< Чөл-баявандики сәпәр 23 >

1 Балаам Балаққа: — Сили мошу йәргә маңа йәттә қурбангаһ яситип бәрсилә, мошу йәргә йәнә йәттә буқа билән йәттә қошқарму һазирлап бәрсилә, — деди.
And Balaam said to Balak, Build me here seven altars, and prepare me here seven oxen and seven rams.
2 Балақ Балаамниң дегинидәк қилип бәрди; Балақ билән Балаам иккиси һәр бир қурбангаһқа қурбанлиқ қилишқа бирдин буқа билән бирдин қошқар сунди.
And Balak did as Balaam had spoken; and Balak and Balaam offered on every altar a bullock and a ram.
3 Балаам Балаққа: — Сили өз көйдүрмә қурбанлиқлириниң йенида турсила, мән алдиға баримән, Пәрвәрдигар мениң билән көрүшүшкә келәмдикин? У маңа немә дәп көрсәтмә бәрсә, мән өзлиригә шуни дәп беримән, — деди вә бир дөңгә чиқти.
And Balaam said to Balak, Stand by your burnt offering, and I will go: peradventure the LORD will come to meet me: and whatever he shows me I will tell you. And he went to an high place.
4 Худа Балаам билән көрүшти; Балаам Худаға: — Мән йәттә қурбангаһ һазирлаттим, һәр бир қурбангаһқа қурбанлиқ сүпитидә бирдин буқа билән бирдин қошқар сундум, — деди.
And God met Balaam: and he said to him, I have prepared seven altars, and I have offered on every altar a bullock and a ram.
5 Пәрвәрдигар Балаамниң ағзиға бир сөзни селип: — Балақниң йениға қайтип берип униңға мундақ, мундақ дегин, — деди.
And the LORD put a word in Balaam’s mouth, and said, Return to Balak, and thus you shall speak.
6 Шуниң билән у Балақниң йениға қайтип барди. Мана, у вә Моабниң барлиқ әмирлири униң көйдүрмә қурбанлиғиниң йенида туратти.
And he returned to him, and, see, he stood by his burnt sacrifice, he, and all the princes of Moab.
7 Балаам калам сөзини ағзиға елип мундақ деди: — Балақ мени Арам дегән жуттин, Моаб шаһи Балақ мени мәшриқ тағлиридин елип келип, Мундақ деди: — Кәл, мениң үчүн Яқупни қарғиғин. Кәл, Исраилни раса бир сөкүп әйиплигин.
And he took up his parable, and said, Balak the king of Moab has brought me from Aram, out of the mountains of the east, saying, Come, curse me Jacob, and come, defy Israel.
8 Тәңри Өзи қарғимиған бирәвни мән қандақ қарғай? Пәрвәрдигар Өзи сөкүп әйиплимигән бирәвни мән қандақ сөкүп әйипләй?
How shall I curse, whom God has not cursed? or how shall I defy, whom the LORD has not defied?
9 Мән қорам ташларниң чоққилирида туруп уни көрмәктимән, Дөңләрдә туруп униңға нәзәр салмақтимән; Мана, улар йәккә яшайдиған бир қовм, Улар башқа қовмларниң қатарида саналмайду.
For from the top of the rocks I see him, and from the hills I behold him: see, the people shall dwell alone, and shall not be reckoned among the nations.
10 Яқупниң топилирини ким һесаплап чиқалайду? Һәтта Исраилниң төрттин бириниму ким санап чиқалайду? Мениң җеним һәққанийниң өлүмидәк өлсун, Мениң ахирим униңкидәк болғай!
Who can count the dust of Jacob, and the number of the fourth part of Israel? Let me die the death of the righteous, and let my last end be like his!
11 Балақ Балаамға қарап: — Сән маңа немә қиливатисән?! Мән сени дүшмәнлиримни қарғап беришкә чақиритқан турсам, мана сән әксичә пүтүнләй уларға амәт тилидиң! — деди.
And Balak said to Balaam, What have you done to me? I took you to curse my enemies, and, behold, you have blessed them altogether.
12 — Пәрвәрдигарниң ағзимға салғинини йәткүзүшкә көңүл қоймисам боламти? — дәп җавап бәрди Балаам.
And he answered and said, Must I not take heed to speak that which the LORD has put in my mouth?
13 Балақ Балаамға: — Мениң билән биллә башқа бир йәргә барсила, уларни шу йәрдин көрәләйла; бирақ уларниң һәммисини әмәс, уларниң чегаридики бир қисминила көрәләйла; сили шу йәрдә туруп уларни мән үчүн қарғап бәрсилә, — деди.
And Balak said to him, Come, I pray you, with me to another place, from where you may see them: you shall see but the utmost part of them, and shall not see them all: and curse me them from there.
14 Шуниң билән Балақ Балаамни «Зофимниң даласи»ға, Писгаһ теғиниң чоққисиға башлап берип, шу йәрдә йәттә қурбангаһ салдуруп, һәр бир қурбангаһқа қурбанлиқ сүпитидә бирдин буқа, бирдин қошқар сунди.
And he brought him into the field of Zophim, to the top of Pisgah, and built seven altars, and offered a bullock and a ram on every altar.
15 Балаам Балаққа: — Сили мошу йәрдә өзлириниң көйдүрмә қурбанлиқлириниң йенида туруп турсила, мән аву яққа берип көрүшүп келәй, — деди.
And he said to Balak, Stand here by your burnt offering, while I meet the LORD yonder.
16 Пәрвәрдигар Балаам билән көрүшүп, униң ағзиға бир сөзни селип: — Сән Балақниң йениға қайтип униңға мундақ, мундақ дегин, — деди.
And the LORD met Balaam, and put a word in his mouth, and said, Go again to Balak, and say thus.
17 Балаам Балақниң йениға қайтип кәлгәндә, мана, у вә Моабниң барлиқ әмирлири униң көйдүрмә қурбанлиғиниң йенида туратти. — Пәрвәрдигар немә деди? — дәп сориди Балақ.
And when he came to him, behold, he stood by his burnt offering, and the princes of Moab with him. And Balak said to him, What has the LORD spoken?
18 Балаам калам сөзини ағзиға елип мундақ деди: — «Һәй Балақ, сән қопуп аңлиғин, Аһ, Зиппорниң оғли, маңа қулақ салғин.
And he took up his parable, and said, Rise up, Balak, and hear; listen to me, you son of Zippor:
19 Тәңри инсан әмәстур, У ялған ейтмайду, Яки адәм балисиму әмәстур, У пушайман қилмайду. У дегән екән, ишқа ашурмай қаламду? У сөз қилған екән, вуҗудқа чиқармай қаламду?
God is not a man, that he should lie; neither the son of man, that he should repent: has he said, and shall he not do it? or has he spoken, and shall he not make it good?
20 Мана, маңа «бәрикәтлә» дәп тапшурулди, У бәрикәтлигән екән, буни мән яндуралмаймән.
Behold, I have received commandment to bless: and he has blessed; and I cannot reverse it.
21 У Яқупта һеч гуна көрмигән, Исраилда наһәқлиқни учратмиған. Худаси Пәрвәрдигар униң билән биллә, Падишаһниң тәнтәнә авази униң арисидидур.
He has not beheld iniquity in Jacob, neither has he seen perverseness in Israel: the LORD his God is with him, and the shout of a king is among them.
22 Тәңри уни Мисирдин елип чиққан; Униңда явайи калиниңкидәк күч бардур.
God brought them out of Egypt; he has as it were the strength of an unicorn.
23 Чүнки Яқупларға әпсун карға кәлмәйду, Исраилларғиму пал карға кәлмәйду. Вақти-саити кәлгәндә, Яқуп билән Исраил тоғрисида: — «Тәңри нәқәдәр карамәт иш қилип бәргән-һә!» Дәп җакаланмай қалмайду!
Surely there is no enchantment against Jacob, neither is there any divination against Israel: according to this time it shall be said of Jacob and of Israel, What has God worked!
24 Мана, бу қовм чиши ширдәк қопиду, Әркәк ширдәк қәддини руслайду; Өзи овлиған овни йемигичә, Өлтүргәнләрниң қенини ичмигичә, Һәргиз ятмайду!».
Behold, the people shall rise up as a great lion, and lift up himself as a young lion: he shall not lie down until he eat of the prey, and drink the blood of the slain.
25 Балақ Балаамға: — Болди, сили уларни азрақму қарғимисила, уларға амәтму тилимисилә! — деди.
And Balak said to Balaam, Neither curse them at all, nor bless them at all.
26 Балаам Балаққа җавап қилип: — Мән силигә: — «Пәрвәрдигарниң маңа ейтқанлириниң һәммисигә әмәл қилмисам болмайду» дегән әмәсмидим? — деди.
But Balaam answered and said to Balak, Told not I you, saying, All that the LORD speaks, that I must do?
27 Балақ Балаамға: — Кәлсилә, мән силини башқа бир йәргә апирай, Худаниң нәзиридә сили шу йәрдә туруп уларни қарғашлири мувапиқ тепилармекин? — деди.
And Balak said to Balaam, Come, I pray you, I will bring you to another place; peradventure it will please God that you may curse me them from there.
28 Шуниң билән Балақ Балаамни башлап, чөл-баяванға қарайдиған Пеор теғиниң чоққисиға кәлди.
And Balak brought Balaam to the top of Peor, that looks toward Jeshimon.
29 Балаам Балаққа: — Сили бу йәрдә маңа йәттә қурбангаһ салдуруп бәрсилә, йәттә буқа билән йәттә қошқарму тәйярлап бәрсилә, — деди.
And Balaam said to Balak, Build me here seven altars, and prepare me here seven bullocks and seven rams.
30 Балақ Балаамниң дегинидәк қилди, һәр бир қурбангаһқа бирдин буқа билән бирдин қочқар сунди.
And Balak did as Balaam had said, and offered a bullock and a ram on every altar.

< Чөл-баявандики сәпәр 23 >