< הוֹשֵׁעַ 7 >

כְּרָפְאִ֣י לְיִשְׂרָאֵ֗ל וְנִגְלָ֞ה עֲוֹ֤ן אֶפְרַ֙יִם֙ וְרָע֣וֹת שֹֽׁמְר֔וֹן כִּ֥י פָעֲל֖וּ שָׁ֑קֶר וְגַנָּ֣ב יָב֔וֹא פָּשַׁ֥ט גְּד֖וּד בַּחֽוּץ׃ 1
Мән Өз хәлқимниң асаритини бузуп ташлап, азатлиққа ериштүрәй дегәндә, Мән Исраилни сақайтай дегәндә, Әнди Әфраимниң қәбиһлиги, Самарийәниң рәзиллигиму ашкарилиниду; Чүнки улар алдамчилиқ қилиду; Оғрилар болса бөсүп кириватиду, Қарақчилар топи сиртта булаңчилиқ қиливатиду.
וּבַל־יֹֽאמְרוּ֙ לִלְבָבָ֔ם כָּל־רָעָתָ֖ם זָכָ֑רְתִּי עַתָּה֙ סְבָב֣וּם מַֽעַלְלֵיהֶ֔ם נֶ֥גֶד פָּנַ֖י הָיֽוּ׃ 2
Улар көңлидә Мениң уларниң барлиқ рәзилликлирини есимдә тутқанлиғимни ойлимайду; Һазир уларниң қилмишлири өзлирини қиставатиду; Бу ишлар көз алдимдидур.
בְּרָעָתָ֖ם יְשַׂמְּחוּ־מֶ֑לֶךְ וּבְכַחֲשֵׁיהֶ֖ם שָׂרִֽים׃ 3
Улар падишани рәзилликлири билән, Әмирләрни ялған гәплири билән хурсән қилиду;
כֻּלָּם֙ מְנָ֣אֲפִ֔ים כְּמ֣וֹ תַנּ֔וּר בֹּעֵ֖רָה מֵֽאֹפֶ֑ה יִשְׁבּ֣וֹת מֵעִ֔יר מִלּ֥וּשׁ בָּצֵ֖ק עַד־חֻמְצָתֽוֹ׃ 4
Уларниң һәммиси зинахорлар; Улар навай от салған тонурдәк; Навай хемирни жуғуруп, хемир болғичә униң отини йәнә улғайтмайду;
י֣וֹם מַלְכֵּ֔נוּ הֶחֱל֥וּ שָׂרִ֖ים חֲמַ֣ת מִיָּ֑יִן מָשַׁ֥ךְ יָד֖וֹ אֶת־לֹצְצִֽים׃ 5
Падишасимиз [тәбрикләнгән] күнидә, әмирләр шарапниң кәйпи билән өзлирини зәипләштүрди; [Падишаһ] болса мазақ қилғучилар билән қол елишишқа интилди!
כִּֽי־קֵרְב֧וּ כַתַּנּ֛וּר לִבָּ֖ם בְּאָרְבָּ֑ם כָּל־הַלַּ֙יְלָה֙ יָשֵׁ֣ן אֹֽפֵהֶ֔ם בֹּ֕קֶר ה֥וּא בֹעֵ֖ר כְּאֵ֥שׁ לֶהָבָֽה׃ 6
Чүнки улар көңлини тонурдәк қизитип сүйқәст пүкүп қойған еди; Кечичә уларниң ғәзиви чоғлинип туриду; Сәһәрдила у янған оттәк ялқунлап кетиду.
כֻּלָּ֤ם יֵחַ֙מּוּ֙ כַּתַּנּ֔וּר וְאָכְל֖וּ אֶת־שֹֽׁפְטֵיהֶ֑ם כָּל־מַלְכֵיהֶ֣ם נָפָ֔לוּ אֵין־קֹרֵ֥א בָהֶ֖ם אֵלָֽי׃ 7
Уларниң һәммиси тонурдәк қизиқтур, улар өз сорақчилирини йәп кетиду; Уларниң барлиқ падишалири жиқилди — Улардин һеч ким мени нида қилип чақирмайду!
אֶפְרַ֕יִם בָּעַמִּ֖ים ה֣וּא יִתְבּוֹלָ֑ל אֶפְרַ֛יִם הָיָ֥ה עֻגָ֖ה בְּלִ֥י הֲפוּכָֽה׃ 8
Әфраим ят қовмлар билән арилишип кәтти; У «өрүлмигән бир қотурмач»дәктур.
אָכְל֤וּ זָרִים֙ כֹּח֔וֹ וְה֖וּא לֹ֣א יָדָ֑ע גַּם־שֵׂיבָה֙ זָ֣רְקָה בּ֔וֹ וְה֖וּא לֹ֥א יָדָֽע׃ 9
Ят адәмләр униң күчини йәп кәтти, бирақ у һеч сәзмәйду; Бәрһәқ, [бешиниң] у йәр-бу йеридә ақ чачлар көрүниду, бирақ у һеч билмәйду;
וְעָנָ֥ה גְאֽוֹן־יִשְׂרָאֵ֖ל בְּפָנָ֑יו וְלֹֽא־שָׁ֙בוּ֙ אֶל־יְהוָ֣ה אֱלֹֽהֵיהֶ֔ם וְלֹ֥א בִקְשֻׁ֖הוּ בְּכָל־זֹֽאת׃ 10
Шуниң билән Исраилниң тәкәббурлуғи өзигә қарши гува бериду; Улар Пәрвәрдигар Худасиниң йениға қайтмайду; Яки шундақ ишлар [бешиға] чүшкән болсиму, йәнила Уни издимәйду.
וַיְהִ֣י אֶפְרַ֔יִם כְּיוֹנָ֥ה פוֹתָ֖ה אֵ֣ין לֵ֑ב מִצְרַ֥יִם קָרָ֖אוּ אַשּׁ֥וּר הָלָֽכוּ׃ 11
Әфраим һеч әқли йоқ надан бир пахтәктәк; Мисирға қарап сайрайду, Асурийәни издәп бариду;
כַּאֲשֶׁ֣ר יֵלֵ֗כוּ אֶפְר֤וֹשׂ עֲלֵיהֶם֙ רִשְׁתִּ֔י כְּע֥וֹף הַשָּׁמַ֖יִם אֽוֹרִידֵ֑ם אַיְסִרֵ֕ם כְּשֵׁ֖מַע לַעֲדָתָֽם׃ ס 12
Улар барғанда, уларниң үстигә торумни ташлаймән; Худди асмандики учар-қанатларни торға чүшүргәндәк уларни чүшүримән; [Бу хәвәр] уларниң җамаитигә йетиши биләнла, уларни җазалаймән.
א֤וֹי לָהֶם֙ כִּֽי־נָדְד֣וּ מִמֶּ֔נִּי שֹׁ֥ד לָהֶ֖ם כִּֽי־פָ֣שְׁעוּ בִ֑י וְאָנֹכִ֣י אֶפְדֵּ֔ם וְהֵ֕מָּה דִּבְּר֥וּ עָלַ֖י כְּזָבִֽים׃ 13
Уларға вай! Чүнки улар Мәндин жирақлишип тенип кәтти! Улар һалак болсун! Чүнки улар Маңа вапасизлиқ қилди! Мән уларни қутқузуп һөрлүккә чиқирай дегәндә, Улар Мән тоғрилиқ ялған гәп қилиду!
וְלֹֽא־זָעֲק֤וּ אֵלַי֙ בְּלִבָּ֔ם כִּ֥י יְיֵלִ֖ילוּ עַל־מִשְׁכְּבוֹתָ֑ם עַל־דָּגָ֧ן וְתִיר֛וֹשׁ יִתְגּוֹרָ֖רוּ יָס֥וּרוּ בִֽי׃ 14
Улар орнида йетип налә қилғанда, Маңа көңлидә һеч нида қилмиди; Уларниң җамаәткә жиғилиши пәқәт аш вә йеңи шарап үчүндур, халас; Улар Мәндин чәтләп кәтти.
וַאֲנִ֣י יִסַּ֔רְתִּי חִזַּ֖קְתִּי זְרֽוֹעֹתָ֑ם וְאֵלַ֖י יְחַשְּׁבוּ־רָֽע׃ 15
Бәрһәқ, Мән әсли уларни тәрбийилигәнмән, Уларниң биләклирини чиниқтуруп күчәйткүзгән едим; Бирақ улар Маңа қарши яманлиқ қәстләватиду.
יָשׁ֣וּבוּ ׀ לֹ֣א עָ֗ל הָיוּ֙ כְּקֶ֣שֶׁת רְמִיָּ֔ה יִפְּל֥וּ בַחֶ֛רֶב שָׂרֵיהֶ֖ם מִזַּ֣עַם לְשׁוֹנָ֑ם ז֥וֹ לַעְגָּ֖ם בְּאֶ֥רֶץ מִצְרָֽיִם׃ 16
Улар бурулди — бирақ бурулуши Һәммидин Алий Болғучиға қайтиш үчүн әмәс; Улар алдамчи бир оқяға охшаш. Уларниң әмирлири өзлириниң ғалҗиранә тил-аһанәтлири вәҗидин қиличлиниду; Бу иш Мисир зиминида уларни мәсқиригә қалдуриду.

< הוֹשֵׁעַ 7 >