< Нәһәмия 8 >

1 Йәттинчи айға кәлгәндә, Исраилларниң һәммиси өз шәһәрлиригә келип орунлишип болди. Бу чағда пүтүн халайиқ худди бир адәмдәк болуп «Су қовуқи» алдидики мәйданға жиғилип, тәвратшунас Әзрадин Пәрвәрдигарниң Мусаниң вастиси билән Исраилға тапилиған Тәврат-қанун китавини кәлтүрүшни тәләп қилди.
所有的人民,都一致聚集到水門前的廣場上,要求厄斯德拉經師,拿出上主命以色列當遵守的梅瑟法律書來。
2 Йәттинчи айниң биринчи күни каһин Әзра Тәврат-қанун китавини җамаәткә, йәни әр-аяллар, шундақла аңлап чүшинәләйдиған барлиқ кишиләрниң алдиға елип чиқти;
厄斯德拉司祭便在七月一日,將法律書拿到會眾前,及男女和所有能聽懂的人面前,
3 «Су қовуқи»ниң алдидики мәйданда, әтигәндин чүшкичә, әр-аялларға, шундақла аңлап чүшинәләйдиған кишиләргә оқуп бәрди. Пүткүл җамаәтниң қулақлири Тәврат-қанун китавидики сөзләрдә еди.
在水門前的廣場上,從早晨到中午,在男女和所有能聽懂的人面前,宣讀了法律,所有的人民都側耳靜聽法律書。
4 Тәвратшунас Әзра мәхсус мошу ишқа һазирланған яғач мунбәргә чиқип турди; униң оң тәрипидә турғини Маттития, Шема, Анаяһ, Урия, Һилқия билән Маасеяһлар еди; сол тәрипидә турғини Пидая, Мишаәл, Малкия, Һашом, Һашбаддана, Зәкәрия билән Мәшуллам еди.
厄斯德拉經師站在為此特備的木台上,他右邊站著瑪提提雅、舍瑪、阿納雅、烏黎雅、希耳克雅和瑪阿色雅;他左邊有培達雅、米沙耳、瑪耳基雅、哈雄、哈協巴達納、則加黎雅、和默叔藍。
5 Әзра пүткүл халайиқниң көз алдида китапни ачти, чүнки у пүтүн халайиқтин егиздә туратти; у китапни ачқанда, барлиқ халайиқ орнидин қопти.
厄斯德拉在眾目注視下展開了書,因他高立在眾人以上,他展開書時,眾人都立起來。
6 Әзра улуқ Худа болған Пәрвәрдигарға мәдһийәләр оқувиди, барлиқ халайиқ қоллирини көтирип җававән: «Амин! Амин!» дейишти; андин тизлинип, пишанисини йәргә йеқип, Пәрвәрдигарға сәҗдә қилди.
厄斯德拉先讚頌了上主,偉大的天主,全民眾舉手回答說:「阿們,阿們! 」以後跪下,伏首至地,欽崇上主。
7 Андин кейин Лавийлардин Йәшуя, Бани, Шәрәбия, Ямин, Аккуб, Шаббитай, Ходия, Маасеяһ, Келита, Азария, Йозабад, Һанан вә Пелаялар халайиққа Тәврат қанунини чүшәндүрди; җамаәт өрә туратти.
肋未人耶叔亞、巴尼、舍勒彼雅、雅明、阿谷布、沙貝泰、曷狄雅、瑪阿色雅、刻里達、阿匝黎雅、約匝巴得、哈南和培拉雅,為民眾講解法律,民眾立在原處不動。
8 Улар җамаәткә китаптин Худаниң Тәврат-қанунини җараңлиқ оқуп бәрди вә оқулғанни чүшинивелиши үчүн униң мәнаси вә әһмийити тоғрисида ениқ тәбир бәрди.
厄斯德拉讀一段天主的法律書,及做翻譯和解釋,如此民眾可以懂清所誦讀的。
9 Валий Нәһәмия билән тәвратшунас каһин Әзра вә хәлиққә қанунниң мәнасини үгитидиған Лавийлар пүткүл җамаәткә: — Бүгүн Худайиңлар болған Пәрвәрдигарға аталған муқәддәс күндур, жиға-зерә қилмаңлар! — деди. Чүнки халайиқниң һәммиси Тәврат қанунидики сөзләрни аңлап жиға-зерә қилип кетишкән еди.
乃赫米雅省長和厄斯德拉司祭兼經師,並教導民眾的肋未人,向民眾說:「今天是上主你們天主的聖日,你們不可憂愁哭泣! 」因為全民眾聽了法律的話,都在哭泣。
10 Андин [Нәһәмия] уларға: — Силәр берип назу-немәтләрни йәп, шәрбәтләрни ичиңлар, өзигә [йимәк-ичмәк] тәйярлалмиғанларға йемәк-ичмәк бөлүп бериңлар; чүнки бүгүн Рәббимизгә аталған муқәддәс бир күндур. Ғәмкин болмаңлар; чүнки Пәрвәрдигарниң шатлиғи силәрниң күчүңлардур, деди.
為此,乃赫米雅又向他們說:「你們應該去吃肥美的肉,喝甘甜的酒,且贈送一部份,給那些沒有預備的人,因為今天是吾主的聖日;你們不可憂愁,因為喜樂於上主,就是你們的力量。」
11 Лавийларму: — Бүгүн муқәддәс күн болғачқа, тиничлиниңлар, ғәмкин болмаңлар! — дәп җамаәтни тиничландурди.
肋未人也安慰民眾說:「你們要安靜,因為今天是聖日,不應憂愁! 」
12 Җамаәт қайтип берип, йәп-ичишти, башқиларғиму йимәк-ичмәк үләштүрүп бәрди, шат-хурамлиққа чөмди; чүнки улар берилгән тәлим сөзлирини чүшәнгән еди.
民眾遂去吃喝,且贈送一部份給他人,大家異常歡樂,因為都明白了向他們所講的話。
13 Әтиси халайиқ ичидики қәбилә каттивашлири, каһинлар вә Лавийлар тәвратшунас Әзраниң йениға жиғилип, Тәврат қанунидики сөзләрни техиму чүшинип пәм-парасәткә еришмәкчи болди.
第二天,全民族的族長和司祭並肋未人,都聚集在厄斯德拉經師身旁,研究法律上的話。
14 Улар Тәврат қанунида Пәрвәрдигар Мусаниң вастиси билән Исраилларға йәттинчи айдики һейтта кәпиләрдә туруши керәклиги пүтүлгәнлигини уқти,
發現法律上記載:上主曾藉梅瑟,命令以色列子民,在七月的慶節日,應住在帳棚內。
15 шундақла өзлири туруватқан барлиқ шәһәрләрдә вә Йерусалимда: «Силәр таққа чиқип, зәйтун шехи билән явайи зәйтун шахлирини, хадас өҗмә шахлирини, хорма дәрәқлириниң шахлирини вә йопурмақлири барақсан дәрәқ шахлирини әкилип, Тәвратта йезилғинидәк кәпиләрни ясаңлар» дегәнлигини тарқитип җаркалашни буйруғанлиғини уқти.
他們一聽說如此,遂在各城和耶路撒冷,宣佈這命令說:「你們上山去,取橄欖樹的枝葉、野橄欖樹的枝葉、長春樹的枝葉、棕樹的枝葉,和其他茂盛樹的枝葉,照經上所寫的,搭造帳棚。」
16 Шуниң билән халайиқ чиқип шах әкилип өзлири үчүн, һәр бири өйлириниң өгүзлиридә, һойлилирида, Худаниң өйидики һойлиларда, «Су қовуқи»ниң чоң мәйданида вә «Әфраим дәрвазиси»ниң чоң мәйданида кәпиләрни ясап тикти.
民眾就去採了樹枝來,在屋頂上,院子裏,天主殿宇的庭院內,水門的廣場上,和厄弗辣因廣場上,搭了帳棚。
17 Сүргүнлүктин қайтип кәлгән пүткүл җамаәт кәпиләрни ясап тикти вә шундақла кәпиләргә җайлашти; Нунниң оғли Йәшуаниң күнлиридин тартип шу күнгичә Исраиллар ундақ қилип бақмиған еди. Һәммәйлән қаттиқ хошал болушти.
由充軍回來的全會眾,都搭造帳了棚,住在帳棚內;從農的兒子若蘇厄之日起,直到今日,以色列沒有舉行過如此的盛事,大家都非常歡樂。
18 Биринчи күндин ахирқи күнгичә [Әзра] һәр күни Худаниң Тәврат-қанун китавини оқуди. Улар йәттә күн һейт өткүзди; сәккизинчи күни бәлгүлимә бойичә тәнтәнилик ибадәт жиғилиши өткүзүлди.
從第一日直到最後一日,天天宣讀天主的法律書;七天之久過了慶節,第八天按規定舉行了盛會。

< Нәһәмия 8 >