< Йәшая 5 >
1 Мән өз сөйгән яримға, Мениң сөйүмлүгүм үчүн өз үзүмзари тоғрилиқ бир күй ейтип берәй; Сөйүмлүгүмниң мунбәт бир дөң үстидә үзүмзари бар еди;
2 У һәммә йерини колап ташларни елип ташлиди, Әң есил үзүм тели тикти; У үзүмзар оттурисиға күзитиш мунари салди, Үзүмзар ичидиму шарап көлчиги қазди, Андин үзүмдин яхши һосул күтти; Бирақ буниң орниға, үзүмзар аччиқ үзүмләрнила бәрди.
3 Қени, и Йерусалимдикиләр вә Йәһуданиң адәмлири, Мән билән үзүмзаримниң оттурисидин һөкүм чиқириңлар!
4 Мениң үзүмзаримда қилғидәк йәнә немә ишим қалди? Яхши үзүмләрни күткинимдә, Немишкә пәқәт аччиқ үзүмнила чиқирип бәрди?
5 Әнди һазир Өз үзүмзаримни немә қилидиғинимни силәргә ейтип берәй: — Униң читлақлирини елип ташлаймән, у жутуветилиду; Униң тамлирини чеқип ғулитимән, у чәйлиниду.
6 Мән уни чөллүккә айландуримән; Һеч ким уни чатап-путап, пәрвиш қилмайду; Җиғанлар вә тикәнләр униңда өсүп чиқиду; Булутларға униң үстигә һеч ямғур яғдурмаңлар дәп буйруймән.
7 Чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң үзүмзари — Исраил җәмәти, Униң хошаллиғи болған өсүмлүк болса — Йәһудадикиләрдур; У адаләт мевисини күткән, Бирақ мана әнди зулум көрди; Һәққанийлиқни күткән, Бирақ мана әнди налә-пәряд болди!
8 Хәқләргә һеч орун қалдурмай өйни-өйгә, етизни-етизға улиғанларға вай! Өзүңларни ялғуз зиминда қалдурмақчимусиләр?
9 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мениң қулиқимға мундақ деди: — «Көплигән өйләр, Дәрвәқә һәйвәтлик, һәшәмәтлик өйләр адәмзатсиз, харап болиду.
10 Бәрһәқ, қириқ молуқ үзүмзар пәқәт алтә күп шарап бериду, Оттуз күрә дан болса пәқәт үч күрә һосул бериду.
11 Мәй ичишкә алдирап таң атқанда орнидин турғанларға, Қараңғу чүшишигә қаримай, шараптин кәйп болғичә бесип олтарғанларға вай!
12 Уларниң зияпәтлиридә чилтар вә лира, тәмбур вә нәй, шарапму бар; Бирақ улар Пәрвәрдигарниң қилғанлириға вә қол ишлириға һеч етивар қилмайду.
13 Шу сәвәптин өз хәлқим билимдин хәвәрсиз болғанлиғи түпәйлидин сүргүн болуп кетиду; Есилзадилири ечирқишип, Пухралири уссузлуқтин қуруп кетиду.
14 Шуңа тәһтисара нәпсини йоғинитип, Ағзини һаң ачиду; Уларниң шөһрәтлири, топ-топ адәмлири, қиқас-сүрән көтәргүчилири вә нәғмә ойниғучилири бирақла ичигә чүшүп кетиду. (Sheol )
15 Пухралар егилдүрүлиду, Мөтивәрләрму төвән қилиниду, Тәкәббурларниң көзлири йәргә қаритилиду;
16 Бирақ самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар адаләт жүргүзгинидә үстүн дәп мәдһийилиниду, Пак-муқәддәс болғучи Тәңри һәққанийлиғидин пак-муқәддәс дәп билиниду.
17 Шу чағда қозилар өз яйлақлирида турғандәк отлайду, Мусапирларму байларниң вәйранә өйлиридә озуқлиниду.
18 Қәбиһликни алдамчилиқниң жиплири билән, Гунани һарву арғамчиси билән тартқанларға вай!
19 Йәни: «[Худа] алдирисун! Ишлирини Өзи иштикрәк ада қилсун, Шуниң билән биз уни көрәләймиз! «Исраилдики Муқәддәс Болғучи»ниң нийәт қилғини йеқинлишип ишқа ашурулғай, Биз уни биливалайли!» — дегәнләргә вай!
20 Яманни яхши, яхшини яман дегүчиләргә, Қараңғулуқни нурниң, нурни қараңғулуқниң орниға қойғучиларға, Аччиқни татлиқниң, татлиқни аччиқниң орниға қойғучиларға вай!
21 Өзлирини дана дәп чағлиғанларға, Өз нәзиридә өзлирини әқиллиқ дәп қариғанларға вай!
22 Шарап ичишкә батур болғанларға, Һарақни әбҗәш қилишта қәһриман болғанларға,
23 Йәни пара үчүн рәзилләрни ақлап, Шуниң билән һәққанийларниң адалитини рәт қилғучиларға вай!
24 Шуңа, от ялқунлири саманларни жутувәткәндәк, Ялқунларда мәңгәнләр солишип йоқалғандәк, Уларниң йилтизлири чирип кетиду, Гүл-чечәклири чаң-тозаңдәк тозуп кетиду; Чүнки улар самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң йолйоруқ-қанунини чәткә қаққан, Исраилдики Муқәддәс Болғучиниң сөз-каламини көзгә илмиған еди.
25 Шуңа Пәрвәрдигарниң ғәзиви Өз хәлқигә қарап қайнайду, У уларға қарап қолини көтирип, уларни уруп жиқитиду. Тағлар тәвринип кетиду; Өлүкләр әхләтләрдәк кочилар оттурисида дога-дога болиду. Мошундақ ишлар болсиму, Униң ғәзиви йәнила янмайду, Созған қоли йәнила қайтурулмай туриду.
26 У жирақтики әлләрни чақирип туғни көтириду, У йәр йүзиниң чәт яқисидин бир әлни үшқиритип чақириду; Мана улар тездин алдирап келиду!
27 Улардин һеч бири чарчап кәтмәйду, Путлишипму кәтмәйду. Һеч бири үгдимәйду, ухлимайду, Бағлиған бәлвағлиридин һеч бири бошимайду, Чоруқлириниң боқучлиридин һеч бири үзүлмәйду;
28 Уларниң оқлири иштик, Барлиқ оқялириниң киричлири тартилип тәйяр туриду, Атлириниң туяқлири чақмақ тешидәк болиду, [Җәң һарвулириниң] чақлири қоюнтаздәк айлиниду;
29 Уларниң һөкирәшлири ширниңкидәк болиду, Улар асланлардәк һөкиришиду, Дәрвәқә, улар овға еришкәндә ғаж-ғуж қилип һөрпийишиду; Овни қутқузғидәк һеч ким болмай, Улар уни елип кетиду.
30 Шу күни улар деңизлар һөркүригәндәк овға һөкиришиду; Әгәр бирәрси йәр-зиминға қариғидәк болса, Пәқәт қараңғулуқ, дәрд-әләмнила көриду! Һәр қандақ нур булут-туман тәрипидин ғувалишиду.