< اَلتَّثْنِيَة 28 >
«وَإِنْ سَمِعْتَ سَمْعًا لِصَوْتِ ٱلرَّبِّ إِلَهِكَ لِتَحْرِصَ أَنْ تَعْمَلَ بِجَمِيعِ وَصَايَاهُ ٱلَّتِي أَنَا أُوصِيكَ بِهَا ٱلْيَوْمَ، يَجْعَلُكَ ٱلرَّبُّ إِلَهُكَ مُسْتَعْلِيًا عَلَى جَمِيعِ قَبَائِلِ ٱلْأَرْضِ، | ١ 1 |
Әгәр сән Пәрвәрдигар Худайиңниң сөзини аңлап, Униң мән бүгүн саңа тапшуридиған әмирлиригә әмәл қилишқа көңүл бөлсәң, Худайиң Пәрвәрдигар сени йәр йүзидики һәммә әлләрниң үстигә чоң қилиду;
وَتَأْتِي عَلَيْكَ جَمِيعُ هَذِهِ ٱلْبَرَكَاتِ وَتُدْرِكُكَ، إِذَا سَمِعْتَ لِصَوْتِ ٱلرَّبِّ إِلَهِكَ. | ٢ 2 |
Пәрвәрдигар Худайиңниң сөзини аңлисаң бу һәммә бәхит-бәрикәтләр саңа әгишип үстүңгә чүшиду: —
مُبَارَكًا تَكُونُ فِي ٱلْمَدِينَةِ، وَمُبَارَكًا تَكُونُ فِي ٱلْحَقْلِ. | ٣ 3 |
Сән шәһәрдә бәхит-бәрикәтлик болисән, сәһрадиму бәхит-бәрикәтлик болисән.
وَمُبَارَكَةً تَكُونُ ثَمَرَةُ بَطْنِكَ وَثَمَرَةُ أَرْضِكَ وَثَمَرَةُ بَهَائِمِكَ، نِتَاجُ بَقَرِكَ وَإِنَاثُ غَنَمِكَ. | ٤ 4 |
Балиятқуңниң мевиси билән йериңниң мевиси, чарпайлириңниң мевиси, йәни калаңниң нәсиллири вә қой падилириң туққини болса, бәхит-бәрикәтлик болиду.
مُبَارَكَةً تَكُونُ سَلَّتُكَ وَمِعْجَنُكَ. | ٥ 5 |
Севитиң бәхит-бәрикәтлик болиду, тәңнәңму бәхит-бәрикәтлик болиду.
مُبَارَكًا تَكُونُ فِي دُخُولِكَ، وَمُبَارَكًا تَكُونُ فِي خُرُوجِكَ. | ٦ 6 |
Сән кирсәңму бәхит-бәрикәтлик болисән, чиқсаңму бәхит-бәрикәтлик болисән.
يَجْعَلُ ٱلرَّبُّ أَعْدَاءَكَ ٱلْقَائِمِينَ عَلَيْكَ مُنْهَزِمِينَ أَمَامَكَ. فِي طَرِيقٍ وَاحِدَةٍ يَخْرُجُونَ عَلَيْكَ، وَفِي سَبْعِ طُرُقٍ يَهْرُبُونَ أَمَامَكَ. | ٧ 7 |
Саңа қарши чиққан дүшмәнлириңни Пәрвәрдигар алдиңда мәғлуп қилиду; улар бир йол билән саңа һуҗумға келип, йәттә йол билән алдиңдин қачиду.
يَأْمُرُ لَكَ ٱلرَّبُّ بِٱلْبَرَكَةِ فِي خَزَائِنِكَ وَفِي كُلِّ مَا تَمْتَدُّ إِلَيْهِ يَدُكَ، وَيُبَارِكُكَ فِي ٱلْأَرْضِ ٱلَّتِي يُعْطِيكَ ٱلرَّبُّ إِلَهُكَ. | ٨ 8 |
Сениң амбарлириңда вә қолуң билән қилидиған барлиқ ишлириңда Пәрвәрдигар үстүңгә бәхит-бәрикәт буйруйду; Пәрвәрдигар Худайиң саңа беридиған зиминда У сени бәрикәтләйду.
يُقِيمُكَ ٱلرَّبُّ لِنَفْسِهِ شَعْبًا مُقَدَّسًا كَمَا حَلَفَ لَكَ، إِذَا حَفِظْتَ وَصَايَا ٱلرَّبِّ إِلَهِكَ وَسَلَكْتَ فِي طُرُقِهِ. | ٩ 9 |
Әгәр сән Пәрвәрдигар Худайиңниң әмирлирини тутуп йоллирида маңсаң, Өзи қәсәм билән саңа вәдә қилғандәк Пәрвәрдигар сени тикләп Өзигә муқәддәс бир хәлиқ қилиду.
فَيَرَى جَمِيعُ شُعُوبِ ٱلْأَرْضِ أَنَّ ٱسْمَ ٱلرَّبِّ قَدْ سُمِّيَ عَلَيْكَ وَيَخَافُونَ مِنْكَ. | ١٠ 10 |
Шуниң билән йәр йүзидики һәммә хәлиқләр сениң Пәрвәрдигарниң нами билән аталғиниңни көрүп сәндин қорқиду.
وَيَزِيدُكَ ٱلرَّبُّ خَيْرًا فِي ثَمَرَةِ بَطْنِكَ وَثَمَرَةِ بَهَائِمِكَ وَثَمَرَةِ أَرْضِكَ عَلَى ٱلْأَرْضِ ٱلَّتِي حَلَفَ ٱلرَّبُّ لِآبَائِكَ أَنْ يُعْطِيَكَ. | ١١ 11 |
Пәрвәрдигар сени яшнитиду; саңа беришкә ата-бовилириңға қәсәм билән вәдә қилған зиминда сени өз бәдиниңниң мевиси билән чарпайлириңниң мевиси вә йериңниң мевисини мол вә бәркәтлик қилиду.
يَفْتَحُ لَكَ ٱلرَّبُّ كَنْزَهُ ٱلصَّالِحَ، ٱلسَّمَاءَ، لِيُعْطِيَ مَطَرَ أَرْضِكَ فِي حِينِهِ، وَلْيُبَارِكَ كُلَّ عَمَلِ يَدِكَ، فَتُقْرِضُ أُمَمًا كَثِيرَةً وَأَنْتَ لَا تَقْتَرِضُ. | ١٢ 12 |
Пәрвәрдигар сениң зиминиңға өз вақтида ямғур берип қоллириңниң һәммә ишлирини бәрикәтләш үчүн өз ғәзниси болған асманни саңа ачиду; өзүң һеч кимдин қәриз алмайсән, бәлки көп әлләргә қәриз берисән.
وَيَجْعَلُكَ ٱلرَّبُّ رَأْسًا لَا ذَنَبًا، وَتَكُونُ فِي ٱلِٱرْتِفَاعِ فَقَطْ وَلَا تَكُونُ فِي ٱلِٱنْحِطَاطِ، إِذَا سَمِعْتَ لِوَصَايَا ٱلرَّبِّ إِلَهِكَ ٱلَّتِي أَنَا أُوصِيكَ بِهَا ٱلْيَوْمَ، لِتَحْفَظَ وَتَعْمَلَ | ١٣ 13 |
Пәрвәрдигар сени қуйруқ әмәс, баш қилиду; сән пәқәт үсти болуп, асти болмайсән. Әгәр мән силәргә бүгүн тапилиған Пәрвәрдигар Худайиңниң әмирлиригә қулақ селип, уларни тутуп әмәл қилсаң,
وَلَا تَزِيغَ عَنْ جَمِيعِ ٱلْكَلِمَاتِ ٱلَّتِي أَنَا أُوصِيكَ بِهَا ٱلْيَوْمَ يَمِينًا أَوْ شِمَالًا، لِكَيْ تَذْهَبَ وَرَاءَ آلِهَةٍ أُخْرَى لِتَعْبُدَهَا. | ١٤ 14 |
шундақла мән бүгүн силәргә буйруған һәммә сөзләрниң һеч биридин оң яки солға чәтнәп кәтмисәң, башқа илаһларға әгишип қуллуғиға кирмисәң, шундақ болиду.
«وَلَكِنْ إِنْ لَمْ تَسْمَعْ لِصَوْتِ ٱلرَّبِّ إِلَهِكَ لِتَحْرِصَ أَنْ تَعْمَلَ بِجَمِيعِ وَصَايَاهُ وَفَرَائِضِهِ ٱلَّتِي أَنَا أُوصِيكَ بِهَا ٱلْيَوْمَ، تَأْتِي عَلَيْكَ جَمِيعُ هَذِهِ ٱللَّعَنَاتِ وَتُدْرِكُكَ: | ١٥ 15 |
Лекин шундақ болидуки, әгәр Пәрвәрдигар Худайиңниң авазиға қулақ салмай, мән бүгүн силәргә тапилиған униң барлиқ әмирлири билән бәлгүлимилирини тутмисаңлар һәм уларға әмәл қилмисаңлар, бу ләнәтләрниң һәммиси саңа әгишип үстүңгә чүшиду: —
مَلْعُونًا تَكُونُ فِي ٱلْمَدِينَةِ وَمَلْعُونًا تَكُونُ فِي ٱلْحَقْلِ. | ١٦ 16 |
Сән шәһәрдә ләнәткә қалисән, сәһрадиму ләнәткә қалисән.
مَلْعُونَةً تَكُونُ سَلَّتُكَ وَمِعْجَنُكَ. | ١٧ 17 |
Севитиң ләнәткә қалиду, тәңнәңму ләнәткә қалиду.
مَلْعُونَةً تَكُونُ ثَمَرَةُ بَطْنِكَ وَثَمَرَةُ أَرْضِكَ، نِتَاجُ بَقَرِكَ وَإِنَاثُ غَنَمِكَ. | ١٨ 18 |
Балиятқуңниң мевиси, йериңниң мевиси, калаңниң нәсиллири вә қой падилириңниң туққини ләнәткә қалиду.
مَلْعُونًا تَكُونُ فِي دُخُولِكَ، وَمَلْعُونًا تَكُونُ فِي خُرُوجِكَ. | ١٩ 19 |
Сән кирсәңму ләнәткә қалисән, чиқсаңму ләнәткә қалисән.
يُرْسِلُ ٱلرَّبُّ عَلَيْكَ ٱللَّعْنَ وَٱلِٱضْطِرَابَ وَٱلزَّجْرَ فِي كُلِّ مَا تَمْتَدُّ إِلَيْهِ يَدُكَ لِتَعْمَلَهُ، حَتَّى تَهْلِكَ وَتَفْنَى سَرِيعًا مِنْ أَجْلِ سُوْءِ أَفْعَالِكَ إِذْ تَرَكْتَنِي. | ٢٠ 20 |
Сениң Пәрвәрдигарни ташлиған рәзил қилмишлириң үчүн у сән йоқ қилинғичә, тездин һалак қилинғичә, қолуң қилған барлиқ ишлириңда сениң үстүңгә ләнәт, паракәндилик вә дәшнәм чүшүриду.
يُلْصِقُ بِكَ ٱلرَّبُّ ٱلْوَبَأَ حَتَّى يُبِيدَكَ عَنِ ٱلْأَرْضِ ٱلَّتِي أَنْتَ دَاخِلٌ إِلَيْهَا لِكَيْ تَمْتَلِكَهَا. | ٢١ 21 |
Пәрвәрдигар сән егиләшкә киридиған зиминдин сени йоқатқичә саңа ваба чаплаштуриду.
يَضْرِبُكَ ٱلرَّبُّ بِٱلسِّلِّ وَٱلْحُمَّى وَٱلْبُرَدَاءِ وَٱلِٱلْتِهَابِ وَٱلْجَفَافِ وَٱللَّفْحِ وَٱلذُّبُولِ، فَتَتَّبِعُكَ حَتَّى تُفْنِيَكَ. | ٢٢ 22 |
Пәрвәрдигар сени сил-ваба кесили, кезик кесили, яллуғлуқ кесили вә бәзгәк кесилигә гириптар қилип, қурғақчилиқ, чавириш апити вә һал апитигә муптила қилиду. Бу апәтләр сән йоқ қилинғичә сени қоғлайду.
وَتَكُونُ سَمَاؤُكَ ٱلَّتِي فَوْقَ رَأْسِكَ نُحَاسًا، وَٱلْأَرْضُ ٱلَّتِي تَحْتَكَ حَدِيدًا. | ٢٣ 23 |
Бешиңниң үстидики асман мистәк, айиғиңниң астидики йәр төмүрдәк болиду.
وَيَجْعَلُ ٱلرَّبُّ مَطَرَ أَرْضِكَ غُبَارًا، وَتُرَابًا يُنَزِّلُ عَلَيْكَ مِنَ ٱلسَّمَاءِ حَتَّى تَهْلِكَ. | ٢٤ 24 |
Пәрвәрдигар сениң зиминиңда яғидиған ямғурни топа-чаң вә қум қилиду; улар таки сән һалак болғичә асмандин үстүңгә чүшиду.
يَجْعَلُكَ ٱلرَّبُّ مُنْهَزِمًا أَمَامَ أَعْدَائِكَ. فِي طَرِيقٍ وَاحِدَةٍ تَخْرُجُ عَلَيْهِمْ، وَفِي سَبْعِ طُرُقٍ تَهْرُبُ أَمَامَهُمْ، وَتَكُونُ قَلِقًا فِي جَمِيعِ مَمَالِكِ ٱلْأَرْضِ. | ٢٥ 25 |
Пәрвәрдигар Өзи сени дүшмәнлириңниң алдида мәғлуп қилиду. Сән уларға қарши бир йол билән берип, уларниң алдидин йәттә йол билән қачисән; йәр йүзидики һәммә әлләрни дәккә-дүккигә салидиған объект болуп қалисиләр.
وَتَكُونُ جُثَّتُكَ طَعَامًا لِجَمِيعِ طُيُورِ ٱلسَّمَاءِ وَوُحُوشِ ٱلْأَرْضِ وَلَيْسَ مَنْ يُزْعِجُهَا. | ٢٦ 26 |
Өлүклириңлар асмандики барлиқ учар-қанатлар билән йәр йүзидики һайванларға йәм болиду; уларни һайдиветидиған һеч ким чиқмайду.
يَضْرِبُكَ ٱلرَّبُّ بِقُرْحَةِ مِصْرَ وَبِالْبَوَاسِيرِ وَٱلْجَرَبِ وَٱلْحِكَّةِ حَتَّى لَا تَسْتَطِيعَ ٱلشِّفَاءَ. | ٢٧ 27 |
Пәрвәрдигар сени Мисирдики сақаймас яра-чақилири, чиқан-һүррәкләр, тәмрәткә, қичишқақ билән уриду.
يَضْرِبُكَ ٱلرَّبُّ بِجُنُونٍ وَعَمًى وَحَيْرَةِ قَلْبٍ، | ٢٨ 28 |
Пәрвәрдигар сени сараңлиқ, корлуқ вә паракәндилик билән уриду.
فَتَتَلَمَّسُ فِي ٱلظُّهْرِ كَمَا يَتَلَمَّسُ ٱلْأَعْمَى فِي ٱلظَّلَامِ، وَلَا تَنْجَحُ فِي طُرُقِكَ بَلْ لَا تَكُونُ إِلَّا مَظْلُومًا مَغْصُوبًا كُلَّ ٱلْأَيَّامِ وَلَيْسَ مُخَلِّصٌ. | ٢٩ 29 |
Сән күпкүндүздә кор киши қараңғуда тәмтилигәндәк тәмтиләп жүрисән, барлиқ йоллириң ақмайду; сән күндин-күнгә пәқәт зулум билән булаңчилиққа учриғучи болисән, сени қутқузидиған һеч ким чиқмайду.
تَخْطُبُ ٱمْرَأَةً وَرَجُلٌ آخَرُ يَضْطَجِعُ مَعَهَا. تَبْنِي بَيْتًا وَلَا تَسْكُنُ فِيهِ. تَغْرِسُ كَرْمًا وَلَا تَسْتَغِلُّهُ. | ٣٠ 30 |
Сән бир хотун билән вәдиләшсәң башқа бир адәм униң билән ятиду; өйни салсаң униңда олтиралмайсән, тәк тиккән болсаң мевисини йейәлмәйсән.
يُذْبَحُ ثَوْرُكَ أَمَامَ عَيْنَيْكَ وَلَا تَأْكُلُ مِنْهُ. يُغْتَصَبُ حِمَارُكَ مِنْ أَمَامِ وَجْهِكَ وَلَا يَرْجِعُ إِلَيْكَ. تُدْفَعُ غَنَمُكَ إِلَى أَعْدَائِكَ وَلَيْسَ لَكَ مُخَلِّصٌ. | ٣١ 31 |
Калаң көзлириңниң алдида союлиду, лекин гөшидин йейәлмәйсән; қарап туруп ешигиң сәндин булап кетилиду, саңа йенип кәлмәйду. Қойлириң дүшмәнлириңниң қолиға чүшүп кетиду, уларни яндуруп келишкә ярдәмгә һеч ким чиқмайду.
يُسَلَّمُ بَنُوكَ وَبَنَاتُكَ لِشَعْبٍ آخَرَ وَعَيْنَاكَ تَنْظُرَانِ إِلَيْهِمْ طُولَ ٱلنَّهَارِ، فَتَكِلَّانِ وَلَيْسَ فِي يَدِكَ طَائِلَةٌ. | ٣٢ 32 |
Оғул билән қизлириң башқа бир әлниң қолиға чүшүп, көзлириң пүтүн күн уларға тәлмүрүш билән чарчайду; лекин қолуң уларни қутқузушқа амалсиз қалиду.
ثَمَرُ أَرْضِكَ وَكُلُّ تَعَبِكَ يَأْكُلُهُ شَعْبٌ لَا تَعْرِفُهُ، فَلَا تَكُونُ إِلَّا مَظْلُومًا وَمَسْحُوقًا كُلَّ ٱلْأَيَّامِ. | ٣٣ 33 |
Йериңниң мәһсулатлири билән әмгигиңниң барлиқ мевисини сән тонумайдиған бир әл йәп кетиду; сән барлиқ күнлириңдә езилип зулум тартисән;
وَتَكُونُ مَجْنُونًا مِنْ مَنْظَرِ عَيْنَيْكَ ٱلَّذِي تَنْظُرُ. | ٣٤ 34 |
Көзлириң көргән ишлардин сән сараң болуп кетисән.
يَضْرِبُكَ ٱلرَّبُّ بِقَرْحٍ خَبِيثٍ عَلَى ٱلرُّكْبَتَيْنِ وَعَلَى ٱلسَّاقَيْنِ، حَتَّى لَا تَسْتَطِيعَ ٱلشِّفَاءَ مِنْ أَسْفَلِ قَدَمِكَ إِلَى قِمَّةِ رَأْسِكَ. | ٣٥ 35 |
Пәрвәрдигар сени тапиниңдин чоққаңғичә, тизиң билән пачақ-путлириңғичә сақаймас дәһшәтлик яра-чақилар билән уриду.
يَذْهَبُ بِكَ ٱلرَّبُّ وَبِمَلِكِكَ ٱلَّذِي تُقِيمُهُ عَلَيْكَ إِلَى أُمَّةٍ لَمْ تَعْرِفْهَا أَنْتَ وَلَا آبَاؤُكَ، وَتَعْبُدُ هُنَاكَ آلِهَةً أُخْرَى مِنْ خَشَبٍ وَحَجَرٍ، | ٣٦ 36 |
Пәрвәрдигар сени өз үстүңгә тиклигән падишасиңға қошуп өзүң вә ата-бовилириң тонумиған бир әлгә тутуп бериду. Сән шу йәрдә туруп яғач вә таштин ясалған башқа илаһларға чоқунисән.
وَتَكُونُ دَهَشًا وَمَثَلًا وَهُزْأَةً فِي جَمِيعِ ٱلشُّعُوبِ ٱلَّذِينَ يَسُوقُكَ ٱلرَّبُّ إِلَيْهِمْ. | ٣٧ 37 |
Сән Пәрвәрдигар сени елип баридиған һәммә әлләр арисида вәһимә, сөз-чөчәк вә тапа-тәниниң объекти болуп қалисән.
بِذَارًا كَثِيرًا تُخْرِجُ إِلَى ٱلْحَقْلِ، وَقَلِيلًا تَجْمَعُ، لِأَنَّ ٱلْجَرَادَ يَأْكُلُهُ. | ٣٨ 38 |
Сән етизлиққа берип көп уруқ чачисән, лекин чекәткиләр уларни йәп кетип, униңдин аз жиғип келисән.
كُرُومًا تَغْرِسُ وَتَشْتَغِلُ، وَخَمْرًا لَا تَشْرَبُ وَلَا تَجْنِي، لِأَنَّ ٱلدُّودَ يَأْكُلُهَا. | ٣٩ 39 |
Талларни тикип пәрвиш қилсаңму, уларни қурутлар йәп кетип, нә мевисини жиғалмайсән, нә шарап ичәлмәйсән.
يَكُونُ لَكَ زَيْتُونٌ فِي جَمِيعِ تُخُومِكَ، وَبِزَيْتٍ لَا تَدَّهِنُ، لِأَنَّ زَيْتُونَكَ يَنْتَثِرُ. | ٤٠ 40 |
Зиминиңниң һәр йеридә зәйтун бағлириң болсиму, униң мейи билән бәдиниңни мәсиһләп майлалмайсән; чүнки дәрәқләрдики мевиләр пишмайла чүшүп кетиду.
بَنِينَ وَبَنَاتٍ تَلِدُ وَلَا يَكُونُونَ لَكَ، لِأَنَّهُمْ إِلَى ٱلسَّبْيِ يَذْهَبُونَ. | ٤١ 41 |
Оғул вә қиз пәрзәнт көрсәңму, лекин улар йениңда турмайду; чүнки улар сүргүн болуп кетиду.
جَمِيعُ أَشْجَارِكَ وَأَثْمَارِ أَرْضِكَ يَتَوَلَّاهُ ٱلصَّرْصَرُ. | ٤٢ 42 |
Сениң һәр бир дәриғиң билән йериңниң барлиқ мәһсулатлирини чекәткиләр өзиниң қилиду.
اَلْغَرِيبُ ٱلَّذِي فِي وَسَطِكَ يَسْتَعْلِي عَلَيْكَ مُتَصَاعِدًا، وَأَنْتَ تَنْحَطُّ مُتَنَازِلًا. | ٤٣ 43 |
Араңларда туруватқан мусапир сәндин барғансери үстүн болуп, сән барғансери төвән болуп қалисән.
هُوَ يُقْرِضُكَ وَأَنْتَ لَا تُقْرِضُهُ. هُوَ يَكُونُ رَأْسًا وَأَنْتَ تَكُونُ ذَنَبًا. | ٤٤ 44 |
У саңа қәриз бәргүчи болиду, амма сән униңға қәриз берәлмәйсән. У баш болиду, сән қуйруқ болисән.
وَتَأْتِي عَلَيْكَ جَمِيعُ هَذِهِ ٱللَّعَنَاتِ وَتَتَّبِعُكَ وَتُدْرِكُكَ حَتَّى تَهْلِكَ، لِأَنَّكَ لَمْ تَسْمَعْ لِصَوْتِ ٱلرَّبِّ إِلَهِكَ لِتَحْفَظَ وَصَايَاهُ وَفَرَائِضَهُ ٱلَّتِي أَوْصَاكَ بِهَا. | ٤٥ 45 |
Сән Пәрвәрдигар Худайиңниң авазиға қулақ салмай, У саңа тапилиған әмир вә бәлгүлимиләрни тутмиғиниң үчүн бу ләнәтләрниң һәммиси сән һалак қилинғичә сени қоғлап йетип, үстүңгә чүшиду.
فَتَكُونُ فِيكَ آيَةً وَأُعْجُوبَةً وَفِي نَسْلِكَ إِلَى ٱلْأَبَدِ. | ٤٦ 46 |
Бу ләнәтләр өзүң вә нәслиңниң үстигә мәңгүлүк чүшидиған мөҗизилик аламәт вә карамәт болуп қалиду.
مِنْ أَجْلِ أَنَّكَ لَمْ تَعْبُدِ ٱلرَّبَّ إِلَهَكَ بِفَرَحٍ وَبِطِيبَةِ قَلْبٍ لِكَثْرَةِ كُلِّ شَيْءٍ. | ٤٧ 47 |
Сән кәңричиликтә шатлиқ вә көңүл хушлуғи билән Пәрвәрдигар Худайиңниң қуллуғида болмиғачқа,
تُسْتَعْبَدُ لِأَعْدَائِكَ ٱلَّذِينَ يُرْسِلُهُمُ ٱلرَّبُّ عَلَيْكَ فِي جُوعٍ وَعَطَشٍ وَعُرْيٍ وَعَوَزِ كُلِّ شَيْءٍ. فَيَجْعَلُ نِيرَ حَدِيدٍ عَلَى عُنُقِكَ حَتَّى يُهْلِكَكَ. | ٤٨ 48 |
буниң орниға сән ачлиқ вә уссузлуқ, ялаңачлиқ вә һәр нәрсиниң кәмчилигидә болуп Пәрвәрдигар саңа қарши әвәтидиған дүшмәнлириңниң қуллуғида болуп қалисән; У сени һалак қилғичә бойнуңға төмүр боюнтуруқни салиду.
يَجْلِبُ ٱلرَّبُّ عَلَيْكَ أُمَّةً مِنْ بَعِيدٍ، مِنْ أَقْصَاءِ ٱلْأَرْضِ كَمَا يَطِيرُ ٱلنَّسْرُ، أُمَّةً لَا تَفْهَمُ لِسَانَهَا، | ٤٩ 49 |
Пәрвәрдигар жирақтин, йәни йәр йүзиниң четидин сән тилини билмәйдиған, бүркүттәк шуңғуп келидиған бир әлни саңа қарши әвәтиду.
أُمَّةً جَافِيَةَ ٱلْوَجْهِ لَا تَهَابُ ٱلشَّيْخَ وَلَا تَحِنُّ إِلَى ٱلْوَلَدِ، | ٥٠ 50 |
У әлпази әшәддий, қериларға йүз-хатирә қилмайдиған вә яшларға меһир көрсәтмәйдиған бир әл болиду.
فَتَأْكُلُ ثَمَرَةَ بَهَائِمِكَ وَثَمَرَةَ أَرْضِكَ حَتَّى تَهْلِكَ، وَلَا تُبْقِي لَكَ قَمْحًا وَلَا خَمْرًا وَلَا زَيْتًا، وَلَا نِتَاجَ بَقَرِكَ وَلَا إِنَاثَ غَنَمِكَ، حَتَّى تُفْنِيَكَ. | ٥١ 51 |
У сән һалак болғичә, чарвилириңниң нәсли билән йериңниң мәһсулатлирини йәп кетиду; чүнки у сени йоқитип болмиғичә саңа нә ашлиқ, нә йеңи шарап, нә зәйтун мейи, нә калаңниң мозайлири нә қой падилириңниң қозилиридин бир немини қоймайду.
وَتُحَاصِرُكَ فِي جَمِيعِ أَبْوَابِكَ حَتَّى تَهْبِطَ أَسْوَارُكَ ٱلشَّامِخَةُ ٱلْحَصِينَةُ ٱلَّتِي أَنْتَ تَثِقُ بِهَا فِي كُلِّ أَرْضِكَ. تُحَاصِرُكَ فِي جَمِيعِ أَبْوَابِكَ، فِي كُلِّ أَرْضِكَ ٱلَّتِي يُعْطِيكَ ٱلرَّبُّ إِلَهُكَ. | ٥٢ 52 |
Сән таянған пүткүл зиминиңдики һәммә егиз, мәһкәм сепиллириң өрүлүп чүшкичә, у пүткүл зиминиңдики барлиқ дәрвазилириң алдиға келип, сени қоршивалиду; у Пәрвәрдигар Худайиң саңа бәргән зиминиңниң һәр йеридики һәммә дәрвазилириң алдиға келип, сени қоршивалиду.
فَتَأْكُلُ ثَمَرَةَ بَطْنِكَ، لَحْمَ بَنِيكَ وَبَنَاتِكَ ٱلَّذِينَ أَعْطَاكَ ٱلرَّبُّ إِلَهُكَ فِي ٱلْحِصَارِ وَٱلضِّيقَةِ ٱلَّتِي يُضَايِقُكَ بِهَا عَدُوُّكَ. | ٥٣ 53 |
Шу вақитта дүшмәнлириңниң қистап келишлири билән болған қамал-қистаңниң азап-оқубәтлири ичидә, Пәрвәрдигар Худайиң саңа ата қилған, өз тениңниң мевиси болған оғуллириңниң гөшини вә қизлириңниң гөшини йәйсән.
ٱلرَّجُلُ ٱلْمُتَنَعِّمُ فِيكَ وَٱلْمُتَرَفِّهُ جِدًّا، تَبْخُلُ عَيْنُهُ عَلَى أَخِيهِ وَٱمْرَأَةِ حِضْنِهِ وَبَقِيَّةِ أَوْلَادِهِ ٱلَّذِينَ يُبْقِيهِمْ، | ٥٤ 54 |
Вә шундақ болидуки, араңлардики назук, интайин силиқ-сипайә бир адәм қериндиши, қучиғидики аяли, шундақла техи тирик балилиридин қизғинип, уларға яман көзи билән қарайду;
بِأَنْ يُعْطِيَ أَحَدَهُمْ مِنْ لَحْمِ بَنِيهِ ٱلَّذِي يَأْكُلُهُ، لِأَنَّهُ لَمْ يُبْقَ لَهُ شَيْءٌ فِي ٱلْحِصَارِ وَٱلضِّيقَةِ ٱلَّتِي يُضَايِقُكَ بِهَا عَدُوُّكَ فِي جَمِيعِ أَبْوَابِكَ. | ٥٥ 55 |
шуңа, дүшмәнлириңниң қамал-искәнҗисидә сән өз дәрвазилириң ичидә қийналғиниңда һеч немә қалмиғанлиғи үчүн, у өзи йәватқан балилириниң гөшидин уларниң һеч қайсисиға азрақму бәрмәйду.
وَٱلْمَرْأَةُ ٱلْمُتَنَعِّمَةُ فِيكَ وَٱلْمُتَرَفِّهَةُ ٱلَّتِي لَمْ تُجَرِّبْ أَنْ تَضَعَ أَسْفَلَ قَدَمِهَا عَلَى ٱلْأَرْضِ لِلتَّنَعُّمِ وَٱلتَّرَفُّهِ، تَبْخَلُ عَيْنُهَا عَلَى رَجُلِ حِضْنِهَا وَعَلَى ٱبْنِهَا وَبِنْتِهَا | ٥٦ 56 |
Араңлардики әслидә назук вә силиқ-сипайә болған, силиқ-сипайилиги вә назуклуғидин пути билән йәргә дәссәшниму халимайдиған аял қучиғидики ери, оғул-қиз пәрзәнтлиридин қизғинип, уларға яман көзи билән қарайду; чүнки дүшмәнлириңниң қамал-искәнҗиси билән сән өз дәрвазилириң ичидә қийналғиниңда һеч нәрсә қалмиғачқа, у өз пути арилиғидин чиққан бала һәмраһи билән өзи туққан балилирини йошурунчә йәйду.
بِمَشِيمَتِهَا ٱلْخَارِجَةِ مِنْ بَيْنِ رِجْلَيْهَا وَبِأَوْلَادِهَا ٱلَّذِينَ تَلِدُهُمْ، لِأَنَّهَا تَأْكُلُهُمْ سِرًّا فِي عَوَزِ كُلِّ شَيْءٍ، فِي ٱلْحِصَارِ وَٱلضِّيقَةِ ٱلَّتِي يُضَايِقُكَ بِهَا عَدُوُّكَ فِي أَبْوَابِكَ. | ٥٧ 57 |
إِنْ لَمْ تَحْرِصْ لِتَعْمَلَ بِجَمِيعِ كَلِمَاتِ هَذَا ٱلنَّامُوسِ ٱلْمَكْتُوبَةِ فِي هَذَا ٱلسِّفْرِ، لِتَهَابَ هَذَا ٱلِٱسْمَ ٱلْجَلِيلَ ٱلْمَرْهُوبَ، ٱلرَّبَّ إِلَهَكَ، | ٥٨ 58 |
Сән бу китапта пүтүлгән бу қанунниң барлиқ сөзлиригә әмәл қилишқа көңүл бөлмисәң, Пәрвәрдигар Худайиңниң улуқ вә һәйвәтлик намидин қорқмисаң,
يَجْعَلُ ٱلرَّبُّ ضَرَبَاتِكَ وَضَرَبَاتِ نَسْلِكَ عَجِيبَةً. ضَرَبَاتٍ عَظِيمَةً رَاسِخَةً، وَأَمْرَاضًا رَدِيَّةً ثَابِتَةً. | ٥٩ 59 |
Пәрвәрдигар сениң үстүңгә чүшүридиған вабалар һәм нәслиңниң үстигә чүшүридиған вабаларни әҗайип қилиду; У дәһшәтлик, узаққа созулидиған вабаларни вә еғир, узаққа созулидиған кесәлләрни үстүңгә вә нәслиңгә чүшүриду;
وَيَرُدُّ عَلَيْكَ جَمِيعَ أَدْوَاءِ مِصْرَ ٱلَّتِي فَزِعْتَ مِنْهَا، فَتَلْتَصِقُ بِكَ. | ٦٠ 60 |
Пәрвәрдигар сән қорқидиған, Мисирдики барлиқ кесәлләрни үстүңгә чүшүрүп, саңа чаплаштуриду.
أَيْضًا كُلُّ مَرَضٍ وَكُلُّ ضَرْبَةٍ لَمْ تُكْتَبْ فِي سِفْرِ ٱلنَّامُوسِ هَذَا، يُسَلِّطُهُ ٱلرَّبُّ عَلَيْكَ حَتَّى تَهْلِكَ. | ٦١ 61 |
Шуниңдәк бу қануний китапта пүтүлмигән һәммә кесәл вә һәммә вабаниму Пәрвәрдигар таки сән һалак болғичә үстүңгә чүшүриду.
فَتَبْقَوْنَ نَفَرًا قَلِيلًا عِوَضَ مَا كُنْتُمْ كَنُجُومِ ٱلسَّمَاءِ فِي ٱلْكَثْرَةِ، لِأَنَّكَ لَمْ تَسْمَعْ لِصَوْتِ ٱلرَّبِّ إِلَهِكَ. | ٦٢ 62 |
Шуниң билән әслидә асмандики юлтузлардәк нурғун болсаңларму, әндиликтә аз бир түркүм кишиләр болуп қалисиләр; чүнки силәр Пәрвәрдигар Худайиңларниң авазиға қулақ салмидиңлар.
وَكَمَا فَرِحَ ٱلرَّبُّ لَكُمْ لِيُحْسِنَ إِلَيْكُمْ وَيُكَثِّرَكُمْ، كَذَلِكَ يَفْرَحُ ٱلرَّبُّ لَكُمْ لِيُفْنِيَكُمْ وَيُهْلِكَكُمْ، فَتُسْتَأْصَلُونَ مِنَ ٱلْأَرْضِ ٱلَّتِي أَنْتَ دَاخِلٌ إِلَيْهَا لِتَمْتَلِكَهَا. | ٦٣ 63 |
Вә шундақ болидуки, Пәрвәрдигар илгири силәргә яхшилиқ қилип, силәрни авутқинидин сөйүнгәндәк, У әнди силәрни йоқитип һалак қилидиғинидин сөйүниду; шуниң билән силәр егиләшкә киридиған зиминдин жулуп ташлинисиләр.
وَيُبَدِّدُكَ ٱلرَّبُّ فِي جَمِيعِ ٱلشُّعُوبِ مِنْ أَقْصَاءِ ٱلْأَرْضِ إِلَى أَقْصَائِهَا، وَتَعْبُدُ هُنَاكَ آلِهَةً أُخْرَى لَمْ تَعْرِفْهَا أَنْتَ وَلَا آبَاؤُكَ، مِنْ خَشَبٍ وَحَجَرٍ. | ٦٤ 64 |
Пәрвәрдигар силәрни йәр йүзиниң бу четидин у четигичә болған һәммә әлләрниң арисиға тарқитиду; силәр өзүңлар яки ата-бовилириңлар тонумиған яғач билән таштин ясалған илаһларниң қуллуғида болисиләр;
وَفِي تِلْكَ ٱلْأُمَمِ لَا تَطْمَئِنُّ وَلَا يَكُونُ قَرَارٌ لِقَدَمِكَ، بَلْ يُعْطِيكَ ٱلرَّبُّ هُنَاكَ قَلْبًا مُرْتَجِفًا وَكَلَالَ ٱلْعَيْنَيْنِ وَذُبُولَ ٱلنَّفْسِ. | ٦٥ 65 |
Силәр у әлләрниң арисида нә арам тапалмайсиләр, нә тапиниңлар тирәп турғидәк һеч мәзмут җай болмайду; Пәрвәрдигар бәлки шу йәрдә силәрниң көңлүңларни ғувалаштуруп титритип, көзүңларни қараңғулаштуруп җениңларни солаштуриду.
وَتَكُونُ حَيَاتُكَ مُعَلَّقَةً قُدَّامَكَ، وَتَرْتَعِبُ لَيْلًا وَنَهَارًا وَلَا تَأْمَنُ عَلَى حَيَاتِكَ. | ٦٦ 66 |
Силәр қарап туруп җениңлар қилда есиқлиқтәк туриду; силәр кечә-күндүз дәккә-дүккидә болуп җенимдин айрилип қалармәнму? — дәп қорқисиләр;
فِي ٱلصَّبَاحِ تَقُولُ: يَا لَيْتَهُ ٱلْمَسَاءُ، وَفِي ٱلْمَسَاءِ تَقُولُ: يَا لَيْتَهُ ٱلصَّبَاحُ، مِنِ ٱرْتِعَابِ قَلْبِكَ ٱلَّذِي تَرْتَعِبُ، وَمِنْ مَنْظَرِ عَيْنَيْكَ ٱلَّذِي تَنْظُرُ. | ٦٧ 67 |
көңлүңни басқан вәһимә вә паракәндичилик вә көзлириң көргән көрүнүшләр түпәйлидин әтигини: «Кашки кәч болсиди!», кәчтә болса: «Кашки әтигән болсиди!» дәйсән.
وَيَرُدُّكَ ٱلرَّبُّ إِلَى مِصْرَ فِي سُفُنٍ فِي ٱلطَّرِيقِ ٱلَّتِي قُلْتُ لَكَ لَا تَعُدْ تَرَاهَا، فَتُبَاعُونَ هُنَاكَ لِأَعْدَائِكَ عَبِيدًا وَإِمَاءً، وَلَيْسَ مَنْ يَشْتَرِي». | ٦٨ 68 |
Пәрвәрдигар силәргә вәдә қилип: «Силәр бу йолни иккинчи йәнә көрмәйсиләр» дегән шу йол билән силәрни кемигә чүшүрүп Мисирға яндуриду. Силәр шу йәрдә дүшмәнлириңларға қул-дедәк болушқа өзүңларни сатисиләр, лекин силәрни алғили адәм чиқмайду.