< Psalms 17 >
1 A Prayer by David. Hear, LORD, my righteous plea. Give ear to my prayer that does not go out of deceitful lips.
Давутниң дуаси: — Һәққаний тәләпни аңла, и Пәрвәрдигар, мениң нидайимға көңүл қойғин; Мениң дуайимға қулақ салғин, У ялғанчи ләвләрдин чиққан әмәс.
2 Let my sentence come out of your presence. Let your eyes look on equity.
Һозуруңдин һөкүмүм чиқирилғай! Көзүң немә дурус екәнлигини пәриқ әткәй!
3 You have proved my heart. You have visited me in the night. You have tried me, and found nothing. I have resolved that my mouth shall not disobey.
Сән мениң қәлбимни синиғансән, Сән кечидиму маңа йеқинлишип күзәттиң; Сән мени тавлап көзүңдин кәчүрдиңсән, Мениңдин һеч бир сәһвәнлик тапалмидиң; Көңлүмдә: Ағзим итаәтсизлик қилмисун! — дәп нийәт қилдим.
4 As for the deeds of men, by the word of your lips, I have kept myself from the ways of the violent.
Адәм балилириниң һаяттики ишлирида, Ләвлириңдин чиққан сөзләр билән зораванларниң йоллиридин өзүмни нери қилдим.
5 My steps have held fast to your paths. My feet have not slipped.
Мениң қәдәмлирим йоллириңдин чиқмиған, Путлирим тейилип кәтмигән.
6 I have called on you, for you will answer me, God. Turn your ear to me. Hear my speech.
Мән Саңа илтиҗа қилдим, Чүнки тиләклиримни иҗабәт қилисән, и Тәңрим; Маңа қулақ салғин, Сөзлиримни аңлиғин.
7 Show your marvelous loving kindness, you who save those who take refuge by your right hand from their enemies.
И, Өзүңгә таянғанларни қарши чиққучилардин оң қолуң билән Қутқузғучи, Карамәтлириңни көрситип, өзгәрмәс муһәббитиңни аян қилғайсән!
8 Keep me as the apple of your eye. Hide me under the shadow of your wings,
Мени көз қаричуқуңдәк сақлиғайсән; Қанатлириң сайисидә мени йошурғайсән;
9 from the wicked who oppress me, my deadly enemies, who surround me.
Мени булимақчи болған рәзил адәмләрдин, Мени қоршивалған әшәддий күшәндилиримдин йошурғин;
10 They close up their callous hearts. With their mouth they speak proudly.
Уларниң бағрини май қаплап, қетип кәткән; Уларниң еғизлири тәкәббурларчә сөзләйду;
11 They have now surrounded us in our steps. They set their eyes to cast us down to the earth.
Улар йолимизни торивелип, Бизни йәргә урушқа көзини алайтип,
12 He is like a lion that is greedy of his prey, as it were a young lion lurking in secret places.
Олҗиға ач көзлүк билән тикилгән ширдәк, Йошурун җайларда марап жүридиған яш ширдәктур.
13 Arise, LORD, confront him. Cast him down. Deliver my soul from the wicked by your sword,
Орнуңдин турғайсән, и Пәрвәрдигар, Униң йолини тосуп, йәр билән йәксан қилғайсән, Җенимни рәзил адәмдин қутқузғин, қиличиң билән;
14 from men by your hand, LORD, from men of the world, whose portion is in this life. You fill the belly of your cherished ones. Your sons have plenty, and they store up wealth for their children.
[Мени] Өз қолуң билән кишиләрдин, Йәни мошу дәвирдики кишиләрдин қутқузғин; Уларниң несивиси болса мошу дуниядиладур; Сән уларниң қарнини немәтлириң билән толдурисән; Уларниң көңли пәрзәнтлири билән қанди, Балилириға байлиқлирини қалдуриду.
15 As for me, I shall see your face in righteousness. I shall be satisfied, when I awake, with seeing your form.
Мән болсам, һәққанийлиқта йүзүңгә қариғучи болимән; Ойғанғинимда, Сениң дидариңдин сөйүнимән!