< Zakarias 5 >

1 Derpå løftede jeg mine Øjne og skuede, og se, der var en flyvende Bogrulle.
Андин мән йәнә бешимни көтирип, мана бир учар орам язмини көрдүм.
2 Og han spurgte mig: "Hvad ser du?" Jeg svarede: "Jeg ser en flyvende Bogrulle, som er tyve Alen lang og ti Alen bred."
У мәндин: «Немини көрдүң?» дәп сориди. Мән: «Бир учар орам язмини көрдүм; узунлуғи жигирмә гәз, кәңлиги он гәз екән» — дедим.
3 Da sagde han til mig: "Det er Forbandelsen, som udgår over hele Landet; thi alle, som stjæler, er nu længe nok gået fri, og alle, som sværger, er nu længe nok gået fri.
У маңа: «Бу болса пүтүн зимин үстигә чиқирилған ләнәттур; чүнки һәр бир оғрилиқ қилғучи бу тәрипигә йезилғини бойичә үзүп ташлиниду; вә қәсәм ичкүчиләрниң һәр бири у тәрипигә йезилғини бойичә үзүп ташлиниду».
4 Jeg lader den udgå, lyder det fra Hærskarers HERRE, for at den skal komme i Tyvens Hus og dens Hus, som sværger falsk ved mit Navn, og sætte sig fast i deres Huse og tilintetgøre dem med Tømmer og Sten."
— «Мән бу [язмини] чиқиримән» — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, «вә у оғриниң өйигә һәмдә намим билән ялғандин қәсәм ичкүчиниң өйигә кириду вә шу өйдә қонуп уни яғач-ташлири билән қошупла йәветиду».
5 Derpå trådte Engelen, som talte med mig, frem og sagde til mig: "Løft dine Øjne og se, hvad det er, som kommer der!"
Андин мән билән сөзлишиватқан пәриштә чиқип маңа: «Әнди бешиңни көтәргин, неминиң чиқиватқинини көрүп бақ» — деди.
6 Jeg spurgte: "Hvad er det?" Og han svarede: "Det er Efaen, som kommer." Og han vedblev: "Det er deres Brøde i hele Landet."
Мән: «У немә?» — дәп соридим. У маңа: «Бу чиқиватқан «әфаһ» севитидур», вә: «Бу болса [шу рәзилләрниң] пүтүн зиминдики қияпитидур» — деди.
7 Og se, et Blylåg løftedes, og se, i Efaen sad en Kvinde.
Әфаһ севитиниң ағзидин думилақ бир қоғушун көтирилди, мана, әфаһ севити ичидә бир аял олтиратти.
8 Og han sagde: "Det er Gudløsheden!" Så stødte han hende ned i Efaen og slog Blylåget i over Åbningen.
У: «Бу болса, рәзиллик»тур» — дәп, уни әфаһ севити ичигә қайтуруп ташлап, әфаһниң ағзиға еғир қоғушунни ташлап қойди.
9 Og jeg løftede mine Øjne og skuede, og se, to Kvinder kom båret af Vinden, og deres Vinger var som Storkevinger; og de løftede Efaen op mellem Himmel og Jord.
Бешимни көтирип, мана икки аялниң чиққанлиғини көрдүм; шамал уларниң қанатлирини йәлпүтүп туратти (уларниң ләйләкниңкидәк қанатлири бар еди); улар әфаһни асман билән зиминниң оттурисиға көтәрди.
10 Så spurgte jeg Engelen, som talte med mig: "Hvor bærer de Efaen hen?"
Мән билән сөзлишиватқан пәриштидин: «Улар әфаһни нәгә көтирип маңиду?» — дәп соридим.
11 Han svarede: "Hen at bygge hende et Hus i Sinears Land, og når det er rejst, sætter de hende der, hvor hendes Sted er."
У маңа: Улар әфаһ үчүн «Шинар зимини»да бир өй селишқа кәтти; өй бәрпа қилинғандин кейин, әфаһ севити шу йәрдә өз туралғусиға қоюлиду, — дәп җавап бәрди.

< Zakarias 5 >