< Samu'il 2 10 >

1 Keyin xundaⱪ ix boldiki, Ammoniylarning padixaⱨi ɵldi wǝ uning Ⱨanun degǝn oƣli ornida padixaⱨ boldi.
Кейин шундақ иш болдики, Аммонийларниң падишаси өлди вә униң Һанун дегән оғли орнида падиша болди.
2 Dawut bolsa: Uning atisi manga iltipat kɵrsǝtkǝndǝk mǝn Naⱨaxning oƣli Ⱨanunƣa iltipat kɵrsitǝy, — dedi. Andin Dawut atisining pǝtisigǝ [Ⱨanunning] kɵnglini soraxⱪa ɵz hizmǝtkarliridin birnǝqqini mangdurdi. Dawutning hizmǝtkarliri Ammoniylarning zeminiƣa kǝlgǝndǝ,
Давут болса: Униң атиси маңа илтипат көрсәткәндәк мән Наһашниң оғли Һанунға илтипат көрситәй, — деди. Андин Давут атисиниң пәтисигә [Һанунниң] көңлини сорашқа өз хизмәткарлиридин бир нәччини маңдурди. Давутниң хизмәткарлири Аммонийларниң зиминиға кәлгәндә,
3 Ammoniylarning ǝmǝldarliri ƣojisi Ⱨanunƣa: Sili Dawutni rastla atilirining ⱨɵrmiti üqün ⱪaxliriƣa kɵngül sorap adǝm ǝwǝtiptu, dǝp ⱪaramla? Dawutning hizmǝtkarlirini ⱪaxliriƣa ǝwǝtkini xǝⱨǝrni paylap uningdin mǝlumat elix, andin bu xǝⱨǝrni aƣdurux üqün ǝmǝsmu? — dedi.
Аммонийларниң әмәлдарлири ғоҗиси Һанунға: Сили Давутни растла атилириниң һөрмити үчүн қашлириға көңүл сорап адәм әвәтипту, дәп қарамла? Давутниң хизмәткарлирини қашлириға әвәткини шәһәрни пайлап униңдин мәлумат елиш, андин бу шәһәрни ағдуруш үчүн әмәсму? — деди.
4 Xuning bilǝn Ⱨanun Dawutning hizmǝtkarlirini tutup, saⱪallirining yerimini qüxürüp, kiyimlirining bǝldin tɵwinini kǝstürüp, kɵtini eqip kǝtküzüwǝtti.
Шуниң билән Һанун Давутниң хизмәткарлирини тутуп, сақаллириниң йеримини чүшүрүп, кийимлириниң бәлдин төвинини кәстүрүп, көтини ечип кәткүзүвәтти.
5 Bu hǝwǝr Dawutⱪa yǝtküzüldi; u ularni kütüwelixⱪa aldiƣa adǝm mangdurdi; qünki ular intayin nomus ⱨes ⱪilƣanidi. Padixaⱨ ularƣa: Saⱪal-burutunglar ɵskiqilik Yeriho xǝⱨiridǝ turup, andin yenip kelinglar, — dedi.
Бу хәвәр Давутқа йәткүзүлди; у уларни күтүвелишқа алдиға адәм маңдурди; чүнки улар интайин номус һес қилған еди. Падиша уларға: Сақал-бурутуңлар өскичилик Йерихо шәһиридә туруп, андин йенип келиңлар, — деди.
6 Ammoniylar ɵzlirining Dawutning nǝpritigǝ uqriƣanliⱪini bilip, adǝm ǝwǝtip Bǝyt-Rǝⱨobdiki Suriylǝr bilǝn Zobaⱨdiki Suriylǝrdin yigirmǝ ming piyadǝ ǝskǝr, Maakaⱨning padixaⱨidin bir ming adǝm wǝ Tobdiki adǝmlǝrdin on ikki ming adǝmni yallap kǝldi.
Аммонийлар өзлириниң Давутниң нәпритигә учриғанлиғини билип, адәм әвәтип Бәйт-Рәһобдики Сурийләр билән Зобаһдики Сурийләрдин жигирмә миң пиядә әскәр, Маакаһниң падишасидин бир миң адәм вә Тобдики адәмләрдин он икки миң адәмни яллап кәлди.
7 Dawut buni anglap, Yoabning pütkül jǝnggiwar ⱪoxunini [ularning aldiƣa] mangdurdi.
Давут буни аңлап, Йоабниң пүткүл җәңгивар қошунини [уларниң алдиға] маңдурди.
8 Ammoniylar qiⱪip xǝⱨǝrning dǝrwazisining aldida sǝp tüzidi; Zobaⱨ bilǝn Rǝⱨobdiki Suriylǝr wǝ Tob bilǝn Maakaⱨning adǝmliri dalada sǝp tüzidi;
Аммонийлар чиқип шәһәрниң дәрвазисиниң алдида сәп түзиди; Зобаһ билән Рәһобдики Сурийләр вә Тоб билән Маакаһниң адәмлири далада сәп түзиди;
9 Yoab jǝngning aldi ⱨǝm kǝynidin bolidiƣanliⱪiƣa kɵzi yetip, Israildin bir ⱪisim sǝrhil adǝmlǝrni ilƣap, Suriyǝlǝrgǝ ⱪarxi sǝp tüzidi;
Йоаб җәңниң алди һәм кәйнидин болидиғанлиғиға көзи йетип, Исраилдин бир қисим сәрхил адәмләрни илғап, Сурийәләргә қарши сәп түзиди;
10 ⱪalƣanlarni Ammoniylarƣa ⱪarxi sǝp tizƣin dǝp inisi Abixayning ⱪoliƣa tapxurp, uningƣa:
қалғанларни Аммонийларға қарши сәп тизғин дәп иниси Абишайниң қолиға тапшурп, униңға:
11 — Əgǝr Suriylǝr manga küqlük kǝlsǝ, sǝn manga yardǝm bǝrgǝysǝn; ǝmma Ammoniylar sanga küqlük kǝlsǝ, mǝn berip sanga yardǝm berǝy.
— Әгәр Сурийләр маңа күчлүк кәлсә, сән маңа ярдәм бәргәйсән; амма Аммонийлар саңа күчлүк кәлсә, мән берип саңа ярдәм берәй.
12 Jür’ǝtlik bolƣin! Ɵz hǝlⱪimiz üqün wǝ Hudayimizning xǝⱨǝrliri üqün baturluⱪ ⱪilayli. Pǝrwǝrdigar Ɵzigǝ layiⱪ kɵrünginini ⱪilƣay! — dedi.
Җүръәтлик болғин! Өз хәлқимиз үчүн вә Худайимизниң шәһәрлири үчүн батурлуқ қилайли. Пәрвәрдигар Өзигә лайиқ көрүнгинини қилғай! — деди.
13 Əmdi Yoab wǝ uning bilǝn bolƣan adǝmlǝr Suriylǝrgǝ ⱨujum ⱪilƣili qiⱪti; Suriylǝr uning aldida ⱪaqti.
Әнди Йоаб вә униң билән болған адәмләр Сурийләргә һуҗум қилғили чиқти; Сурийләр униң алдида қачти.
14 Ammoniylar Suriylǝrning ⱪaqⱪinini kɵrgǝndǝ, ularmu Abixaydin ⱪeqip, xǝⱨǝrgǝ kiriwaldi. Yoab bolsa Ammoniylar bilǝn jǝng ⱪilixtin qekinip, Yerusalemƣa yenip kǝldi.
Аммонийлар Сурийләрниң қачқинини көргәндә, уларму Абишайдин қечип, шәһәргә киривалди. Йоаб болса Аммонийлар билән җәң қилиштин чекинип, Йерусалимға йенип кәлди.
15 Suriylǝr bolsa ɵzlirining Israillarning aldida mǝƣlup bolƣinini kɵrgǝndǝ, yǝnǝ jǝm boluxti.
Сурийләр болса өзлириниң Исраилларниң алдида мәғлуп болғинини көргәндә, йәнә җәм болушти.
16 Ⱨadad’ezǝr adǝmlǝrni ǝwǝtip, [Əfrat] dǝryasining neri tǝripidiki Suriylǝrni [yardǝmgǝ] qaⱪirip, ularni yɵtkǝp kǝldi; ular Helam xǝⱨirigǝ kǝlgǝndǝ, Ⱨadad’ezǝrning ⱪoxunining sǝrdari Xobak ularƣa baxqiliⱪ ⱪildi.
Һададезәр адәмләрни әвәтип, [Әфрат] дәриясиниң нери тәрипидики Сурийләрни [ярдәмгә] чақирип, уларни йөткәп кәлди; улар Хелам шәһиригә кәлгәндә, Һададезәрниң қошуниниң сәрдари Шобак уларға башчилиқ қилди.
17 Bu hǝwǝr Dawutⱪa yǝtkǝndǝ, u pütkül Israilni yiƣdurup, Iordan dǝryasidin ɵtüp, Helam xǝⱨirigǝ bardi. Suriylǝr Dawutⱪa ⱪarxi sǝp tizip, uningƣa ⱨujum ⱪildi.
Бу хәвәр Давутқа йәткәндә, у пүткүл Исраилни жиғдуруп, Иордан дәриясидин өтүп, Хелам шәһиригә барди. Сурийләр Давутқа қарши сәп тизип, униңға һуҗум қилди.
18 Suriylǝr yǝnǝ Israildin ⱪaqti. Dawut bolsa yǝttǝ yüz jǝng ⱨarwiliⱪni, ⱪiriⱪ ming atliⱪ ǝskǝrni ⱪirdi ⱨǝm ⱪoxunining sǝrdari Xobakni u yǝrdǝ ɵltürdi.
Сурийләр йәнә Исраилдин қачти. Давут болса йәттә йүз җәң һарвулиқни, қириқ миң атлиқ әскәрни қирди һәм қошуниниң сәрдари Шобакни у йәрдә өлтүрди.
19 Ⱨadad’ezǝrgǝ beⱪinƣan ⱨǝmmǝ padixaⱨlar ɵzlirining Israil aldida yengilginini kɵrgǝndǝ, Israil bilǝn sülⱨ ⱪilixip ularƣa beⱪindi. Xuningdin keyin Suriylǝr Ammoniylarƣa yǝnǝ yardǝm birixkǝ jür’ǝt ⱪilalmidi.
Һададезәргә беқинған һәммә падишалар өзлириниң Исраил алдида йеңилгинини көргәндә, Исраил билән сүлһ қилишип уларға беқинди. Шуниңдин кейин Сурийләр Аммонийларға йәнә ярдәм биришкә җүръәт қилалмиди.

< Samu'il 2 10 >