< תהילים 140 >
למנצח מזמור לדוד ב חלצני יהוה מאדם רע מאיש חמסים תנצרני | 1 |
Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Давут язған күй: — Рәзил адәмдин, и Пәрвәрдигар, мени азат қилғайсән; Зораван кишидин мени сақлиғайсән.
אשר חשבו רעות בלב כל-יום יגורו מלחמות | 2 |
Улар көңлидә яманлиқларни ойлимақта; Улар һәр күни җәм болушуп уруш чиқармақчи.
שננו לשונם כמו-נחש חמת עכשוב--תחת שפתימו סלה | 3 |
Тилини иланниңкидәк иштик қилиду; Кобра иланниң зәһири ләвлири астида туриду; (Селаһ)
שמרני יהוה מידי רשע-- מאיש חמסים תנצרני אשר חשבו לדחות פעמי | 4 |
Рәзил адәмниң қоллиридин мени аман қилиғайсән, и Пәрвәрдигар; Путлиримни путлашни қәстләйдиған зораван кишидин сақлиғайсән.
טמנו גאים פח לי-- וחבלים פרשו רשת ליד-מעגל מקשים שתו-לי סלה | 5 |
Тәкәббурлар мән үчүн қилтақ, таниларни йошуруп тәйярлиди; Йол бойида тор яйди, Мән үчүн қапқанларни салди; (Селаһ)
אמרתי ליהוה אלי אתה האזינה יהוה קול תחנוני | 6 |
Мән Пәрвәрдигарға: «Сән мениң Тәңримдурсән» — дедим; Йелинишлирим садасиға қулақ салғайсән, и Пәрвәрдигар;
יהוה אדני עז ישועתי סכתה לראשי ביום נשק | 7 |
Пәрвәрдигар Рәб ниҗатлиғимниң күчидур; Сән җәң күнидә бешимни йепип қоғдиғансән.
אל-תתן יהוה מאויי רשע זממו אל-תפק ירומו סלה | 8 |
Рәзил адәмниң үмүтини иҗабәт қилмиғайсән, и Пәрвәрдигар; Уларниң һейлилирини аққузмиғайсән; Болмиса өзлирини чоң тутувалиду. (Селаһ)
ראש מסבי-- עמל שפתימו יכסומו (יכסימו) | 9 |
Мени қоршивалғанларниң болса, Ләвлиридин чиққан шумлуқ уларниң өз бешиға чүшсун;
ימיטו (ימוטו) עליהם גחלים באש יפלם במהמרות בל-יקומו | 10 |
Үстигә чоғлар яғдурулсун; Улар отқа, Қайтидин чиқалмиғидәк һаңларға ташливетилсун;
איש לשון בל-יכון בארץ איש-חמס רע--יצודנו למדחפת | 11 |
Тили чеқимчи адәмниң йәр йүзидә орни болмисун; Балаю-апәт зораванларни түгәшкичә овлайду;
ידעת (ידעתי)--כי-יעשה יהוה דין עני משפט אבינים | 12 |
Мән билимәнки, Пәрвәрдигар езилгәнләрниң дәвасини сорайду, Йоқсулниң һәққини елип бериду;
אך צדיקים יודו לשמך ישבו ישרים את-פניך | 13 |
Бәрһәқ, һәққанийлар намиңға тәшәккүр ейтиду; Көңли дуруслар һозуруңда яшайду.