< Tarih-tǝzkirǝ 1 14 >
1 Tur padixaⱨi Ⱨiram Dawut bilǝn kɵrüxüxkǝ ǝlqilǝrni, xundaⱪla uning üqün orda selixⱪa kedir yaƣiqi, taxqi wǝ yaƣaqqilarni ǝwǝtti.
Тур падишаси Һирам Давут билән көрүшүшкә әлчиләрни, шундақла униң үчүн орда селишқа кедир яғичи, ташчи вә яғаччиларни әвәтти.
2 Bu qaƣda Dawut Pǝrwǝrdigarning ɵzini Israil üstigǝ ⱨɵkümranliⱪ ⱪilidiƣan padixaⱨ boluxⱪa jǝzmǝn tiklǝydiƣanliⱪini kɵrüp yǝtti; qünki Pǝrwǝrdigar Ɵz hǝlⱪi Israil üqün uning padixaⱨliⱪini güllǝndürgǝnidi.
Бу чағда Давут Пәрвәрдигарниң өзини Исраил үстигә һөкүмранлиқ қилидиған падиша болушқа җәзмән тикләйдиғанлиғини көрүп йәтти; чүнки Пәрвәрдигар Өз хәлқи Исраил үчүн униң падишалиғини гүлләндүргән еди.
3 Dawut Yerusalemda yǝnǝ birmunqǝ hotun aldi ⱨǝmdǝ yǝnǝ oƣul-ⱪizlarni kɵrdi.
Давут Йерусалимда йәнә бир мунчә хотун алди һәмдә йәнә оғул-қизларни көрди.
4 Tɵwǝndikilǝr uning Yerusalemda kɵrgǝn pǝrzǝntlirining isimliri: Xammuya, Xobab, Natan, Sulayman,
Төвәндикиләр униң Йерусалимда көргән пәрзәнтлириниң исимлири: Шаммуя, Шобаб, Натан, Сулайман,
5 Ibⱨar, Əlixuya, Əlpǝlǝt,
Ибһар, Әлишуя, Әлпәләт,
7 Əlixama, Bǝǝliyada wǝ Əlifǝlǝt.
Әлишама, Бәәлияда вә Әлифәләт.
8 Dawutning mǝsiⱨ ⱪilinip pütkül Israilning üstigǝ padixaⱨ ⱪilinƣanliⱪini angliƣan Filistiylǝrning ⱨǝmmisi Dawut bilǝn ⱪarxilixix pursitini izlǝp kǝldi; Dawut buni anglap ularƣa ⱪarxi jǝnggǝ atlandi.
Давутниң мәсиһ қилинип пүткүл Исраилниң үстигә падиша қилинғанлиғини аңлиған Филистийләрниң һәммиси Давут билән қаршилишиш пурситини изләп кәлди; Давут буни аңлап уларға қарши җәңгә атланди.
9 Filistiylǝr «Rǝfayim jilƣisi»ƣa bulang-talang ⱪilƣili kirdi.
Филистийләр «Рәфайим җилғиси»ға булаң-талаң қилғили кирди.
10 Dawut Hudadin: «Mǝn Filistiylǝrgǝ ⱪarxi jǝnggǝ qiⱪsam bolamdu? Ularni mening ⱪolumƣa tapxuramsǝn?» dǝp soriwidi, Pǝrwǝrdigar uningƣa: «Jǝnggǝ qiⱪ, Mǝn ularni sɵzsiz ⱪolungƣa tapxurimǝn» dedi.
Давут Худадин: «Мән Филистийләргә қарши җәңгә чиқсам боламду? Уларни мениң қолумға тапшурамсән?» дәп соривиди, Пәрвәрдигар униңға: «Җәңгә чиқ, Мән уларни сөзсиз қолуңға тапшуримән» деди.
11 Filistiylǝr Baal-Pǝrazimƣa ⱨujum ⱪilƣili kǝlgǝndǝ, Dawut ularni xu yǝrdǝ mǝƣlup ⱪildi wǝ: «Huda mening ⱪolum arⱪiliⱪ düxmǝnlirim üstigǝ huddi kǝlkün yarni elip kǝtkǝndǝk bɵsüp kirdi» dedi. Xunga u yǝr «Baal-Pǝrazim» dǝp atalƣan.
Филистийләр Баал-Пәразимға һуҗум қилғили кәлгәндә, Давут уларни шу йәрдә мәғлуп қилди вә: «Худа мениң қолум арқилиқ дүшмәнлирим үстигә худди кәлкүн ярни елип кәткәндәк бөсүп кирди» деди. Шуңа у йәр «Баал-Пәразим» дәп аталған.
12 Filistiylǝr ɵzlirining butlirini xu yǝrgǝ taxlap ⱪaqⱪanliⱪtin, Dawut adǝmlirigǝ ularni kɵydürüwetixni tapilidi.
Филистийләр өзлириниң бутлирини шу йәргә ташлап қачқанлиқтин, Давут адәмлиригә уларни көйдүрүветишни тапилиди.
13 Filistiylǝr yǝnǝ ⱨeliⱪi jilƣiƣa bulang-talang ⱪilƣili kiriwidi,
Филистийләр йәнә һелиқи җилғиға булаң-талаң қилғили киривиди,
14 Dawut yǝnǝ Hudadin yol soridi. Huda uningƣa: «Ularni arⱪisidin ⱪoƣlimay, ǝgip ɵtüp, ularƣa üjmilikning udulidin ⱨujum ⱪilƣin.
Давут йәнә Худадин йол сориди. Худа униңға: «Уларни арқисидин қоғлимай, әгип өтүп, уларға үҗмиликниң удулидин һуҗум қилғин.
15 Sǝn üjmǝ dǝrǝhlirining üstidin ayaƣ tiwixini anglixing bilǝnla jǝnggǝ atlan; qünki u qaƣda Huda sening aldingda Filistiylǝrning ⱪoxuniƣa ⱨujumƣa qiⱪⱪan bolidu» dedi.
Сән үҗмә дәрәқлириниң үстидин аяқ тивишини аңлишиң биләнла җәңгә атлан; чүнки у чағда Худа сениң алдиңда Филистийләрниң қошуниға һуҗумға чиққан болиду» деди.
16 Xuning bilǝn Dawut Hudaning degini boyiqǝ ix tutup, Filistiylǝrning ⱪoxuniƣa Gibeondin Gǝzǝrgiqǝ ⱪoƣlap zǝrbǝ bǝrdi.
Шуниң билән Давут Худаниң дегини бойичә иш тутуп, Филистийләрниң қошуниға Гибеондин Гәзәргичә қоғлап зәрбә бәрди.
17 Xu sǝwǝbtin Dawutning xɵⱨriti barliⱪ yurt-zeminlarƣa pur kǝtti, Pǝrwǝrdigar uning ⱪorⱪunqini barliⱪ ǝllǝrning üstigǝ saldi.
Шу сәвәптин Давутниң шөһрити барлиқ жут-зиминларға пур кәтти, Пәрвәрдигар униң қорқунучини барлиқ әлләрниң үстигә салди.