< Матта 11 >
1 Әйса он икки мухлисиға бу ишларни тапилап болғандин кейин, өзиму шу йәрдики һәр қайси шәһәрләрдә тәлим бериш вә [Худаниң каламини] җакалаш үчүн у йәрдин кәтти.
2 Зинданға соланған Йәһя [пәйғәмбәр] Мәсиһниң қилған әмәллирини аңлап, мухлислирини әвәтип, улар арқилиқ Әйсадин:
3 «Келиши муқәррәр зат өзүңму, яки башқа бирисини күтүшимиз керәкму?» — дәп сориди.
4 Әйса уларға җавап берип мундақ деди: — Йәһяниң йениға қайтип берип, өз аңлаватқанлириңларни вә көрүватқанлириңларни баян қилип —
5 Корлар көрәләйдиған вә токурлар маңалайдиған болди, мохо кесили болғанлар сақайтилди, гаслар аңлалайдиған болди, өлгәнләрму тирилдүрүлди вә кәмбәғәлләргә хуш хәвәр җакаланди» — дәп ейтиңлар
6 вә [униңға йәнә]: «Мәндин гуманланмай путлишип кәтмигән киши болса бәхитликтур!» дәп қоюңлар, — деди.
7 Улар кәткәндә, Әйса топ-топ адәмләргә Йәһя тоғрилиқ сөзләшкә башлиди: — «Силәр әсли [Йәһяни издәп] чөлгә барғиниңларда, зади немини көргили бардиңлар? Шамалда йәлпүнүп турған қомушниму?
8 Яки есил кийингән бир әрбабниму? Мана, есил кийимләрни кийгәнләр хан ордилиридин тепилидуғу!
9 Әнди силәр немә көргили бардиңлар? Бир пәйғәмбәрниму? Дурус, амма мән шуни силәргә ейтип қояйки, [бу болса] пәйғәмбәрдинму үстүн бир болғучидур.
10 Чүнки [муқәддәс язмилардики]: — «Мана, йүз алдиңға әлчимни әвәтимән; У сениң алдиңда йолуңни тәйярлайду» — дәп пүтүлгән сөз дәл униң тоғрисида пүтүлгәндур.
11 Мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, аяллардин туғулғанлар арисида чөмүлдүргүчи Йәһядинму улуғи турғузулғини йоқ; амма әрш падишалиғидики әң кичик болғиниму униңдин улуқ туриду.
12 Амма чөмүлдүргүчи Йәһя оттуриға чиққан күнләрдин бүгүнки күнгичә, әрш падишалиғиға кириш йоли шиддәт билән ечилди вә кишиләр уни шиддәт билән тутувалиду.
13 Чүнки барлиқ пәйғәмбәрләрниң бешарәт бериш хизмити, шундақла Тәвраттики язмилар арқилиқ бешарәт йәткүзүлүш хизмити Йәһя билән ахирлишиду.
14 Вә әгәр шу сөзни қобул қилалисаңлар, «[қайтип] келиши муқәррәр болған Иляс [пәйғәмбәр]» болса, [Йәһяниң] өзидур.
15 Аңлиғидәк қулиқи барлар буни аңлисун!
16 Лекин бу дәвирдики кишиләрни зади кимләргә охшитай? Улар худди рәстә-базарларда олтарвелип, бир-биригә:
17 «Биз силәргә сүнай челип бәрсәкму, уссул ойнимидиңлар», «Матәм пәдисигә челип бәрсәкму, жиға-зерә қилмидиңлар» дәп [қақшайдиған тутуруқсиз] балиларға охшайду.
18 Чүнки Йәһя келип зияпәттә олтармайтти, [шарап] ичмәйтти. Шуниң билән, улар: «Униңға җин чаплишипту» дейишиду.
19 Инсаноғли болса келип һәм йәйду һәм ичиду вә мана, улар: «Таза бир тоймас вә бир мәйхор екән. У баҗгирлар вә гунакарларниң дости» дейишиду. Лекин даналиқ болса өз пәрзәнтлири арқилиқ дурус дәп тонулиду».
20 Андин у өзи көп мөҗизиләрни көрсәткән шәһәрләрдә туруватқанларни товва қилмиғанлиғи үчүн әйипләп, мундақ деди: —
21 Һалиңларға вай, әй Қоразинлиқлар! Һалиңларға вай, әй Бәйт-Саидалиқлар! Чүнки силәрдә көрситилгән мөҗизиләр Тур вә Зидон шәһәрлиридә көрситилгән болса, у йәрләрдикиләр хелә бурунла бөз кийимигә йөгинип, күлгә милинип товва қилған болатти.
22 Мән силәргә шуни ейтип қояйки, қиямәт күнидә Тур вә Зидондикиләрниң көридиғини силәрниңкидин йеник болиду.
23 Әй әршкә көтирилгән Кәпәрнаһумлуқлар! Силәр тәһтисараға чүшүрүлисиләр. Чүнки араңларда яритилған мөҗизиләр Содомда яритилған болса, у шәһәр бүгүнгичә һалак болмиған болатти. (Hadēs )
24 Амма мән силәргә шуни ейтип қояйки, қиямәт күнидә Содом зиминидикиләрниң көридиғини силәрниңкидинму йеник болиду.
25 Шу вақитларда, Әйса бу ишларға қарап мундақ деди: — Асман-зимин Егиси и Ата! Сән бу [һәқиқәтләрни] данишмән вә әқиллиқлардин йошуруп, сәбий балиларға ашкарилиғанлиғиң үчүн Саңа мәдһийиләр оқуймән!
26 Бәрһәқ, и Ата, нәзириңдә бундақ қилиш рава еди.
27 Һәммә маңа Атамдин тәқдим қилинди; Оғулни Атидин башқа һеч ким тонумайду, вә Атиниму Оғул вә Оғул ашкарилашни лайиқ көргән кишиләрдин башқа һеч ким тонумайду.
28 Әй җапакәшләр вә еғир жүк жүкләнгән һәммиңлар! Мениң йенимға келиңлар, мән силәргә арамлиқ берәй.
29 Мениң боюнтуруғумни кийип, мәндин үгиниңлар; чүнки мән мөмин вә кәмтәрмән; шундақ қилғанда, көңлүңлар арам тапиду.
30 Чүнки мениң боюнтуруғумда болуш асан, мениң артидиған жүкүм йениктур.