< 1 Chronicles 4 >

1 The descendants of Judah: Perez, Hezron, Carmi, Hur, and Shobal.
Йәһуданиң оғуллири Пәрәз, Һәзрон, Карми, Хур вә Шобал еди.
2 Reaiah son of Shobal was the father of Jahath, and Jahath was the father of Ahumai and Lahad. These were the clans of the Zorathites.
Шобалниң оғли Реаядин Җаһат төрәлди; Җаһаттин Ахумай билән Лахад төрәлди. Булар Зоратий җәмәтидин еди.
3 These were the sons of Etam: Jezreel, Ishma, and Idbash. And their sister was named Hazzelelponi.
Етамниң оғуллири Йизрәәл, Ишма, Идбаш еди; уларниң сиңлисиниң исми Һазилилпони еди.
4 Penuel was the father of Gedor, and Ezer was the father of Hushah. These were the descendants of Hur, the firstborn of Ephrathah and the father of Bethlehem.
Гәдорниң атиси Пәнуәл; Хушаһниң атиси Езәр еди; буларниң һәммиси Бәйт-Ләһәмниң атиси болған Әфратаһниң тунҗа оғли Хурдин төрәлгән.
5 Ashhur the father of Tekoa had two wives, Helah and Naarah.
Тәкоаниң атиси Ашхурниң Һелаһ вә Наараһ дегән икки аяли бар еди.
6 Naarah bore to him Ahuzzam, Hepher, Temeni, and Haahashtari. These were the descendants of Naarah.
Наараһ Ашхурға Ахуззам, Һәфәр, Тәмәни, Ахаштарини туғуп бәрди; буларниң һәммиси Наараһниң оғуллири.
7 The sons of Helah were Zereth, Zohar, Ethnan,
Һелаһниң оғуллири Зәрәт, Зоһар билән Әтнан вә
8 and Koz, who was the father of Anub and Zobebah and of the clans of Aharhel son of Harum.
Коз еди; Коздин Аноб, Һаззибиба билән Харумниң оғли Ахарһәлниң җәмәтлири төрәлди.
9 Now Jabez was more honorable than his brothers. His mother had named him Jabez, saying, “Because I bore him in pain.”
Ябәз өз қериндашлири ичидә һәммидин бәк һөрмәтлик еди, аниси: «Туғути үстидә бәк азапландим» дәп униңға Ябәз дегән исимни қойған.
10 And Jabez called out to the God of Israel, “If only You would bless me and enlarge my territory! May Your hand be with me and keep me from harm, so that I will be free from pain.” And God granted the request of Jabez.
Ябәз Исраилниң Худасиға нида қилип: «Мени наһайити көп бәрикәтлигән болсаң, зиминимни кеңәйтсәң, қолуң билән мени йөләп, бала-қазадин сақлап, маңа азап-оқубәтни көрсәтмигәйсән!» — дәп тилиди. Худа униң тилигини иҗабәт әйлиди.
11 Chelub the brother of Shuhah was the father of Mehir, who was the father of Eshton.
Шухаһниң иниси Келубтин Мехир төрәлгән; Мехир Ештонниң атиси еди.
12 Eshton was the father of Beth-rapha, of Paseah, and of Tehinnah the father of Ir-nahash. These were the men of Recah.
Ештондин Бәйт-Рафа, Пасеаһ вә Ир-Наһашниң атиси Техиннаһ төрәлди; буларниң һәммиси Рикаһлиқлар еди.
13 The sons of Kenaz: Othniel and Seraiah. The sons of Othniel: Hathath and Meonothai.
Кеназниң оғли Отнийәл билән Серая еди; Отнийәлниң оғли Хатат билән Меонотай еди.
14 Meonothai was the father of Ophrah, and Seraiah was the father of Joab, the father of those living in Ge-harashim, which was given this name because its people were craftsmen.
Меонотайдин Офраһ төрәлди. Сераядин «Һүнәрвәнләр җилғиси»дикиләрниң әҗдати болған Йоаб төрәлди (улар әслидә һүнәрвәнләр еди).
15 The sons of Caleb son of Jephunneh: Iru, Elah, and Naam. The son of Elah: Kenaz.
Йәфуннәһниң оғли Каләбниң оғуллири Иру, Елаһ билән Наам еди; Елаһниң оғли Кеназ еди.
16 The sons of Jehallelel: Ziph, Ziphah, Tiria, and Asarel.
Йәһаллиләлниң оғуллири Зиф билән Зифаһ, Тирия билән Асарийәл еди.
17 The sons of Ezrah: Jether, Mered, Epher, and Jalon. And Mered’s wife Bithiah gave birth to Miriam, Shammai, and Ishbah the father of Eshtemoa.
Әзраниң оғуллири: — Йәтәр, Мерәд, Ефәр вә Ялонлар; Мерәд Пирәвнниң қизи Битияни алди; у һамилдар болуп Мәрийәм, Шаммай билән Ештемоаниң атиси Ишбаһни туғди. Булар Битиядин болған оғуллар. Мерәдниң Йәһудалардин болған аяли болса Гәдорниң атиси Йәрәдни, Сокоһниң атиси Һәбәр билән Заноаһниң атиси Йәкутийәлни туғди.
18 These were the children of Pharaoh’s daughter Bithiah. Mered also took a Judean wife, who gave birth to Jered the father of Gedor, Heber the father of Soco, and Jekuthiel the father of Zanoah.
19 The sons of Hodiah’s wife, the sister of Naham, were the fathers of Keilah the Garmite and of Eshtemoa the Maacathite.
Наһамниң сиңлиси Ходияниң аялидин Гармилиқ Кеилаһниң атиси билән Маакат җәмәтидин болған Ештемоаниң атиси төрәлгән.
20 The sons of Shimon: Amnon, Rinnah, Ben-hanan, and Tilon. The descendants of Ishi: Zoheth and Ben-zoheth.
Шимонниң оғуллири Амнон вә Риннаһ, Бән-Һанан билән Тилон еди. Йишиниң оғуллири Зоһәт билән Бин-Зоһәт еди.
21 The sons of Shelah son of Judah: Er the father of Lecah, Laadah the father of Mareshah and the clans of the linen workers at Beth-ashbea,
Шелаһ Йәһуданиң оғли еди; униңдин төрәлгән Лекаһниң атиси Ер, Марәшаһниң атиси Лаадаһ вә Бәйт-Ашбияда олтирақлашқан чәкмән тоқуғучиларниң җәмәтлири
22 Jokim, the men of Cozeba, and Joash and Saraph, who ruled in Moab and Jashubi-lehem. (These names are from ancient records.)
вә йәнә Йоким, Козибалиқлар, Йоаш билән Сараф (булар иккиси Моаб жутиға һөкүмранлиқ қилған) вә Яшуби-Ләһәмләрму бар еди (буларниң һәммиси қедимки хатириләрдур).
23 These were the potters who lived at Netaim and Gederah. They lived there in the service of the king.
Булар Нетайим вә Гәдәраһда олтирақлашқан болуп, кулалчилар еди; улар шу йәрдә туруп падишаниң хизмитидә болатти.
24 The descendants of Simeon: Nemuel, Jamin, Jarib, Zerah, and Shaul.
Нәмуәл вә Ямин, Яриб, Зәраһ билән Саул Шимеонниң оғуллири еди.
25 The sons of Shaul: Shallum, Mibsam, and Mishma.
Шаллом Саулниң оғли; Мибсам Шалломниң оғли, Мишма Мибсамниң оғли еди.
26 The sons of Mishma: Hammuel, Zaccur, and Shimei.
Мишманиң әвлатлири төвәндикиләр: — Мишманиң оғли Хаммуил; Хаммуилниң оғли Заккур; Заккурниң оғли Шимәй еди.
27 Shimei had sixteen sons and six daughters, but his brothers did not have many children, so their whole clan did not become as numerous as the sons of Judah.
Шимәйниң он алтә оғли, алтә қизи бар еди; униң ака-инилириниң пәрзәнти көп болмиғачқа, уларниң һәр қайсисиниң җәмәтиниң пәрзәнтлири Йәһуда җәмәтиниңкидәк ундақ көп болмиған.
28 They lived in Beersheba, Moladah, Hazar-shual,
Улар Бәәр-шеба, Моладаһ, Һазар-Шуал,
29 Bilhah, Ezem, Tolad,
Билхаһ, Езәм, Толад,
30 Bethuel, Hormah, Ziklag,
Бетуәл, Хормаһ, Зиклаг,
31 Beth-marcaboth, Hazar-susim, Beth-biri, and Shaaraim. These were their cities until the reign of David.
Бәйт-Маркабот, Һазар-Сусим, Бәйт-Бири вә Шаараимға маканлашқан еди. Таки Давут падишаниң дәвригичә буларниң һәммиси уларниң шәһәрлири еди.
32 And their villages were Etam, Ain, Rimmon, Tochen, and Ashan—five towns—
Улар олтирақлашқан җайлар Етам, Айин, Риммон, Токән вә Ашан қатарлиқ бәш шәһәрниму өз ичигә алған.
33 and all their surrounding villages as far as Baal. These were their settlements, and they kept a genealogical record:
Вә бу шәһәрләрниң өпчүрисидики барлиқ йеза-кәнтләр таки Баалға қәдәр шуларға қарайтти. Булар болса улар маканлашқан җайлар болуп, уларниң өз нәсәбнамилириму бар еди.
34 Meshobab, Jamlech, Joshah son of Amaziah,
[Уларниң җәмәт башлири] Мешобаб, Ямләк, Амазияниң оғли Йошаһ,
35 Joel, Jehu son of Joshibiah (son of Seraiah, son of Asiel),
Йоел, Йосибияниң оғли Йәһу (Йосибия Сераяниң оғли, Серая Асиәлниң оғли еди),
36 Elioenai, Jaakobah, Jeshohaiah, Asaiah, Adiel, Jesimiel, Benaiah,
Әлйойинай, Яакобаһ, Йәшоһая, Асая, Адиәл, Йәсимиәл, Беная
37 and Ziza son of Shiphi (son of Allon, son of Jedaiah, son of Shimri, son of Shemaiah).
вә Шифиниң оғли Зизалар еди (Шифи Аллонниң оғли, Аллон Йәдаяниң оғли, Йәдая Шимриниң оғли, Шимри Шемаяниң оғли еди).
38 These men listed by name were the leaders of their clans. Their families increased greatly,
Жуқирида хатириләп өтүлгән исимларниң һәммиси һәр қайси җәмәт башлири еди; буларниң җәмәтлириниң һәммиси наһайити гүлләнгән еди.
39 and they journeyed to the entrance of Gedor, to the east side of the valley, in search of pasture for their flocks.
Улар қой падилириға отлақ изләп таки Гәдор еғизиғичә, йәни җилғиниң күн чиқиш тәрипигичә барған еди.
40 There they found rich, good pasture, and the land was spacious, peaceful, and quiet; for some Hamites had lived there formerly.
Улар шу йәрдә япйешил, наһайити мунбәт бир отлақ тапқан; у йәр толиму кәң, һәм таза һәм тинич еди. Илгири шу йәрдә олтирақлашқанлар Һамдикиләрдин екән.
41 These who were noted by name came in the days of Hezekiah king of Judah. They attacked the Hamites and Meunites there in their dwellings, devoting them to destruction even to this day. Then they settled in their place, because there was pasture for their flocks.
Жуқирида тилға елип өтүлгән кишиләр Йәһуданиң падишаси Һәзәкияниң заманида шу [Һамдикиләрниң] чедирлириға вә у йәрләрдә олтиришлиқ Мионлуқларға һуҗум қилип уларни тамамән йоқатқан еди, таки бүгүнгә қәдәр; улар шуларниң йәрлиригә маканлашти, чүнки у йәрләрдә падилирини баққидәк отлақ бар еди.
42 And five hundred of these Simeonites led by Pelatiah, Neariah, Rephaiah, and Uzziel, the sons of Ishi, went to Mount Seir
Шу чағларда Шимеонлардин йәнә бәш йүз киши Сеир теғиға қарап маңди, уларниң йолбашчилири Йишиниң оғуллири Пилатия, Неария, Рефая билән Узриәл еди;
43 and struck down the remnant of the Amalekites who had escaped. And they have lived there to this day.
улар қечип тирик қалған Амаләкләрниму өлтүрүп, бүгүнгә қәдәр шу йәрдә маканлишип өтүватиду.

< 1 Chronicles 4 >