17У һәм чирақданни сап алтундин ясиди; чирақданни соқуп ясиди; чирақданниң пути, ғоли, қәдәһлири, ғунчилири вә гүллири бир пүтүн алтундин соқулди.
18Чирақданниң ғолиниң икки йенидин алтә шахчә чиқирилди — чирақданниң бир йенидин үч шахчә, униң йәнә бир йенидин үч шахчә чиқирилди;
19бир йенидики һәр бир шахчидә бадам гүли шәклидә ғунчиси вә чечиги болған үч қәдәһ чиқирилди, йәнә бир йенидики һәр бир шахчидә бадам гүли шәклидә ғунчиси вә чечиги болған үч қәдәһ чиқирилди. Чирақданға чиқирилған алтә шахчиниң һәммиси шундақ ясалди.
20Чирақданниң [ғолидин] бадам гүли шәклидә ғунчиси вә чечиги болған төрт қәдәһ чиқирилди.
21Булардин башқа [биринчи] икки шахчиниң астида бир ғунчә, [иккинчи] икки шахчиниң астида бир ғунчә, [үчинчи] икки шахчиниң астида бир ғунчә ясалған еди; чирақданға чиқирилған алтә шахчиниң астиниң һәммиси шундақ еди.
22Униң шу ғунчилири һәм шахчилири чирақдан билән бир гәвдә қилинди — бир пүтүн сап алтундин соқуп ясалди.
24У чирақдан вә униң барлиқ әсваплирини бир талант сап алтундин ясиди.
25У йәнә хушбуйгаһни акатсийә яғичидин ясиди. Униң узунлуғи бир гәз, кәңлиги бир гәз, егизлиги икки гәз болуп, төрт часа қилип ясалди; [төрт бүҗигидики] мүңгүзләр униң билән бир пүтүн қилип ясалди.
26У уни, йәни униң үстини, төрт әтрапини һәм мүңгүзлирини сап алтун билән қаплиди; униң үсти қисминиң чөрисигә алтундин гирвәк чиқарди.
27Униңға алтундин икки һалқа ясап, униң гирвикиниң астиға бекитти; уларни икки йениға удулму удул бекитти. Хушбуйгаһни көтиридиған икки балдақни селиш үчүн буларни хушбуйгаһниң икки тәрипигә орунлаштурди.