< Вәһий 18 >

1 У ишлардин кейин мән чоң һоқуқлуқ йәнә бир пәриштиниң асмандин чүшүватқанлиғини көрдүм. Йәр йүзи униң җулалилиғидин йоруп кәтти.
此後,我看見另有一位有大權柄的天使從天降下,地就因他的榮耀發光。
2 Пәриштә жуқури аваз билән мундақ вақириди: — «Ғулиди! Катта шәһәр Бабил ғулиди! Әнди у җинларниң макани, һәр бир напак роһларниң солақханиси, Һәр бир мәкруһ вә жиркиничлик қушларниң солақ-чаңгиси болди!
他大聲喊着說: 巴比倫大城傾倒了!傾倒了! 成了鬼魔的住處 和各樣污穢之靈的巢穴, 並各樣污穢可憎之雀鳥的巢穴。
3 Чүнки барлиқ әлләр униң зина-бузуқлуғиниң сәвдалиқ шарабидин ичишти; Йәр йүзидики барлиқ падишалар униң билән бузуқлуқ өткүзүшти, Йәр йүзидики содигәрләр униң әйш-ишритиниң әлвәкчилигидин бейишти».
因為列國都被她邪淫大怒的酒傾倒了。 地上的君王與她行淫; 地上的客商因她奢華太過就發了財。
4 Асмандин йәнә бир авазни аңлидим: — «И Мениң хәлқим, униң гуналириға шерик болмаслиғиңлар үчүн, Һәм униң бешиға чүшидиған балаю-апәтләргә учримаслиғиңлар үчүн, униң ичидин чиқиңлар!
我又聽見從天上有聲音說: 我的民哪,你們要從那城出來, 免得與她一同有罪,受她所受的災殃;
5 Чүнки униң гуналири пәләккә йәткидәк догилинип кәткән, Худа униң һәққанийәтсизликлирини есигә алди.
因她的罪惡滔天; 她的不義,上帝已經想起來了。
6 У башқиларға яндурғинидәк униң қилғинини өзигә яндуруңлар; Униң қилмишлириға мувапиқ икки һәссә қошлап қайтуруңлар; У [башқиларға] әбҗәш қилип бәргән қәдәһтә униңға икки һәссә қоюқ әбҗәш қилиңлар.
她怎樣待人,也要怎樣待她, 按她所行的加倍地報應她; 用她調酒的杯加倍地調給她喝。
7 У өзини қанчилик улуқлиған болса, Қанчилик әйш-ишрәттә яшиған болса, Униңға шунчилик қийнилиш вә дәрд бериңлар; У көңлидә: «Мән тул әмәс, бәлки тәхтә олтарған ханишмән; Мән дәрд-әләмни әсла көрмәймән» дегини түпәйлидин,
她怎樣榮耀自己,怎樣奢華, 也當叫她照樣痛苦悲哀, 因她心裏說: 我坐了皇后的位, 並不是寡婦, 決不至於悲哀。
8 Бу вәҗидин бир күн ичидила униңға чүшидиған балаю-апәтләр, Йәни өлүм, дәрд-әләм вә ачарчилиқ келиду, У от билән көйдүрүлиду; Чүнки уни сорақ қилғучи Пәрвәрдигар Худа қудрәтликтур!».
所以在一天之內, 她的災殃要一齊來到, 就是死亡、悲哀、饑荒。 她又要被火燒盡了, 因為審判她的主上帝大有能力。
9 Униң билән бузуқлуқ қилған вә униң билән әйш-ишрәттә яшиған йәр йүзидики падишалар уни өртигән отниң ис-түтәклирини көргәндә, униң һалиға қарап жиға-зерә көтиришиду.
地上的君王,素來與她行淫、一同奢華的,看見燒她的煙,就必為她哭泣哀號。
10 Улар униң тартиватқан азавидин қорқуп, жирақта туруп дәйдуки: — «Вай исит, вай исит, и катта шәһәр! Аһ Бабил, күчлүк шәһәр! Чүнки бир саат ичидила җазайиң бешиңға чүшти!»
因怕她的痛苦,就遠遠地站着說:哀哉!哀哉! 巴比倫大城,堅固的城啊, 一時之間你的刑罰就來到了。
11 Йәр йүзидики содигәрләрму униң үстидә жиға-зерә қилишиду. Чүнки әнди уларниң кемидики жүк-маллирини,
地上的客商也都為她哭泣悲哀,因為沒有人再買他們的貨物了;
12 йәни алтун-күмүч, қиммәтлик яқутлар, үнчә-мәрвайит, нәпис либас рәхт, сөсүн рәхт, жипәк, тоқ қизил рәңлик гәзмал, һәр хил хушбуй турунҗ яғачлар, пил чиши буюмлири, әң есил яғач, туч, төмүр вә мәрмәрләрдин ишләнгән хилму-хил буюмлар,
這貨物就是金、銀、寶石、珍珠、細麻布、紫色料、綢子、朱紅色料、各樣香木、各樣象牙的器皿、各樣極寶貴的木頭,和銅、鐵、漢白玉的器皿,
13 шуниңдәк қовзақдарчин, тетитқулар, хушбуй, мурмәкки, мәстики, шарап, зәйтун мейи, ақ ун, буғдай, кала, қой, ат, һарву вә инсанларниң тәнлири вә җанлири дегән маллирини сетивалидиған киши йоқтур.
並肉桂、荳蔻、香料、香膏、乳香、酒、油、細麵、麥子、牛、羊、車、馬,和奴僕、人口。
14 ([И Бабил], җениң мәстанә болған есил мевиләр сәндин кәтти, Барлиқ һәшәмәтлик вә һәйвәтлик мал-дуниялириң сәндин йоқалди. Улар буларни әнди һәргиз тапалмайду!)
巴比倫哪,你所貪愛的果子離開了你; 你一切的珍饈美味 和華美的物件也從你中間毀滅, 決不能再見了。
15 Бу малларни сетип бейиған содигәрләр болса шәһәрниң тартиватқан азавидин қорқуп, жирақта туруп униң үстидә жиға-зерә қилишип дейишидуки: —
販賣這些貨物、藉着她發了財的客商,因怕她的痛苦,就遠遠地站着哭泣悲哀,說:
16 «Вай исит, вай исит, и катта шәһәр! Нәпис либас рәхтләргә, сөсүн вә тоқ қизил рәңлик гәзмалларға орилип, Алтун, қиммәтлик яқутлар вә үнчә-мәрвайитлар билән безәлгәнсән!
哀哉!哀哉!這大城啊, 素常穿着細麻、 紫色、朱紅色的衣服, 又用金子、寶石,和珍珠為妝飾。
17 Бир саат ичидила шунчә катта байлиқлар вәйран болди!» Барлиқ кемә ғоҗайинлири, кемидики барлиқ йолучилар, кемичиләр вә деңизға тайинип җан бақидиғанларниң һәммиси жирақта туруп,
一時之間,這麼大的富厚就歸於無有了。 凡船主和坐船往各處去的,並眾水手,連所有靠海為業的,都遠遠地站着,
18 Уни өртигән отниң ис-түтәклирини көрүп: — Бу катта шәһәргә қайси шәһәр тәң келәлисун? — дәп пәряд көтиришти.
看見燒她的煙,就喊着說:「有何城能比這大城呢?」
19 Улар башлириға топа чечип, пәряд көтиришүп, жиға-зерә қилишип: — Вай исит, вай исит, у катта шәһәр! У арқилиқ, униң дөлитидин, деңизда кемиси барлар бейиған еди! Бир саат ичидила вәйран болди бу шәһәр! — дейишиду.
他們又把塵土撒在頭上,哭泣悲哀,喊着說: 哀哉!哀哉!這大城啊。 凡有船在海中的,都因她的珍寶成了富足! 她在一時之間就成了荒場!
20 — «Униң бешиға кәлгәнләрдин шатлиниңлар, Әй әрш, әй муқәддәс бәндиләр, расуллар вә пәйғәмбәрләр! Чүнки Худа силәрниң дәвайиңлардики һөкүмни униң үстидин чиқарған!».
天哪,眾聖徒、眾使徒、眾先知啊, 你們都要因她歡喜, 因為上帝已經在她身上伸了你們的冤。
21 Андин, күчлүк бир пәриштә түгмән тешиға охшаш йоған бир ташни көтирип, деңизға ташлап мундақ деди: — «Мана шундақ шиддәт билән, Катта шәһәр Бабил ғулитилиду, У қайтидин көрүнмәйду!
有一位大力的天使舉起一塊石頭,好像大磨石,扔在海裏,說: 巴比倫大城也必這樣猛力地被扔下去, 決不能再見了。
22 Чилтарчиларниң, сазчиларниң, Нәйчиләр вә сүнайчиларниң авази сениңдә қайтидин һәргиз аңланмайду, Һәр хил һүнәрни қилидиған һүнәрвән сениңдә қайтидин һәргиз тепилмайду, Түгмәнниңму авази сениңдә қайтидин һәргиз аңланмайду,
彈琴、作樂、吹笛、吹號的聲音, 在你中間決不能再聽見; 各行手藝人在你中間決不能再遇見; 推磨的聲音在你中間決不能再聽見;
23 Һәтта чирақниң йоруғи сениңдә қайтидин һәргиз йорумайду, Той болуватқан жигит-қизниң авази сениңдә қайтидин һәргиз аңланмайду; Чүнки сениң содигәрлириң йәр йүзидики әрбаблар болуп чиқти, Барлиқ әлләр сениң сеһир-әпсунлириңға алданди;
燈光在你中間決不能再照耀; 新郎和新婦的聲音,在你中間決不能再聽見。 你的客商原來是地上的尊貴人; 萬國也被你的邪術迷惑了。
24 Пәйғәмбәрләрниң, муқәддәс бәндиләрниң [төкүлгән қанлири], Шундақла йәр йүзидә барлиқ қирғин болғанларниң қанлириму униңда тепилди».
先知和聖徒,並地上一切被殺之人的血,都在這城裏看見了。

< Вәһий 18 >