< エレミヤ書 42 >
1 茲に軍勢の長たちおよびカレヤの子ヨハナンとホシャヤの子ヱザニヤ並に民の至微者より至大者にいたるまで
Барлиқ ләшкәр башлиқлири, җүмлидин Кареаһниң оғли Йоһанан һәм Һошаяниң оғли Йәзания вә әң кичигидин чоңиғичә барлиқ хәлиқ
2 皆預言者ヱレミヤの許に來りて言けるは汝の前に我らの求の受納られんことを願ふ請ふ我ら遺れる者の爲に汝の神ヱホバに祈れ(今汝の目に見がごとく我らは衆多の中の遺れる者にして寡なり)
Йәрәмия пәйғәмбәрниң йениға келип униңдин: «Тәливимизни иҗабәт қилғайсән, Пәрвәрдигар Худайиңға хәлиқниң қалдиси болған бизләр үчүн дуа қилғайсәнки (көзүң көргинидәк бурун көп болған бизләр һазир интайин аз қалдуқ),
3 さらば汝の神ヱホバ我らの行むべき途となすべき事を示したまはん
Пәрвәрдигар Худайиң бизгә маңидиған йол, қилидиған ишни көрсәткәй» — дәп илтиҗа қилди.
4 預言者ヱレミヤ彼らに云けるは我汝らに聽り汝らの言に循ひて汝らの神ヱホバに祈らん凡そヱホバが汝らに應へたまふことはわれ隱す所なく汝らに告べし
Йәрәмия пәйғәмбәр уларға: «Мақул! Мана, мән Пәрвәрдигар Худайиңларға сөзлириңлар бойичә дуа қилимән; шундақ болидуки, Пәрвәрдигар силәргә қандақ җавап бәрсә, мән уни силәргә һеч немисини қалдурмай толуғи билән баян қилимән» — деди.
5 彼らヱレミヤにいひけるは願くはヱホバ我儕の間にありて眞實なる信ずべき證者となりたまへ我らは汝の神ヱホバの汝を遣して我らに告しめたまふ諸の事に遵ひて行ふべし
Улар Йәрәмияға: «Пәрвәрдигар Худайиң сени әвәтип бизгә йәткүзидиған сөзниң һәммисигә әмәл қилмисақ, Пәрвәрдигар бизгә һәқиқий, гепидә турудиған гувачи болуп әйиплисун!» — деди.
6 我らは善にまれ惡きにまれ我らが汝を遣すところの我らの神ヱホバの聲に遵はん斯我らの神ヱホバの聲に遵ひてわれら福をうけん
«Биз сени Пәрвәрдигар Худайимизниң йениға әвәтимиз; җавап яхши болсун яман болсун, униң авазиға итаәт қилимиз; биз Худайимизниң авазиға итаәт қилғанда, бизгә яхши болиду».
Шундақ болдики, он күндин кейин, Пәрвәрдигарниң сөзи Йәрәмияға кәлди.
8 ヱレミヤ、カレヤの子ヨハナンおよび彼と偕に在る軍勢の長たち並に民の至微者より至大者までを悉く招きて
У Кареаһниң оғли Йоһанан, ләшкәр башлиқлириниң һәммиси вә әң кичигидин чоңиғичә барлиқ хәлиқни чақирип
9 これにいひけるは汝らが我を遣して汝らの祈を献げしめしところのイスラエルの神ヱホバかくいひ給ふ
уларға мундақ деди: — «Силәр мени тәливиңларни Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң алдиға йәткүзүшкә әвәткәнсиләр. У мундақ деди: —
10 汝らもし信に此地に留らばわれ汝らを建てて倒さず汝らを植て拔じそは我汝らに災を降せしを悔ればなり
«Силәр йәнила мошу зиминда туривәрсәңларла, Мән силәрни қуруп чиқимән; силәрни ғулатмаймән; Мән силәрни тикип өстүримән, силәрни юлмаймән; чүнки Мән бешиңларға чүшүргән балаю-апәткә өкүнимән.
11 ヱホバいひたまふ汝らが畏るるところのバビロンの王を畏るる勿れ彼をおそるる勿れわれ汝らとともにありて汝らを救ひ彼の手より汝らを拯ふべし
Силәр қорқидиған Бабил падишасидин қорқмаңлар; униңдин қорқмаңлар, — дәйду Пәрвәрдигар, — чүнки Мән силәрни қутқузуш үчүн, униң қолидин қутулдуруш үчүн силәр билән биллә болимән.
12 われ汝らを恤みまた彼をして汝らを恤ませ汝らを故土に歸らしめん
Мән силәргә шундақ рәһимдиллиқни көрситимәнки, у силәргә рәһим қилиду, шуниң билән силәрни өз зиминиңларға қайтишқа йол қойиду.
13 然ど汝らもし我らはこの地に留らじ汝らの神ヱホバの聲に遵はじと言ひ
Бирақ силәр Пәрвәрдигар Худайиңларниң авазиға қулақ салмай «Бу зиминда қәтъий турмаймиз» — десәңлар
14 また然りわれらはかの戰爭を見ず箛の聲をきかず食物に乏しからざるエジプトの地にいたりて彼處に住はんといはば
вә: «Яқ. биз Мисир зиминиға барайли; шу йәрдә нә урушни көрмәймиз, нә канай-агаһ сигналини аңлимаймиз, нә нанға зар болмаймиз; шу йәрдә яшаймиз» — десәңлар,
15 汝らユダの遺れる者よヱホバの言をきけ萬軍のヱホバ、イスラエルの神かくいひたまふ汝らもし強てエジプトにゆきて彼處に住はば
әнди Пәрвәрдигарниң сөзини аңлаңлар, и Йәһуданиң бу қалдиси болған силәр: Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — «Силәр Мисирға кирип, шу йәрдә олтирақлишишқа қәтъий нийәткә кәлгән болсаңлар,
16 汝らが懼るるところの劍エジプトの地にて汝らに臨み汝らが恐るるところの饑饉エジプトにて汝らにおよばん而して汝らは彼處に死べし
әнди шундақ болидуки, силәр қорқидиған қилич Мисирда силәргә йетишивалиду, силәр қорқидиған қәһәтчилик Мисирда силәргә әгишип қоғлап бариду; шу йәрдә силәр өлисиләр.
17 凡そエジプトにおもむき至りて彼處に住はんとする人々は劍と饑饉と疫病に死べしその中には我彼らに降さんところの災を脱れて遺る者無るべし
Шундақ болидуки, Мисирға кирип шу йәрдә турайли дәп қәтъий нийәт қилған адәмләрниң һәммиси қилич, қәһәтчилик вә ваба билән өлиду; уларниң һеч қайсиси тирик қалмайду вә яки Мән бешиға чүшүридиған балаю-апәттин қутулалмайду.
18 萬軍のヱホバ、イスラエルの神かくいひたまふ我震怒と憤恨のヱルサレムに住る者に注ぎし如くわが憤恨汝らがエジプトにいらん時に汝らに注がん汝らは呪詛となり詫異となり罵詈となり凌辱とならん汝らは再びこの處を見ざるべしと
Чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Ғәзивим вә қәһрим Йерусалимдикиләрниң бешиға чүшүрүлгәндәк, силәр Мисирға киргиниңларда, қәһрим бешиңларға чүшүрүлиду; силәр ләнәткә қалидиған вә дәһшәт басидиған объект, ләнәт сөзи һәм рәсвачилиқниң объекти болисиләр вә силәр бу зиминни қайтидин һеч көрмәйсиләр.
19 ユダの遺れる者よヱホバ汝らにつきていひたまへり汝らエジプトにゆく勿れと汝ら今日わが汝らを警めしことを確に知れ
Пәрвәрдигар силәр, йәни Йәһуданиң қалдиси тоғрилиқ: «Мисирға бармаңлар!» — дегән. — Әнди шуни билип қоюңларки, мән бүгүнки күнидә силәрни агаһландурдум!».
20 汝ら我を汝らの神ヱホバに遣して言へり我らの爲に我らの神ヱホバに祈り我らの神ヱホバの汝に示したまふ事をことごとく我らに告よ我ら之を行はんと斯なんぢら自ら欺けり
— Силәрниң мени Пәрвәрдигар Худайиңларниң йениға әвәткиниңлар «Пәрвәрдигар Худайимизға биз үчүн дуа қилғайсән; Пәрвәрдигар Худайимиз бизгә немә десә, бизгә йәткүзүп бәрсәң биз шуниң һәммисигә әмәл қилимиз» дегүзгиниңлар өзүңларни алдап җениңларға замин болуштин ибарәт болди, халас.
21 われ今日汝らに告たれど汝らは汝らの神ヱホバの聲に遵はず汝らはヱホバが我を遣して命ぜしめたまひし事には都て遵はざりき
Мән бүгүнки күндә силәргә Униң дегинини ейтип бәрдим; лекин силәр Пәрвәрдигар Худайиңларниң авазиға вә яки Униң мени силәрниң йениңларға әвәткән һеч қайси ишта Униңға итаәт қилмидиңлар.
22 然ば汝らはその往て住んとねがふ處にて劍と饑饉と疫病に死ることを今確に知るべし
Әнди һазир шуни билип қоюңларки, силәр олтирақлишайли дәп баридиған җайда қилич, қәһәтчилик вә ваба билән өлисиләр».