< Йәшая 58 >
1 — Нида қилип җакалиғин, Авазиңни қоюп берип болушичә товла, Авазиңни канайдәк көтәр, Мениң хәлқимгә уларниң асийлиғини, Яқупниң җәмәтигә гуналирини баян қилғин.
2 Бирақ улар Мени һәр күни издәйдиған, Һәққанийлиқни жүргүзидиған, Мениң йоллиримни билишни хошаллиқ дәп билидиған, Худасиниң һөкүм-пәрманлирини ташливәтмәйдиған бир әлгә охшайду; Улар Мәндин һәққанийлиқни бекитидиған һөкүм-пәрманларни сорайду; Улар Худаға йеқинлишишни хурсәнлик дәп билиду.
3 [Андин улар]: — «Биз роза туттуқ, Әнди немишкә сән көзүңгә илмидиң? Биз җенимизни қийнидуқ, Әнди немишкә буниңдин хәвириң йоқ?» — [дәп сорайду]. — Қараңлар, роза күни өз көңлүңлардикини қиливерисиләр, Хизмәтчилириңларни қаттиқ ишлитисиләр;
4 Силәрниң роза тутушлириңлар җәңги-җедәл чиқириш үчүнму? Қәбиһ қоллириңлар мушт билән адәм урушни мәхсәт қилған охшимамду? Һазирқи роза тутушлириңларниң мәхсити авазиңларни әршләрдә аңлитиш әмәстур!
5 Мән таллиған шу роза тутуш күни — Адәмләрниң җенини қийнайдиған күнму? Бешини қомуштәк егип, Астиға бөз вә күлләрни йейиш керәк болған күнму? Силәр мошундақ ишларни «роза», «Пәрвәрдигар қобул қилғидәк бир күн» дәватамсиләр?
6 Мана, Мән таллиған роза мошуки: — Рәзиллик-зулумниң асарәтлирини бошитиш, Боюнтуруқниң тасмилирини йешиш, Езилгәнләрни бошитип һөр қилиш, Һәр қандақ боюнтуруқни чеқип ташлаш әмәсмиди?
7 Аш-нениңни ачларға үләштүрүшүң, Һаҗәтмән мусапирларни һимайә қилип өйүңгә апиришиң, Ялаңачларни көргиниңдә, уни кийдүрүшүң, Өзүңни өзүң билән бир җан бир тән болғанлардин қачурмаслиғиңдин ибарәт әмәсму?
8 Шундақ қилғанда нуруң таң сәһәрдәк валлидә ечилиду, Саламәтлигиң тездин әслигә келип яшнайсән; Һәққанийлиғиң алдиңда маңиду, Арқаңдики муһапизәтчиң болса Пәрвәрдигарниң шан-шәриви болиду.
9 Сән чақирсаң, Пәрвәрдигар җавап бериду; Нида қилисән, У: «Мана Мән!» дәйду. Әгәр араңлардин боюнтуруқни, Тәңләйдиған бармақни, Һәм төһмәт гәплирини йоқ қилсаң,
10 Җениңни ачлар үчүн пида қилсаң, Езилгәнләрниң һаҗәтлиридин чиқсаң, Шу чағда нуруң қараңғулуқта көтирилиду; Зулмитиң чүштәк болиду;
11 Һәм Пәрвәрдигар сениң дайимлиқ йетәклигүчиң болиду, Җениңни қурғақчилиқ болған вақтидиму қамдайду, Устиханлириңни күчәйтиду; Сән суғирилидиған бир бағ, Сулири урғуп түгимәйдиған, адәмни алдимайдиған бир булақ болисән;
12 Сәндин төрәлгәнләр кона харабиләрни қайтидин қуруп чиқиду; Нурғун дәвирләр қалдурған һулларни қайтидин көтирисән, Шуниң билән «Бөсүлгән тамларни қайтидин ясиғучи, Коча-йол вә туралғуларни әслигә кәлтүргүчи» дәп атилисән.
13 Әгәр сән шабат күнидә қәдәмлириңни санап маңсаң, Йәни Мениң муқәддәс күнүмдә өзүңниңки көңлүңдикиләрни қилмай, Шабатни «хошаллиқ», Пәрвәрдигарниң муқәддәс күнини «һөрмәтлик күн» дәп билсәң, Һәм Уни һөрмәтләп, Өз йоллириңда маңмай, Өз билгиниңни издимәй, Қуруқ параң салмисаң,
14 Ундақта Пәрвәрдигарни көңлүңниң хошаллиғи дәп билисән, Һәм Мән сени йәр йүзидики жуқури җайларға мингүзүп маңдуримән; Атаң Яқупниң мираси билән сени озуқландуримән — Чүнки Пәрвәрдигар Өз ағзи билән шундақ сөз қилди.