< Daniyal 10 >
1 Ⱪorǝx Parsⱪa sǝltǝnǝt ⱪilƣan üqinqi yili, Daniyal (yǝnǝ bir ismi Bǝltǝxasar bolƣan)ƣa bir hǝwǝr wǝⱨiy ⱪilindi. U hǝwǝr ixǝnqliktur — lekin naⱨayiti ⱪattiⱪ jǝng judunliri toƣrisididur. Daniyal bu hǝwǝrni qüxǝndi wǝ ƣayibanǝ alamǝt toƣrisida qüxǝnqigǝ igǝ boldi.
Қорәш Парсқа сәлтәнәт қилған үчинчи жили, Даниял (йәнә бир исми Бәлтәшасар болған)ға бир хәвәр вәһий қилинди. У хәвәр ишәшликтур — лекин наһайити қаттиқ җәң җудунлири тоғрисидидур. Даниял бу хәвәрни чүшәнди вә ғайипанә аламәт тоғрисида чүшәнчигә егә болди.
2 U qaƣda mǝnki Daniyal toluⱪ üq ⱨǝptǝ aⱨ-zar kɵtürüp matǝm tuttum.
У чағда мәнки Даниял толуқ үч һәптә аһ-зар көтирип матәм туттум.
3 Üq ⱨǝptigiqǝ ⱨeqⱪandaⱪ nazu-nemǝt yemidim, gɵx yemidim, xarab iqmidim wǝ tenimgǝ puraⱪliⱪ may sürmidim.
Үч һәптигичә һеч қандақ назу-немәт йемидим, гөш йемидим, шарап ичмидим вә тенимгә пурақлиқ май сүрмидим.
4 Birinqi ayning yigirmǝ tɵtinqi küni, mǝn uluƣ dǝrya, yǝni Dijlǝ dǝryasining boyida turup,
Биринчи айниң жигирмә төртинчи күни, мән улуқ дәрия, йәни Диҗлә дәриясиниң бойида туруп,
5 beximni kɵtürüp kɵzümni asmanƣa tiktim, kanap kiyip, beligǝ Ufazdiki sap altun kǝmǝr baƣliƣan bir adǝmni kɵrdüm.
бешимни көтирип көзүмни асманға тиктим, канап кийип, белигә Уфаздики сап алтун кәмәр бағлиған бир адәмни көрдүм.
6 Uning teni seriⱪ yaⱪuttǝk julalinip, yüzliri qaⱪmaⱪtǝk yaltirlap, kɵzliri yenip turƣan ottǝk qaⱪnaytti; uning put-ⱪolliri parⱪirap turidiƣan mistǝk walildaytti; awazi zor bir top adǝmning awazidǝk jaranglaytti.
Униң тени сериқ яқуттәк җулалинип, йүзлири чақмақтәк ялтирлап, көзлири йенип турған оттәк чақнайтти; униң пут-қоллири пақирап туридиған мистәк валилдайтти; авази зор бир топ адәмниң авазидәк җараңлайтти.
7 Ƣayibanǝ kɵrünüxni yalƣuz mǝnki Daniyalla kɵrdüm, yenimdikilǝr alamǝtni kɵrmigǝnidi. Əmma zor bir wǝⱨimǝ ularni besip, intayin titrǝp ketixti, mɵkünüwalƣudǝk yǝrni izdǝp ⱪeqip kǝtti.
Ғайипанә көрүнүшни ялғуз мәнки Даниялла көрдүм, йенимдикиләр аламәтни көрмигән еди. Амма зор бир вәһимә уларни бесип, интайин титрәп кетишти, мөкүнүвалғидәк йәрни издәп қечип кәтти.
8 U yǝrdǝ ɵzüm yalƣuz ⱪelip bu karamǝt ƣayibanǝ kɵrünüxni kɵrdüm. Ⱪilqǝ maƣdurum ⱪalmidi, qirayim ⱪattiⱪ ɵzgirip ɵlük adǝmdǝk bolup ⱪaldim, put-ⱪollirimda bir’azmu maƣdur ⱪalmidi.
У йәрдә өзүм ялғуз қелип бу карамәт ғайипанә көрүнүшни көрдүм. Қилчә мағдурум қалмиди, чирайим қаттиқ өзгирип өлүк адәмдәк болуп қалдим, пут-қоллиримда бир азму мағдур қалмиди.
9 Lekin uning awazini anglidim. Uning awazini angliƣan ⱨaman yǝrgǝ yiⱪilip düm qüxtüm, ⱨoxumdin kǝttim.
Лекин униң авазини аңлидим. Униң авазини аңлиған һаман йәргә жиқилип дүм чүштүм, һошумдин кәттим.
10 Mana, tuyuⱪsiz bir ⱪol manga tǝgdi, meni xuan yɵlǝp yǝrgǝ tɵt putluⱪ ⱪilip turƣuzdi.
Мана, туюқсиз бир қол маңа тәгди, мени шуан йөләп йәргә төрт путлуқ қилип турғузди.
11 Xu zat manga: — Əy Daniyal, intayin sɵyülgǝn adǝm! Sɵzlirimni kɵngül ⱪoyup anglap qüxǝngin, ɵrǝ turƣin! Qünki mǝn sening yeningƣa ǝwǝtildim, — dedi. U bu sɵzni ⱪilixi bilǝn, mǝn titrigǝn ⱨalda ornumdin turdum.
Шу зат маңа: — Әй Даниял, интайин сөйүлгән адәм! Сөзлиримни көңүл қоюп аңлап чүшәнгин, өрә турғин! Чүнки мән сениң йениңға әвәтилдим, — деди. У бу сөзни қилиши билән, мән титригән һалда орнумдин турдум.
12 Xuning bilǝn u manga mundaⱪ dedi: — «Əy Daniyal, ⱪorⱪma; qünki sǝn Hudayingning aldida qüxinixkǝ erixixkǝ, ɵzüngni tɵwǝn tutuxⱪa kɵngül ⱪoyƣan birinqi kündin buyan sening dua-tilawiting ijabǝt ⱪilindi; eytⱪanliring üqün mǝn yeningƣa ǝwǝtildim.
Шуниң билән у маңа мундақ деди: — «Әй Даниял, қорқма; чүнки сән Худайиңниң алдида чүшинишкә еришишкә, өзүңни төвән тутушқа көңүл қойған биринчи күндин буян сениң дуа-тилавитиң иҗабәт қилинди; ейтқанлириң үчүн мән йениңға әвәтилдим.
13 Lekin, «Pars padixaⱨliⱪining ǝmiri» manga ⱪarxi qiⱪip yolumni yigirmǝ bir kün tosuwaldi. Mǝn Pars padixaⱨlirining yenida ɵzüm yalƣuz ⱪalƣaqⱪa, bax ǝmirlǝrdin biri Mikail manga yardǝm ⱪilƣili kǝldi.
Лекин, «Парс падишалиғиниң әмри» маңа қарши чиқип йолумни жигирмә бир күн тосувалди. Мән Парс падишалириниң йенида өзүм ялғуз қалғачқа, баш әмирләрдин бири Микаил маңа ярдәм қилғили кәлди.
14 Mǝn sanga ahirⱪi zamanlarda hǝlⱪingning bexiƣa kelidiƣan ixlarni qüxǝndürgili kǝldim. Qünki bu ƣayibanǝ alamǝt kɵp künlǝr keyinki kǝlgüsi toƣrisididur».
Мән саңа ахирқи заманларда хәлқиңниң бешиға келидиған ишларни чүшәндүргили кәлдим. Чүнки бу ғайипанә аламәт көп күнләр кейинки кәлгүси тоғрисидидур».
15 U manga bu gǝpni ⱪiliwatⱪanda, pǝⱪǝtla yǝrgǝ ⱪarƣinimqǝ zuwan sürǝlmǝy turup ⱪaldim.
У маңа бу гәпни қиливатқанда, пәқәтла йәргә қарғинимчә зуван сүрәлмәй туруп қалдим.
16 Mana, goya adǝmgǝ ohxaydiƣan birsi ⱪolini uzitip lǝwlirimni silap ⱪoywidi, mǝn aƣzimni eqip aldimda turƣuqiƣa: — Tǝⱪsir, bu ƣayibanǝ kɵrünüxtin iq-iqimdin azablinimǝn, maƣdurumdin kǝttim.
Мана, гоя адәмгә охшайдиған бириси қолини узитип ләвлиримни силап қойвиди, мән ағзимни ечип алдимда турғучиға: — Тәхсир, бу ғайипанә көрүнүштин ич-ичимдин азаплинимән, мағдурумдин кәттим.
17 Tǝⱪsirimning kǝminǝ ⱪulliri ⱪandaⱪmu sili tǝⱪsirim bilǝn sɵzlixixkǝ petinalayttim? Qünki ⱨazirla maƣdurum tügǝp, nǝpǝsim üzülidu, — dedim.
Тәхсиримниң кәминә қуллири қандақму сили тәхсирим билән сөзлишишкә петиналайттим? Чүнки һазирла мағдурум түгәп, нәпәсим үзүлиду, — дедим.
18 Andin goya adǝmgǝ ohxaydiƣan biri meni yǝnǝ bir ⱪetim silap, maƣdur kirgüzdi
Андин гоя адәмгә охшайдиған бири мени йәнә бир қетим силап, мағдур киргүзди
19 wǝ: — I intayin sɵyülgǝn adǝm, ⱪorⱪma! Sanga aman-hatirjǝmlik bolƣay. Ƣǝyrǝtlik bol, ǝmdi ƣǝyrǝtlik bol! — dedi. U xu sɵzni deyixi bilǝnla manga tehimu maƣdur kirdi. Mǝn: — Tǝⱪsir yǝnǝ sɵz ⱪilƣayla, qünki sili manga maƣdur kirgüzdila, — dedim.
вә: — И интайин сөйүлгән адәм, қорқма! Саңа аман-хатирҗәмлик болғай. Ғәйрәтлик бол, әнди ғәйрәтлик бол! — деди. У шу сөзни дейиши биләнла маңа техиму мағдур кирди. Мән: — Тәхсир йәнә сөз қилғайла, чүнки сили маңа мағдур киргүздила, — дедим.
20 U mundaⱪ dedi: — «Mening ⱪexingƣa nemigǝ kǝlgǝnlikimni bilǝmsǝn? Mǝn ǝmdi ⱪaytip berip, «Parstiki ǝmir» bilǝn jǝng ⱪilimǝn; mǝn u yǝrgǝ barƣandin keyin, «Gretsiyǝdiki ǝmir» mǝydanƣa qiⱪidu.
У мундақ деди: — «Мениң қешиңға немигә кәлгәнлигимни биләмсән? Мән әнди қайтип берип, «Парстики әмир» билән җәң қилимән; мән у йәргә барғандин кейин, «Гретсийәдики әмир» мәйданға чиқиду.
21 Lekin mǝn berixtin awwal ⱨǝⱪiⱪǝtning kitabida pütülgǝn wǝⱨiylǝrni mǝn sanga bayan ⱪilimǝn. Bu ixlarda silǝrning ǝmiringlar Mikaildin baxⱪa, manga yardǝm beridiƣan ⱨeqkim yoⱪ.
Лекин мән бериштин авал һәқиқәтниң китавида пүтүлгән вәһийләрни мән саңа баян қилимән. Бу ишларда силәрниң әмриңлар Микаилдин башқа, маңа ярдәм беридиған һеч ким йоқ.