< Genesis 6 >
1 And it came to pass, when men began to multiply on the face of the ground, and daughters were born to them,
Вә шундақ болдики, инсанлар йәр йүзидә көпийишкә башлиғанда, шундақла қизларму көпләп туғулғанда,
2 that the sons of God saw the daughters of men that they were fair. And they took to them wives of all that they chose.
Худаниң оғуллири инсанларниң қизлириниң чирайлиқлиғини көрүп, халиғанчә таллап, өзлиригә хотун қилишқа башлиди.
3 And Jehovah said, My Spirit shall not abide in man forever, for he also is flesh. Yet shall his days be a hundred and twenty years.
У вақитта Пәрвәрдигар сөз қилип: — — Мениң Роһум инсанлар билән мәңгү күрәш қиливәрмәйду; чүнки инсан әттур, халас. Кәлгүсидә уларниң өмри пәқәт бир йүз жигирмә яштин ашмисун! — деди.
4 The giants were on the earth in those days. And also after that, when the sons of God came to the daughters of men, and they bore sons to them, the same were the mighty men who were of old, the men of renown.
Шу күнләрдә (вә шундақла кейинки күнләрдиму), Худаниң оғуллири инсанларниң қизлириниң йениға берип, улардин балиларни тапқинида, гигантлар йәр йүзидә пәйда болди. Булар болса қедимки заманлардики даңлиқ палван-батурлар еди.
5 And Jehovah saw that the wickedness of man was great on the earth, and that every imagination of the thoughts of his heart was only evil continually.
Пәрвәрдигар инсанниң өткүзүватқан рәзиллиги йәр йүзидә көпийип кәткәнлигини, уларниң көңлидики нийәтлириниң һәр қачан яман болуватқинини көрди.
6 And Jehovah regretted that he had made man on the earth, and it grieved him in his heart.
Шуниң билән Пәрвәрдигар йәр йүзидә адәмни апиридә қилғиниға пушайман қилип, көңлидә азапланди.
7 And Jehovah said, I will destroy man whom I have created from the face of the ground, from man, to beast, to creeping things, and birds of the heavens, for I regret that I have made them.
Буниң билән Пәрвәрдигар: — Өзүм яратқан инсанни йәр йүзидин йоқитимән — инсандин тартип мал-чарвиларғичә, өмилигүчи һайванлардин асмандики қушларғичә, һәммисини йоқ қилимән; чүнки Мән уларни яратқинимға пушаймән қилдим, — деди.
8 But Noah found favor in the eyes of Jehovah.
Лекин Нуһ болса Пәрвәрдигарниң нәзиридә шәпқәт тапқан еди.
9 These are the generations of Noah. Noah was a righteous man, perfect in his generations. Noah walked with God.
Нуһ вә униң иш-излири төвәндикичә: — Нуһ һәққаний, өз дәвридикиләр арисида әйипсиз адәм еди; Нуһ Худа билән бир йолда меңип яшайтти.
10 And Noah begot three sons, Shem, Ham, and Japheth.
Нуһтин Шәм, Һам, Яфәт дегән үч оғул төрәлди.
11 And the earth was corrupt before God, and the earth was filled with violence.
Пүткүл җаһан Худаниң алдида рәзиллишип, һәммә йәр зораванлиққа толуп кәткән еди.
12 And God saw the earth, and, behold, it was corrupt, for all flesh had corrupted their way upon the earth.
Худа йәр йүзигә нәзәр селивиди, мана, җаһан рәзилләшкән еди; чүнки барлиқ әт егилириниң йәр йүзидә қиливатқини юзуқчилиқ еди.
13 And God said to Noah, The end of all flesh has come before me, for the earth is filled with violence through them, and, behold, I will destroy them with the earth.
Шуниң билән Худа Нуһқа: — Мана, алдимға барлиқ әт егилириниң заваллиғи йетип кәлди; чүнки пүткүл йәр-җаһанни уларниң сәвәвидин зораванлиқ қаплиди. Мана, Мән уларни йәр билән қошуп һалак қилимән.
14 Make thee an ark of gopher wood. Thou shall make rooms in the ark, and shall pitch it inside and outside with pitch.
Әнди сән өзүңгә гофәр яғичидин бир кемә ясап, кеминиң ичидә бөлмә-ханиларни қилип, ичи-тешини қаримай билән суга.
15 And this is how thou shall make it: The length of the ark three hundred cubits, the breadth of it fifty cubits, and the height of it thirty cubits.
Сән уни шундақ ясиғин: — Узунлуғи үч йүз гәз, кәңлиги әллик гәз вә егизлиги оттуз гәз болсун.
16 Thou shall make a light for the ark, and thou shall finish it to a cubit upward. And thou shall set the door of the ark in the side of it, with lower, second, and third stories thou shall make it.
Кеминиң пешайвини астиға бир очуқчилиқ яса, униң егизлиги бир гәз болсун; ишигини кеминиң йенифа орунлаштур; кемини асти, оттура вә үсти қилип үч қәвәт яса.
17 And I, behold, I bring the flood of waters upon this earth, to destroy all flesh, in which is the breath of life, from under heaven. Everything that is on the earth shall die.
Чүнки мана, Мән Өзүм асманниң астидики һаятлиқ тиниқи барлиги һәр бир әт егисини һалак қилидиған су топанни йәр йүзигә кәлтүримән; буниң билән йәр йүзидики барлиқ мәхлуқлар тиниқидин тохтайду.
18 But I will establish my covenant with thee. And thou shall come into the ark, thou, and thy sons, and thy wife, and thy sons' wives with thee.
Лекин сән билән әһдәмни түзимән. Сән өзүң, оғуллириң, аялиң вә келинлириңни елип бирликтә кемигә кириңлар.
19 And of every living thing of all flesh, two of every sort thou shall bring into the ark, to keep them alive with thee. They shall be male and female.
Өзүң билән тәң тирик сақлап қелиш үчүн, барлиқ җандарлардин һәр қайсисидин бир җүп, йәни әркикидин бирини, чишидин бирини кемигә елип киргин;
20 Of the birds according to their kind, and of the cattle according to their kind, of every creeping thing of the ground according to its kind. Two of every sort shall come to thee, to keep them alive.
Тирик қелиш үчүн қушларниң һәр бир түрлиридин, мал-чарвиларниң һәр бир түрлиридин вә йәрдә өмилигүчи җаниварларниң һәр бир түрлиридин бир җүпи қешиңға кириду.
21 And take thou to thee of all food that is eaten, and gather it to thee, and it shall be for food for thee, and for them.
Өзүң вә уларниң озуқлуғи үчүн һәр хил йемәкликләрдин елип, йениңға ғәмлигин, — деди.
22 Thus Noah did; according to all that God commanded him, so he did.
Нуһ шундақ қилди; Худа өзигә буйруған һәммә ишни у беҗа кәлтүрди.