< 耶利米書 17 >
1 猶大的罪是用鐵筆記下來的,用鑽石尖刻在他們的心坎上和他們的祭壇上,好叫他們的子孫記得他們在高崗上,青綠樹下和平原的山上,
Йәһуданиң гунайи алмас учлуқ төмүр қәләм билән таштахтай кәби жүрәклиригә вә қурбангаһлиридики мүңгүзләргә оюлған;
балилириму йешил дәрәқләр бойида тикләнгән, егиз дөңләр үстидә ясиған [бутлириниң] қурбангаһлирини вә «Ашәраһ»лирини һәрдайим сеғиниду.
3 你的財產和所有的寶藏,我必使人掠奪,以抵償你在全境內犯過的一切罪惡。
Мән тағлириңларда вә етизлириңларда, һәм байлиқлириңни һәм ғәзнилириңни, — сениң «жуқури җайлар»иңму буниң сиртида әмәс — бу четиңдин у четиңгичә болған гунайиң түпәйлидин олҗа болушқа тапшуримән;
4 我必由你手中撤回我賜與你的產業,叫你在不相識的地方給你敵人為奴,因為我的怒火已燃起,將永遠不熄。
Өзүңниң шори, Мән саңа тәқдим қилған мирасиң қолуңдин кетиду; Мән сән тонумайдиған бир зиминда сени дүшмәнлириңниң қуллуғиға тапшуримән; чүнки силәр ғәзивимгә от йеқип уни қозғиғансиләр; у мәңгүгә көйиду.
5 上主這樣說:「凡信賴世人,以血肉的人為自己的臂膊,決心遠離上主的人,是可咒罵的!
Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — — Адәмгә таянған, адәмниң әт-күчини таянчи қилған, қәлби Пәрвәрдигардин чәтнигән адәмниң һалиға ләнәт болсун!
6 他必像在曠野中的檉柳,即使來到,一點也不覺察,只住在乾燥處,滿含鹽質無人居住之地。
У чөл-баяванда өскән қара арча чатқилидәк болиду; бәхит-яхшилиқ кәлсиму у буни көрмәйду; у бәлки чөлдики қағҗирақ йәрләрдә, адәмзатсиз шорлуқ бир зиминда туриду.
Пәрвәрдигарға таянған, Пәрвәрдигарни таянч қилған адәм бәхит-бәрикәтлик болиду!
8 他必像一株栽在水邊的樹木,生根河畔,不怕災熱的侵擊,枝葉茂盛,不愁旱年,不斷結實。
У сулар бойида тикләнгән, ериқ бойида кәң йилтиз тартқан дәрәқдәк; пижғирим иссиқтин у қорқмайду; униң йопурмақлири һемишә йешилдур; қурғақчилиқ жили у солашмайду вә мевә бериштин қалмайду.
Қәлб һәммидин алдамчи, униң даваси йоқтур. Кимму уни чүшинәлисун?
10 我上主透察人心,考驗肺腑,依照各人的行徑和作為的結果,給人酬報。
Мәнки Пәрвәрдигар инсан қәлбини күзитип тәкшүримән; һәр бирсигә өз йоллири бойичә, қилған әмәллириниң мевиси бойичә тәқсим қилиш үчүн, инсан виҗданини синаймән.
11 誰不以正義積聚財物,就像一隻鷓鴣孵化不是自己產的卵,中途必要拋棄;結果,還是自己糊塗。
Худди өзи туғмиған тухумларни бесивалған кәкликтәк, һарамдин байлиқларға еришкән кишиму шундақ болиду; күнлириниң йерими өтмәйла еришкинидин айрилиду, у ахирида ахмақ болуп чиқиду.
12 我們聖所的地方,從起初就是設在崇高之處的光榮實座。
Шан-шәрәплик бир тәхт, әзәлдин жуқуриға тикләнгән, дәл бизниң башпанаһимиз болған җайдур;
13 上主,以色列的希望! 凡離棄你的,必要蒙羞;上主,凡離棄你的,必被記錄在地上,因為他們離棄了活水的泉源。
и Пәрвәрдигар, Сән Исраилниң үмүтисән! Сәндин ваз кәчкән һәммәйлән йәргә қарап қалиду; Сәндин жирақлашқанлар тупрақта ятқанлар арисида тизимлиниду; чүнки улар һаятлиқ сулириниң мәнбәси болған Пәрвәрдигардин ваз кәчкән.
14 上主,求你醫治我,我必能痊愈;你拯救我,我必能獲救,因為你是我的榮耀。
Мени сақайтқин, и Пәрвәрдигар, мән шуниң билән җәзмән сақайтилимән! Мени қутқузғин, шуниң билән җәзмән қутқузулимән! — Чүнки Өзүң мениң мәдһийәмдурсән!
Мана, улар маңа: — Пәрвәрдигарниң сөз-бешарити қени?! Қени, у әмәлгә ашурулсун!» — дәйду.
16 我沒有強迫你加害,也沒有期望災禍的日子;你知道:凡出自我口的,都先向你面陳過。
Лекин мән болсам, Саңа әгәшкинимдә «пада баққучи» болуштин һеч қачқан әмәсмән, вә әҗәл күнини һеч арзу қилмиғанмән, — Сән билисән! Ағзимдин барлиқ чиққанлар Сениң йүз алдиңда болған.
17 請你不要成為我的恐怖,你原是我患難之日的避難所。
Маңа вәһимә болмиғайсән; күлпәтлик күнидә Сән мениң башпанаһимдурсән.
18 願迫害我的人蒙羞;而不是我驚慌;請你給他們招來災禍的日子,以雙倍的毀滅,消滅他們。
Маңа зиянкәшлик қилғучилар йәргә қарап қалсун, лекин мени йәргә қаратмиғайсән! Улар дәккә-дүккигә чүшсун, лекин мени дәккә-дүккигә чүшүрмигәйсән; уларниң бешиға күлпәт күнини чүшүргәйсән; уларни икки һәссилик һалакәт билән үзүл-кесил пачақлап ташлиғайсән!
19 上主這樣對我說:「你去立在猶大出入的本雅明門前,立在耶路撒冷各門前,
Пәрвәрдигар маңа мундақ дегән: — Барғин, Йәһуда падишалири шәһәргә киридиған вә чиқидиған «Хәлиқниң балилири» дегән дәрвазида, һәмдә Йерусалимниң барлиқ дәрвазилирида турғин, уларға мундақ дегин: —
20 向他們說:猶大的君王、全體猶大人和耶路撒冷居民,即由這門進來的,他們聆聽上主的話!
Пәрвәрдигарниң сөзини аңлаңлар, и мошу дәрвазилардин киридиған Йәһуданиң падишалири, барлиқ Йәһуда вә Йерусалимда туруватқан халайиқ!
21 上主這樣說:你們應該小心,不要在安息日擔運重載,進入耶路撒冷的城門。
Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Өз җениңларға һези болуңлар! «шабат» күнидә һеч қандақ жүкни көтәрмәңлар, Йерусалимниң дәрвазилиридин һеч нәрсини епкирмәңлар;
22 不要在安息日從你們的家裏擔運重載;不要做任何工作,卻要按照我給你們祖先所吩咐的,聖化安息日。
шабат күнлиридә өйлириңлардин һеч жүкни көтирип елип чиқмаңлар, вә һеч қандақ әмгәк қилмаңлар; бәлки Мән ата-бовилириңларға буйруғинимдәк, шабат күнини Өзүмгә аталған муқәддәс бир күн дәп қараңлар.
23 他們不但不側耳傾聽,反而硬著頭頸,不願依從,不願受教。
Лекин улар һеч аңлимиған яки қулақ салмиған, бәлки аңлимаслиққа һәм тәрбийини қобул қилмаслиққа бойнини қаттиқ қилған.
24 設若你們認真聽從我──上主的斷語──在安息日,不將重擔搬進這城門,卻聖化安息日,不做任何工作;
Шундақ болидуки, силәр авазимни көңүл қоюп аңлисаңлар, — дәйду Пәрвәрдигар, — йәни шабат күнидә шәһәр дәрвазилиридин һеч жүкни елип кирмисәңлар вә һеч әмгәк қилмаслиқ арқилиқ шабат күнини Маңа пак-муқәддәс бир күн һесаплисаңлар,
25 那麼,坐在達味實座上的君王和王侯,便會乘車騎馬,與自己的公卿、猶大人和耶路撒冷的居民,從這槷的門進來;這城必永遠有人居住;
бу шәһәр дәрвазилиридин Давутниң тәхтигә олтиридиған падишалири вә әмирлири җәң һарвулириға олтирип вә атларға минип кириду; улар, уларниң әмирлири, Йәһудадикиләр вә Йерусалимда туруватқанларму кирип-чиқишиду; бу шәһәр мәңгү ават болиду.
26 人們從猶大各城、耶路撒冷四週、本雅明地、平原、山地和南方前來,帶著全燔祭。犧牲、素祭和乳香,在上主的殿裏奉獻感恩祭。
Шундақ қилсаңлар, хәлиқләр Йәһуда шәһәрлиридин, Йерусалим әтрапидики йезилардин, Биняминниң зиминидин, [ғәриптики] «Шәфәлаһ» егизлигидин, җәнуптики [тағлиқтин], Йәһудадики җәнубий баяванлардин Пәрвәрдигарниң өйигә «көйдүрмә қурбанлиқ»лар, «енақлиқ қурбанлиқлири», «ашлиқ һәдийә»ләр вә хушбуйларни тутуп, [Пәрвәрдигарға болған] рәхмәтлирини ейтишқа киридиған болиду.
27 但是,我不聖化安息日,反在安息日擔運重載,進入耶路撒冷的城門,我必在城門口放火,吞滅耶路撒冷的宮殿,決不熄滅。
Лекин силәр Маңа қулақ салмисаңлар, йәни шабат күнини Өзүмгә пак-муқәддәс һесаплимай, шабат күнидә Йерусалимниң дәрвазилиридин жүк көтирип кирсәңлар, әнди Мән дәрвазиларға бир от яқимән, у Йерусалимдики ордиларни йәветиду, уни һеч өчүрәлмәйду.