< 申命記 22 >
1 你如果看見你兄弟的牛羊迷了路,你不可不顧,應牽回交給你的兄弟。
Сән қериндишиңниң калиси я қойи езип кәткинини көрсәң, чатиқиң болмай жүрмә; қандақла болмисун, уни қериндишиңниң қешиға йәткүзүп бәр.
2 如果你的兄弟離你遠,或者你不認識他,你該牽到你家中,留在你處,直到你的兄弟來尋找,你就還給他。
Әгәрдә қериндишиң саңа йеқин олтармиса вә яки егисини тонумисаң, шу һайванни өз өйүңгә елип келип, қериндишиң уни издәп кәлгичә өзүң сақлап андин униңға тапшуруп бәргин.
3 對他的驢你應這樣做,對他的衣服也應這樣做;對你兄弟所失,而由你找到的一切物件,都應這樣做;決不可不管不顧。
Сән охшашла униң жүткән ешиги яки кийимлириниму шундақ қил; шундақла қериндишиңниң һәр қандақ жүткән нәрсисини тепивалсаң, униму шундақ қилғин; сән өзүңни бу иштин қачурмиғин.
4 你若看見你兄弟的驢牛在路上跌到了,你不可不顧,務要幫助他將驢牛扶起。
Әгәр қериндишиңниң ешиги яки калисиниң йолда жиқилип чүшкинини көрсәң, сән бу әһвалдин өзүңни қачурмиғин; қериндишиңға ярдәмлишип улиғини тартип турғузғин.
5 女人不可穿男人的服裝,男人亦不可穿女人的衣服;上主你的天主厭惡做這種事的人。
Аял киши болса әрләрниң кийимини киймисун; шуниңға охшашла әр киши аял кишиниң кийимини киймисун; чүнки кимки шундақ қилса, Пәрвәрдигар Худайиңниң алдида жиркиничлик болиду.
6 你在路上,如果發現樹上或地上有鳥窩,裏面有雛或有蛋,母鳥在伏雛或孵卵,你不可連母鳥帶幼雛一併拿去;
Әгәр сән йолда кетиветип, бир дәрәқтә яки йәрдә балилири яки тухумлири болған қушниң угисиға учрисаң, аниси тухум яки балилирини бесип ятқан болса, ана-балилирини бирақла алмиғин;
7 應讓母鳥飛去,只拿去幼雛:好使你獲得幸福,而享長壽。
һеч болмиғанда сән анисини қоюветип, балилиринила алсаң болиду; шундақ қилсаң саңа яхши болуп узун өмүр көрисән.
8 當你建築新屋時,應在屋頂上做上欄杆,免得有人由上跌下,而使流血的罪歸於你家。
Йеңи бир өй салсаң, өгүзүңгә бир тосма там ясиғин; болмиса бириси униңдин жиқилип чүшсә, өзүңгә қан төкүлүш гунайини кәлтүрүшүң мүмкин.
9 在你的葡萄園內,不可撒上兩樣種子,免得你撒種子的收穫和葡萄園的出產,都成了禁物。
Өз үзүмзарлиғиңға икки хил уруқ чачмиғин; болмиса териғиниңниң һәммиси вә үзүмзарлиқниң мәһсулатлири булғанған һесаплиниду.
Сән кала билән ешәкни биргә қошуп йәр һайдимиғин.
Жуң вә канаптин ибарәт икки хил жиптин тоқолған кийимни киймигин.
Сән йепинған тонуңниң төрт бүҗигигә пөпүк қойғин.
Әгәр бири хотун елип униңға йеқинчилиқ қилғандин кейин униңға өч болуп,
14 捏造可恥的事,敗壞她的名譽說:「我娶了這個女人,當我與她結合時,我發現她不是處女。」
Униң яман гепини қилип, униңға бәтнам чаплап, әрз қилип: «Мән бу хотунни алдим, лекин униңға йеқинчилиқ қилсам униң қиз әмәслигини билдим» десә,
15 那少女的父母應把少女的處女證,帶到城門,見本城長老。
ундақта қизниң ата-аниси қизниң паклиқ испатини елип шәһәр дәрвазисида олтарған шәһәрниң ақсақаллириға кәлтүрсун,
16 少女的父親應對長老說:「我將我的女兒嫁給這人為妻,他卻憎惡她,
андин қизниң атиси ақсақалларға сөз қилип: «Мән қизимни бу кишигә хотунлуққа бәрдим, лекин у униңға өч болуп қалди;
17 捏造可恥的事說:我發現你的女兒不是個處女。然而,請看我女兒的處女證! 」然後就將被單舖在本城的長老前。
вә мана, у униң яман гепини қилип, бәтнам чаплап әрз қилип: «Қизиңниң қиз әмәслигини билдим» дәйду. Бирақ мана қизимниң паклиқ испати!» дәп, испат рәхтни ақсақалларниң алдида йейип қойсун.
У вақитта шәһәрниң ақсақаллири ерини тутуп униңға таяқ-тәрбийә берип,
19 並罰他一百銀子,交給少女的父親,因為他壞了一個以色列處女的名譽,這少女仍是他的妻子,他一生不能休她。
Исраилдики бир пак қизниң яман гепини қилип, униңға бәтнам чаплидиң дәп, йүз шәкәл күмүч төләтсун; андин улар пулни қизниң атисиға бәрсун дәп бекитсун. Амма қиз болса шу кишиниң хотуни болуп туривериши керәк; әр пүтүн өмридә уни қоюп бәрсә болмайду.
Лекин бу сөз раст чиқип, қизниң паклиқ испати болмиса,
21 就應將少女領到她父親家門口,本城的人應用石頭砸死她,因為她在以色列中做出了可恥的事,在她父家行了邪淫:這樣你由你中間剷除了這邪惡。
қизни атисиниң өйиниң дәрвазиси алдиға апарсун вә атисиниң өйидә бузуқлуқ қилип Исраилниң ичидә шәрмәндилик қилғанлиғи үчүн униң шәһириниң адәмлири шу йәрдә уни чалма-кесәк қилип өлтүрсун. Шундақ қилғиниңларда силәр өзүңлардин рәзилликни чиқириветисиләр.
22 若發現一人與一個有夫之婦同寢,與婦人同寢的男人和那婦人,二人都應處以死刑:這樣你由以色列中剷除了這邪惡。
Әгәр бириси ери бар хотун билән зина қилип тутулуп қалса, зина қилишқан әр-хотун иккилиси өлтүрүлсун. Шундақ қилғанда Исраилниң ичидин рәзилликни чиқириветисиләр.
23 若一年輕處女已許配與人,有人在城中遇見她,而與她同寢;
Әгәр бириси шәһәрдә бирәв билән вәдилишип қойған бир қизни учритип, униң билән биллә болса,
24 你們應將他們二人領到當地城門口,用石頭砸死他們:那少女該死,因為她雖在城裏,卻沒有呼救;那男人該死,因為他強姦了人家的妻子:這樣你由你中間剷除了邪惡。
иккилисини шәһәрниң дәрвазисиға елип чиқип чалма-кесәк қилип өлтүрүңлар; қиз болса шәһәрдә туруп вақиримиғини үчүн, әр болса башқисиниң вәдиләшкән қизи билән ятқини үчүн өлтүрүлсун. Шундақ қилип, силәр өзүңлардин рәзилликни чиқириветисиләр.
25 但若有人在郊野遇見了一個許配與人的少女,強姦了她,與她同寢,只有這與她同寢的人該死,
Әгәр әр киши башқиси билән вәдиләшкән қизни далада учритип, уни тутувелип униң билән ятса, пәқәт қиз билән ятқан әр киши өлтүрүлсун.
26 對那少女,不可行刑,因為她並沒有犯死罪,因為這件事就如一個人狙擊自己的鄰人,將他殺死一樣;
Қизға болса, һеч немә қилмаңлар, чүнки қизниң өзидә өлүмгә лайиқ һеч гуна йоқ. Бу иш болса бириси хошнисиға һуҗум қилип уни өлтүрвәткәнгә охшаш иштур.
27 因為那男人在郊野裏遇見了她,縱使許配與人的少女呼救,也沒有人來救她。
Чүнки у башқисиға вәдиләшкән қизни далада тутувалғанда, қиз товлиған болсиму уни қутқузғидәк киши тепилмиған.
28 若有人遇見一個尚未許配與人的年輕處女,抓住她而與她同寢,並被人發見。
Әгәр бириси бирәр әр билән вәдиләшмигән қизни тутувелип, униң билән йетип һәр иккиси тутулса,
29 這與她同寢的人應給少女的父親五十「協刻耳」銀子外,還該娶她為妻,因為他強姦了她,一生不能休她。
қиз билән ятқан адәм қизға йеқинчилиқ қилип хар қилғини үчүн қизниң атисиға әллик шәкәл күмүч бериши керәк; андин қизни өзигә хотун қилип елиши керәк; у пүткүл өмридә уни қоюп бәрсә болмайду.
Һеч ким атисиниң хотунини алмаслиғи керәк, атисиниң йотқинини ачмаслиғи керәк.