningƣa berilgǝn uluƣluⱪtin ⱨǝrⱪaysi ǝl-yurt, ⱨǝrⱪaysi taipilǝr wǝ ⱨǝrhil tilda sɵzlixidiƣan ⱪowmlarning ⱨǝmmisi uning aldida titrǝp ⱪorⱪup turatti; u kimni halisa xuni ɵltürǝtti, kimni halisa xuni tirik ⱪoyatti; kimni halisa xuni mǝrtiwilik ⱪilatti, kimni halisa xuni pǝs ⱪilatti.
Униңға берилгән улуқлуқтин һәр қайси әл-жут, һәр қайси таипиләр вә һәр хил тилда сөзлишидиған қовмларниң һәммиси униң алдида титрәп қорқуп туратти; у кимни халиса шуни өлтүрәтти, кимни халиса шуни тирик қоятти; кимни халиса шуни мәртивилик қилатти, кимни халиса шуни пәс қилатти.
20 Lekin u kɵnglidǝ tǝkǝbburlixip, roⱨ-ⱪǝlbidǝ mǝƣrurlinip mijǝzi tǝrsalixip, padixaⱨliⱪ tǝhtidin qüxürülüp, izzitidin mǝⱨrum ⱪilindi.
Лекин у көңлидә тәкәббурлишип, роһ-қәлбидә мәғрурлинип мүҗәзи тәрсалишип, падишалиқ тәхтидин чүшүрүлүп, иззитидин мәһрум қилинди.
21 U kixilǝr arisidin ⱨǝydiwetilip, uningƣa yawayi ⱨaywanlarning ǝⱪli berildi. U yawa exǝklǝr bilǝn billǝ makanlixip, kalilardǝk ot-qɵp yegüzüldi, teni xǝbnǝmdin qiliⱪ-qiliⱪ ⱨɵl bolup kǝtti, taki u Ⱨǝmmidin Aliy Hudaning insan padixaⱨliⱪini idarǝ ⱪilidiƣanliⱪini wǝ U padixaⱨliⱪning ⱨoⱪuⱪini Ɵzi talliƣan ⱨǝrⱪandaⱪ kixigǝ beridiƣanliⱪini bilip yǝtküqǝ xu ⱨalǝttǝ boldi.
У кишиләр арисидин һайдиветилип, униңға явайи һайванларниң әқли берилди. У явайи ешәкләр билән биллә маканлишип, калилардәк от-чөп йегүзүлди, тени шәбнәмдин чилиқ-чилиқ һөл болуп кәтти, таки у Һәммидин Алий Худаниң инсан падишалиғини идарә қилидиғанлиғини вә У падишалиқниң һоқуқини Өзи таллиған һәр қандақ кишигә беридиғанлиғини билип йәткичә шу һаләттә болди.
22 Əy Bǝlxazar, Neboⱪadnǝsarning oƣli turup ɵzliri bularning ⱨǝmmisidin hǝwǝrliri bolsimu, lekin ɵzlirini tɵwǝn ⱪilmidila.
Әй Бәлшазар, Небоқаднәсарниң оғли туруп өзлири буларниң һәммисидин хәвәрлири болсиму, лекин өзлирини төвән қилмидила.
23 Əksiqǝ tǝkǝbburlixip ǝrxtiki Rǝbgǝ ⱪarxi turdila. Sili Uning muⱪǝddǝs ibadǝthanisidin olja alƣan jam-ⱪaqilarni elip kelip, ɵzliri, ǝmir-esilzadiliri, ɵz hotunliri wǝ kenizǝklirimu ularda xarab iqtinglar andin kɵrmǝydiƣan, anglimaydiƣan wǝ ⱨeqnemini qüxǝnmǝydiƣan altun, kümüx, mis, tɵmür, yaƣaq wǝ taxlardin yasalƣan butlarni mǝdⱨiyilidilǝ. Ⱨalbuki, silining nǝpǝslirini Ɵz ⱪolida tutⱪan wǝ silining barliⱪ ⱨǝrikǝtlirini Ɵz ilkidǝ tutⱪan Hudani uluƣlimidila.
Әксичә тәкәббурлишип әрштики Рәбгә қарши турдила. Сили Униң муқәддәс ибадәтханисидин олҗа алған җам-қачиларни елип келип, өзлири, әмир-есилзадилири, өз хотунлири вә кенизәклириму уларда шарап ичтиңлар андин көрмәйдиған, аңлимайдиған вә һеч немини чүшәнмәйдиған алтун, күмүч, мис, төмүр, яғач вә ташлардин ясалған бутларни мәдһийилидилә. Һалбуки, силиниң нәпәслирини Өз қолида тутқан вә силиниң барлиқ һәрикәтлирини Өз илкидә тутқан Худани улуқлимидила.
24 Xunga, Huda bu ⱪolning kɵrüngǝn ⱪismini ǝwǝtip bu hǝtlǝrni yazdurdi.
Шуңа, Худа бу қолниң көрүнгән қисмини әвәтип бу хәтләрни яздурди.
25 Bu hǝtlǝr: «Mene, mene, tǝkǝl, upⱨarsin» degǝndin ibarǝt.
Бу хәтләр: «Мене, мене, тәкәл, упһарсин» дегәндин ибарәт.
26 Buning qüxǝndürülüxi: — «Mene» — Huda silining padixaⱨliⱪlirining ⱨesabini ⱪilip, uni ayaƣlaxturdi.
Буниң чүшәндүрүлүши: — «Мене» — Худа силиниң падишалиқлириниң һесавини қилип, уни аяқлаштурди.
27 «Tǝkǝl» — sili tarazida tartiliwidila, kǝm qiⱪtila.
«Тәкәл» — сили таразида тартиливидила, кам чиқтила.
28 «Pǝrǝs» — padixaⱨliⱪliri parqilinip, Medialiⱪlar bilǝn Parslarƣa tǝwǝ ⱪilindi.
«Пәрәс» — падишалиқлири парчилинип, Медиалиқлар билән Парсларға тәвә қилинди.
29 Xuning bilǝn Bǝlxazar dǝrⱨal nǝwkǝrlirigǝ ǝmr ⱪiliwidi, ular Daniyalƣa sɵsün rǝnglik tonni kiydürüp, boyniƣa altun zǝnjirni esip ⱪoydi; u u toƣruluⱪ: «Padixaⱨliⱪ iqidǝ üqinqi dǝrijilik mǝrtiwigǝ igǝ bolsun» dǝp jakarlidi.
Шуниң билән Бәлшазар дәрһал нәвкәрлиригә әмир қиливиди, улар Даниялға сөсүн рәңлик тонни кийдүрүп, бойниға алтун зәнҗирни есип қойди; у у тоғрилиқ: «Падишаһлиқ ичидә үчинчи дәриҗилик мәртивигә егә болсун» дәп җакалиди.
30 Xu keqǝ kaldiylǝrning padixaⱨi Bǝlxazar ɵltürüldi.
Шу кечә калдийләрниң падишаси Бәлшазар өлтүрүлди.
31 Padixaⱨliⱪ bolsa Medialiⱪ Dariusning ⱪoliƣa ɵtti. U tǝhminǝn atmix ikki yaxta idi.
Падишаһлиқ болса Медиалиқ Дариусниң қолиға өтти. У тәхминән атмиш икки яшта еди.

< Daniyal 5 >