< Genesis 31 >

1 Now Jacob heard that Laban’s sons were saying, “Jacob has taken away all that belonged to our father and built all this wealth at our father’s expense.”
Амма Яқуп Лабанниң оғуллириниң: — Яқуп атимизниң пүтүн мал-мүлкини елип кәтти; униң еришкән бу дөлити атимизниң тәәллуқатидин кәлгән, дегинини аңлап қалди.
2 And Jacob saw from the countenance of Laban that his attitude toward him had changed.
Яқуп Лабанниң чирайиға қаривиди, мана, у өзигә бурунқидәк хуш пеил болмиди.
3 Then the LORD said to Jacob, “Go back to the land of your fathers and to your kindred, and I will be with you.”
Бу чағда, Пәрвәрдигар Яқупқа: — Сән ата-бовилириңниң зиминиға, өз уруқ-туққанлириңниң қешиға қайтип кәткин. Мән сениң билән биллә болимән, — деди.
4 So Jacob sent word and called Rachel and Leah to the field where his flocks were,
Шуниң үчүн Яқуп адәм әвәтип, Раһилә вә Леяһни өз падиси турған көкләмгә чақирип келип
5 and he told them, “I can see from your father’s countenance that his attitude toward me has changed; but the God of my father has been with me.
уларға мундақ деди: — Мән атаңларниң чирайиға қарисам маңа бурунқидәк хуш пеил болмиди; амма атамниң Худаси мән билән биллә болуп кәлди.
6 You know that I have served your father with all my strength.
Күчүмниң йетишичә атаңларға ишләп бәргиним силәргә аян;
7 And although he has cheated me and changed my wages ten times, God has not allowed him to harm me.
һалбуки, атаңлар мени ахмақ қилип, һәққимни он қетим өзгәртти; лекин Худа униң маңа зиян йәткүзүшигә йол қоймиди.
8 If he said, ‘The speckled will be your wages,’ then the whole flock bore speckled offspring. If he said, ‘The streaked will be your wages,’ then the whole flock bore streaked offspring.
Әгәр у: «Ала-чипар қозилар һәққиң болиду», десә, барлиқ падилар ала-чипар қозилиғили турди. У: «Тағил қозилар һәққиң болсун», десә, барлиқ падилар тағил қозилиғили турди.
9 Thus God has taken away your father’s livestock and given them to me.
Бу тәриқидә Худа атаңларниң маллирини тартивелип, маңа бәрди.
10 When the flocks were breeding, I saw in a dream that the streaked, spotted, and speckled males were mating with the females.
Падилар күйлигән вақитта мән бир қетим чүшүмдә бешимни көтирип шуни көрдумки, мана, малларниң үстигә җүплишишкә етилған қочқар-текиләрниң һәммиси тағил яки ала-чипар еди.
11 In that dream the angel of God said to me, ‘Jacob!’ And I replied, ‘Here I am.’
Андин Худаниң Пәриштиси чүшүмдә маңа: «Әй Яқуп», девиди, мән җавап берип: «Мана мән», дедим.
12 ‘Look up,’ he said, ‘and see that all the males that are mating with the flock are streaked, spotted, or speckled; for I have seen all that Laban has done to you.
У маңа: — «Әнди бешиңни көтирип қариғин; мана малларниң үстигә җүплишишкә етилған қочқар-текиләрниң һәммиси тағил вә ала-чипардур; чүнки Мән Лабанниң саңа қилғининиң һәммисини көрдүм.
13 I am the God of Bethel, where you anointed the pillar and made a solemn vow to Me. Now get up and leave this land at once, and return to your native land.’”
Мән Бәйт-Әлдә [саңа көрүнгән] Тәңридурмән. Сән шу йәрдә түврүкни мәсиһләп, Маңа қәсәм ичтиң. Әнди сән орниңдин туруп, бу зиминдин чиқип, уруқ-туққанлириңниң зиминиға янғин» деди.
14 And Rachel and Leah replied, “Do we have any portion or inheritance left in our father’s house?
Раһилә вә Леяһ униңға җавап берип: — Атимизниң өйидә бизгә тегишлик несивә яки мирас қалмиғанму?
15 Are we not regarded by him as outsiders? Not only has he sold us, but he has certainly squandered what was paid for us.
Биз дәрвәқә униңға ят адәм һесаплинип қалғанму?! У бизни сетивәтти, тойлуғимизниму пүтүнләй йәп кәтти!
16 Surely all the wealth that God has taken away from our father belongs to us and to our children. So do whatever God has told you.”
Шундақ болғандин кейин, Худа Атимиздин саңа елип бәргән барлиқ дөләт биз билән балилиримизниңкидур. Әнди Худа саңа немә дегән болса, шуни қилғин, — деди.
17 Then Jacob got up and put his children and his wives on camels,
Шуниң билән Яқуп орнидин туруп, балилири вә аяллирини төгиләргә миндуруп, еришкән барлиқ маллири вә барлиқ тәәллуқатини, йәни Падан-Арамда тапқан тәәллуқатлирини елип, атиси Исһақниң йениға беришқа Қанаан зиминиға қарап йол алди.
18 and he drove all his livestock before him, along with all the possessions he had acquired in Paddan-aram, to go to his father Isaac in the land in Canaan.
19 Now while Laban was out shearing his sheep, Rachel stole her father’s household idols.
Лабан болса қойлирини қирқиғили кәткән еди; Раһилә өз атисиға тәвә «өй бутлири»ни оғрилап еливалди.
20 Moreover, Jacob deceived Laban the Aramean by not telling him that he was running away.
Яқуп арамий Лабанға өз қешидин оғрилиқчә қечип кетидиғанлиғини уқтурмай уни алдап қойған еди.
21 So he fled with all his possessions, crossed the Euphrates, and headed for the hill country of Gilead.
У бар-йоқини елип қечип кәтти; у дәриядин өтүп Гилеад теғи тәрәпкә қарап йол алди.
22 On the third day Laban was informed that Jacob had fled.
Үчинчи күни, Лабанға Яқупниң қачқини тоғрисида хәвәр йәтти.
23 So he took his relatives with him, pursued Jacob for seven days, and overtook him in the hill country of Gilead.
У өз туққанлирини елип, йәттә күнлүк йолғичә кәйнидин қоғлап берип, Гилеад теғида униңға йетишти.
24 But that night God came to Laban the Aramean in a dream and warned him, “Be careful not to say anything to Jacob, either good or bad.”
Лекин кечиси Худа арамий Лабанниң чүшигә кирип униңға: «Сән һези бол, Яқупқа я ақ я көк демә!» деди.
25 Now Jacob had pitched his tent in the hill country of Gilead when Laban overtook him, and Laban and his relatives camped there as well.
Лабан Яқупқа йетишип барғанда, Яқуп чедирини тағниң үстигә тикгән еди. Лабанму туққанлири билән Гилеад теғиниң үстидә чедир тикти.
26 Then Laban said to Jacob, “What have you done? You have deceived me and carried off my daughters like captives of war!
Лабан Яқупқа: — Бу немә қилғиниң? Сән мени алдап, қизлиримни урушта алған олҗидәк елип кәттиң?
27 Why did you run away secretly and deceive me, without even telling me? I would have sent you away with joy and singing, with tambourines and harps.
Немишкә йошурун қачисән, маңа хәвәр бәрмәй мәндин оғрилиқчә кәттиң? Маңа дегән болсаң мән хошал-хурамлиқ билән ғәзәл оқуп, дап вә чаң челип, сени узитип қоймамтим?
28 But you did not even let me kiss my grandchildren and my daughters goodbye. Now you have done a foolish thing.
Шундақ қилип сән маңа өз оғуллирим вә қизлиримни сөйүп узитип қоюш пурситиниму бәрмидиң. Бу ишта ахмақлиқ қилдиң.
29 I have power to do you great harm, but last night the God of your father said to me, ‘Be careful not to say anything to Jacob, either good or bad.’
Силәргә зиян-зәхмәт йәткүзүш қолумдин келәтти; лекин түнүгүн кечә атаңниң Худаси маңа сөз қилип: «Һези бол, Яқупқа я ақ я көк демә» деди.
30 Now you have gone off because you long for your father’s house. But why have you stolen my gods?”
Хош, сән атаңниң өйини толиму сеғинғиниң үчүн кәтмәй қоймайсән; лекин немишкә йәнә мениң бутлиримни оғрилидиң? — деди.
31 “I was afraid,” Jacob answered, “for I thought you would take your daughters from me by force.
Яқуп Лабанға җавап берип: — Мән қорқуп қачтим; чүнки сени қизлирини мәндин мәҗбурий тартиваламдикин, дедим.
32 If you find your gods with anyone here, he shall not live! In the presence of our relatives, see for yourself if anything is yours, and take it back.” For Jacob did not know that Rachel had stolen the idols.
Әнди бутлириңға кәлсәк, улар кимдин чиқса шу тирик қалмайду! Қериндашлиримиз алдида мәндин қандақла немәңни тонувалсаң, уни елип кәт, — деди. Һалбуки, Яқупниң Раһиләниң бутларни оғрилап кәлгинидин хәвири йоқ еди.
33 So Laban went into Jacob’s tent, then Leah’s tent, and then the tents of the two maidservants, but he found nothing. Then he left Leah’s tent and entered Rachel’s tent.
Лабан алди билән Яқупниң чедириға кирип, андин Леяһниң чедири һәм икки дедәкниң чедирлириға кирип ахтуруп һеч немә тапалмиди. Леяһниң чедиридин чиқип, Раһиләниң чедириға кирди.
34 Now Rachel had taken Laban’s household idols, put them in the saddlebag of her camel, and was sitting on them. And Laban searched everything in the tent but found nothing.
Раһилә болса өй бутлирини елип, буларни төгиниң чоминиң ичигә тиқип қоюп, үстидә олтиривалған еди. Лабан пүткүл чедирини ахтуруп, һеч немә тапалмиди.
35 Rachel said to her father, “Sir, do not be angry that I cannot stand up before you; for I am having my period.” So Laban searched, but could not find the household idols.
Раһилә атисиға: — Әй ғоҗам, алдиңда туралмиғиним үчүн хапа болмиғин; чүнки мән һазир аялларниң адәт мәзгилидә туруватимән, — деди. Шундақ қилип, Лабан һәммә йәрни қоймай ахтурупму, өй бутлирини тапалмиди.
36 Then Jacob became incensed and challenged Laban. “What is my crime?” he said. “For what sin of mine have you so hotly pursued me?
Шуниң билән Яқуп аччиқлап Лабан билән җедәллишип кәтти. Яқуп Лабанға: — Сән мени кәйнимдин мунчә алдирап-тенәп қоғлап кәлгидәк мәндә немә сәһвәнлик, немә гуна бар?
37 You have searched all my goods! Have you found anything that belongs to you? Put it here before my brothers and yours, that they may judge between the two of us.
Сән һәммә жүк-тақлиримни ахтуруп чиқтиң, өйүңниң нәрсилиридин бирәр немә тапалидиңму? Бир немә тапқан болсаң, мениң қериндашлирим билән сениң қериндашлириңниң алдида уни қойғин, улар биз иккимизниң арисида һөкүм қилсун.
38 I have been with you for twenty years now. Your sheep and goats have not miscarried, nor have I eaten the rams of your flock.
Мән мошу жигирмә жил қешиңда турдум; һеч қачан сағлиғиң вә чиши өшкилириң бала ташливәтмиди; падилириңдин қочқарлириңни йегиним йоқ.
39 I did not bring you anything torn by wild beasts; I bore the loss myself. And you demanded payment from me for what was stolen by day or night.
Боғуветилгәнлирини қешиңға елип кәлмәй, бу зиянни өзүм толдурдум; кечиси оғриланған яки күндүзи оғриланған болсун сән уни мәндин төлитип алдиң.
40 As it was, the heat consumed me by day and the frost by night, and sleep fled from my eyes.
Мениң күнлирим шундақ өттики, күндүзи иссиқтин, кечиси соғтин қийнилип, уйқа көзүмдин қачатти.
41 Thus for twenty years I have served in your household—fourteen years for your two daughters and six years for your flocks—and you have changed my wages ten times!
Мениң күнлирим мошу жигирмә жилда өйүңдә туруп шундақ болди; он төрт жил икки қизиң үчүн саңа хизмәт қилдим, алтә жил падаң үчүн хизмәт қилдим; униң үстигә сән иш һәққимни он қетим өзгәрттиң.
42 If the God of my father, the God of Abraham and the Fear of Isaac, had not been with me, surely by now you would have sent me away empty-handed. But God has seen my affliction and the toil of my hands, and last night He rendered judgment.”
Әгәр атамниң Худаси, йәни Ибраһимниң Худаси, йәни Исһақниң Қорқунучиси Болғанниң Өзи мән билән биллә болмиса еди, сән җәзмән мени қуруқ қол қилип қайтуруветәттиң. Лекин Худа мениң тартқан җәбир-җапалиримни, қоллиримниң мушәққитини көрүп түнүгүн кечә саңа тәнбиһ бәрди, — деди.
43 But Laban answered Jacob, “These daughters are my daughters, these sons are my sons, and these flocks are my flocks! Everything you see is mine! Yet what can I do today about these daughters of mine or the children they have borne?
Лабан Яқупқа җавап берип: — Бу қизлар мениң қизлирим, бу оғуллар мениң оғуллирим, бу пада болса мениң падам болиду; шундақла көз алдиңдики һәммә нәрсә миниңкидур; амма мән бүгүн бу қизлиримни вә уларниң туққан оғуллирини немә қилай?
44 Come now, let us make a covenant, you and I, and let it serve as a witness between you and me.”
Қени кәл, сән билән иккимиз бир әһдә түзүшәйли, бу мән билән сениң оттуримизда гува болсун, — деди.
45 So Jacob picked out a stone and set it up as a pillar,
Шуниң билән Яқуп бир ташни елип өрә тикләп түврүк қилип қойди.
46 and he said to his relatives, “Gather some stones.” So they took stones and made a mound, and there by the mound they ate.
Андин Яқуп қериндашлириға: — Таш жиғиңлар, — девиди, ташларни елип келип догилиди, шу йәрдә таш догисиниң йенида ғизалиништи.
47 Laban called it Jegar-sahadutha, and Jacob called it Galeed.
Лабан бу догини «Йәгар-Саһадута» дәп атиди, Яқуп униңға «Галеәд» дәп ат қойди.
48 Then Laban declared, “This mound is a witness between you and me this day.” Therefore the place was called Galeed.
Лабан: — Бу дога бүгүн сән билән мениң оттурамда гува болсун, — деди. Шуңа бу сәвәптин догиниң нами «Галеәд» аталди.
49 It was also called Mizpah, because Laban said, “May the LORD keep watch between you and me when we are absent from each other.
У җай йәнә «Мизпаһ», дәпму аталди; чүнки Лабан йәнә: — Иккимиз бир-биримиз билән көрүшмигән вақитларда, Пәрвәрдигар сән билән мениң оттурамда қаравул болуп күзитип турсун.
50 If you mistreat my daughters or take other wives, although no one is with us, remember that God is a witness between you and me.”
Әгәр сән қизлиримни бозәк қилсаң, яки қизлиримниң үстигә башқа хотунларни алсаң, башқа һеч киши қешимизда һазир болмиған тәғдирдиму, мана, Худа мән билән сениң араңда гувачидур!
51 Laban also said to Jacob, “Here is the mound, and here is the pillar I have set up between you and me.
Лабан Яқупқа йәнә: — Мана, бу догиға қара, мән билән сән иккимизниң оттурисида мән тикләп қойған бу түврүккиму қара;
52 This mound is a witness, and this pillar is a witness, that I will not go past this mound to harm you, and you will not go past this mound and pillar to harm me.
кәлгүсидә бу дога вә бу түврүкму мән яман нийәт билән бу догидин сениң тәрипиңгә өтмәслигим үчүн, сениңму нийитиңни яман қилип бу дога вә бу түврүктин өтүп мениң тәрипимгә кәлмәслигиң үчүн гувачи болсун.
53 May the God of Abraham and the God of Nahor, the God of their father, judge between us.” So Jacob swore by the Fear of his father Isaac.
Ибраһимниң илаһи, Наһорниң илаһи вә бу иккисиниң атисиниң илаһлири аримизда һөкүм чиқарсун, — деди. Яқуп болса атиси Исһақниң Қорқунучиси Болғучи билән қәсәм қилди.
54 Then Jacob offered a sacrifice on the mountain and invited his relatives to eat a meal. And after they had eaten, they spent the night on the mountain.
Андин Яқуп тағ үстидә бир қурбанлиқ сунуп, қериндашлирини өзи билән тамақлинишқа тәклип қилди. Улар һәмдәстихан олтарди вә кечиси тағда қонди.
55 Early the next morning, Laban got up and kissed his grandchildren and daughters and blessed them. Then he left to return home.
Әтиси таң сәһәрдә Лабан орнидин туруп, нәврилири билән қизлирини сөйүп, уларға бәхит-бәрикәт тиләп, өз өйигә раван болди.

< Genesis 31 >